• Асасий мақалилар
  • 03 Желтоқсан, 2020

Тәрәққият йоли таллавелинған күн

Һәр жили 1-декабрьда Қазақстан дөләт мәйримини – Тунҗа Президент күнини нишанлайду. Мустәқил Қазақстан хәлқи үчүн бу сәнә аддийғинә дәм елиш яки мәдәний чарә-тәдбирләр күни әмәс, бәлки заманивий Қазақстанниң барлиққа келип, дуния етирап қилған дөләт сүпитидә шәкиллинишидә һәл қилғучи роль ойниған Нурсултан Әбишоғли Назарбаевқа һөрмәт билдүрүш вә миннәтдарлиқ изһар қилиш күни.

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Қазақстанда 1-декабрь мәйрәм сүпитидә дәсләпки қетим 2012-жили рәсмий түрдә дөләт миқиясида нишанланди. Бир жил илгири, йәни 2011-жили 10-декабрьда Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң умумий мәҗлисидә «Қазақстан Җумһурийитидики мәйрәмләр тоғрилиқ» Қанунға өзгиришләр киргүзүлди. 14-декабрьда Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти мәзкүр қанунни имзалиған еди.
Мәйрәм үчүн 1-декабрь күни тәсадипи таллавелинмиди. Чүнки 1991-жили нәқ шу күни өткән Президент сайлимида аваз беришкә қатнашқан җумһурийәт аһалисиниң 98,7 пайизи Нурсултан Назарбаевни яқлап аваз бериду. Шуниңдин икки һәптә өтүп, дунияниң сәясий хәритисидә йеңи мустәқил дөләт –Қазақстан Җумһурийити пәйда болиду. Шуңлашқа Нурсултан Әбишоғли пәқәт Тунҗа Президент сүпитидила әмәс, бәлки қазақстанлиқларға сәясий вә ихтисадий әркинлик елип кәлгән дана шәхс сүпитидә тилға елиниду. Нурсултан Назарбаев мәмликәтни башқурған дәсләпки жиллар биз үчүн һәқиқий синақ болди. Дөләт рәһбириниң алдида икки стратегиялик вәзипә –йеңи нәтиҗидарлиқ сәясий һәм ихтисадий үлгини түзүш вә хәлиқни җипсилаштуруш, барлиқ милләтләр билән еләтләрни, иҗтимаий топларни күчлүк мустәқил дөләт қуруш үчүн бирләштүрүш – вәзиписи турди. Президент әйнә шу синақларға тақабил туруп, өзини ирадиси күчлүк лидер сүпитидә көрсәтти: тәрәққият йоллирини ениқ тәсәввур қилди, мурәккәп, бирақ қолға кәлтүрүшкә болидиған вәзипиләрни қойди, Қазақстанниң мустәқиллигини сақлап қалди, башқа дөләтләр билән шериклик өзара мунасивәтләрни орнатти, стратегиялик муһим алақиләрни йолға қойди.
Тунҗа Президент мәмликәтни оттуз жилға йеқин башқурди. Мошу вақит ичидә Қазақстан хәлқи униңға ишәнчә билдүрүп, бәш қетим жуқури лавазимға қайта сайлиди. 2019-жили мартта Нурсултан Назарбаев өз хаһиши билән истипаға кәтти. Амма нәқ Тунҗа Президентниң күч чиқириши арқилиқ Қазақстан дунияниң сәясий мәйданида күчлүк демократик дөләт абройиға еришти. Нурсултан Әбишоғли мәмликәт тарихиға зиммисигә яш дөләтниң шәкиллиниши үчүн җавапкәрликни жүклигән дәсләпки йол салғучи вә салаһийәтлик сәясәтчи сүпитидә кирди. Униң Қазақстан үчүн сиңәргән әҗри вә қол йәткүзгән утуқлири тоғрилиқ қазақстанлиқларниң өсүватқан әвладиму билиши керәк. Әйнә шу мәхсәттә Қазақстанниң Тунҗа Президенти күни тәсис қилинди. Бу сәнәдә Қазақстан ихтисадий гүллиниш имканийитигә егә болған мурәккәп, шуниң билән биллә тәғдиранә пәйт өз әксини тапқан.
Шундақ екән, 1-декабрь — һәрбир қазақстанлиқ үчүн алаһидә әһмийәткә егә мәйрәм. Бу – хәлиқ бирлигиниң мәйрими. Чүнки нәқ шу күни көпмилләтлик Қазақстан дана, стратегиялик талантқа егә рәһбәрни сайлиди вә униң әтрапиға җипсилашти. Тунҗа Президентниң сәясий ирадиси, келәчәкни тәсәввур қилишни билиши түпәйли Қазақстан өзи үчүн йеңи ихтисадий, сәясий һәм мәдәний истиқбалға егә болди вә бүгүнки күндә өзиниң мустәқил тәрәққият йоли билән кетип бариду.
Гүллиниш, мәдәний вә ихтисадий тәрәққият, иҗтимаий йеникчиликләр, турақлиқлиқ, роһий миллий қәдрийәтләрни үстүн тутуш –Қазақстан Президенти паалийитиниң асасий мәхсәтлири әйнә шундақ. Уларниң утуқлуқ әмәлгә ашурулуши, әлвәттә, рәһбәрниң лидерлиқ сүпәтлиригә, униң стратегиялик тәпәккүригә, мәмликәтниң сәясий рәһбәрлигини, илмий-иҗадий зиялилирини җипсилаштуруш маһаритигә бағлиқ. Демәк, Қазақстанниң бүгүнки утуқ-муваппәқийәтлири хәлиқниң буниңдин 29 жил муқәддәм Нурсултан Назарбаевни яқлап аваз бериш арқилиқ тәрәққиятниң тоғра йолини таллавалғанлиғидин далаләт бериду, дәп еғиз толтуруп ейталаймиз. Башқичә ейтқанда, Тунҗа Президент салған стратегиялик йөнилиши һазир бизни жуқури тәрәққий әткән дөләтни қуруш йолиға башлап кетип бариду.
Дәрһәқиқәт, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти – бу пәқәт мәмликәт рәһбирила әмәс. Бу миллионлиған адәмләрниң бәхит-саадити, уларниң тәғдири үчүн наһайити чоң җавапкәрлик. Бу - мәмликәтни ихтисадий тәрәққиятқа, иҗтимаий паравәнликкә, мәдәний вә илмий гүллинишкә башлап меңишниң муқәддәс вәзиписи. Милләт Лидери Нурсултан Назарбаевниң төмүрдәк ирадиси униңға мәмликәтни даналиқ билән башқуруш, гражданларниң әркинлигини тәминләш, ташқи сәясәттә Қазақстан мәнпийәтлирини қәтъий әмәлгә ашуруш имканийитини бәрди.
Қисқиси, Тунҗа Президент күни – һәрбир қазақстанлиқ үчүн әһмийәтлик вә шанлиқ сәнә. Униңда заманивий Қазақстан тарихидики муһим вақиә – Тунҗа Президент сайлими әксини тапқан. 1991-жили 1-декабрьда мәмликитимиз гражданлири өзиниң күчлүк мустәқил вә тәрәққий әткән дөләтни қуруш қарарини, интилиш-хаһишини тәстиқлиди. Шундақ екән, бу әркинлик вә гүллиниш йолини таллавалған күнимиз.
1-декабрьда пүткүл Қазақстанда тәнтәнилик аммивий мәйрәмлик чарә-тәдбирләр – концертлар қоюлуп, көргәзмиләр уюштурулатти. Амма бийил таҗсиман вирус пандемиясигә бағлиқ аммивий мәйрәмлик чарә-тәдбирләрдин ваз кечишкә тоғра кәлди. Шундақ болсиму қазақстанлиқлар иҗтимаий тармақлар арқилиқ бир-бирини мәйрәм билән, йәни 29 жил илгири тоғра тәрәққият йөнилишини таллавалғанлиғи билән тәбрикләп, мәмликитимизгә очуқ асман, гүллиниш, аһалисиға паравәнлик тилимәктә.

(Тунҗа Президент күнигә беғишланған материалларни 2-3-бәтләрдин оқуйсиләр).

646 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы