• Бизниң сөһбәт
  • 19 Мамыр, 2021

Әдлийә пәнлириниң доктори, профессор Кәримҗан ШАКИРОВ: “Тәғдир маңа илим-пәндә тоғра йолни көрсәтти”

Бизниң бүгүнки сөһбәтдишимиз – Кәримҗан Нурумоғли Шакиров, әдлийә пәнлирини доктори, ҚҖ педагогикилиқ пәнләр академиясиниң Пәхрий академиги, Европа һоқуқ академиясиниң әзаси (Будапешт), әл-Фараби намидики ҚазМУ Хәлиқара мунасивәтләр факультети Хәлиқара һоқуқ кафедрисиниң профессори, мәзкүр Университет йенидики G-Global һәмкарлишиш мәркизиниң мудири.

Иврайим БАРАТОВ,
“Уйғур авази”

 
– Кәримҗан ака, сөһбитимизни өзиңизни тонуштуруштин башлисақ...
– Болиду, мән силәрниң һәрқандақ соалиңларға, салаһийитимниң яр беришичә, әтраплиқ җавап беришкә тәйяр. Бирақ, мениң тәрҗимиһалимниң гезитханларға немә кериги бар?!
– Әлвәттә, кериги бар. Бүгүнки гезитханниң тәливи жуқури. Мәсилән, уларниң арисида сизниң теги-тәктиңизгә қизиққучилар болуши мүмкинғу?
– 1954-жили Алмутида туғулдум. Дадам Нурумниң әҗдатлири, йәни мениң бовам Шакирму алмутилиқ болуп, һазирқи “Саяхат” мәһәллисидә турған екән. Дадам икки урушқа – гражданлар вә Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан. Анам Чолпан иккиси биз, он икки пәрзәнтни, тәрбийиләп қатарға қошти. Мән – аилидики он биринчи пәрзәнт. 
Ейтмақчи, дадамни Алмутида тонумайдиған уйғур йоқ еди. У мәркизий мечиттики санақлиқ имамларниң бири болди. Һазир ойлисам, һәйран қалимән, дадам мечитта имамәтчилик қилсиму, кеңәш һөкүмити үчүн җенини қурван қилишқа тәйяр екәнлигини пат-пат тилға алидиған. Шуңлашқа болса керәк, биз, пәрзәнтлирини, кеңәш һакимийити роһида тәрбийилиди: һәммимиз рус мәктивидә оқудуқ, октябрь, пионер, комсомол сәплиридә болушимизға алаһидә көңүл бөлди. Һазир ойлисам, мошундақ тәрбийиниң һәм иҗабий, һәм сәлбий тәрәплири бесимирақ болдимекин дәп пәрәз қилимән. Сәлбий тәрипи – ана тилимиздин мәһрум болдуқ, иҗабий тәрипи – рус тилини, йәни БМТниң рәсмий тиллириниң бирини мукәммәл егилидуқ. Ейтивәрсәк, мулаһизә қиливәрсәк, сөз жиқ. Тоқетәрини ейтсам, өзәмниң көзқаришимчә, мениң қисқичә тәрҗимиһалим әйнә шундақ. Растла, унтуп қаптимән, қошумчә қилип қояй: өмүрлүк җүптүм Өмүрниса Мөмүнқизи иккимиз Диләрәм вә Гөзәл исимлиқ икки қиз сөйдуқ, улардин һазирчә алтә нәврә қучтуқ.
– Кәримҗан Нурумоғли, бизниң билишимизчә, Сиз 2013-жили ҚҖ Билим вә илим-пән министрлиги конкурсиниң нәтиҗиси бойичә “Қазақстан Җумһурийити алий оқуш орунлириниң әң яхши оқутқучиси” аталдиңиз, 2018-жили болса, мошу министрликниң мәхсус конкурсида “Илғар алим” номинацияси бойичә ғалип чиқип, Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт стипендияси билән тәғдирләндиңиз. Мәлум болушичә, мундақ қош мукапатқа егә болған алимлар елимиздә санақлиқла екән. 
– Һә, шундақ, буни тоғра байқапсиләр. Пурсәттин пайдилинип ейтип өтәй, мошу йеқинда мән ҚҖ Педагогикилиқ пәнләр академиясиниң  Пәхрий  академиги аталдим.  Уқушсам,  бу атаққа уйғурлардин ялғуз мән егә боптимән. Әлвәттә, һәрқандақ алим үчүн мундақ утуқ – чоң мәртивә, у бирнәччә жиллиқ мәшәқәтлик әмгәкниң мевиси болуп һесаплиниду. Чүнки “жиңнә билән қудуқ қезишниң” азаплиқ иш екәнлиги ениқ.
– Сиз әйнә шундақ азаплиқ йолни таллавалғиниңизға өкүнәмсиз?
– Яқ! Мән Вәтән алдидики һәрбий борчумни өтәп кәлгәндин кейин, 1979-жили алий билим елиш мәхситидә һөҗҗәтлиримни С.М.Киров намидики Қазақ дөләт университетиниң Әдлийә факультетиға тапшурдум вә конкурс асасида студентлар қатариға қобул қилиндим. Немишкә әдлийә факультетиға? Бу саһани таллавалғинимниң бирдин-бир сәвәви шуки, армиядә хизмәт қиливатқинимда мән бирнәччә қетим уда трибуналниң хәлиқ сотиға әза болуп сайландим вә әдлийә пәни саһасиға қәдимкидәкла қизиқип қалдим. Шуңлашқа мениңда мутәхәссислик таллашта иккилиниш болмиди. Униң үстигә биринчи курстила факультет декани Ургеншпаев армиядики “паалийитим” билән тонушқандин кейин мени топ рәһбири қилип сайлиди. Әнди пүткүл оқушимиз давамида малийә һоқуқи саһасида тәңдиши йоқ алим, атақлиқ юрист Алексей Иванович Худяков бизниң топниң куратори болди. Мундақ улуқ адәмләрниң қолида билим елиш, мениңчә, һәркимгә несип болувәрмәйду. Нәқ шуңлашқа университетниң мошу факультетини таллавалғинимға һечқачан өкүнмидим, әксичә, тәғдир маңа тоғра йолни көрсәткинигә, башқиму атақлиқ алимларға шагирт қилғанлиғиға бәк разимән.
– “Башқиму атақлиқ алимлар” кимләр?
– Университетта мән криминалистика йөнилиши бойичә билим алдим вә, ахирқи һесапта, мениң университетниң криминалистика кафедрисиға оқутқучи болуп келишимгә асас болди. Бу кафедриға әдлийә пәнлириниң доктори, профессор Владимир Иванович Попов рәһбәрлик қилди.
Шәхсән мән униңдин ениқ немини үгәндим? Кафедрида әдәбий мәнбәләрниң нурғунлиғиға қаримай, Владимир Ивановичниң криминалистика пәнини орқутушниң методикилиқ алаһидиликлири наһайити аддий еди вә у методика бу пән оқутқучилириға үлгә сүпитидә көрситиләтти. Шуңлашқа кафедра оқутқучилири өз паалийитидә униң аудиториядики мәшғулатлиридин мисалларни кәлтүрүшкә тиришатти, педагогикилиқ әмәлиятниң нәмунилирини тәрғип қилатти. Әйнә шу адәмдин мән көп нәрсиләрни үгәндим. Әгәр қириқ жилдин ошуқ оқутқучилиқ паалийитимдә мән өзәмгә хас из қалдурған болсам – бу мениң пикрим әмәс, бәлки кәсипдашлиримниң мениң оқутқучилиқ паалийтимгә бәргән баһаси – бу, әң алди билән, Жақишев, Қаиржанов, Агушев, Розенцвайга, Гомозова, Царева охшаш профессор-оқутқучиларниң мәктиви дәп билимән. Мән жуқурида тәкитләп өткән атақлиқ алимлар – әйнә шулар.
– Сиз, шундақ қилип, илмий паалийитиңизни өзиңиз билим алған криминалистика кафедрисидин башлидиңиз?
– Һә, шундақ. 1987-жили кафедриниң аспирантурисида бир бош орун пәйда болуп қалди вә у орунға мениң намзитим көрситилди вә уни әла баһаларға тамамлидим. 1990-жили болса, Қазақ сот-экспертиза илмий-тәтқиқат институтиниң мудири А.Ф. Аубакировниң илмий рәһбәрлигидә Т.Шевченко намидики Киев дөләт университетида намзатлиқ диссертациямни яқлидим. 
Мениң илмий рәһбирим Александр Фидахметовичниң аброй-инавити елимиз алимлири арисида наһайити жуқури еди. Өткән әсирниң 90-жиллири сот-экспертиза проблемиси наһайити кәскин болуп, экспертиза әмәлиятида компьютерлиқ автоматлаштурулған системини җарий қилиш әндила қолға елинивататти. Бу җавапкәрлиги наһайити жуқури иш әң қабилийәтлик мутәхәссисләргә тапшурулди. Мән әйнә шу алимлар қатарида болдум. Қисқичә ейтсам, мәлум бир мәсилини автоматлиқ түрдә һәл қилиш җәриянида компьютерлиқ технологияни қоллиниш усулини җарий қилдуқ. Бу йеңилиқни дәрһал сабиқ СССР җумһурийәтлиридә қоллиниш қарари қобул қилинип, саһа бойичә пәқәт Қазақ сот-экспертиза илмий-тәтқиқат институтидила диссертация кеңишини қурушқа рухсәт қилинди. Мән әйнә шу кеңәшниң илмий кативи болдум.
– Сизниң кейинирәк ҚҖ Конституциялик сотида вә ҚҖ Алий Кеңишидә ишлигиниңиздин хәвиримиз бар...
– 1993-жили ҚҖ Конституциялик соти рәисиниң орунбасари И.И. Рогов мени ҚҖ Конституциялик соти Конституциялик әмәлиятни умумлаштуруш бөлүминиң башлиғи лавазимиға тәклип қилди. Бу бөлүм алдида техи йеңидин өз мустәқиллигини алған җумһурийәтниң қанун-һоқуқ базисини бәрпа қилиш вәзиписи туратти. Конституциялик сотниң тәркиви академик Баймаханов (рәис), Рогов (орунбасари), Ударцев, Башаримова, Нурмагамбетов, Малиновский, Баишев охшаш әдлийә пәнлириниң докторлиридин тәркип тапқан еди. Маңа әйнә шулар билән янму-ян туруп ишләшкә тоғра кәлди. Ейтип өтәйли, мән 1995-жилқи йеңи Конституцияниң қобул қилинишиға сәвәп болған сәясий вақиәләрниң нәқ оттурисида болдум. Шу жили мениң “Дунияниң 16 дөлитиниң конституцияси: МДҺға әза әлләр, Балтиқбойи җумһурийәтлири вә дунияниң башқа дөләтлири конституциялириниң топлими” дәп аталған китавим нәшир қилинди. Шу китавим мутәхәссисләр арисида алаһидә қизиқиш пәйда қилса керәк, көп өтмәйла мени ҚҖ Алий Кеңиши аппаратиға Конституциялик һоқуқ бойичә юрист-аналитик лавазимиға тәклип қилишти. Бирақ Алий Кеңәш рәиси Әбиш Кекилбаев мени Алий Кеңәш Әхбарат-аналитикилиқ мәркизиниң Һоқуқ әхбарати секториниң башлиғи лавазимиға тайинлиди. Бу лавазимда бар вуҗудум билән қизиқип ишлидим. Асасий вәзипәм – Алий Кеңәшниң күн тәртивидики мәсилиниң һоқуқ базисини тәминләш. Шуңлашқа маңа пат-патла һакимийәт алий оргининиң мәҗлислиригә қатнишишқа тоғра келәтти. Әйнә шундақ мән қатнишишқа тоғра кәлгән мәҗлисләрниң биридә 1994-жилқи сайламда Парламент депутатлиғиға намзат Т.Г. Квятковскаяниң тәшәббуси билән сәясий җаңҗал орун алди. У яқ ҚҖ Конституциялик сотиға мәлум бир сайлам округида Сайлам тоғрилиқ кодексқа хилаплиқ қилинғанлиғи үчүн Мәркизий сайлам комиссияси үстидин әризә қилди. Нәтиҗидә Конституциялик сот Парламентниң йеңи тәркивиниң қануний екәнлигини рәт қилидиған тохтамни елан қилди. Бирақ бу тохтамға һәм Президент Нурсултан Назарбаев һәм Алий Кеңәш рәиси Ә.Кекилбаев етираз билдүрди, бирақ Конституциялик сот бу етиразларни рәт қилди. Шуңлашқа Алий Кеңәш дәрһал “Конституциягә өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш тоғрилиқ” Конституциялик қанун вә “Конституциялик сот паалийитини тохтитиш тоғрилиқ” тохтам қобул қилди. Йәнә шу күнила Президент Н.Назарбаев Конституциялик сотқа бу тохтамниң қануний ақивәтлири тоғрилиқ соал йоллиди вә Конституциялик сот бу соалға ениқ чүшәнчә бәрди. Шу чүшәнчә асасида Парламент тарқитилди.
Бу вақиәни тәпсилий әсләватқанлиғимниң сәвәви, мошу сәясий вақиәләргә мән һәм эксперт, һәм мәслиһәтчи, һәм юрист сүпитидә актив қатнаштим, йәни, уйғурчә ейтқанда, “қазан бешида” болдум.
– Шу Алий Кеңәшниң тарқитилишиға депутатларниң қандақ қарши чиққанлиғини йәнә бир қетим әсләп өтсиңизму болиду. Чүнки у вақиәләр бүгүнки гезитханлиримиз үчүн қизиқтәк билиниду, әмәсму...
– Раст дәйсиз, аридин 27 жил өтүпту, бираз әсләп қойсақ, артуқ болмас. Көпчиликниң ядида болса керәк, парламентниң 130 депутати О.Сулейменовниң рәислиги астида “Қазақстанлиқ сайлиғучиларға, парламентларға вә хәлиқара тәшкилатларға” дәп аталған мураҗиәт қобул қилди. Униңда Парламентни тарқитиш қаидисигә әмәл қилинмиғанлиғи, Конституциялик сотниң қарари һоқуқ нормилириға әмәс, бәлки сәясий характерға егә екәнлиги тәкитлиниду. Шундақла йүз бәргән вақиәгә депутатларниң қандақ көзқарашта болғанлиғи көпчиликни қизиқтурғанлиғи ениқ. Мәсилән, Алий Кеңәшниң 72 депутати үчкүнлүк ачлиқ елан қилди, 22 депутат Алий Кеңәш идарисидин чиқип кетишкә көнмәй турувалди. Шундақ болсиму Президент “Конституциялик сотниң 1995-жилниң 6-марттики тохтамидин келип чиқидиған чариләр тоғрилиқ” Қанунға қол қойди. Һөкүмәт толуқ тәркиви билән истипаға кәтти, йеңи Премьер-Министр тайинлинип, униңға йеңи һөкүмәтни шәкилләндүрүш вәзиписи жүкләнди, шу күнила Мәркизий сайлам комиссиясиниң истипасини Президент қобул қилди.
– Шундақ қилип, Сизниңму “қазан бешидики” паалийитиңиз тохтидиму?
– Яқ, әксичә, ишимиз техиму көпәйди. Чүнки 1995-жили 29-апрельда Президентниң вакаләтлик қәрәлини 2000-жилғичә узартиш тоғрилиқ референдум өтти. Кейинирәк йеңи Конституцияниң лайиһиси елан қилинди. Биз әйнә шу лайиһә бойичә баш көтәрмәй ишлидуқ. Шу жилниң август ейида елимизниң йеңи Конституцияси қобул қилинди, декабрь ейида болса, Парламент сайлими өтти.
Мана, мошундақ сәясий әһмийити бар ишлар бесиққандин кейин, һакимийәтниң мәркизий органлирини йеңи пайтәхткә – Астанаға (һазирқи Нур-Султан) көчириш башланди. Маңа йеңидин шәкиллиниватқан Парламент аппаратида бөлүм башлиғи лавазими тәклип қилинди. Бирақ мән өзәмниң шәһири – Алмутида қелишни халидим вә Қазақ дөләт әдлийә университетиға “Криминалистика вә сот экспертизиси” кафедрисиниң башлиғи болуш тәкливини қобул қилдим. Шундақ қилип, мошу университетта та 1997-жилғичә ишлидим. Андин он жил, йәни 1997 – 2007-жиллири “Әділет” алий һоқуқ мәктивиниң проректори, 2007 – 2009-жиллири мошу мәктәп йенида тәшкил қилинған “Әділет” колледжиниң мудири хизмәтлирини атқурдум.
Жуқурида ейтқанлирим мениң махтинип сөзләватқанлиғимни билдүрмәйду, пәқәт пүткүл аңлиқ һаятимни оқутқучилиқ саһасиға, йәни юриспруденциягә беғишлиғанлиғимни алаһидә тәкитлигүм кәлди. Та һеликәм бу саһадин қол үзмигәнлигим уни испатлап турса керәк.
– Кәримҗан Нурумоғли, көпқирлиқ паалийитиңиздин қисқичә мәлумат алдуқ. Әнди илмий әмгәклириңиз тоғрилиқ ейтип өтсиңиз?
– Мән 2003-жили “Сот экспертизиси нәзәрийәсиниң проблемилири: методологиялик аспектлар” мавзусида докторлуқ диссертацияни яқлиғанда, мениң елан қилинған бирнәччә илмий мақаләм хәлиқара мәйданда зор қизиқиш пәйда қилғанлиғи тоғрилиқ ейтилған еди. Әнди бүгүнгә қәдәр һәрхил гезит-журналларда, топламларда хәлиқара сәясәт, һоқуқ, криминалистика, сот экспертизиси мавзулирини өз ичигә алидиған 240 мақаләм, җүмлидин 7 монография, 30дин ошуқ оқуш, оқуш-практикилиқ вә оқуш-методологиялик қолланма, 170 илмий әмгигим нәшир қилинди.
Әмгәк паалийитим давамида “Сорос – Казахстан” фондиниң һоқуқ ислаһити программисиниң эксперти, ҚҖ Билим вә илим-пән министрлиги йенидики Җумһурийәтлик оқуш-методика бирләшмисиниң әзаси, әл-Фараби намидики ҚазМУ диссертация кеңишиниң вә бирнәччә җумһурийәтлик вә хәлиқара әдлийә вә һоқуқ саһаси бойичә журналларниң редколлегия әзаси, һоқуқ саһаси бойичә онлиған пән намзатлири билән докторлириниң илмий рәһбири болдум вә һаказилар.
– Сөһбитимизни “Шагиртлириңиз арисида уйғур пәрзәнтлири болдиму?” дегән соал билән йәкүнлисәк...
– (Күлүп): зериктүрүп қойған охшаймән, илмий паалийәт билән пәқәт чидамлиқ адәмләрла шуғуллиниду. Раст, шагиртлирим арисида, асасән студентлар, уйғур пәрзәнтлири хелә болди, бирақ, тәләйгә қарши, илмий паалийәт билән шуғуллинип, бирәр утуққа қол йәткүзгән һечким болмиди. Бу, әлвәттә, шәхсән мениң үчүн әпсуслинарлиқ әһвалдур.
– Сөһбитиңизгә рәхмәт!


 

772 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы