• Бизниң сөһбәт
  • 19 Қараша, 2012

Бәкримҗан Ғлавдинов: «Әқиллик адәм башқиниңму әқлини көрәләйду»

Бу күнләрдә Қазақстандики дәсләпки мемарчилиқ пәнлириниң доктори, Шәриқ әллири хәлиқара мемарчилиқ академиясиниң академиги, Қазақстан Җумһурийити Миллий инженерия академиясиниң мухбир-әзаси, профессор Бәкрим Ғлавдинов 70 яшқа толди. Шу мунасивәт билән биз уни тәбриклигәч, сөһбәткә тәклип қилған едуқ. —  Бәкримҗан ака, Сизни барлиқ гезитханлиримиз намидин 70 яшлиқ тәвәллудиңиз билән тәбрикләймиз. — Рәхмәт. — Сиз билән учришиштин илгири тәрҗимиһал сәһипилириңизни қарап чиқип, һаятиңизда қол йәткүзгән утуқлириңиздин пәхирләндим. Мукапатлириңизму көп екән. Уларниң һәр бириниң өз тарихи бар екәнлиги чүшинишлик. Шундақ болсиму уларниң ичидә өзиңиз алаһидә әтивалайдиған мукапатлар бар болса керәк? — Әлвәттә, иш-паалийитиңдә мәлум бир утуққа қол йәткүзүш үчүн қанчилик әмгәк қилиш керәклигини һәммә яхши билиду. Шуңлашқа мениң үчүн һәр бир мукапатниң қиммити бөләкчә. Амма, уларниң ичидә, өзәм мемар һәм устаз болғанлиқтин, «Қазақстан Җумһурийити маарипиниң әлачиси», «Қазақстан Җумһурийити маарипиниң пәхрий хадими», «Қазақстанниң пәхрий мемари» атақлири, «Қазақстандики алий оқуш орунлириниң тәрәққиятиға қошқан үлүши вә үнүмлүк әмгиги үчүн» берилгән А.Байтурсунов намидики медальни, Қазақстан Җумһурийити қурулушчилири тәрипидин тәсис қилинған «Хрустальная пирамида» мукапитини  алаһидә тилға алғум келиду. — Мемар болуш балилиқ арминиңиз едиму? — Бизниң әвлатни уруш жиллириниң балилири дәп атайду. Демәкчи болғиним, биз наһайити қийин заманда чоң болдуқ. Амма, шуниңға қаримай, билим елишни, оқушни асасий мәхсәт қилип қойдуқ. Растимни ейтсам, мәктәптә оқуватқан чағлиримда «мемар» дегән кәсипниң бар екәнлигиниму билмәттим. Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ туғулған жутум — Маливайдики мәктәптә бизгә уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин дәрис бәргән Турсун ака Турдиевниң тәсири болса керәк, мениң әдәбиятқа иштияқим бар еди. Жуқарқи синипларда оқуватқинимизда пат-патла Турсун акиниң өйидә түн йеримиғичә олтирип, әдәбий китапларни, шеирларни тәһлил қилаттуқ. Амма шундақ күнләрниң биридә, мәлимиздә «Әрмәнфильм» тәрипидин чүширилгән «Адәмни сөйүш» намлиқ фильм көрситилди. Бу фильмда бир шәһәрниң баш мемариниң һаяти тәсвирләнгән. Шу кинони көрүп, мошу кәсипкә  қизиқип қалдим. Амма, шу пәйтләрдә Қазақстанда мемарларни тәйярлайдиған алий оқуш орни болмиғанлиқтин, Ташкәнткә атландим. У йәргә берип, Оттура Азия политехникилиқ институтидики қурулуш факультетиниң мемарчилиқ бөлүмигә һөҗҗәтлиримни тапшурдум.  Шу жили мәзкүр бөлүмгә оқушқа чүшүш үчүн бир орунға он алтә адәм риқабәттә болған екән. Мән һөҗҗәт тапшуруш үчүн новәттә тураттим. Бир киши келип, қолумдики шаһадәтнамиға қарап чиқип, униңдики әла баһаларни көрдидә, дәррула қобул қилиш комиссияси алдиға елип барди вә уларға мениң һөҗҗәтлиримни новәтсиз қобул қилишни буйриди. Кейин уқушсам, бу киши қобул қилиш комиссиясиниң кативи екән. Әнди ятақхана мәсилисини һәл қилай десәм, мениң һөҗҗәтлирим тоғра әмәс болуп чиқти: паспортумда нопус тоғрилиқ мәлумат йоқ болуп чиқти. Мән бу әһвални чүшәндүрүп, һелиқи кишигә йәнә мураҗиәт қилдим. У бу мәсилә бойичә ректорға йолуқуш һәққидә мәслиһәт бәрди һәм у йәргә киргәндә рус тилида әмәс, қазақчә, уйғурчә сөзлә, дәп җекиди. Ректорниң алдиға кирип әһвални чүшәндүрдүм. У қазақ хәлқиниң вәкили академик Оразбаев екән. Ректор телефон арқилиқ қол астидикиләргә мениң мәсиләмни һәл қилип беришни тапшурди вә маңа буниңдин кейин диққәтчан болуш керәклигини чүшәндүрди. Шундақ қилип, емтиһанларни утуқлуқ тапшуруп, студент аталдим. У жиллири Н.Хрущевниң тәшәббуси билән җарий қилинған «Мәктәп вә һаят алақиси» кампанияси даирисидә барлиқ студентлар һәр түрлүк ишларға җәлип қилинатти. Бизниң бөлүмниң студентлири әтигәнлиги Ташкәнттә жүргүзүлүватқан қурулуш ишлирида ишләп, чүштин кейин оқаттуқ. Қурулуш бизниң кәспимизгә беваситә мунасивәтлик болғачқа, мениң үчүн чоң мәктәп болди. Мәзкүр оқуш орнини 1965-жили қизил диплом билән тамамлидим. Иш-паалийитиңизни қәйәрдин башлидиңиз? — Оқушни яхши түгәткәнликтин, факультет рәһбәрлири маңа шу йәрдә оқутқучи болуп қелиш тәкливини бәргән. Амма, мән аилидики кәнҗә оғул болғанлиғим үчүн, әң алди билән ата-анамниң пикрини билмәкчи болдум. Улар Ташкәнткә беришқа көнмиди. Шуңлашқа Қазақ ССР «Госстрой» мәһкимисигә йолланма алдим.  1965 — 1966-жиллири шу йәрдә ишлидим. Андин кейин шу чағдики Ленин намидики Қазақ политехника институтида йеңидин ечилған «Шәһәр қурулуши» кафедрисиға оқутқучи болуп ишқа орунлаштим. Шундақ қилип, устазлиқ паалийитим башланди. 1968 — 1970-жиллар арилиғида Москва Мемарчилиқ институтида аспирантурида оқуп, 1970-жилниң ахирилирида қәрәлидин илгири намзатлиқ диссертацияни утуқлуқ яқлидим. 1999-жили болса, докторлуқ диссертацияни яқлидим. 1980-жили Алмута Мемарчилиқ вә қурулуш институтида (һазирқи Мемарчилиқ вә қурулуш академияси) мемарчилиқ факультетиниң декани болдум. Тәкитләш керәкки, һәр хил жиллири, умумән, үч қетим мәзкүр факультетниң декани болуп ишлидим. Һазирму шу академиядә ишләватимән. Һесаплап көрсәм, бийил устазлиқ қиливатқинимға қириқ йәттә жил бопту. — Шу җәриянда көплигән шагиртиларни тәйярлиған болсиңиз керәк? — 2002-жили Қизилорда шәһиридә мемарларниң җумһурийәтлик қурултийи болуп өтти. Қурултай саат 10.00да башлинишқа тегишлик еди. Мән қурултай өтидиған җайға әтигәнирәк кәлсәм, сиртта һеч ким йоқ. Залниң ишигини ечишим билән «Устазға салам бериш үчүн сәпкә туруңлар!» дегән аваз аңланди. Залдикиләрниң һәммиси келип, мениң билән саламлишип, һөрмитини билдүрди. Һелиқи буйруқ бәргән жигит биздә оқуған екән. Өзиму шетилә жигит болидиған. Демәкчи болғиним, Қазақстандики мемарларниң тохсән пайизи мениң шагиртлирим дәп атисам, мубалиғә болмас. Һазир уларниң нурғуни шәһәрләрниң, вилайәтләрниң, наһийәләрниң баш мемарлири. Мошу йәрдә мениң қолумда тәһсил көргән уйғур пәрзәнтлириниң исимлирини алаһидә тилға алғум келиду. Қазақстандики йетәкчи мемарларниң бири һесаплинидиған Шөһрәт Йүсүпов, «Градо» лайиһиләш ширкитиниң мудири Әркин Мәмәтов, шу ширкәттә ишләйдиған Ришат Ибрагимов, Сүлһи Хәйриев вә башқилар шулар җүмлисидин. Мошундақ шагиртлирим билән, әлвәттә, пәхирлинимән. — Кейинки жилларда Алмута шәһири чоң қурулуш мәйданиға айланди. Шу нуқтәий нәзәрдин алғанда, һазир селиниватқан беналарға кәспий мемар сүпитидә көз қаришиңиз қандақ? — Мән студентларға дайим Алла таала җаниварлар үчүн барлиқ шараитларни яратқан, әнди адәмниң қолайлиқ һаят кәчүрүши үчүн шараит яритишқа мемарларға талант бәргән. Шуңлашқиму Алла бәргән талантиңларни тоғра пайдилиниңлар дәймән. Һазир селиниватқан беналарға, умумән, шәһәр қурулушидики йөнилишләргә шәхсән өзәм қарши. Биринчидин, Алмута шәһириниң географиялик орни һесапқа елиниши керәк. Илгәрки қурулуш нормилири бойичә Алмутида көп қәвәтлик өйләрни селиш мәнъий қилинатти. Сәвәви, егиз беналар шәһәр һавасиниң тазилинишиға тосалғу болиду. Иккинчидин, мәмурий беналарниң, идариләрниң шәһәр мәркизигә җәмлиниши кейинки вақитларда өзиниң сәлбий тәрипини байқатмақта. Сәвәви, күндә әтигәнлиги хәлиқ өз иш орниға, йәни шәһәр мәркәзлиригә атлиниду. Демәк, көплигән транспорт васитилири бир йөнилиштә маңиду, йәни йол тиқилишлири пәйда болиду. Бир йәрдә топланған машинилардин чиқиватқан ис-түтүн йәнила шәһәр экологиясигә сәлбий тәсир қилиду. Шуңлашқа мәмурий беналарниң, идариләрниң шәһәрниң барлиқ җайлириға тәкши тәхсим қилинғини дурус. Раст, тиҗарәтчиләр кичик йәргә көп қәвәтлик өй селип, көп пайда көрүшни халайду. Амма, ихтисатчиларниң һесаплишичә, көп қәвәтлик беналар селинғанда, чиқимлар тоққузинчи қәвәттин кейин икки һәссигә, он алтинчи қәвәттин кейин үч һәссигә көпийидекән. Бу мәсилиниң бир тәрипи. Әнди Алмутиниң сейсмикилиқ җәһәттин ховуплуқ нуқтиға орунлашқанлиғини инавәткә алсақ, он бәшинчи қәвәттә туруватқан адәмниң психикилиқ әһвалини көз алдиңизға кәлтүрүң. Улар дайим әндишә илкидә яшайду, көңлидә хатирҗәмлик болмайду. Һәммини җәмләп ейтсақ, һазир Алмута шәһири қурулушиниң йеңи концепциясини ишләп чиқиш зөрүр болуватиду. Заманға лайиқ йеңи қурулуш нормилирини киргүзүш лазим. Мошу мәсилиләр әтрапида өзәм «Чоң шәһәр шараитида аһалиниң яшаш муһитини оптималлаштуруш йоллири» намлиқ концепция ишләп чиқтим.        Бу концепция һөкүмәт органлириға тәвсийә қилинди. У тоғрилиқ һазирниң өзидә көплигән иҗабий пикирләр ейтиливатиду. Униңда шәһәр тәрәққиятиниң барлиқ йөнилишлири, шуниң ичидә, альтернатив энергия көзлирини пайдилиниш, йол транспорт мәсилилири һәм экологиялик таза мевә, йәл-йемишларни өстүрүшму көздә тутулған. Әнди бу концепция қанчилик дәриҗидә әмәлгә ашурулушини келәчәк көрситиду. — Мениң билишимчә, илгири Сиз җәмийәтлик ишларғиму арилашқан едиңиз? — Өткән әсирниң 80-жиллири тарихчи алим Давут ака Исиевниң тәшәббуси билән һули қурулған миллий мәдәнийәт мәркәзлиримизниң ишлирини уюштурушта алдинқи сәпләрдә болғанлиғим билән пәхирлинимән. Бу ишни қолға алғанда қанун бойичә тәшкилатниң низамнамисини тәйярлаш һаҗәт болди. Шуңлашқа һәммә нәрсә қанун даирисидә болуш үчүн бу ишқа һоқуқшунас алим Әнвәр Һаҗиевни тәклип қилдуқ. Шундақла алим Махмут ака Абдурахмановму бу тәшкилий ишларни уюштурушқа көп күч чиқарди.  Шәхсән мән шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң биринчи низамнамисини өз қолум билән йезип чиқтим. Алаһидә тәкитләшкә әрзийдуки, шу  низамнаминиң асасий маддилириниң бири миллий маарипниң тәрәққият мәсилилири болған еди. Биз бу йәрдә, қурулуватқан мәркәзниң җай-җайлардики шөбилири уйғур балилириниң ана тилида билим елишиға барлиқ мүмкинчиликләрни сәпәрвәрликкә кәлтүрүши керәк дәп көрсәткән. Әпсус, һазирму бу мәсилә җиддий болуп туруватиду. Қурулған тәшкилатқа дәсләп рәис болған Турған Тохтәмов бу ишни җанландурди. Кейинирәк қурулған җумһурийәтләр ара Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң биринчи орунбасари сүпитидиму бу ишниң тәрәққиятиға бир кишилик һәссәмни қоштум, дәп ишәшлик ейталаймән. Маңиму бир нәччә қетим мәркәзниң рәиси болуш тоғрилиқ тәклип бәргән еди. Амма униңға өзәм келишмидим. Кейин заман өзгәрди. Әнди сәһнигә йеңи заманниң йеңи қәһриманлири — тиҗарәтчиләр чиқти. Илгири мәдәнийәт мәркәзлирини зиялилар башқурған болса, заман тәливи шундақ болдиму, әйтәвир, миллий мәркәзләрниң рәислири болуп тиҗарәтчиләр сайланди. Уларниң паалийитигә баһа беридиған болсақ, айрим чәлкәшликләрни ейтмиғанда, миллий мәдәнийәт мәркәзлириниң иши хелила яхши тәрәққий әтти. Буни мән миллий мәркәзләрни башқурған шу шәхсләрниң әмгиги сүпитидә етирап қилимән. Һазир ҖУЭМ рәиси болуп Шаһимәрдан Нурумов сайланди. Униң билән бир нәччә қетим учришип, сөһбәтләштим. Милләтпәрвәр, билимлик, әқиллик киши екән. Шәхсән өзәмниң пикри, әқиллик адәм башқа адәмниңму әқлини көрәләйду. Буниңдин кейин миллитимизгә вакаләтлик қиливатқан тәшкилатларниң инақлиқта, бирликтә иш елип баридиғиниға үмүт қилимән. Өзәм ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң әзаси. Җәмийәтлик ишларға илгәркидәк паал арилашмисамму, алимлар кеңишиниң әзаси сүпитидә этномәдәнийәт мәркизиниң ишини риваҗландурушқа бир кишилик һәссәмни қошуп келиватимән дәп ойлаймән. Бош вақтиңизда, немә билән шуғулланғанни яхши көрисиз? — Бош вақтим болсила, саз чалғанни яқтуримән. Өзәм дутар чалғанни яхши көримән. Уйғурларниң хәлиқ нахшилирини, Или нахшилирини тиңшаймән. Илгири, һели мәрһум, бәстикар Селимахун Зәйналов вә Махмут ака Абдрахманов билән жиғилип қалсақ, пуғанимиз қанғичә саз чалаттуқ. Униңдин ташқири, балилиқ һәвәсим, анчә-мунчә шеирларни язимән. Буниңдин сәл илгири, ана жутум Маливай тоғрилиқ «Әҗдаттин — әвлатқа» намлиқ китапни тәйярлап, өз һесавимға нәширдин чиқардим. Униңға Маливайниң тарихи, жутниң атақлиқ адәмлири һәққидә материаллар топланған. Бу китап нәширдин чиққандин кейин, униң һәммә нусхисини наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Маливайдики шөбисигә соға қилдим. — Аилиңиз һәққидиму ейтип өтсиңиз? — Өмүрлүк җүптүм, Ағчихан иккимиз бир жутта туғулуп өстуқ, бир синипта оқудуқ. У кәспи бойичә — медицина хадими. Аилә қурғинимизға 47 жил бопту. Үч қиз тепип, тәрбийиләп қатарға қоштуқ. Чоң қизим Муһәббәтхан — институтта оқутқучи болуп ишләйду. Оттуранчи қизим Саһибанум болса, тиҗарәтчи. Кәнҗә қизим Меһрибанум — пән доктори, һазир Қазақ мемарчилиқ-қурулуш академиясидә оқутқучи. Йәттә нәврәм, икки чәврәм бар. Һазир шуларниң қизиғини көрүп, яшаватимиз. — Сөһбитиңизгә рәхмәт!

Йолдаш МОЛОТОВ.

   

419 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы