• Асасий мақалилар
  • 26 Қыркүйек, 2019

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев БМТ Баш ассамблеяси 74-сессиясиниң Умумий дебатида сөз сөзлиди

БМТ баш ассамблеяси 74-сессиясиниң Умумий дебатида Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң нутқи Нью-Йорк сәпириниң асасий вақиәси болди. Қазақстан Президенти хәлиқаридики абройи жуқури минбәрдә БМТ пүткүл инсанийәтниң мәнпийитини һимайә қилидиған әҗайип тәшкилат екәнлигини тәкитлиди. – Бүгүнки таңда БМТ дуниявий тәрәққият вә цивилизацияләр уйғунлуғини тәминләштә муһим роль ойнаватиду. Баш катип Антониу Гутерришниң һәрбир адәм вә мәмликәт тәғдирини умумий қәдрийәт дәп һесаплап, нәзәрдин сирт қалдурмаслиқ идеясини Қазақстан толуқ қоллап-қувәтләйду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Дөләт рәһбири 2030-жилғичә Турақлиқ тәрәққият мәхсәтлирини әмәлгә ашурушта чоң тосалғу болуватқан дуниядики геосәясий вә геоихтисадий өзгиришләргә мунасивәтлик өзиниң тәшвишини изһар қилди. Мошуниңға мунасивәтлик Президент дунияниң йеңи һәқиқий әһвалидики ховуп-хәтәрләрниң асасий факторлирини көрситип бәрди. – Биринчидин, илгәрки тоқунушлар қайтидин овҗ елип, дунияниң җай-җайлардики әһвалниң җиддийлишишиға илгәрки тоқунушларниң маһийитини ечип, дуниявий державиларни толуқ һәрбий тоқунуш әһвалиға кәлтүрүп, йеңи мәсилиләр пәйда қиливатиду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Дөләт рәһбири иккинчи фактор сүпитидә дуниявий вә регионлуқ оюнчилар арисидики мунасивәттә бир-биригә дегән ишәнчиниң йоқлуғини тәкитлиди. Униң пикричә, бу бүгүнки бехәтәрлик қурулуми вә қураллинишни назарәт қилиш системисини бузуп, аммивий рәвиштә қураллинишқа елип келиши еһтимал. – Бу ховуп-хәтәрләрни узақ муддәтлик санкцияләр, сода уруши, космостики талаш-тартишларниң ешиши, кибертехнологияләр билән сүнъий әқил техиму чоңқурлатти. Мошу ейтилғанларниң һәммиси җиддий фундаментал боһранниң ховуплуқ аспектлириниң көрүнүши, – деди Президент. Дөләт рәһбири үчинчи фактор сүпитидә шимал билән җәнуп арисидики иҗтимаий, ихтисадий вә технологиялик тәңпуңсизлиқ, көзқарашлар тоқунушиниң ешиши, шуниң билән биллә дуниявий қәриз боһринини тәкитлиди. Қасым-Жомарт Тоқаев протекционизм вә милләтчилик сәяситиниң күчийиши хәлиқара һәмкарлиққа тосалғу болуватиду дәп һесаплайду. Дуниявий турақсизлиқ факторини пәйда қилидиған төртинчи мәсилә – әтрап-муһитниң бузулуши. Президент Мәркизий Азиядики климатниң өзгириши даланиң чөлләргә айлинишиға, музлуқларниң еришиға вә ичимлик су билән еқин суниң мәнбәлириниң тартилишиға елип келидиғанлиғини тәкитлиди. – Мошундақ җиддий әһвалда Қазақстан инклюзивлиқ вә турақлиқ тәрәққият, һәртәрәплимә диалог вә течлиқни сақлаш сәяситини дайим әмәлгә ашуруп келиватиду, – деди Дөләт рәһбири. Президент ядролуқ қуралдин әркин течлиққа қол йәткүзүшниң Қазақстан үчүн асасий әвзәллик екәнлигини тәкитлиди. Докладта елимизниң антиядролуқ тәшәббуслириға, Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң қурални тартқатмаслиқ вә қуралсизландуруш җәрияниға қошқан зор төһписини алаһидә тәкитлиди. Қасым-Жомарт Тоқаев Иранға мунасивәтлик һәртәрәплимә тәминләнгән бирләшкән һәрикәтләр плани вә Корей қолтуғини ядролуқ қуралдин тазилашни әмәлгә ашуруштики мәсилиләрни тәрәпләрниң өзара мәнпийәтлирини нәзәрдә тутуп, пәқәт сәясий услуб биләнла һәл қилиш керәк дәп һесаплайду. Дөләт рәһбири өз докладида Азиядики өзара һәмкарлиқ вә ишәнчә чарилири бойичә кеңәшни бехәтәрлик билән тәрәққият бойичә регионлуқ тәшкилат сүпитидә қайта қурушни тәклип қилди. Униң пикричә, Қазақстан бу тәклипни 2020-жили мошу тәшкилатқа рәислик қилған пәйтидә әмәлгә ашурушни қолға алмақчи. Президент Авғанстан билән Йеқин Шәриқтики әһвалға мунасивәтлик бизниң дөлитимизниң мәвқәсини көрситип, “Жусан” гуманитарлиқ операциясиниң тәҗрибиси билән бөлүшүшкә тәйяр екәнлигини ейтти. Қасым-Жомарт Тоқаев БМТ өз миссиясини орунлаш давамида учришидиған айрим тосалғуларға диққәт бөлди. Мошу җәһәттин қариғанда, Дөләт рәһбири Баш катип Антониу Гутерришниң БМТни ислаһатлаш бойичә ениқ вә дадил қәдәмлирини тәшкилатқа әза дөләтләрниң барлиғи қоллап-қувәтлиши дурус дәп һесаплайду. Турақлиқ тәрәққият мәхсәтлири һәққидә тәкитләп, Президент бийил май ейида Қазақстанда ечилған хәлиқара тәшкилатлар бенасиниң базисида Мәркизий Азия дөләтлири билән Авғанстан үчүн Турақлиқ тәрәққият мәркизини қуруш тоғрилиқ тәклип бәрди.

200 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы