• Асасий мақалилар
  • 12 Маусым, 2019

Мәхситимиз — ениқ, йолИмиз — очуқ!

Түнүгүн Мустәқиллик Сарийида Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти лавазимиға рәсмий киришишиниң тәнтәнилик мәрасими болуп өтти. Мустәқиллик Сарийиниң Чоң залиға Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт Байриғи, Президент Штандарти вә Конституцияси елип кирилгәндин кейин Дөләт күзити хизмити башлиғиниң рапортини қобул қилип, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти кирди. Конституцияниң 42-маддисиға мувапиқ Қасым-Жомарт Тоқаев қәсәмяд қобул қилди: Қазақстан хәлқигә садиқ хизмәт қилишқа, Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясигә вә қанунлириға қәтъий риайә қилишқа, гражданларниң һоқуқлири билән әркинлигини капаләтләндүрүшкә, маңа жүкләнгән Қазақстан Җумһурийити Президентиниң жуқури вәзипилирини виҗданлиқ орунлашқа тәнтәнилик қәсәмяд қилимән! Сайланған Қазақстан Президентиниң лавазимиға киришиши шәрипигә Дөләт Гимни орунланди, 21 артиллерия залпи етилди, Ақорда қараргаһи үстидә болса, Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт Байриғи көтирилди. Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси Берик Имашев Қасым-Жомарт Тоқаевқа Қазақстан Җумһурийити Президентиниң гуванамисини тапшурди. Дөләт рәһбири инаугурациялик нутқида (униң толуқ мәтини төвәндә елан қилиниватиду — ред.) барлиқ қазақстанлиқларға жуқури ишәнчә билдүргәнлиги үчүн миннәтдарлиқ билдүрди вә Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң заманивий қазақ дөләтчилигиниң асасини салғучи сүпитидики ролини алаһидә қәйт қилди. Мениң мәхситим — җәмийәт бирлигини тәминләш вә һәрбир гражданниң һоқуқини қоғдаш. Һәрқачан вә һәммә җайда Қазақстанниң миллий мәнпийәтлирини қоғдаймән, – дәп билдүрди Қасым-Жомарт Тоқаев. Дөләт рәһбири тоққуз асасий йөнилишни бәлгүләп бәрди, уларни кечиктүрмәй әмәлгә ашурушқа киришиш керәк. Аһалиниң киримини вә паравәнлигини ашуруш, коррупциягә нәтиҗидарлиқ қарши туруш, сот-һоқуқ ислаһити, адаләтлик иҗтимаий сәясәт, турушлуқ өй мәсилисини һәл қилиш, регионларни тәрәққий әткүзүш, тәңпуң вә көп векторлуқ ташқи сәясәт, шундақла яшларни қоллап-қувәтләш әйнә шулар җүмлисидиндур. Ахирида Мустәқиллик Сарийи алдидики мәйданда Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти – Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ Күчлириниң Алий Баш қомандани мудапиә министри Нурлан Ермекбаевниң рапортини қобул қилди. Дөләт рәһбири алдидин Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ Күчлири әскәрлири түрлириниң парад расчетлири тәнтәнилик марш билән өтти. Инаугурация мәрасимиға Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев, Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң депутатлири, Һөкүмәт әзалири, Алий сот судьялири, Конституциялик кеңәш әзалири, Президент Мәмурийитиниң вә Премьер-министр Идарисиниң вәкиллири, мәркизий дөләт башқуруш органлириниң рәһбәрлири, Мәркизий сайлам комиссиясиниң әзалири, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалири, диний конфессияләр вәкиллири, вилайәтләр, Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт шәһәрлириниң һакимлири, Қазақстанда аккредитацияләнгән дипломатик вакаләтханиларниң рәһбәрлири, Президентқа намзатлар, Nur Otan партиясиниң рәһбәрлиги, Җумһурийәтлик вә регионлуқ җәмийәтлик штабларниң әзалири, җәмийәтлик тәшкилатларниң, аммивий әхбарат васитилириниң, тиҗарәтчиләр бирләшмисиниң вәкиллири, көрнәклик пән, мәдәнийәт вә сәнъәт әрбаплири, яшлар тәшкилатлириниң лидерлири қатнашти. Мәрасимға барлиғи болуп 2500 адәм иштрак қилди. Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәнтәнилик мәрасимдики сөзи Құрметті отандастар! Ең алдымен, маған зор сенім артып, қолдау көрсеткен барша Қазақстан халқына алғыс айтамын! Бұл сайлау, шын мәнінде, демократия талаптарына сай өтті. Сайлау алаңында, нағыз ашық бәсекеге түсу мүмкіндігі болды. Барлық саяси күш өкілдері қатысты. Саяси бағдарламалар сайысқа түскен әділ дода болды. «Сайлау – бұл қатысушылардың пікірі ғана жеңіске жететін жарыс» – дейді. Расында, әділ пікір. Осы өте маңызды саяси бәсекеде біздің халқымыздың даналығы, парасаты жеңді. Сондықтан, бұл жеңіс – халқымыздың жеңісі! Біз бір ел болып, халық болып Қазақстанның алдағы даму жолын бірге айқындадық. 9 маусымда Қазақстанның жарқын болашағы үшін дауыс берген Әрбір азаматтың пікірі – Біз үшін өте маңызды! Өйткені, халқымыздың татулығы, ынтымағы, бірлігі – біздің ең басты құндылығымыз. Осы құндылықты көздің қарашығындай сақтау – баршамызға ортақ парыз. Сондықтан, Президент ретінде халқымызға мынаны айтқым келеді: Еліміздің әр азаматының мүддесін қорғау – менің басты мақсатым. Оларды саяси көзқарастары мен ұстанымдарына қарай бөлуге жол бермеймін! Түрлі саяси және қоғам қайраткерлерінен келіп түскен құнды ұсыныстарды, бастамаларды мен өз жұмысымда міндетті түрде ескеремін. Ашық және әділ жұмыс істейміз. Біз үшін ең маңызды міндет – заңға сай адал қызмет ету. Біздің бір ғана Отанымыз бар! Тағдырымыз – бір! Біз халқымыздың жарқын болашағы үшін бәріміз бірге еңбек етеміз! Ақиқатын айтуымыз керек, бұл сайлауда біздің азаматтарымыз Елбасының стратегиялық бағдарын қолдап дауыс берді! Нұрсұлтан Әбішұлы Назарбаев бүкіл әлем мойындаған даму моделін жасады. Қазақстанның көк туын дүние жүзінің түкпір-түкпірінде желбіретті. Осы күндері менің атыма азаматтарымыздан көптеген өтініш-тілектер келіп түсуде. Олардың бәріне ортақ бір ғана тілек бар: Елбасымыздың жолын, Стратегиясын сақтау және оны одан әрі нығайту. Шын мәнінде, халықтың Дәл осындай өтініш-тілек айтуы – заңды, орынды. Себебі, қазіргі дамыған Қазақстан – бұл, ең алдымен, Елбасының арқасы. Елбасы – қазақ мемлекетінің негізін қалаушы ұлы тұлға. Ол жаһандық деңгейдегі мемлекет қайраткері. Әлем тарихына дәл осылай жазылды. Елбасының халқымыз үшін және әлем қауымдастығы үшін сіңірген орасан зор еңбегін Әрқашан құрметтеу – бәрімізге ортақ парыз. Қиммәтлик вәтәндашлар! Сайлам кампанияси вақтида мән мәмликәт регионлириниң көпчилигини зиярәт қилдим. Мениң сәясий платформам – бу гражданлиримизниң асасий тәләплиригә җавап бериш. Һәммидин авал мән Қазақстанни Үчинчи йеңилашни әмәлгә ашуруш, Бәш институционал ислаһатни вә дөлитимизниң башқа муһим стратегиялик һөҗҗәтлирини иш йүзигә ашуруш үстидә ишләймән. Башқичә ейтқанда, мән Елбасының Стратегиясини әмәлгә ашуруш үстидә ишләймән. Мәмликәтниң турақлиқ тәрәққиятниң йеңи дәриҗисигә көтирилиши үчүн йеңи яндишишлар вә йеңи қарарлар керәк. Йеқинқи вақитта улар елан қилиниду. Иккинчидин, кәскин иҗтимаий проблемиларни һәл қилиш, әң муһтаҗ болуватқанларға ярдәм қилиш билән беваситә шуғуллинишни планлаватимән. Һөкүмәткә мошу саһада сезиләрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүш үчүн чариләрни тәйярлаш тапшурулди. Биз иҗтимаий сәясәтни җиддий йеңилишимиз керәк. Үчинчидин. Қазақстан тиҗарәтчилирини қоллап-қувәтләймән, инвестицияләрни җәлип қилимән вә һимайә қилимән, паалийәтчанлиқни рәғбәтләндүримән, кәң оттура синипни шәкилләндүримән. Төртинчидин. Мениң мәхситим – җәмийәтниң бирлигини тәминләш, һәрбир гражданниң һоқуқини қоғдаш. Ахирида, муһими. Һәрқачан вә һәммә җайда Қазақстанниң миллий мәнпийәтлирини қоғдаймән. Бүгүнки таңда дуния сүръәтлик өзгиришләр дәвригә кирди. Технологияләр, ихтисат вә иҗтимаий тәртип өзгириватиду. Адәмләрниң, болупму яшларниң тәпәккүри өзгириватиду. Қазақстан алдида йеңи синақ вә ховуплар туруватиду. Мән нурғун жиллар хәлиқара сәясәт билән шуғулланғачқа, йеңи дәвирниң келиватқанлиғини сезиватимән. Сода урушлири, хәлиқара мунасивәтләрдики кәскинлик, илгәрки бехәтәрлик механизмлириниң бузулуши, регионлуқ тоқунушларниң өсүши – мошуниң һәммиси йеңи геосәясий һәққанийәт. Алдимиздики бирнәччә жилда заманимизниң асасий мәсилиси һәл қилиниду: қандақ әлләр тәрәққияттин орун алалайду, қайсилири дуния тәрәққиятиниң четидә қалиду. Ихтисадий, иҗтимаий вә сәясий тәрәққият – бу бизниң һазирқи заманниң синақлириға болған бирдин-бир тоғра җававимиз. Биз дунияға очуқ, әң яхши утуқларға, илғар технологияләргә интилимиз. Адәмләрниң пайдиси үчүн бәрпакарлиқ өзгиришләр – мән тәрәққиятни шундақ чүшинимән. Буниңда һакимийәт адәмләрниң тәләплиригә қулақ селиши, проблемиларни җайларда һәл қилиши, мунтәзим рәвиштә гражданлар алдида һесават бериши шәрт. Вәдә бәрмәй, бәлки ишни әмәлгә ашуруш керәк! Барлиқ Һөкүмәт әзалири билән һакимлар шундақ қаидигә әмәл қилиши лазим. Президент сүпитидә мениң үчүн ихтисадий тәрәққиятниң умумий рәқәмлири әмәс, бәлки барлиқ гражданлиримизниң һәқиқий паравәнлиги муһим болуп һесаплиниду. Шуңлашқа стратегиялик мәсилиләр бойичә қарарлар қобул қилинғанда, аһалиниң көпчилигиниң мәвқәси сөзсиз һесапқа елиниду. Бизниң дөләт һакимийитиниң формулиси: күчлүк, толуқ һоқуқлуқ Президент – тәсирлик, салаһийәтлик Парламент – хәлиққә һесават беридиған Һөкүмәт. Нәқ шундақ сәясий система мурәккәп геосәясий реаллиқта дөлитимизниң тәләплиригә хелә толуқ мас келиду, алдимизда туруватқан стратегиялик вәзипиләрни орунлашқа ярдәм қилиду. Шуниң билән бир вақитта җәмийәтниң сәясий өзгириш җәрияни давамлишиду. Сәясий үстқурма чоңқур ихтисадий өзгиришләргә мувапиқ келиши керәк, әкси әһвалда ислаһатларниң кәйнигә даҗишиниң йүз бериши мүмкин. Бу тоғрилиқ дуниявий тәҗрибә ишәшлик гувалиқ қилиду. Дөләт башқуруш системисиға меритократия асасида пәқәт мунасип, билимлик адәмләрла келиши керәк. Кадрларни таллашниң башқа принципиниң болуши мүмкин әмәс. Умумән, биз һакимийәтниң хәлиқ алдидики җавапкәрлигини ашурушимиз лазим. Гражданлиқ җәмийәтни тәрәққий әткүзүшкә алаһидә диққәт бөлүниду. Қадірлі қауым! Менің сайлауалды үгіт-насихат жұмыстарым – бұл үлкен міндеттің алдындағы халықпен кеңесу болды. 2019 жылдың 13 мамырында #BІRGE жалпыхалықтық акциясы басталды. Оның басты мақсаты – ел дамуындағы ең маңызды міндеттерді анықтау. Қазақстанның барлық аймақтарынан түрлі ұсыныстар жиналды. Бүгінге дейін 540 мыңға жуық ұсыныс-тілек келіп түсті. #BІRGE акциясына қатысып, азаматтық белсенділік танытқан барша халыққа шын жүректен алғысымды білдіремін. Енді біз қоғамдағы өзекті мәселелерді айқын көріп отырмыз. Оның шешу жолдарын білеміз. Бүгін халықты, ең алдымен, не мазалайды? Ең бірінші, азаматтар барлық жерде әділдік орнауын қалайды. Әлеуметтік саясаттан бастап мемлекеттік органдардың халыққа әділ қызмет көрсетуін талап етеді. Халықты толғандырып отырған басты мәселе – табыс көлемінің азаюы. Халықаралық қаржы нарықтарының тұрақсыздануы, теңгенің девальвациясы халықтың табысына кері әсер етті. Миллионнан астам азаматтарымыз банктен несие алуға мәжбүр болды. Табысы жоғары және төмен азаматтардың арасындағы алшақтық – біздің қоғамды мазалайтын тағы бір өзекті мәселе. Әрине, мұндай құбылыстар бүкіл әлемде бар, дегенмен тоқмейілсіп отыра беруге болмайды. Сондықтан, дәл осы өткір әлеуметтік-экономикалық және саяси мәселені шешу үшін ортамерзімді кешенді шаралар қабылдау қажет. Қоршаған ортаның қазіргі мүшкіл хәлі – көпшіліктің көкейіндегі мәселе. Сондықтан елімізге бірыңғай экологиялық саясат қажет. Қоршаған ортаны қорғау жүйесіне серпін беретін жаңа Экологиялық кодекс қабылдау керек. Келесі өзекті мәселе – халықты сумен қамтамасыз ету. Таза ауыз су әрбір үйде, әрбір отбасында болуы міндет. Тағы бір маңызды, халықты мазалайтын мәселе. Бұл – жолдардың сапасы. Сол себепті автожолдардың жағдайын жақсарту – біздің негізгі мақсаттарымыздың бірі. Рәқәмләштүрүш ХХІ әсирдә миқияслиқ вәзипә болуп һесаплиниду. У дөләт хизмитини көрситиштин тартип, келәчәк ихтисадиниң йеңи саһалирини вуҗутқа кәлтүрүшкичә болған һаятниң барлиқ саһалирини өз ичигә елиши керәк. Сәясий тәрәққиятни қошуп һесаплиғанда, мәмликәтни тәрәққий әткүзүш уттур рәқәмләштүрүшкә бағлиқ. У дөләт вә җәмийәт оттурисидики мунасивәтләр мәзмунини сүпәтлик өзгәртиду. Шуңлашқа Елбасы тәстиқлигән “Рәқәмлиқ Қазақстан” дөләт программиси орунлиниши керәк. Бизниң гражданлиримизни һакимийәт вә җәмийәт диалогиниң тәрәққияти наһайити тәшвишләндүриду. Мундақ диалог пикирләр плюрализмини етирап қилишта түзүлүши керәк. Асасий нишан әйнә шундақ. Шуңлашқа мән Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишини қурушни қарар қилдим. Кеңәшкә яшларни қошуп һесаплиғанда, пүткүл җәмийәтниң вәкиллири кириду. Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң биринчи кеңәшмиси бийил августта өткүзүлиду. Һакимийәт хәлиқ алдида өз вәдисини орунлиши керәк. Униң асасий вәзиписи шуниңдин ибарәт. Милләтниң бирлигини вә мәмликәттики турақлиқни пәқәт шундақ қилипла мустәһкәмләшкә болиду. Шуңлашқа мениң Сайлам алдидики платформамни әмәлгә ашурушниң Әмәлий плани тәйярлиниду. Хәлиқниң әң яхши идеялири, тәклиплири мошу һөҗҗәттә өз әксини тапиду. Келесі маңызды бағыттарға баса мән беруіміз керек. Бірінші бағыт. Халықтың табысын арттыру. Тұрақты және қарқынды экономикалық өсім арқылы ғана бұл мәселені шешуге болады. Ең алдымен, өсім бізге не үшін қажет екенін терең түсінуіміз керек. Азаматтарымыз өз елінде алаңсыз өмір сүріп, еңбек етіп, ұрпағын тәрбиелеп, халқымыздың жетістіктеріне бірге қуанып, мақтан тұту үшін Экономикалық өсім болуы тиіс. Таяу арада Үкіметтің кеңейтілген отырысында біз еліміздің әлеуметтік-экономикалық дамуына арналған нақты міндеттерді айқындаймыз. Екінші бағыт. Сыбайлас жемқорлықты жою. Бірінші қыркүйекке дейін жемқорлықтың деңгейін мейлінше төмендетуге бағытталған реформалар топтамасы дайындалады. Жемқорлық – мемлекеттің дамуын тежейтін кесел. Бұл қоғамдағы өзара сенімге, жалпы мемлекетіміздің қауіпсіздігіне қатер төндіретін құбылыс. Сыбайлас жемқорлыққа қарсы жүйелі жұмыс жүргіземіз. Үшінші бағыт. Сот және құқық қорғау жүйесін реформалау. Сот – заң үстемдігінің кепілі. Сондықтан судьялар жоғары кәсіби және адамгершілік талаптарына сай болуы – бұл үлкен міндет. Судьялар мен осы қызметке үміткерлерді бағалау және іріктеу жүйесін қатаңдату керек. Сот – әділдіктің соңғы шегі болуы тиіс. Құқық қорғау жүйесінің басты міндеті – халықтың сеніміне ие болу. Төртінші бағыт. Жаңа жұмыс орындарын ашу және халықты лайықты жалақымен қамту. Ұлттық табысты әділ бөлу мәселесі бұл – стратегиялық маңызды дүние. Мемлекеттік бюджеттің қаражатын, ең алдымен келешегі зор мақсаттарға және жаңа жұмыс орындарын ашуға бөлу қажет. Бесінші бағыт. Тұрғын үй мәселесін шешу. Түрлі санаттағы азаматтардың қолжетімді баспанаға ие болуына айрықша назар аударамын. Біздің алдымызда Бірыңғай тұрғын үй саясатын жасақтау міндеті тұр. Үкімет осы бағытта нақты шаралар қабылдайды. Алтыншы бағыт. Әділетті әлеуметтік саясат. Біз адам капиталын дамыту саясатын жалғастырамыз. Бұл бағытта, ең алдымен, не істеуіміз қажет? Жаппай білім беруді қолдау. Барлық тұрғындарға сапалы медициналық қызмет көрсету. Бұл мәселелер бойынша біздің тұтас бағыт-бағдарымыз бар. Біз мұғалімдердің және дәрігерлердің мәртебесін көтеретін жаңа заңдар қабылдаймыз. Олардың құқығын қорғап, материалдық жағдайын жақсарту үшін тиісті жағдай жасаймыз. Жетінші бағыт. Өңірлерді дамытудың жаңа бағдары. Біздің қағидамыз баршаңызға мәлім: Қуатты аймақтар – Қуатты Қазақстан. Азаматтарымызды толғандырған нақты мәселелер жергілікті деңгейде шешілуі тиіс. Жергілікті өзін-өзі басқару жүйесін нығайтамыз. Аймақтағы қордаланған мәселелерді шешуге халық белсене араласатын болады. Сегізінші бағыт. «Рухани жаңғыру» құндылықтары біздің басты рухани бағдарымыз болып қала береді. Тарихқа құрметпен қарау, Отанға адал болу, ғылым-білімге деген ұмтылыс – мұның барлығы біздің халқымыздың бойындағы асыл қасиеттер. Бұл қасиеттер біздің халқымыздың бірлігін және ұлтымыздың жасампаздығын нығайтады, бәсекеге қабілетті ел болуға жол ашады. Қазақстанды болашаққа бастайтын - жастар. Сондықтан бұл бағдарламаны жас ұрпақты тәрбиелеуге бағыттауымыз қажет. Тоққузинчи. Ташқи сәясәт Қазақстан дунияда чоң абройға еришти, өзини течлиқпәрвәр, очуқ мәмликәт, хәлиқара ишларда ишәшлик вә җавапкәр шерик сүпитидә көрсәтти. Биз конструктив, тәңпуң, көпвекторлуқ ташқи сәясий йолни давамлаштуримиз. Биз дуниявий мәйданда миллий мәнпийәтләрни қәтъий илгирилитимиз вә һимайә қилимиз. Мәмликәтниң ташқи сәясий паалийити мәмликәткә, миллий бизнесқа, һәрбир гражданға ениқ пайда кәлтүридиған болиду. Онинчи. Яш әвлатқа алаһидә мураҗиәт қилғум келиду. Силәр Қазақстан тәрәққиятида һәл қилғучи роль ойнайсиләр, тәрәққиятниң һәрикәткә кәлтүргүчи күчи болисиләр. Елбасы 2019-жилни Яшлар жили дәп елан қилди. “Жастар – ел тірегі” мәхсус лайиһиси ишини башлиди. Биз “Жас кәсіпкер” яшлар бизнес-тәшәббуслирини тәрәққий әткүзүш программисини әмәлгә ашуримиз, яшларниң стартаплирини қоллап-қувәтләймиз. Яшларни ишқа орунлаштуруш программисини җарий қилимиз. Мениң вәзипәм – силәрниң өзәңларниң чоң арминиңларни әмәлгә ашурушиңлар вә шәхсий “утуқ тарихиңларни” вуҗутқа кәлтүрүшиңлар үчүн барлиқ имканийәтни яритиш. Яш талантлиқ башқурғучиларни дөләт хизмитиниң барлиқ дәриҗисигә илгирилитиш үчүн “Президентниң кадрлар резерви” шәкиллиниду! Бизниң яшлар мәхсәтчан, әмгәкчан, иҗаткар, шуңлашқа Қазақстанниң келәчиги ишәшлик қолда. Қымбатты отандастар! Алдымызда ауқымды жалпыхалықтық міндеттер тұр. Мақсатымыз – айқын, жолымыз – ашық! Қазақстан жаңа мүмкіндіктер мен перспективалар еліне айналды. Оның игілігін жастар мен келешек ұрпақ көреді. Біз бабалар дәстүрін қастерлейтін, жаһанның озық жетістіктеріне ұмтылатын халықпыз. Бұл – біздің күш-қуатымыздың діңгегі. Біз алдымыздағы барлық қиындықтарды бірге еңсереміз. Біз қуатты әрі гүлденген Қазақстанның өркендеуі үшін Бірге еңбек етеміз. Антқа адал болу, сертке берік болу – менің халық алдындағы парызым. Қазақстанның жарқын болашағы үшін, халық үшін аянбай еңбек етуге серт беремін. Баршаңызға амандық, құт-береке тілеймін. Қасиетті Отанымыз – Қазақстан Республикасы жасай берсін!

254 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы