• Хуш хәвәр
  • 21 Шілде, 2021

Тәшкәнсазда уссул студияси ечилди

Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Тәшкәнсаз йезисида буниңдин бирнәччә жил илгири Зульфира Ниязованиң рәһбәрлигидә «Дилназ» ансамбли қурулған еди. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

     
Кичигидинла уссулға шәйда қиз 2013-жили көрнәклик мәрипәтчи, мәрһум Һебибуллам Қаһаров намидики җумһурийәтлик XІV «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалида – ІІ, 2014-жили Ават йезисида өткән А.Низиров намидики «Мән сеғинған баһаримға йетәлмидим» наһийәлик конкурсида ІІІ орунни егилисә, шу жили өткән І җумһурийәтлик «Үмүт юлтузлири» балилар фестивалида лауреат аталған. Оттура мәктәптин кейин Зульфира Үрүмчи шәһиридики Шинҗаң педагогика университетида тәһсил көрди. Оқушини тамамлап жутиға қайтқан қиз жутдашлириниң илтимаси билән ансамбль тәшкил қилип, Тәшкәнсаз вә хошна Амангелди йезисида талантлиқ балиларни уссулға үгитип кәлмәктә. Башта ансамбль тәркивидә 15 бала болса, кейин-кейин уларниң сани 70 — 80гә йәтти. Яш уссулчилар Һезмәт Абдуллин намидики вә Садир намидики оттура мәктәпләрдики һәм жутлардики барлиқ мәдәний чарә-тәдбирләргә қатнишип, көпчиликниң алқишиға сазавәр болмақта. Зульфира уларни кичик-чоң сәһниләргә елип чиқиватиду. Мошу вақит ичидә «Дилназниң» қол йәткүзгән утуқлириму бар. Мәсилән, «New Star — 2020» Хәлиқара вокал вә хореография конкурс-фестивалиниң ғалиби аталди. Мана мошундақ паалийәтчанлиқ көрситип  келиватқан ансамбльға студия һаҗәт болди. Кичигидин талантлиқ қизини қоллап-қувәтләп келиватқан ата-аниси Ригант вә Гөзәлниң ярдими билән Зульфира студия ачти.
– Ата-анамниң ейтип беришичә, кичигимдинла һәрқандақ музыка, нахшини аңлап қалсамла, уссул ойнайдекәнмән. Йезимизда йә Мәдәнийәт өйи, йә клуб болмиғачқа, мениң бу қабилийитимни әйнә шу қәдирданлирим өзлири тәрәққий әткүзди. Дадам һәрхил музыка һәм нахшиларни яздуруп әкәлсә, апам кийим-кечигимни тәйярлиди. Бовам Турсун билән момилирим Асийәм һәм Гүлинурму қарап турмиди. Шундақ қилип, уссулсиз һаятимни тәсәввур қилалмаймән. Дәсләпки күндинла иҗадий паалийитимни Тәшкәнсаз йеза һакимийитиниң мәмурийити, аиләм, уруқ-туққанлирим һәм жутдашлирим қоллап келиватиду. Шуңлашқиму улардин чәксиз миннәтдармән. Башта өйдә, кейин өзәм билим алған Һ.Абдуллин намидики оттура мәктәптә балиларни уссулға үгәттим. Һәрхил мәйрәмләрдә һүниримизни көрситиш билән биллә хәйрихаһлиқ концертларниму уюштурдуқ. Тәрҗиман мутәхәссислигини егиләп чиқсамму, сәнъәткә болған қизиқишим жилдин-жилға ашмақта. Әнди өзәм тәрбийиләватқан омақ оғул-қизларниң қазақ, уйғур, рус, татар, түрк вә башқиму милләтләрниң уссуллирини тиришчанлиқ билән үгинип, сәнъитимиз вә мәдәнийитимиз һәққидә түрлүк-түмән соалларни қойғанда, қиливатқан оқитимниң бекар әмәс екәнлигигә көз йәткүзгәндәк болимән, – дәйду Зульфира һаяҗанлиқ билән.
Зульфираниң тәкитлишичә, униң студиясидә балиларниң уссулларни үгиниши үчүн барлиқ шараит яритилған. Төләм һәққиму йеза шараитиға мувапиқ. Шундақ екән, яшлиғиға қаримай, мәдәнийитимизниң риваҗлинишиға биркишилик төһписини қошуватқан сәнъәткар қизимизға апирин ейтип, кәлгүси паалийитигә утуқ тиләймиз! 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

370 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы