• Асасий мақалилар
  • 06 Қараша, 2019

Өзара мунасивәтләргә йеңичә сүръәт бериду

Қазақстан Президенти Өзбәкстан Җумһурийити Олий Маҗлиси Сенатиниң рәиси Танзила Нарбаева билән учрашти. Учришиш давамида сөһбәтдашлар өзара һәмкарлиқниң муһим мәсилилирини муһакимә қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев Танзила Нарбаева сәпириниң парламентларара алақиларни тәрәққий әткүзүш вә дөләтләрара мунасивәтләргә қошумчә сүръәт бериш нуқтәий нәзәридин чоң әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. – 2018-жили сода көләми 2,5 миллиард долларға йәтти. Бийил пәқәт тоққуз айдила у өткән жилқи көрсәткүчтин ешип кәтти, йәни жил ахириға қәдәр мәмликәтлиримиз оттурисидики сода көләминиң хелә чоң болидиғанлиғи тәбиий, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. Президент бийил апрельда Өзбәкстанға қилған дөләт сәпири нәтиҗисидә сода-ихтисадий алақиларни күчәйтип, өзара сода көләмини бәш миллиард долларғичә ашуруш тоғрилиқ келишимниң қолға кәлтүрүлгәнлигини ейтти. Дөләт рәһбири икки мәмликәт оттурисида транспорт қатнишиниң, шундақла мәдәний-гуманитарлиқ өзара һәрикәтниң тәрәққий етиватқанлиғини қанаәтлиниш билән тәкитлиди. – Қазақстан вә Өзбәкстан өзара һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшкә мәнпийәтдарлиқ көрситипла қоймай, бәлки бирқатар мәсилиләрдә бир-бирини толуқтуруп туриду. Шуңлашқа өзара һәмкарлиғимизниң утуқлуқ болуши талашсиз. Униң үстигә кәсипдишим, Өзбәкстан Президенти Шавкәт Мирзияев билән икки мәмликәт оттурисидики һәмкарлиқни һәртәрәплимә тәрәққий әткүзүш үчүн актив һәрикәт қилишқа кириштуқ, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Өз новитидә Танзила Нарбаева сәмимий қобул қилғанлиғи үчүн Қазақстан Президенти миннәтдарлиқ билдүрди вә Шавкәт Мирзияевниң салимини йәткүзди. — Сизниң Дөләт рәһбири лавазимиға сайлинишиңиз, бу илгәрки лавазимиңиздики ишиңизниң етирап қилинғанлиғи, Сиз тәҗрибилик дипломат, тәсирлик рәһбәр вә, әң муһими, Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаевниң Қазақстанниң дөләт бехәтәрлигини күчәйтиш вә ихтисадини тәрәққий әткүзүшкә нишан қилинған идеялирини давамлаштуруватисиз, – деди өзбәк сәясәтчиси. Дөләт рәһбири учришиш ахирида Өзбәкстан Президентиға изгү- тиләкләрни йоллиди.

242 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы