• Асасий мақалилар
  • 13 Қараша, 2019

Күн тәртивини муһакимә қилди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Ақордида Astana Club хәлиқара муназирә мәйданиға қатнишиш үчүн Нур-Султанға кәлгән Иран Ислам Җумһурийитиниң ташқи ишлар министри Муһәммәд Җавад Зарифни қобул қилди. Сөһбәтдашлар иккитәрәплимә һәмкарлиқниң һазирқи әһвалини вә истиқбалини, шундақла регионлуқ һәм хәлиқара күн тәртивигә мунасивәтлик муһим мәсилиләрни муһакимә қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев Иран дипломатиға илтипат билдүрүп, бийил октябрьда Ереванда өткән Алий Евразия ихтисадий кеңиши даирисидә Президент Һасан Рухани билән үнүмлүк учришишларни өткүзгәнлигини әслитип өтти. Дөләт рәһбири иранлиқ кәсипдишини униң үчүн қолайлиқ вақитта Нур-Султанға сәпәр билән келишини күтүватқанлиғини тәкитлиди. Иран ташқи сәясәт идарисиниң рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевқа Қазақстан пайтәхтидә сәмимий қобул қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. Муһәммәд Җавад Зариф Astana Club ишидин алған тәсиратлири билән ортақлишип, Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң форумниң умумий мәҗлисидики сөзини вә чарә-тәдбирниң конструктив шараитта өткәнлигини жуқури баһалиди.

198 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы