• Асасий мақалилар
  • 25 Ақпан, 2021

Масс-медиа қоллап-қувәтлиниду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң әзалири билән учрашти.
Президент, җүмлидин Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң әзалири Рахым Ошақбаев вә Қанат Сахариянов билән учрашти. 
“Талап” әмәлий тәтқиқатлар мәркизиниң мудири Рахым Ошақбаев Дөләт рәһбиригә өзи башқуруватқан мәркәзниң паалийити тоғрилиқ әхбарат бәрди, шундақла елимизниң “әқлий мәркәзлирини” тәрәққий әткүзүш бойичә тәклиплири билән бөлүшти.
Униңдин ташқири Президентниң диққити чоң компанияләр билән һәмкарлишиш асасида инвестицияләрни җәлип қилишқа қаритилған яндишишлар, шундақла ахча-несийә сәяситини мукәммәлләштүрүшкә нишан қилинған тәклипләр тонуштурулди.
Atameken Business телеканилиниң баш мудири Қанат Сахариянов билән болған сөһбәттә Қазақстан аммивий әхбарат васитилириниң риқабәткә тақабиллиғини күчәйтиш, шундақла әхбарат сәясити саһасини тәртипкә кәлтүридиған қанунларни тәрәққий әткүзүш мәсилилири қаралди.
Президент дөләтниң елимиз масс-медиасини қоллап-қувәтләшни давамлаштуридиғанлиғини тәкитләп, қазақтиллиқ аммивий әхбарат васитилири контентиниң сүпитини яхшилашниң вә уларниң риқабәткә тақабиллиғини күчәйтишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. 

 

871 рет

көрсетілді

18

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы