• Бизниң сөһбәт
  • 09 Қыркүйек, 2020

Мәктәп пәхри Самира

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

– Ака, сиз билән үзму-үз учришип, балиларни уйғурчә оқутуш мәсилиси бойичә сөзлишәй дегәндим, – деди телефонда өзини Нурмәһәммәт дәп тонуштурған жигит.
«Бу пәрзәнтлирини рус тилида оқутушни әвзәл көрүватқан заманивий ата-аниларниң бири болса керәк?!» дегән ойда болдимдә, учришиш вақтини бәлгүлидим. Келишкән күни у өйүмгә кәлди. Салам-сааттин кейин, гәпни өзини тонуштуруштин башлиди. Ана тилида дегәндәк сөзләлмисиму, мениң билән уйғурчә сөһбәтлишишкә тиришти.
– Мениң исим-нәсибәм Нурмәһәммәт Семәтов болиду. Алмута шәһириниң Қалқаман мәһәллисидә истиқамәт қилимән. Йешим — 57дә. Алмута шәһириниң Горный Гигант мәһәллисидики 52-рус оттура мәктивини тамамлиғанмән. Аиләм, икки оғлум вә бир қизим бар. Аялим – терапевт-врач, уму маңа охшаш русчә оқуған. Һәрбий борчумни өтәп кәлгәндин кейин, шәһәрдики Автомобиль йоллири башқармисида дәсләп техник-технолог, чоң технолог, кейинирәк инженер лавазимида ишлидим. Арилиқта Алмута шәһиридики 3-Өрткә қарши қисимда вә шәһәрлик Ички ишлар департаментиниң тәркивидики Паспорт хизмити бөлүмидә хизмәт қилдим. Һазир шәхсий тиҗарәт билән шуғуллиниватимән. Бош вақтимда тән-тәрбийә билән бәнт болимән. Қисқиси, дайим һәрикәттә жүргәнни яқтуримән. Сәвәви, һәрикәт – һаят. Өткәндә Москва шәһиридә болуп өткән хәлиқара марафонға қатнишип, яш алаһидилиги бойичә иккинчи орунни елишқа муйәссәр болдум. Бизниң уйғур яшлириму, әтидин кәчкиргичә телефонға чаплишивалмай, спорт билән шуғулланса дәймән..
Әнди «Балилиримизни уйғурчә оқутуш» мәсилисигә кәлсәк, мәнму өз вақтида оғлум Адилҗанни физика-математика йөнилишидики рустиллиқ гимназиягә бәргәндим. Қизим Самира мәктәп йешиға йәткәндә, униму рус мәктивидә оқутмақчи болдуқ. Шундақ ойда жүргән күнләрниң биридә А. Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәров билән сөһбәтлишип қалдим. У балиниң ихтидари болсила, бирнәччә тилни өзләштүрүп кетидиғанлиғини, амма өзиниң ана тилида оқуған балиниң миллитиниң мәдәнийитини, тилини, тарихини, урпи-адәт вә рәсим-йосунлирини билип, миллий роһта тәрбийә елип чиқидиғанлиғини әтраплиқ чүшәндүрди. Растимни ейтсам, Шавкәт Ниязоғлиниң гәп-сөзлири мени тәврәндүрди вә қайил қилди. Әйнә шу очуқ сөһбәттин кейин, оғлумни гимназиядин чиқиривелип, Достлуқ мәһәллисидики 153-мәктәп-гимназиягә уйғурчә оқутуш үчүн әкәлдим. Һазир у 9-синипқа көчти. Кейин қизим Самираниму мәктәпалди тәйярлиқ топиға өзәм йетиләп кәлдим. Һәр иккилиси, шүкри, яхши оқуватиду. Илгири биз аилидә асасән рус тилида муамилә қилип кәлгән болсақ, һазир балилиримиз бизни уйғурчә сөзләшкә үгәтти.
Раст, башта қизим уйғурчә йезишни, сөзләшни, математикидин һесапларни өзләштүргичә хелә қийналди. Һәтта, иккинчи чарәктә мәктәпкә бериштин вә уйғурчә оқуштин баш тартти. Муәллимимиздин үч-төрт балиниң уйғурчә йә йезишни, йә өз алдиға қошуш-елишни тамамән билмәйдиғанлиғини аңлиған биз, үч-төрт ата-ана, бәк хиҗил болдуқ. Шәхсән мән немә қиларимни билмәй, арисалда қалдим. Шу күндин башлап, қизим билән өйдә қошумчә шуғуллинишқа бәл бағлидим. Оюн элементлирини пайдилинип, өзәмчә «дәрис» өтүшкә кириштим. Ха ишиниң, ха ишәнмәң, пәйдин-пәй қизим уйғурчә йезишни, сөзләшни, һесапларни чиқиришни үгәнди, һәтта уйғурчә шеирларни тез арида ядлавелип, ипадилик оқушқа башлиди. Қизимниң ихтидар-қабилийитини байқап, бешим көккә йәткәндәк болди. Шундақ қилип, үчинчи чарәктә қизимни мәктәпкә апардим. Муәллимниң синиғидин, икки оқуғучи сүрүнмәй өтүп, әң жуқури «юлтузчә» бәлгүсини алди. Ишинәмсиз, биз, икки ата, мәктәпниң һойлисидики Абдулла Розибақиев һәйкили алдида туруп, хошаллиғимиздин «Ура, бизниң балимиз уйғурчә оқуйдиған болди!», – дәп вақиридуқ. Мана, Худаға миң қәтлик шүкри, қизим 8-синипқа көчти. Қисқиси, балилиримизни уйғур мәктивигә бәргинимизгә һеч өкүнмидуқ вә уйғурчә оқуған балиниң һечқачан йәрдә қалмайдиғанлиғиға көзүмиз йәтти. Ахирида ейтарим, башқиму ата-аниларниң пәрзәнтлирини җәзмән уйғур тилида оқутушиға дәвәт қилимиз.
Мән Нурмәһәммәтниң сөзини бөлмәй, пикрини ахириғичә тиңшидим вә өзәмниң башта «Маңа телефон қилған киши пәрзәнтлирини рус тилида оқутушни әвзәл көридиған заманивий ата-аниларниң бири болса керәк», – дәп хата пикирдә болғанлиғим үчүн хиҗаләт болдум вә әр-аял иккиси рус тилида оқуған болсиму, икки балисини уйғур мәктивидә оқутушқа бәл бағлиғиниға апирин ейтқач, улардин һазирқи ана тилидин ваз кечип, пәрзәнтлирини рус мәктивидә оқутушни әвзәл көрүватқан айрим заманивий ата-анилар үлгә алсун, дегән мәхсәттә ушбу мақалини йезишни тоғра көрдүм. Әнди төвәндә пәқәт ата-анисиниңла әмәс, Ана мәктивиниң пәхригә айланған Самира Семәтованиң қолға кәлтүргән утуқлирини оқурмәнләргә қисқичә тонуштуруп өтәйли.
Самира Семәтова «Сәнъәт, билим — һәммиси тиришип оқуш билән кәлгән», дегән көзқараштики әқиллик, қабилийәтлик оқуғучи. Билимгә иштияқ бағлиған қиз 2006-жили 10-декабрь күни дунияға кәлгән. У кичигидин сәнъәткә, иҗадийәткә майил болди. Әтрапида униң ихтидар-қабилийитини байқап, йеқиндин қоллап-қувәтләп келиватқан инақ һәм үлгилик аилиси, изгү нийәтлик йеқинлири бар. «Қизим — қизилгүлүм», дәп баһалайдиған атиси Нурмәһәммәт Өмәрҗаноғли Семәтов билән қизиға бойидики ибалилиқни, әдәпликни үлгә қилип келиватқан аниси Саида Әркинқизи Семәтова — яришимлиқ җүп, меһир-шапаити мол инсанлар.
Самира 1 — 6-синипларни Пәхрий ярлиқ билән тамамлиған әлачи оқуғучи. 2013-жили 25 метр жирақлиққа жүгрәш бойичә өткән мусабиқидә һәм «СКДЮСТШ - 5» чемпионатида суда үзүштин мукапатлиқ үчинчи орунни алса, шашкидин өткән синипичилик мусабиқидә үчинчи орунни егилигән. Илмий лайиһиләргә үч жил уда қатнишип, өзиниң билим-қабилийитини намайиш қилди. 2015-жили у «Қазақ тили пәни һәптилиги» вә «Инфоурок» лайиһиси бойичә иккинчи орунға сазавәр болди. 2016-жили мәктәпичилик илмий лайиһиләр мусабиқә-көрүгидә тәңтушлири арисидин озуп чиқип, мусабиқә ғалиби аталди. Әнди 2017-жили болса, «Я — исследователь» мәктәпичилик конкурсида иккинчи орунни елишқа муйәссәр болған тәтқиқатчи оқуғучи. «ІQ» Интеллектни риваҗландуруш мәркизиниң уюштуруши билән җумһурийәт оқуғучилири арисида жирақтин оқутуштин өткүзүлгән «Қушлар – бизниң достимиз» байқишиға актив қатнашқанлиғи үчүн Тәшәккүрнамә билән тәғдирләнди. Мустәқиллик мәйримигә даир уюштурулған «Билим ачқучи – китапта» қабилийәтлик оқуғучилар байқишида «Мәнивий йеңилинишниң» әң яхши үлгисини әла әсәри арқилиқ көрсәткини үчүн иккинчи орунға сазавәр болди. 2017-жили «Билим билән педагогикилиқ илим-пәнни тәрәққий әткүзүшниң хәлиқара академияси» уюштурған 1-хәлиқара иҗадий конкурста биринчи орунға егә болди. 2018-жили «Chocolates іn our lіfе» номинацияси бойичә үчинчи орунни елип, The competіtіon of poems from «UNESKO» қатнашқучиси аталди. Инглиз тилидин «ELEMENTARY 2. GRADE A» билимини йетилдүрүш курсини тамамлиди. «Englіsh іs fun» әқлий оюниниң қатнашқучиси Сертификатиниң саһиби. Билимгә иштияқ бағлиған қиз 2018-жили Хәлиқара илим-пән вә билимни қоллаш мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән, «Эрудит» әқлий билим порталиниң уюштурушида Йүсүп Баласағуниниң туғулғиниға 1000 жил толушиға даир оқуғучилар арисида қазақ тили пәни бойичә жирақтин оқутуштин өткүзүлгән җумһурийәтлик олимпиадиға қатнишип, алаһидә иҗадий қабилийити билән көзгә чүшүп, биринчи орунни егиләп, мәктәп шәнини көккә көтәрди. 2019-жили җумһурийәтлик «Жүзден жүйрік» әқлий билим портали уюштурған иҗадий конкурсниң «Ұстаз — мектептің жүрегі» номинациясидә әла баһаға еришсә, «Алтун күз» байқишида вә «Яша, яшниғин, Астана» рәсим көргәзмисидә үчинчи орунни егилиди.
Самира рәсим сизишни, китап оқушни, нахша ейтишни вә уссул ойнашни, шундақла суда үзүшни, жираққа жүгрәшни һәм шашка ойнашни яхши көриду. Һәржили Алмута шәһиридә жираққа жүгрәш бойичә өткүзүлидиған мусабиқигә қатнишип келиватиду. Армини — алий оқуш орниға дөләт гранти һесавиға чүшүп, дохтур мутәхәссислигини егиләп, тәҗрибилик вә салаһийәтлик врач болуп йетилип чиқиш. Йеқинлириға, әтрапидикиләргә дайим шатлиқ беғишлашни мәхсәт қилип келиватқан һәртәрәплимә қабилийәтлик оқуғучи.

293 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы