• Асасий мақалилар
  • 03 Сәуір, 2019

Президент һакимлар билән кеңәшмә өткүзди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә вилайәтләр, Нур-Султан, Алмута вә Чимкәнт шәһәрлири һакимлириниң қатнишиши билән кеңәшмә болуп өтти. Дөләт рәһбири сөзиниң бешида пайтәхт вә шәһәрләр кочилириниң намлирини өзгәртиш мәсилисигә тохтилип, бу ишниң Елбасыниң мустәқил Қазақстанниң асасини салғучи сүпитидики алаһидә хизмәтлирини көрситидиған тарихий вақиә екәнлигини тәкитлиди. – Бу – Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президентиниң хизмәтлиригә мунасивәтлик тарихий адаләтликниң көрүнүши, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. – Аһалиға намларни өзгәртишкә бағлиқ мәсилиләрниң қолайсизлиқ туғдурмай, тәбиий һалда әмәлгә ашурулидиғанлиғини чүшәндүрүш керәк. Әйнә шуниңға бағлиқ Президент бирқатар тапшурмиларни бәрди. Пайтәхт һакимиға мәнпийәтдар органларниң мәмликәтниң баш шәһириниң намини өзгәртишкә бағлиқ паалийитини тәртипкә кәлтүрүш, Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлигигә мошу қарарни чүшәндүрүшни давамлаштуруш, Ички ишлар министрлигигә, Миллий бехәтәрлик комитетиниң Чегара хизмитигә күчигә егә қәрәли аяқлашмиғичә илгири берилгән виза вә рухсәтнамиләр бойичә һечқандақ тосалғулуқларни туғдурмаслиқ тапшурулди. Андин кейин Дөләт рәһбири мәмликәт алдида туруватқан асасий вәзипиләргә вә, биринчи новәттә, буниңдин кейинки ихтисадий тәрәққиятқа тохталди. Президентниң тәкитлишичә, инвестиция, экспорт һәм индустрияләштүрүш – өсүшни қолға кәлтүрүшниң вә ихтисатни диверсификацияләшниң асасий амиллири болуп һесаплиниду. Бу мәсилидә дөләтниң вә бизнес саһасиниң, мәркәз вә регионларниң бирлишип иш елип бериши зөрүр. Президентниң атап көрситишичә, Қазақстан чәт әл инвестициялирини җәлип қилишта чоң утуқларни қолға кәлтүрди. Бу Елбасы паалийитиниң чоң утуқлириниң бири вә бу ишни давамлаштуруш зөрүр. Дөләт рәһбири көп нәрсә җайлардики һакимийәт орунлириға бағлиқ екәнлигини, чүнки қарарларниң нәқ уларниң дәриҗисидә қобул қилинидиғанлиғини тәкитлиди. Буниңда Қасым-Жомарт Тоқаев йәрлик һакимийәт орунлириниң инвесторлар билән өзара һәрикәт қилиш шәклини өзгәртишниң, йәни пайдисиз мәҗлисләрни өткүзмәй, бәлки алақини йолға селип, ишәнчини күчәйтишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Дөләт рәһбири шундақла Қазақстанда Уттур инвестицияләр фонди қурулуп, униңға Елбасыниң қарари бойичә Миллий фондтин 370 миллиард тәңгә бөлүнгәнлигини әслитип өтти. Буниңда бийилниң өзидила қурулум паалийитидин сезиләрлик нәтиҗиләрни күтүватқанлиғини тәкитлиди. Президент қазақстанлиқларниң паравәнлиги вә уларниң турмуш сүпити мәсилилиригә тохтилип, иҗтимаий адаләтлик дөләт йолиниң давамлишидиғанлиғини тәкитлиди. Дөләт рәһбири бюджет саһасиниң төвән иш һәққи алидиған хадимлириниң иш һәққиниң бир ай илгири, йәни 1-июньдин тартип ашурулушини тапшурғанлиғини әслитип өтти. Бу чарә бир миллиондин ошуқ хадимниң турмушиға тәсир қилиду. Кеңәшмидә барлиқ аһалилиқ пунктларни ичидиған су билән тәминләш мәсилисигә алаһидә диққәт бөлүнди. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, мәзкүр проблема он жилдин ошуқ вақит буян һәл қилинмайватиду. Қазақстанлиқларниң турмуш сүпити вә ихтисатниң турақлиқ тәрәққияти уттур шуниңға бағлиқ болсиму, мәсилә иҗабий йешимини тапмайватиду. Кеңәшмидә Премьер-министрниң орунбасари Жеңис Қасымбекниң доклад қилишичә, бу проблемини һәл қилиш үчүн түрлүк мәнбәләрдин 100 миллиард тәңгигә йеқин мәбләғ бөлүнүватиду. Министрниң тәкитлишичә, һәр жили мошу мәбләғ һесавиға ичидиған таза су билән тәминләнгән аһалиниң санини 3-4 пайиз көпәйтиш мүмкин болуватиду. У шундақла “Nur Otan” партиясиниң йеқинда болуп өткән қурултийида Елбасыниң 2025-жилғичә қошумчә 140 миллиард тәңгә бөлүшни тапшурғанлиғини қошумчә қилди. Мошу вақитқа қәдәр шәһәр турғунлирини 100 пайиз дегидәк вә йеза аһалисиниң 95 пайизини ичидиған таза су билән тәминләш көздә тутулуватиду. Қасым-Жомарт Тоқаев алдимиздики 2020-жилниң мошу пишип йетилгән проблемини биртәрәп қилишта һәл қилғучи жил болуши керәклигини тәкитлиди. Кеңәшмидә кериги йоқ қиммәт баһалиқ нәрсиләрни сетивелишни, абройини ашуридиған вә шу хилдики чарә-тәдбирләрни өткүзүшни мәбләғ билән тәминләшни тохтитишниң зөрүр екәнлиги тәкитләнди. – Шуни ениқ чүшиниш керәкки, аһалиниң һәқиқий киримигә бағлиқ проблемини пәқәт бюджет хираҗити һесавиға һәл қилиш мүмкин әмәс. Бизниң гражданлиримиз үчүн әң яхши иҗтимаий һимайә – бу өз бизнесини жүргүзүш имканийити яки квалификациялик әмгиги үчүн мунасип иш һәққини елиш, – дәп қошумчә қилди Дөләт рәһбири. Андин кейин Президент аһали билән өзара һәрикәт қилишниң йеңи шәклини вуҗутқа кәлтүрүшниң зөрүр екәнлигигә диққәт ағдурди. Президент бәзидә һәтта әң саватлиқ мутәхәссисниң аддий вә чүшинишлик тилда сөзләлмәйдиғанлиғини тәкитлиди. Шуңлашқа Дөләт башқуруш академиясидә тегишлик курсларни җарий қилип, уларға аһали билән актив һәрикәттә болуватқан барлиқ әмәлдарларни әвәтиш керәк. Дөләт рәһбири яшларниң мәмликәттики өзгиришләр җәрияниға қошулушиға айрим тохталди вә Тунҗа Президент – Елбасыниң 2019-жилни “Яшлар жили” дәп елан қилғанлиғини әслитип өтти. Дөләт рәһбири шундақла билим бериш саһасидики үчтиллиқ программини әмәлгә ашуруш мәсилисини көтәрди. Билим вә пән министри Күләш Шәмшидинованиң Президент соалиға җавап берип тәкитлишичә, дәсләп Қазақстан мәктәплиридә оқуғучиларниң барлиқ пәнләрни үч тилда оқуши керәк екәнлиги планланған еди. Билим вә пән министрлиги химия, биология, физика вә информатика пәнлириниң 11 миң оқутқучисини оқутуш үчүн мәбләғ бөлди, бирақ келәр жилдин башлап бу программини мәбләғ билән тәминләшни тохтитиш планланмақта. Шундақ қилип, әнди үч тилда оқутушқа көчүш билим бериш мәһкимисиниң вә муәллимләрниң өзлириниң тәйярлиғиға бағлиқ болиду. Кеңәшмидә көтирилгән йәнә бир муһим мәсилә, җәмийәт бехәтәрлигини тәминләшкә мунасивәтлик болди. Президент һоқуқ қоғдаш системисини ислаһат қилишниң актив басқучқа көчкәнлигини тәкитлиди. – Һазирқи вәзийәт һакимийәтләр вә һоқуқ қоғдаш органлириниң өзара һәрикитини күчәйтишниң вә уларниң ишини уйғунлаштурушниң зөрүр екәнлигини көрсәтмәктә. Бу болупму һакимларниң полиция департаментлириниң башлиқлирини тайинлаш бойичә йеңи вакалитигә мунасивәтлик алаһидә муһим болмақта. Кейинки вақитта илгири җайлардики һакимийәтләр вә һоқуқ қоғдаш органлириниң бирлишип инкас қилиши байқалмиған һоқуққа хилаплиқ қилишлар җәмийәтлик пикир һасил қилмақта. Болупму вақиәләргә милләтләрара рәң беришниң айрим урунушлири алаһидә тәшвиш пәйда қиливатиду. Һоқуқ қоғдаш органлири тәрипидин, шундақла идеологиялик чариләр билән бу хилдики иғваларниң дәрһал алди елиниши керәк, – дәп билдүрли Қасым-Жомарт Тоқаев. Дөләт рәһбири шундақла исситиш мәвсүмини муваппәқийәтлик тамамлашқа диққәт ағдуруп, су бесишларниң алдини елиш бойичә зөрүр чариләрни көрүшни тапшурди. Кеңәшмидә берилгән тапшурмиларниң әмәлгә ашурулушини Президент Мәмурийити назарәткә алиду.

245 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы