• Асасий мақалилар
  • 20 Қараша, 2019

Йеңи медицина корпуси селиниду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев “Травматология вә ортопедия илмий тәтқиқат институти” җумһурийәтлик дөләт карханисини зиярәт қилди. Президент операция қилиш вә реанимация заллири билән тонушти, институт коллективи билән сөһбәтләшти. Қасым-Жомарт Тоқаевқа шундақла институт паалийитиниң асасий көрсәткүчлири вә медицина мәһкимисиниң илмий тәтқиқат лайиһилири тонуштурулди. Травматология вә ортопедия илмий тәтқиқат институти медицининиң мошу саһаси бойичә илғар технологияләрни тәйярлаш, мукәммәлләштүрүш вә җарий қилиш билән шуғуллиниватқан Қазақстандики бирдин-бир илмий- клиникилиқ вә билим бериш мәркизи. Һәр күни мәркәздә 50тин ошуқ, жилиға болса 8 миңдин ошуқ операция қилиниду. Һазирқи күндә медицина мәркизидә 385 бемарға молҗаланған 14 клиникилиқ бөлүм бар. Мошу бөлүмләр асасида 3 җумһурийәтлик мәркәз – өгиләргә эндопротез қилиш, артроскопия вә спорт җараһәтлирини давалаш, омуртқа патологиясини түзитиш охшаш мәркәзләр ечилди. Дөләт рәһбири мәһкимә хадимлири билән болған учришишта 23,2 миң квадрат метр қошумчә медицина корпусини селиш қарари тоғрилиқ елан қилди. Президентниң пикричә, илмий тәтқиқат институтиниң конириған бенаси вақит тәләплиригә җавап бәрмәйду. – 2021-жили мошу орунда йеңи бена қәд көтириду. Тегишлик мәбләғ бөлүниду. Қурулушқа 26 миллиард тәңгә керәк. Буниң хелә нурғун мәбләғ екәнлигигә қаримай, мән Һөкүмәткә тегишлик тапшурма беримән, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Йеңи корпуста 6 операция залиниң, 300 орунлуқ әслигә кәлтүрүш мәркизиниң, оқуш блоклириниң, шундақла медицина буюмлирини ишләпчиқириш бойичә кичик заводниң болидиғанлиғи пәрәз қилинмақта. Бу бенаниң пайдилинишқа берилиши билән жуқури технологиялик медицинилиқ хизмәт көләминиң 45 пайизға көпийидиғанлиғи күтүлүватиду. Институт коллективи Президентқа дөләт тәрипидин көрситиливатқан қоллап-қувәтләш үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. Өз новитидә Дөләт рәһбири медикларниң алийҗанап әмгигини жуқури баһалап, уларға утуқ-муваппәқийәтләр тилиди.

225 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы