• Бизниң сөһбәт
  • 24 Маусым, 2020

«Шаирниң қоғдайдиғини — яхшилиқ, издәйдиғини — изгүлүк»

Мениң бүгүнки сөһбәтдишим — Мирзәхмәт Меримов, һалавитидин мәшәқити, хошаллиғидин ғәм-тәшвиши көп шеирийәт мәйданида өзиниң қабилийити вә талантиниң, мүмкинчилиги вә тәҗрибисиниң, билими вә ихтидариниң йетишичә қәләм тәвритип келиватқан шаирлиримизниң бири. Биз униң билән мәнивий һаят, иҗадийәт, мәрипәт, әдәбият вә ана тили һәққидә сөһбәтләштуқ. Оқурмәнләр диққитигә әйнә шу сөһбәтни һавалә қиливатимиз. Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» – Мошу яшқичә һис қилип-билгиниңизни ейтиңа, уйғур милләт сүпитидә қайси тәрипидин тәрәққий етип, қайси җәһәттин кәйнигә даҗиватиду? — Өткән әсирниң 60-жиллиридин етиварән өсүватқан яш әвлатни билимлик қилип тәрбийиләш, кәспий билим берип, кадрларни йетилдүрүш бойичә тилға аларлиқ ишлар әмәлгә ашурулди. Ениғирақ ейтсақ, Алмутида — ҚазПИда уйғур бөлүминиң ечилиши – кәспий мутәхәссисләрниң йетилишигә йол ачти. Қазақстан Миллий пәнләр академиясидә Уйғуршунаслиқ бөлүминиң барлиққа келиши илим-пән саһаси үчүн зор йеңилиқ болди. Әнди йәтмишинчи жиллардин кейин уйғур миллий маарипи риваҗланди. Уйғур мәктәплириниң заманивий йеңи беналири қәд көтәрди. Мениңчә, бу миллитимизниң тәрәққиятқа қарап йүзлиниши болса керәк. Шуниңға қаримай, та бүгүнки күнгә қәдәр, миллитимиз вәкиллири тәрипидин қаракөз оғул-қизлиримизни рустиллиқ мәктәпләрдә оқутуп, миллийликтин чәтнишиш әһваллири орун еливатиду. Бу, мениңчә, кәйнигә даҗиватқанлиғимизниң бир ипадисидур. — Мақалилириңизда ана тили, ана мәктәп мавзулириға көп мураҗиәт қилдиңиз. Соримақчи болғиним, миллитимизниң қәдир-қиммити болған тилимизни сақлап, уни риваҗландурушниң йәнә қандақ йоллири бар дәп ойлайсиз? — Милләт – тил билән милләт. Тилсиз милләтниң болуши әсла мүмкин әмәс. Миллий маарипимизни, ана тилимизни тәрәққий әткүзүшкә барлиқ шәрт-шараит, мүмкинчиликләр яритилип бериватқан заманда миллитимиз вәкиллириниң униңға дүмбиси билән қариши, бу бир ахмақанә, қарғуларчә иш-һәрикәттур. Бүгүн биз миллий маарипимиз билән ана тилимизни җанландурушниң қолдин келидиған барлиқ чарилирини көрүшимиз һаҗәт. Униң үчүн көп нәрсә тәләп қилинмайду. Алди билән яш әвлатни милләтпәрвәр, миллий роһта тәрбийиләш зөрүр. Шундақла аилидә балилар билән җәзмән ана тилида муамилә қилишимиз керәк. Пәрзәнтлиримизни миллий әнъәниләрдин, миллий сәнъәт дурданилиридин дайим хәвәрдар қилип турушимиз лазим. Әң асаслиғи, уларни бир-бири билән ана тилида саламлишишни, чоңларни һөрмәтләшни һәм қәдирләшни үгитишимиз һаҗәт. Әйнә шу чағдила улар алди билән өзлири ана тилиниң қәдир-қиммитини чүшиниду һәм уни риваҗландурушниң чарилирини қараштуриду. Миллий роһи ойғинип, хәлқини сөйидиған, миллитигә көйүнидиған болиду. — Мирзәхмәт ака, мениң пәрәзимчә, хәлқимизниң роһий булиғи булғиниватқандәк. Мүмкин, мәнивий маңқуртлуқтин жирақ болуш үчүн алаһидә чариләр көрүш лазимду. Умумән, миллий роһни көтириш үчүн немә ишларни қилишимиз керәк? — Һазирқи заманивий яш аилиләрдә алға үндисәң, кәйнигә даҗийдиған тәрсалиқ пәйда болғандәк. Уларға миллий роһ тоғрилиқ пикир ейтсаң, сени талаветишкә тәйяр. Уйғур жутлирида (Уйғур наһийәсидә) жигитбашлири башқуридиған кочиларда (бирнәччә йәрдә) «маарип-мәдәнийәт» һойлилирини қуруш тәшәббусини көтәргән едим. Жигитбеши йетәкчилигидә бәлгүләнгән маарип-мәдәнийәт һойлисида жигитбешиниң тапшурмиси билән муәллип яки бирәр мутәхәссис өзи тәйярлиған мәсилә – мавзу бойичә өз пикрини оттуриға қойиду. Андин шу мәсилә һәққидә яки жут ичидә моҗут проблемилар бойичә жиғилғанлар өз ой-пикирлирини изһар қилиду. Әйнә шу маарип-мәдәнийәт һойлисида түзүлгән реҗә-план бойичә жутта, турғунлар арисида өй тирикчилигидә болидиған, болуватқан хилму-хил вақиә, иш-һәрикәтләр муназирә қилиниду. Әгәр бу хил чарә-тәдбир йолға қоюлса, җамаәтчилик арисида алаһидә зор тәсир қозғиған болар еди. Жутларда-мәлиләрдә миллий әнъәнә, миллий мәдәнийәт, ана тили, миллий әхлақ, урпи-адәт мәсилилири бойичә хилму-хил чарә-тәдбирләрни уюштурушниң мүмкинчилиги, шәрт-шараитлири моҗут, пәқәт шуниңдин пайдилинип, тәрғибат-тәшвиқат ишлирини җанландурушимиз лазим. Ечинарлиғи, бәзидә тәшәббускарлар һәм уларни йеқиндин қоллап-қувәтлигүчиләр йетишмәйду. – Мирзәхмәт ака, сөһбитимиз йөнилишини әдәбиятқа бурисақ. Ейтиңа, проза саһасида кейинки дәвирдә пәйда болған иҗаткарларниң ичидә кимләрниң иҗадийитини алаһидә тилға алар едиңиз? Улар тоғрилиқ оюңизни билсәк? — Проза саһасида қәләм тәвритиватқан яшларниң китаплири қолумға чүшкини йоқ. Шу сәвәптин бу һәққидә ениқ гәп қилалмаймән. Раст, язғучилар Алимҗан Бавдинов, Тельман Нурахунов, Әхмәтҗан Һашириниң романлири миллий әдәбиятимизниң кам йерини толтуруватиду. Улардин кейин йетилип келиватқан яш язғучиларниң нәширдин чиққан әмгәклиридин хәвирим йоқ. – Иҗтимаий торда көпчиликкә «Қандақ китап оқуватисиз?» дегән соал қоюлуп, көрнәклик шаир-язғучилар, журналистлар, мәдәнийәт әрбаплири билән башқиму шәхсләр өзлири оқуватқан китаплири тоғрилиқ бәс-бәстә йезип, яхши әнъәнә башлиди. Қа­зақстан Язғучилар иттипақи башқармисиниң рәиси Улық­бек Есдәулет йоллиған эстафетини Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевму давамлаштуруп, авам хәлиққә қандақ китап, гезит-журнал оқуватқинини елан қилди. Президент қазақстанлиқларни китап оқушқа дәвәт қилиш арқилиқ һәқиқий ғәзнә — билимниң китапта екәнлигини уқтурди. — Сиз қандақ китап оқудиңиз һәм оқуватисиз? Бу наһайити яхши тәшәббус. Биз, уйғур шаир-язғучилириму, көпчиликкә мошундақ соал билән мураҗиәт қилсақ болидекән. Әйнә шу чағда бизниң аримиздиму китап оқушқа қизиққучилар көпийиду. Язғучи-шаирлиримизниң қәдир-қиммити ашиду. Нәширдин чиққан китаплири тәкчиләрдә топа бесип ятмай, улар оқулидиған болиду һәм китапқа болған еһтияҗ өсиду. – Мирзәхмәт ака, язғучилиқ дегән күндә йезиш үстилигә йепишивелиш болмиса керәк... — Язғучилар, биринчи новәттә, вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр болуши муқәррәр. Вәтән үчүн, милләт үчүн жүригидә оти бар, виждани қайнап турған адәм — шаир-язғучи. Илһам мәнбәси — хәлиқ, милләт тәғдири, униң һаяти — кәчмишлири. Язғучи хәлиқ, милләт арисида жүрүши, униң билән иссиқ-соғдиму биллә болуши һаҗәт. Хәлиқтин айрилип, униң муң-муһтаҗидин хәвәрсиз қелип, униңға етиварсиз қариған язғучиниң қандақ әсәр язғинини байқап көрүң. Язғучи күндә дегидәк йезиш үстилигә йепишип олтармисиму, күнидә хәлиқни ойландуридиған һәм ойғитидиған әсәр йезиши тегиш, дәп ойлаймән. Қисқиси, язғучи аз язсиму, саз йезиши керәк. Әйнә шу чағдила у өзиниң хәлиқ алдидики вәзиписини ада қилған болиду. — Шаир сүпитидә Сиз өзиңизниң хәлиқ алдидики вәзипиңизни қандақ чүшинисиз? — Хәлиқ бешиға чүшкән һәрқандақ қийинчилиқ, чүшкүнлүкләр, әң алди билән, шаир қәлбидин өтиду. Сәвәви, шаир тилиниң, дилиниң илһам мәнбәси — адәм. Йәни адәмләр барлиққа кәлтүргән яхшилиқ, яманлиқлар, адәмләр яратқан аламәт улуғвар ишлар. Демәк, шаирниң қоғдайдиғини яхшилиқ, издәйдиғини изгүлүк, адәмләрниң бәхит-саадити. Шаир өз әмгигиниң маһийитини шу дәриҗидә чүшәнгән тәғдирдила, өз дәвриниң илһамбәхш пәрзәнди болуши мүмкин. — Иҗаткарниң өз дәвригә һәмдәм, һәмнәпәс болушини қандақ чүшинисиз? — Әлвәттә, иҗаткар өз дәвриниң қайғу-ғәмлиригә, хошаллиқлириға һәмдәм, һәмнәпәс болупла қалмай, өз дәвридин озуп, җәмийәт тәрәққиятини алдин-ала сезиш, адәмләр үчүн нишан йоллирини, ениқ болмисиму, пәрәз қилиш ихтидариға егә болуши шәрт. У қәлбләрдә яшашқа, ишләшкә зоқ ойғитип, келәчәккә үмүт-ишәнчә билән қарашқа, илһамландурушқа тегиш. – Һазир китави оқулмиған язғучи «оқурмәнниң интаси төвән» дегән гәпни алға сүридиған болди. Шу чағда оқурмән интасиниң шәкиллинишигә қәләм саһиблириниң мунасивити болмиғиниму? — Кеңәш һакимийити ғулиғандин кейинки жилларда нәширдин чиққан әдәбий китапларни тәшвиқ қилиш тохтап қалди. Шаир-язғучилар билән уларниң әсәрлирини мәктәпләрдә тонуштуридиған кәң көләмлик әдәбият кәчлири өткүзүлмәйдиған болди. Униңдин ташқири нәширдин йеңи чиққан әмгәкләр һәққидә әдәбиятшунаслар, зиялилар яки китапханларниң өзлири оқуған китап-әмгәкләр һәққидә ой-пикирлирини язмас болди. Әлвәттә, бирәр әсәргә әдәбий тәқриз язғанда, уни асманға көтирип махташ яки камчилиғини кочилап тепип, камситиш мәхсәт қилинмаслиғи керәк. Язғучи иҗадиға тоғра һәм сәмимий баһа берилгәндила, язғучи роһлиниду һәм илһамлиниду, буниңдинму яхширақ, тәл-төкүз әсәр йезишқа интилиду вә өзини мошу йөнилиштә қамчилайду. -– Ф.Достоевскийниң «Адәмләр раса азғанда әдәбиятқа бәт бурайду», дегән сөзи бар. Бүгүнки уйғур җәмийитиниң мәнивий дәриҗиси, әдәбий савати һазир қайси дәриҗидә, дәп ойлайсиз? Умумән, әдәбиятимизниң бүгүнки әһвали тоғрилиқ немиләрни ейтқан болар едиңиз? — Һазир ХІХ әсир вә ХХ әсирниң 50-жиллиридики қаратүнәк һәм саватсизлиқ қаплиған қараңғу жиллар әмәс. Қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстанда истиқамәт қиливатқан уйғур хәлқи башқа қериндаш милләтләргә охшашла мәдәнийәт, маарип булиғидин су ичип, гүлләп яшниди һәм һазирму бу саһалардин бәһримән болмақта. Онлиған алимлар, язғучи-шаирлар, кәспий мутәхәссисләр йетилип чиқти. Умумән, бу җәһәттин елип қариғанда, «миллитимизниң мәдәний дәриҗиси төвән», дәләлмәймиз. Амма, аччиқ болсиму, етирап қилишимиз керәкки, кейинки вақитларда әдәбий китап, гезит-журнал оқуйдиғанларниң қатари кәскин азийип кәтти. Мәсилән, бизниң мәлидә, башқисини ейтмиғанниң өзидә, ана тилимизда чиқиватқан һәм миллитимизниң авази, әйниги һесапланған «Уйғур авази» гезитиға өз ихтияри билән йезилип, уни үзмәй оқуйдиғанлар бармақ билән санавалғидәкла. – Көп йезиш билән һәққаний йезишниң салмиғини өлчәлмәй жүргәнләрниң қуруқ аваригәрчилигини көргәндә, өзиңизни қандақ һис қилисиз? — Көп йезиш билән һәққаний йезиш... Мән ундақ язғучини көргиним йоқ. Шуңлашқа улар һәққидә халис пикир ейталмаймән. – Айрим қәләм саһиблири язған-сизғинини дам қилип, кимләрниңду қоллап-қувәтлишигә, мукапатқа еришишкә майилирақ. Бу муһтаҗлиқтин туғулған адәтму яки беқиндилиқниң түп-томури башқиму? — Мән бая бир соалиңға җавап бәргәч, нәширдин чиққан әмгәкләргә әдәбиятшунасларниң тәқриз йезип, сәмимий пикрини билдүрмәйдиғанлиғи һәққидә тохталған едим. Өз әмгигигә халисанә пикир ейтилған яки мәтбуатта баһа берилгән болса, еһтимал, ундақ болмиған болар еди. Ойлаймәнки, бу муһтаҗлиқтин туғулған иш болса керәк. — Мукапат демәкчи, Қазақстанниң әдәбият саһасидики баш мукапити «Абай намидики дөләт мукапити», дәп атилидиған болди. Бу мукапаттин қандақ өзгириш күтисиз? — Әлвәттә, әдәбият, сәнъәт, илим-пән, маарип, мәтбуат саһалири бойичә берилидиған дөләт мукапатлири болиду. Әнди әдәбият саһасидики баш мукапатниң улуқ Абай намида атилиши — пәқәт қоллап-қувәтлинидиған изгү башланма. Шәхсән мән бу мукапатниң келәчәктә Қазақстан язғучилири сепидә иҗат қиливатқан мунасип бир уйғур язғучи вә шаириға берилишини үмүт қилимән. – Мирзәхмәт ака, Сиз пәқәт әдәбиятниңла әмәс, уйғур журналистикисиниңму өз адимисиз. Тәрҗимиһалиңизға нәзәр ташлисақ, 25 йешиңиздин башлап мошу саһада әмгәк қилип келиватисиз. Өмүрбаяниңиз жиллар билән вақиәләрни жипқа тизғини билән, көргиниңиз билән көңүлгә пүккиниңизниң түгмичилигиниму йәткүзәлмәйдиғини ениқ. Мәтбуат десә, ядиңизға чүшидиған жирик әслимиләр билән бөлүшсиңиз... — 1960 — 1961-жиллири институтқа чүшәлмәй, Алмута шәһиридә қурулушта ишлидим. Бош вақтим болғандила җумһурийәтләрара тарилидиған «Коммунизм туғи» гезитиниң тәһриратиға (Һазирқи «Уйғур авази») бараттим. Дәсләп у йәрдә ишләватқан көрнәклик әдипләр Һезмәт Абдуллин вә Хелил Һәмраев билән тонуштум. Мени редакция бенасиниң йенида талантлиқ шаир Илия Бәхтия билән атақлиқ фелетонист-язғучи һәм маһир тәрҗиман Нәсирдин Мәңсүров иллиқ күтүвалатти. 1965-жили май ейида «Коммунизм туғи» гезити редакциясигә кәлгинимдә Һезмәт ака: «Мирзәхмәт, қурулушта ишлигиниңни қой, Чонҗиға берип, наһийәлик «Или вадиси» гезитида ишлигин. Мән хәт йезип беримән», дәп мени Уйғур наһийәсигә әвәтти. Кейин аңлисам, наһийәлик гезитниң наминиму Һезмәт ака қойған екән. Уйғур наһийәлик «Или вадиси» гезити редакциясидә ишлигән жиллири әмгәк адәмлири һәққидә көплигән очеркларни яздим. Шу жиллири «Қазақстан» нәшриятида «Достлуқ» намлиқ очерклар топлимим йоруқ көрди. Қисқиси, көрнәклик әдип Һезмәт Абдуллинниң ғәмхорлуғи түпәйли, мән мәтбуат саһасида та пенсиягә чиққичә ишлидим вә қолумдин келишичә, имканийитимниң яр беришичә, миллий мәтбуатимиз билән әдәбиятимизниң тәрәққий етишигә һәссәмни қоштум, дәп ишәшлик ейталаймән. — Мирзәхмәт ака, ахирқи соал. Сизни өткән күн, өткән айлар, жиллар ойландурмамду? — Әлвәттә, ойландуриду. Бәзән шу өткән вақит, өмрүм бекар өтүп кәткәндәк һис қилимән. У вақитларда көңүлгә пүккән көплигән ойлирим, әмәлгә ашурмақчи болған ишлирим алдимда догилинип турғандәк қилатти. Әпсус, көңлүмгә пүккәнлирим ой-хиял болуп қаливәрди. Ундақ болғини, уларни ишләшкә, әмәлгә ашурушқа қолумда хамәшия – материал йоқ еди. Уларни издәп һеч йәргә баралмидим, тапалмидим. Бәҗиргән ишлирим, йоруқ көргән әмгәклирим өмрүм еқидисини ақлалмиди. Шуниңға ечинимән, көйүнимән... — Мәзмунлуқ сөһбитиңизгә рәхмәт. Сизгә мустәһкәм саламәтлик вә хатирҗәмлик яр болсун!

411 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы