• Асасий мақалилар
  • 30 Шілде, 2020

Һакимлар һесават бәрди

Регионлар һакимлири Дөләт рәһбиригә санитария-эпидемиологиялик вәзийәт тоғрилиқ һесават бәрди. Бу тоғрилиқ Президентниң мәтбуат кативи Facebookтики сәһиписидә язди. – Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт шәһәрлириниң вә Алмута, Ақмола, Ақтөбә, Атырав, Ғәрбий Қазақстан, Җамбул, Қарағанда, Қостанай, Қизилорда, Маңғыстав, Павлодар, Шәрқий Қазақстан, Шималий Қазақстан вилайәтлириниң һакимлири Дөләт рәһбиригә тегишлик санитария-эпидемиологиялик вәзийәт тоғрилиқ доклад қилди, –дәп язди Берик Уәли. Мәтбуат кативиниң тәкитлишичә, таҗсиман вирус ағриғиға дучар болуватқанлар саниниң төвәнләватқанлиғи байқилип, сақайған бемарларниң сани өсүватиду. Умумән, вәзийәт турақлишиватиду. Ағриқханилардики орунлар, дора-дәрмәк васитилириниң запаси вуҗутқа кәлтүрүлди. Президент вәзийәтни қаттиқ назарәт астиға елип, униңға әң муһим вәзипә сүпитидә қарашни тапшурди. Шундақла карантин чарилиригә қәтъий әмәл қилиш муһим әһмийәткә егә, әйнә шуниңға бағлиқ гражданлар арисида актив чүшәндүрүш ишлирини давамлаштуруш лазим.

303 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы