• Бизниң сөһбәт
  • 13 Желтоқсан, 2018

Профессор Мәсимҗан ВЕЛӘМОВ: «Озуқ-түлүк бехәтәрлиги – миллий бехәтәрликниң асаси»

Мәлумки, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң «Қазақстанлиқларниң паравәнлигиниң өсүши: тапавәтниң вә турмуш сүпитиниң яхшилиниши» Мәктүбидә елимиздики озуқ-түлүк бехәтәрлигигә алаһидә әһмийәт берилгән. Әлвәттә, бу муһим мәсилә һәммимизни ойландуридиғанлиғи ениқ. Һазир бу саһада қелиплашқан әһвални билиш мәхситидә Қазақстандики йетәкчи мутәхәссисләрниң бири, “Биотехнология, сүпәт вә таам бехәтәрлиги” лабораториясиниң рәһбири, биология пәнлириниң доктори, Россия Федерацияси озуқ-түлүк бехәтәрлиги миллий академиясиниң академиги, профессор Мәсимҗан ВЕЛӘМОВҚА мураҗиәт қилған едуқ. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» – Мәсимҗан ака, Президент Мәктүбидә озуқ-түлүк бехәтәрлигини тәминләш мәсилисини муһим мәсилиләр қатариға қойди. Умумән, озуқ-түлүк бехәтәрлиги дегинимиз немә? – Мәлумки, дунияда аһали сани өскәнсири хәлиқни озуқ-түлүк билән тәминләш мәсилиси җиддийлашмақта. Һазир алимларниң һесаплишичә, 2050-жилғичә дунияда адәм сани 9,5 миллиардқа йетиду, дегән тәхмин бар. Шу сәвәптин озуқ-түлүк тапчиллиғи вә униң алдини елиш мәсилиси тәшвиш туғдурмақта. Биз билимизки, бүгүнки таңда озуқ-түлүк тапчиллиғини, һәтта ачарчилиқ зәрдавини тартиватқан әлләр көп. БМТ мәлуматлириға асаслансақ, ачарчилиқ зәрдавини тартиватқанлар сани 925 миллионға йәткән. Бу дуния аһалисиниң 14 пайизини тәшкил қилиду. 30дин ошуқ дөләттә озуқ-түлүк тапчиллиғи җиддий туриду. Демәк, озуқ-түлүк мәһсулатлириға болған еһтияҗ өсмәктә. Йәнә биртәрәптин, бу йәрдә хәлиқни сүпәтлик озуқ-түлүк билән тәминләшму муһим. Чүнки сүпәтсиз мәһсулат инсан саламәтлигиниң начарлишишиға елип келиду. Сағлам аһалиси болмиған дөләтниң ихтисадий тәрәққияти вә келәчигиму болмайду. Шуңлашқа озуқ-түлүк бехәтәрлиги – миллий бехәтәрликниң асаси. Шундақла у ихтисадий бехәтәрликниң аҗримас бир қисми. Уни тәминләш хәлиқ саламәтлиги вә демографиясиниң өсүшигә беваситә тәсир қилиду. Шуңлашқа уни комплекслиқ мәсилә сүпитидә қараштурушимиз лазим. Сәвәви, у хәлиқни иҗтимаий җәһәттин һимайә қилиш билән чәмбәрчас бағлиқ. Жуқурида ейтқинимдәк, озуқ-түлүк мәһсулатлириға жилдин-жилға еһтияҗ өсмәктә. Йәни, ихтисадий турғидин қариғанда, йеқин келәчәктә нефть-газ яки башқа мәһсулатларни әмәс, бәлки озуқ-түлүк мәһсулатлирини экспорт қилидиған дөләтләр дуниядики ихтисадий сәясәтни бәлгүләйдиған болиду. Һазирниң өзидә мошуни чүшәнгән чоң дөләтләр җиддий қарарларни қобул қиливатиду. Бир сөз билән ейтқанда, озуқ-түлүк бехәтәрлиги дегинимиз, хәлиқни сүпәтлик озуқ-түлүк мәһсулати билән тәминләш. Шуңлашқа Президент бу мәсилигә дайим алаһидә көңүл бөлгән һәм буни һәл қилиш бойичә алдимизға ениқ вәзипиләрни қойди. – Әйнә шу вәзипиләр һәққидә тохтилип өтсиңиз? – Тәкитләш лазимки, Президент «Қазақстан-2050 стратегияси – қелиплашқан дөләтниң йеңи сәясий йөнилиши» намлиқ Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә ХХІ әсирдики дуниядики он ховуп-хәтәрни қәйт қилған еди. Әйнә шуларниң ичидә озуқ-түлүк бехәтәрлигигә келидиған хәтәрләргә кәң тохталди. Қазақстан Җумһурийитиниң «Агросанаәт комплексини вә йезилиқ территорияләрни тәрәққий әткүзүшни дөләт тәрипидин рәтләш тоғрилиқ» қанунида озуқ-түлүк бехәтәрлигини тәминләшниң асасий йөнилишлири көрситилди. Улар – аһалиниң озуқ-түлүк мәһсулатлириға қолйетимлиги, озуқ-түлүк мәһсулатлириға ихтисадий қолйетимлиги, озуқ-түлүк мәһсулатлири санаитиниң бехәтәрлиги. Униңдин ташқири, ички озуқ-түлүк базирини күчәйтиш үчүн йеза егилиги санаитини вә уларни чоңқур қайта ишләш үчүн шараит яритиш, озуқ-түлүк мәһсулатлириға болған еһтияҗни вә тәвсийә қилиниватқан мәһсулатни һесаплаш, таамларниң бехәтәрлигини тәминләш мәсилилирини өз ичигә алиду. Бу йәрдә йәнә, биринчидин, озуқ-түлүк бехәтәрлиги пәқәт дөләт үчүнла әмәс, шундақла дөләтниң һәрбир граждини үчүн әһмийәтлик . Иккинчидин, бу хәлиқни озуқ-түлүк билән тәминләш биләнла чәкләнмәйду. Униң ичигә озуқ-түлүкниң стратегиялик резервини қуруш, йеза егилиги санаитиниң тәрәққияти, озуқ-түлүк хам әшиялирини қайта ишләш, тәйяр мәһсулатни өз вақтида йәткүзүш, фитосанитариялик вә ветеринарлиқ қаидилирини тәминләш кириду. Мошу мәхсәттә елимиздә бирнәччә қанунлар вә программилар қобул қилинди. Бизниң мәхситимиз экспортқа хам әшия әмәс, заманивий технологияләр билән қайта ишләнгән, дуниявий риқабәткә қабил мәһсулат чиқириш. Қазақстан аграрлиқ дөләт болуп һесаплиниду. Статистика мәлуматлири бойичә, хәлиқниң 47 пайизи йезиларда яшайду. Биздә сүпәтлик озуқ-түлүк мәһсулатлирини йетиштүрүшкә барлиқ шараитлар бар. Таза су, мүнбәтлик йәр, илгиридинла қелиплашқан тәҗрибә, яйлақлар бар. Униңдин ташқири регионларниң тәбиий шараитиға мувапиқ, йеза егилиги билән шуғуллинишқа болиду. Мәсилән, шималий регионларда сүпәтлик буғдай өстүрүш, җәнупта болса, йәл-йемиш, көктатларни өстүрүш әқилгә мувапиқ. Қошумчә қилсам, қазақстанлиқ уйғурлар асасән Алмута вилайитидә яшайду. Бу регионниң тәбиити алма-өрүк, тәрхәмәк, помидор, лаза өстүрүшкә қолайлиқ. Хәлқимизниң нәқ мошу мәһсулатларни өстүрүштә илгиридинла тәҗрибиси вә қелиплашқан әнъәнилири моҗут. Әндики новәттә шу тәҗрибиләрни вә әнъәниләрни заманивий технологияләргә маслаштуруп пайдилиниш тәләп қилиниду. Заманивий технологияләр пәқәт техникила әмәс, шундақла суғириш, оғутлаш, жиғиш вә сақлаш. Мошуни тоғра пайдилансақ, риқабәткә қабил мәһсулат чиқиришқа болиду. – Һазир елимиздә шундақ мәһсулатларни чиқириватқан карханилар барму? – Дунияда озуқ-түлүк бехәтәрлигини ениқлайдиған ІСО-22000 хәлиқара стандарти моҗут. Бу стандартқа мувапиқ болуш үчүн ишләпчиқиришниң толуқ цикли болуши шәрт. Мәсилән, колбаса ишләпчиқиришни алайли. Униң үчүн һаҗәт малниң экологиялик таза җайда өстүрүлүши, таза йәм-чөп билән озуқлиниши, гөшниң стандартларға мувапиқ йәткүзүлүши вә сақлиниши, заманивий технологияләргә мувапиқ қайта ишлиниши һаҗәт. Әгәр мошу циклдики бир шәрт орунланмиса, ундақ мәһсулатқа хәлиқара ІСО-22000 стандарти берилмәйду. Демәк, бу мәһсулатни экспортқа, болупму Европа дөләтлиригә чиқириш әсла мүмкин әмәс. Һазир елимиздә мошу стандартқа мувапиқ ишләватқан карханилар бар. Улар «Ақсай-нан», «Беккер» заводлири, «Рахат» қәндәләт фабрикиси. Шәхсән өзәм иш бабида чәт әлләргә пат-пат баримән. Мәсилән, «Рахат» конфетлири Германиядә наһайити аммибап. «Ақсай-нан» мәһсулатлири болса Россиядә, Белоруссиядә көп. Һазир биз мошу йөнилиштә тәтқиқат ишлирини жүргүзүватимиз. — Шу тәтқиқатлириңиз һәққидиму ейтип өтсиңиз? — Мәлумки, озуқ-түлүк мәһсулатини чиқирип қоюшла муһим әмәс. Униң адәм организмиға кәлтүридиған пайдиси әһмийәтлик. Мәсилән, Япониядә илгиридинла таамниң функционаллиқ әһмийитини биринчи орунға қойған. Бу тамақта белоклар вә витаминларниң йетәрлик дәриҗидә болуши дегәнликни билдүриду. Адәм организми, энергияси үчүн тамақ пайдилиқ болуши шәрт. Қошумчә қилсам, уйғурларниң миллий таамлири мошу шәртләргә мувапиқ келиду. Миллий таамлиримизда гөш (белоклар), көктатлар (витаминлар) көп. Шундақла пәсилләргә қарап тәйярлинидиған таамларму бар. Мәсилән, әтиязда көк чөшүриси, күздә кава манта йәймиз. Әпсус, айрим сәвәпләргә бола, миллий таамлиримизниң намлири өзгә тилларда йезилип келиватиду. Биз, ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңиши, ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумовниң тапшурмиси бойичә мошу ишни давамлаштуруп келиватимиз. Келәчәктә буни һәл қилиш мәхситимиз бар. Әнди беваситә илмий тәтқиқат ишлиримға кәлсәк, һазир шәһәрләрдә, болупму Алмута охшаш чоң шәһәрләрдә экологиялик әһвал җиддий туруватиду. Машинилардин чиқиватқан зиянлиқ қалдуқлар экологиягә сәлбий тәсир қилиду. Шу сәвәптин зиянлиқ маддилар биз нәпәс алғанда, тамақ йегәндә организмға кирип кетиши еһтимал. Уни организмдин чиқириш муһим. Биз ишләп чиққан пектин, инулин организмдики зиянлиқ маддиларни өзигә сиңдүрүвалиду вә организмдин чиқишини тезлитиду. Һазир пектин вә инулинни озуқ-түлүк мәһсулатлириға қошуш үстидә ишләватимиз. Йәни нанниң, сүт мәһсулатлириниң тәркивидә шу маддилар болиду. Бүгүн уларға хәлиқара патент елишни мәхсәт қиливатимиз. – Мана йеқиндила иҗтимаий торларда Хитайда чиқирилған сүнъий гөш, тухум, һәтта капуста тоғрилиқ видео тарап кәтти. Әйнә шу мәһсулатларни һәқиқәтән шундақ чиқиришқа боламду? — Һазир заманивий технологияләр наһайити тез тәрәққий етиватиду. Һәқиқәтәнму шундақ сүнъий озуқ-түлүк мәһсулатлирини чиқиридиған заманивий технологияләрму моҗут. Ундақ ишләпчиқириш орунлири Хитайдила әмәс, Европа әллиридиму бар. Мәсилән, Германиядә сүнъий гөш чиқиридиған чоң завод ишләватиду. Гөш асасән соядин, һәтта айрим микроблардин чиқирилиду. Мошу йәрдә «бу гөшни ким йәйду?» дегән соал туғулуши тәбиий. Бу гөш асасән йеңидин тәрәққий етиватқан, ачарчилиқ зәрдавини тартиватқан дөләтләргә әвәтилиду. Алаһидә тәкитләш лазимки, гөш қачиланғанда, униң сиртиға бу мәһсулатниң немидин ишләп чиқирилғанлиғи ениқ йезилиду. Демәк, гөшни истимал қилиш яки қилмаслиқ һәрбир адәмниң өзигә бағлиқ. Йәни, таллавелиш һоқуқи дайим бар. Йәнә бир қетим тәкитләймән, бу Европа әллиридики әһвал. Әнди Хитайда чиқирилған мәһсулатларда озуқ-түлүк тоғрилиқ толуқ мәлумат бар екәнлигигә ишиниш тәс. Улар пәқәт контрбандилиқ йоллар билән киргүзүлүши еһтимал. Чүнки дөләт органлири бу мәсилини қаттиқ назарәт қилиду. Шуңлашқа һәрқандақ чәт әлдин кәлтүрүлгән таамни елиштин илгири униң тәркиви тоғрилиқ мәлумат билән тонушуп чиққан тоғра. Қанун бойичә, һазир Қазақстанға кәлтүрүлгән һәрқандақ мәһсулатниң сертификати болуши шәрт һәм мәһсулат тоғрилиқ толуқ мәлумат қазақ вә рус тиллирида йезилиши лазим. Мошуниңға алаһидә диққәт бөлгән дурус. Униңдин ташқири һазир генлири өзгәртилгән организмлар қошулған мәһсулатлар (ГМО) көпәймәктә. ГМО дегинимиз, бирәр өсүмлүкниң генлирини өзгәртиш арқилиқ униң һосулдарлиғини, соққа яки иссиққа чидамлиғини ашуруштур. Бу мәһсулатлар толуқ тәтқиқ қилинип болмиди. Йәни келәчәктә бу мәһсулатни истимал қилғанларниң саламәтлиги қандақ болидиғанлиғини һечким ейтип берәлмәйду. Пайдисидин көрә зийини көп болидиғини ениқ. Униң пәқәт ихтисадий турғудин пайдиси көп. Йәни, аз чиқим чиқирип, көп пайда елиш. Алимларниң тәкитлишичә, инсан организми үчүн өзи яшаватқан җайда чиқирилған мәһсулатла пайдилиқ. Чүнки адәм организми шу озуқ-түлүккә үгәнгән. Уйғурчә ейтқанда, «қениға сиңип» кәткән. Башқа җайлардин кәлгән мәһсулатни организм қобул қилмиши мүмкин. Мошуниму әстә сақлиған дурус. Һазир Қазақстан аһалисиниң сани он сәккиз миллионға йәтти. Мошу хәлиқни озуқ-түлүк билән тәминләш үчүн биздә барлиқ шараит бар. Жуқурида ейтқинимдәк су, мунбәтлик йәр, яйлақлар, адәм ресурслири, территория йетәрлик. Өзимизнила тәминләп қоймай, шундақла чәт әлләргә мәһсулат чиқиридиған йетәкчи дөләт болуш ихтидаримизму бар. Әндики новәттә пәқәт ишләш лазим. — Сөһбитиңизгә рәхмәт.

458 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы