• Асасий мақалилар
  • 27 Наурыз, 2019

Қазақстан хәлқигә қәсәмяд қилди

Парламент палатилириниң бирләшкән мәҗлисидә Конституциялик кеңәш әзалириниң, Алий сот судьялириниң, Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасыниң, Һөкүмәт әзалириниң қатнишида Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә қәсәмяд қилди. Конституциялик кеңәш рәиси Қайрат Мәминиң мәрасимни ечип әслитип өтүшичә, мустәқил Қазақстанниң асасини салғучи Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев өзиниң конституциялик һоқуқини әмәлгә ашуруп вә тарихий вәзиписини толуқ орунлап, Дөләт рәһбири вакалитини ихтиярий тохтатти. Конституциягә мувапиқ Президент лавазими қалған қәрәлгә Парламент Сенатиниң рәиси Қасым-Жомарт Тоқаевқа өтиду, у қәсәмяд қилған пәйттин тартип лавазимиға киришиду. Йеңи Президент бу хилдики муһим мәрасимда көздә тутулғандәк, қолини мәмликәт Конституциясигә қоюп қәсәмяд қилди. – Қазақстан хәлқигә садиқ хизмәт қилишқа, Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясигә вә қанунлириға қәтъий әмәл қилишқа, гражданларниң һоқуқлири билән әркинлигини капаләтләндүрүшкә, өзигә жүкләнгән Қазақстан Җумһурийити Президентиниң жуқури вәзипилирини вижданлиқ орунлашқа тәңтәнилик қәсәмяд қилимән, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Андин кейин Қазақстан Җумһурийити Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси Берик Имашев вакалитигә рәсмий киришкән Дөләт рәһбиригә гуванамә, мәйдигә тақайдиған бәлгү вә Қазақстан Җумһурийити Президентиниң штандартини, шундақла “Алтын Қыран” орденини тапшурди. Қасым-Жомарт Тоқаев Дөләт рәһбири сүпитидә мәрасимға қатнашқучилар алдида биринчи нутқи билән сөзгә чиқип, Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң мустәқил Қазақстанниң шәкиллинишидики вә гүллинишидики хизмитини алаһидә тәкитлиди. – 19-мартта пүткүл дуния тарихий вақиәниң шаһиди болди. Қазақ дөләтчилигиниң атиси – асасини салғучи, улуқ шәхс, Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Нурсултан Әбишоғли Назарбаев Дөләт рәһбири вакалитини ихтиярий сақит қилди. Елбасыниң мундақ қәтъий қарари униң аләмшумул дәриҗидә вә тарихий миқиясқа тонулған сәясий әрбап сүпитидә улуғварлиғиниң ярқин испати болди. Мундақ қарар елимизниң келәчигигә болған әң жуқури һәқиқий ғәмхорлуқтин пәйда болди, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан Җумһурийитиниң барлиқ утуқ- муваппәқийәтлириниң вә һәммидин авал мустәқиллигиниң мурәккәп геосәясий шараитта Кеңәш Иттипақиниң харабилиқлирида йеңи дөләтни қурған вә уни башқурған, йеңи дөләт институтлирини тәсис қилған Тунҗа Президент түпәйли қолиға кәлтүрүлгәнлигини тәкитлиди. Елбасы нурғунлиған шүбһилик тәхминләргә қаримай, мәмликәтни һазир умумий етирап қилинған утуқларға елип кәлди. Қасым-Жомарт Тоқаев Елбасыниң рәһбәрлигидә узун жиллар ишлигән адәм сүпитидә Тунҗа Президентниң пүткүл паалийитини алийҗанап вәзипини орунлашқа – қазақстанлиқларниң паравәнлигини ашурушқа сәрип қилғанлиғини ишәшлик билдүрди. Тунҗа Президент рәһбәрлигидә қолға кәлтүрүлгән йәнә бир муһим әһмийәткә егә утуқ шуниңдин ибарәтки, бизниң дөлитимиз уйғунлуқ, разимәнлик, барлиқ хәлиқләр вә диний конфессияләр оттурисидики төзүмлүк территориясигә айланди. Дөләт рәһбириниң билдүрүшичә, территорияси бойичә дунияда тоққузинчи орунда туридиған мәмликәттики мустәһкәм течлиқ вә миллий бирлик хәлиқара турақлиқ һәм бехәтәрликни тәминләшниң муһим амили болуп һесаплиниду. – Мустәқилликниң дәсләпки жиллиридила надир институт – Қазақстан хәлқи Ассамблеяси қурулди. Дуниявий динлар, тиллар, мәдәнийәтләр вә әнъәниләр қийилишидики тарихий бирлишиш Қазақстанда течлиқ вә разимәнлик сәясий мәдәнийәтниң аҗралмас қисмиға айланған җәмийәтни шәкилләндүрди. Елбасы ишләп чиққан течлиқ вә җәмийәтлик разимәнлик үлгиси җәмийәтниң уйғун тәрәққий етиш үлгиси сүпитидә дунияда етирап қилинди, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. Президент шундақла Мәңгілік Ел концепциясиниң вә Елбасы тәкливи бойичә қобул қилинған һәм милләт бирлигини мустәһкәмләшниң күчлүк васитисигә айланған шу намлиқ вәтәнпәрвәрлик һәрикәтниң муһимлиғини тәкитләп өтти. Қасым-Жомарт Тоқаев Елбасыниң пүткүл хәлиқни әң жуқури дуниявий көрсәткүчләрни қолға кәлтүрүшкә, мәмликәтни йеңилашқа вә Қазақстанниң ихтисадий иқтидарини техиму мустәһкәмләшкә изчил нишан қиливатқанлиғиға диққәт ағдурди. Дөләт рәһбири стратегиялик җәһәттин муһим инфрақурулумлуқ лайиһиләрни – “Нурлы жол” программисини, Ғәрбий Хитай – Ғәрбий Европа транспорт дәлизини, Транскаспий хәлиқара транспорт маршрутини – тамамлаш керәклигини тәкитлиди. Президентниң сөзичә, Қазақстан аләмшумул әһмийәткә егә транспорт-логистика мәркизигә айлиниватиду, бу болса, мәмликәтниң ихтисадий иқтидарини хелә күчәйтиду. Президентниң тәкитлишичә, билим бериш саһасидиму әҗайип утуқлар қолға кәлтүрүлди. Тунҗа Президент түпәйли “Болашақ” программиси изчил әмәлгә ашурулуватиду, Назарбаев Университет вә Әқлий мәктәпләр тармиғи вуҗутқа кәлтүрүлди. Мәмликәтниң барлиқ регионлирида заманивий оқуш орунлири селинди. Мустәқиллик жиллирида Қазақстан мәдәнийити сүръәтлик тәрәққий әтти. Дөләт рәһбириниң пикричә, буниңда Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән вуҗутқа кәлтүрүлгән “Мәдәний мирас” программиси муһим роль ойниди. Президентниң тәкитлишичә, Қазақстанниң хәлиқара келишимләрдә юридик җәһәттин бәкитилгән дөләт чегарисиға егә болуши – Елбасыниң тарихий хизмити болуп һесаплиниду. Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң хәлиқара хизмәтлириниму атап өтти. Евразия ихтисадий иттипақи Елбасыниң тәшәббуси билән вуҗутқа кәлди. Тунҗа Президент МДҺ, ШҺТ, АӨҺИЧК охшаш абройлуқ хәлиқара тәшкилатларниң қурулушиниң бешида турди. Нурсултан Назарбаев түпәйли Астанада ЕБҺТниң тарихий саммити өткүзүлди, дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң қурултайлири турақлиқ өтүватиду. Қазақстан аләмшумул течлиқпәрвәр җәриянларниң абройлуқ, тәсирлик қатнашқучиси болди, БМТ Бехәтәрлик Кеңишигә сайланди, ядро қуралини тарқатмаслиқ вә қуралсизлиниш һәрикитиниң дунияда етирап қилинған лидери сүпитидә дунияға тонулди. – Биз – қазақстанлиқларниң һазирқи вә келәчәктики әвлади – Елбасыниң сәясий мирасини әстә сақлишимиз керәк, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Президентниң билдүрүшичә, Елбасыниң Қазақстан хәлқи вә пүткүл дуния бирләшмиси алдидики тарихий хизмәтлири шунчилик улуғварки, бизгә улуқ замандишимизниң, Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң исмини әбәдийләштүрүш зөрүр. Дөләт рәһбири бу ишни төвәндикичә әмәлгә ашурушни тәклип қилди. – Бизниң пайтәхтимиз униң исмиға егә болуп, “Нур-Султан” дәп атилиши керәк. Шундақла дөлитимиз пайтәхтидә Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти шәрипигә монумент орнитишни тәклип қилимән. Барлиқ вилайәтлик шәһәрләрниң мәркизий кочилирини Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң исмида аташни зөрүр дәп һесаплаймән. Елбасыниң дөлитимизниң алий унванлири – “Халық Қаһарманы” вә “Еңбек Ері” унванлири билән мукапатлинишқа мунасип екәнлигигә һәммә келишиду, дәп ойлаймән. Шундақла Елбасыға пәхрий сенатор мәртивисини бериш керәк, дәп һесаплаймән, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Президент шундақла Тунҗа Президент – Елбасыниң барлиқ портретлири билән у әкис әткән фотосүрәтләрниң җәмийәтлик орунларда, дөләт хизмәтчилириниң кабинетлирида, оқуш орунлири беналирида қалидиғанлиғини тәкитлиди. Шундақла Елбасыниң пүткүл һаяти Тунҗа Президент – Милләт Лидери тоғрилиқ қанунларға вә башқа қанун һөҗҗәтлиригә мувапиқ тәминлиниду. Елбасыда барлиқ хизмәт инфрақурулуми сақлинип қалиду. – Буниңда шуниңға асаслиниш керәкки, Парламент қобул қилған қанунларға мувапиқ Нурсултан Әбишоғли Назарбаев мәмликитимиздә бирдин-бир вә мәңгү Елбасы – Хәлиқ атиси болуп қалиду. У шундақла Бехәтәрлик кеңишиниң рәиси, “Nur Otan” партиясиниң Рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Рәиси, Конституциялик кеңәш әзаси болуп һесаплиниду. Стратегиялик характерға егә қарарларни тәйярлиғанда вә қобул қилғанда Елбасыниң абройлуқ пикри алаһидә әһмийәткә егә болиду, – дәп давамлаштурди Дөләт рәһбири. – Шундақ қилип, биз һакимийәтни хатирҗәм, тоқунушлуқ әмәс шараитта тапшурушни әмәлгә ашуруватимиз, бу болса ички турақлиқни тәминләшниң вә Қазақстанниң хәлиқара абройини мустәһкәмләшниң муһим амили болуп һесаплиниду. Бу – хәлқимизниң жуқури сәясий мәдәнийитиниң вә униң даналиғиниң йәнә бир көрүнүши. Буму кәлгүси әвлат үчүн яхши үлгә. Қасым-Жомарт Тоқаев мәрасимда шундақла өзиниң сәясий устази Нурсултан Назарбаевқа дуниявий тәрәққиятниң мошундақ мурәккәп вақтида Президент сүпитидә дөләтни башқурушқа ишәш қилғанлиғи үчүн сәмимий миннәтдарлиқ билдүрди. Мәрасим ахирида Қасым-Жомарт Тоқаев Дөләт рәһбири сүпитидики биринчи қарарини – Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевқа мустәқил Қазақстанни қурушқа қошқан тарихий һәссиси, Қазақстан җәмийитиниң бәхит-саадити үчүн әмәлгә ашурған улуқ әмгиги үчүн “Алтун юлтуз” алаһидә пәриқ бәлгүсини вә “Халық Қаһарманы” унванини бериш тоғрилиқ қарарини елан қилди.

155 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы