• Асасий мақалилар
  • 05 Тамыз, 2020

Ташқи ишлар министрлигигә тапшурма берилди

Қазақстан ташқи ишлар министри Мухтар Тлеуберди Бейруттики онлиған адәмниң һаятини елип кәткән вә Қазақстан әлчиханисиниң бенасиға зәхмә йәткүзгән партлашқа изаһ бәрди. Мошу вақиәләргә бағлиқ Қасым-Жомарт Тоқаев идаригә тапшурма бәрди. Мухтар Тлеубердиниң хәвәр қилишичә, 4-августта Ливан пәйтәхтидә шәһәрниң йеримини вәйран қилған күчлүк партлашлар йүз бәрди. Онлиған адәм вапат болди. – Партлаш тоғрилиқ хәвәр келиши билән Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев Ташқи ишлар министрлигигә Ливандики қазақстанлиқ гражданларниң бехәтәрлигини тәминләш тапшурмисини бәрди, – дәп тәкитлиди ташқи ишлар министри. Министрликниң мәлуматлири бойичә, 4-августқа қәдәр Ливанда консул һесавида 113 қазақстанлиқ туруватиду. Әлчихана хадимлири улар билән турақлиқ алақидә болуватиду – вәтәндашлиримизниң һечқайсиси зәрдап чәкмиди. Министр пәқәт әлчихана бенасиниңла хелә зәрдап чәккәнлигини тәкитлиди. Бена сөзсиз әслигә кәлтүрүлиду. Консулхана хадимлири билән уларниң мәмликәттә болуватқан йеқинлири сақ-саламәт. Мухтар Тлеуберди шундақла һазир Ливанда Қазақстандин кәлгән 120 милләтпәрвәрниң болуватқанлиғини қошумчә қилди. Улар 3-августта кәлди вә уларму сақ-саламәт.

209 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы