• Асасий мақалилар
  • 11 Маусым, 2020

Кеңәшмә өткүзди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Баш прокуратура, Ички ишлар министрлиги, Миллий бехәтәрлик комитети рәһбәрлиги вә Бехәтәрлик Кеңиши аппарати билән кеңәшмә өткүзди. Кеңәшмидә Дөләт рәһбиригә һоқуқ қоғдаш органлириниң иши, қанунға риайә қилиш үстидин назарәт қилиш әһвали тоғрилиқ һесават берилди. Президент һоқуқ қоғдаш органлириниң мәмликәттә қанунийлиқни күчәйтиштә, турақлиқ вә тәртипни сақлашта жуқури җавапкәрликкә егә екәнлигини атап көрсәтти. Дөләт рәһбири мәзкүр идариләрниң гражданлар һоқуқи вә мәнпийәтлирини қоғдашта, давамлишиватқан таҗсиман вируси пандемияси шараитида уларниң саламәтлигини сақлаш үчүн шараит яритишта муһим роль ойнайдиғанлиғини тәкитләп өтти. Болупму жүргүзүлүватқан сәясий ислаһат даирисидә ислаһ қилиниватқан қанунлар нормилирини җамаәтчиликкә тәпсилий чүшәндүрүшни уюштуруш ишиға алаһидә диққәт бөлүнди.

205 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы