• Асасий мақалилар
  • 15 Тамыз, 2019

Ихтисадий мәсилиләр бойичә кеңәшмә

Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә “Ақорда” қараргаһида ихтисадий мәсилиләр бойичә кеңәшмә өткүзүлди. Кеңәшмә давамида мәмликәтниң бийилқи йәттә айдики иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң йәкүни қаралди. Буниңда Премьер-министр Асқар Мамин, Миллий банк рәиси Ерболат Досаев, шундақла әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри Бердибек Сапарбаев доклад билән сөзгә чиқти. Кеңәшмә қатнашқучилири елимиз товар ишләп чиқарғучилирини қоллап-қувәтләш, иҗтимаий әһмийәткә егә озуқ-түлүк товарлириниң вә тарифларниң баһасини тутуш, адреслиқ иҗтимаий ярдәм бәлгүләш, көпбалилиқ аилиләрни өй билән тәминләш, шундақла исситиш мәвсүмигә вә йеңи оқуш жилиға тәйярлиқ көрүш мәсилилирини муһакимә қилди. Дөләт рәһбири Қазақстан ихтисадиниң тәрәққиятиға салмақлиқ сүръәт бериш мәхситидә йеңи яндишишларни тәвсийә қилишниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини тәкитләп, буниң үчүн Һөкүмәтниң, Президент Мәмурийитиниң вә экспертлар бирләшмисиниң уйғун иш елип беришиниң тәләп қилинидиғанлиғини алаһидә атап көрсәтти. Қасым-Жомарт Тоқаев күндилик мәсилиләрни оператив һәл қилиштин ташқири хәлиқара базарлардики сәлбий тенденцияләрни һесапқа елип, ихтисатниң оттура муддәтлик истиқбалдики тәрәққий етиш йөнилишини бәлгүләшниң лазим екәнлигини қәйт қилди. Ахирида Президент гражданларниң турмуш сүпитиниң төвәнлишигә йол қоймаслиқ үчүн уларниң мәнпийәтлирини, аһали алдидики барлиқ иҗтимаий мәҗбурийәтләрниң толуқ орунлинишини асасий орунға қоюш керәклигини алаһидә тәкитлиди.

154 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы