• Асасий мақалилар
  • 22 Сәуір, 2020

Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң мусулман әһлигә МУРАҖИИТИ

Наһайити шәпқәтлик вә меһриван Алланиң исми билән башлаймән! Җими һәмдусана аләмләрниң пәрвәрдигари Аллаға хастур. Пәйғәмбиримиз Муһәммәд сәлләллаһу әләйһивәссаламға вә униң аилә-тавабиати билән барчә саһабилириға салават вә салам болғай! Әссаламу әләйкүм ва рәһмитуллаһи ва бәрәкәтуһу! Һөрмәтлик Дин Рәһбәрлири, мусулман қериндашлар! Мәлумки, бүгүнки күндә COVID-19 таҗсиман вирус жуқумлуқ кесили дуния әһлини әндишигә селиватиду. Әпсуслинарлиғи, бу жуқумлуқ кесәлдин дунияда миңлиған адәм көз жумди. Дунияда ушбу вабадин җудалиққа учрап, қаңғир қахшап қалған аилиләрниң қайғусиға ортақлишип, тәзийә билдүримән. Алла уларға сәвирлик әта қилсун! Һаятни «синақ макани», дәп билгән мусулман әһлиниң бешиға қийинчилиқ чүшсә, төзүмлүк тонутиду, ниғмәткә бөләнсә, шүкүр қилиду. Қийинчилиқни сәвир-тақәт билән йәңгән бәндә Алланиң меһригә бөлиниду. Алла таала : «Биз силәрни бираз қорқунуч билән, бираз қәһәтчилик билән вә маллириңларға, җанлириңларға, балилириңларға, зираәтлириңларға йетидиған зиян билән чоқум синаймиз. (Бешиға кәлгән мусибәт, зиян-зәхмәтләргә) сәвир қилғучиларға (җәннәт билән) хуш хәвәр бәргин» («Бәқәрә» сүриси, 155-айәт) дегән. Алла таала синаққа сәвир қилип, совапқа еришкән бәндилиридин қилғай! Қәдирлик мусулман әһли! Бүгүнки күндә бу еғир кесәл барчә инсанийәткә ховуп туғдурмақта. Биз (Һәммимиз) Адәм ата вә Һәвва анидин тариған бир үммәтмиз. Муқәддәс Қуръан Кәримдә: «Ей, инсанлар! Силәрни бир инсандин (йәни Адәм әләйһиссаламдин) яратқан, шу инсандин (йәни өз җинсидин) униң җүптини (йәни Һәввани) яратқан вә улардин (йәни Адәм билән Һәввадин) нурғун әр-аялларни яратқан пәрвәрдигариңлардин қорқуңлар, бир-бириңлардин нәрсә сориғанда нами билән сорайдиған Алладин қорқуңлар, силәр рәһимини үзүп қоюштин сақлиниңлар. Алла һәқиқәтән силәрни (йәни пүтүн әһвалиңларни) күзитип турғучидур» («Ниса» сүриси, 1-айәт) дегән. Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһивәссалам: «Ей, адәмләр! Силәрниң барлиғиңлар Адәм атидин, әнди Адәм топидин яритилди...», дәп бирликкә дәвәт қилған. Һәқиқәтән, һечкимниң миллити, уруғи, теги-тәкти Яратқучиниң дәргаһида бир-биридин артуқ әмәс. Қуръан Кәримдә: «Ей, инсанлар! Силәрни биз һәқиқәтән бир әр, бир аялдин, (Адәм билән Һәввадин ибарәт) бир ата, бир анидин яраттуқ. Өзара тонушушиңлар үчүн силәрни нурғун милләт вә уруқ қилдуқ. Һәқиқәтән әң тәқвадар болғанлиғиңлар Алланиң дәргаһида әң һөрмәтлик һесаплинисиләр (йәни кишиләрниң бир-биридин артуқ болуши нәсәп билән әмәс, тәқвадарлиқ билән болиду) Алла һәқиқәтән һәммини билгүчидур, һәммидин хәвәрдардур» («Һуҗурат» сүриси, 13-айәт) дейилгән. Дунияда овҗ алған кесәлниң алдини елишта инсанлар Яратқучиниң меһригә муһтаҗ екәнлигини ениқ сәзмәктә. Шуниң үчүн һәрбир милләт вәкили, барчә инсанлар муштумдәк жуғирилип, чин ихлас билән Яратқучиға илтиҗа қилип, инсанларниң аманлиғини сорайдиған бир синақ пәйтидә туруватимиз. Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһивәссалам: «Дуа — мусулманниң қорғини», дегини һәммимизгә мәлум. Мошу пәйттә Қазақстан Мусулманлири диний башқармиси ислам дуниясиниң алимлирини, барлиқ дин әрбаплирини, дин саһасиниң муддәрислири билән қаримларни вә барчә мусулман әһлини һәр җүмә намизи күни намаз вақтида «Биз — биллә, тилигимиз — ортақ», дегән изгү башланма даирисидә барчә инсанийәтниң аманлиғи үчүн бир вақитта алиқинимизни йейип, дуа қилишқа дәвәт қилиду. Наһайити шәпқәтлик вә меһриван Алла таала пүткүл инсан балисиға мустәһкәм саламәтлик әта қилип, ағриқ-силақтин сақийип, хошаллиқ күнләргә чапсанирақ йетишини несип қилғай. Амин! Изгү нийәт билән, Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң рәиси, Баш муфти Наурызбай һаҗи ТАҒАНУЛЫ. Нур-Султан шәһири.

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы