• Асасий мақалилар
  • 21 Қаңтар, 2021

Президент Премьер-министрни қобул қилди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Асқар Маминни қобул қилди.
Президентқа санитарлиқ-эпидемиологиялик вәзийәт вә мәмликәт иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң муһим мәсилилири бойичә доклад қилинди.
Асқар Мамин мәмликәттики санитарлиқ-эпидемиологиялик вәзийәтниң назарәт астида екәнлигини тәкитлиди.
Һөкүмәт рәһбири Президентқа таҗсиман вирусқа қарши вакцинилар тоғрилиқ әхбарат бәрди. Һазирқи вақитта елимиздә ишләп чиқирилған QazCovid-in вакциниси клиникилиқ синақларниң үчинчи басқучидин өтүватиду, алдин-ала нәтиҗидарлиқ – 96 пайиз. “Спутник V” вакцинисиниң сүпити тәкшүрүлмәктә, шундақла GMP үлгисидики вакцина чиқириш бойичә биология-фармакология заводиниң қурулуши жүргүзүлүватиду.
Премьер-министр Қасым-Жомарт Тоқаевқа 26-январьда өтидиған Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисигә тәйярлиқ көрүшниң кетип бериши тоғрилиқ доклад қилди. Дөләт рәһбириниң рәислигидә өтидиған мәҗлистә иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият йәкүни вә алдики вақитқа бәлгүләнгән вәзипиләр қарилиду.
Униңдин ташқири ихтисадий өсүшни әслигә кәлтүрүш, инвестицияләрни җәлип қилиш, аһалиниң иш билән тәминлинишини қоллап-қувәтләш, иҗтимаий әһмийәткә егә товарлар баһасиниң турақлаштурулушини тәминләш чарилири вә мәмликәт иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң башқиму муһим мәсилилири қаралди.
Президентқа шундақла турушлуқ өй қурулушиниң тәрәққий етиш сүръити тоғрилиқ әхбарат берилди. 2020-жилниң йәкүни бойичә турушлуқ өйни пайдилинишқа бериш 16,8 пайиз көпийип, 15,3 миллион квадрат метрни тәшкил қилди. Әрзән өй селиш көләмини көпәйтишкә, турушлуқ өй қурулушиға хусусий инвестицияләрни җәлип қилишқа вә иҗаригә берилидиған турушлуқ өй қурулушини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә диққәт бөлүнди. 
Мәлумки, Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә 2020-жилда Һөкүмәт бюджет саһасиниң 283 миң хадиминиң иш һәққини, җүмлидин 609 миң педагогниң иш һәққини 25 пайиз, 215 миң медицина хадиминиң иш һәққини 30 пайизғичә, 34 миң мәдәнийәт, архивлар вә сәнъәт, 25 миң иҗтимаий һимайә қилиш хадиминиң иш һәққини 50 пайизғичә ашурған еди.
 Қасым-Жомарт Тоқаев 1 миллион 70 миң бюджет саһаси хадиминиң иш һәққини, җүмлидин 785 миң педагогниң иш һәққини 25 пайиз, 247 миң медицина хадиминиң иш һәққини 30 пайиз, 38 миң иҗтимаий һимайә қилиш саһасиниң иҗтимаий-медицина мәһкимилири хадимлириниң иш һәққини 45 пайизғичә көпәйтиш үчүн бу ишниң 2021-жилдиму давамлаштурулушини муһим вәзипә дәп һесаплайду.
Дөләт рәһбири учришиш ахирида Һөкүмәт алдиға көптәрәплимилик евразиялик интеграцияни тәрәққий әткүзүшкә қошумчә күч бериш үчүн Қазақстанниң 2021-жилда Евразия ихтисадий иттипақиға жуқури сүпәтлик рәислик қилишини тәминләш вәзиписини қойди.
 

527 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы