• Бизниң сөһбәт
  • 30 Қараша, 2023

Сенатор Закирҗан КУЗИЕВ: “Йеңи Қазақстан – бу, әң алди билән, Адаләтлик Қазақстан”

Қазақстан хәлқи Мустәқилликниң новәттики сәнәсини нишанлаш һарписида туриду. Шу мунасивәт билән биз Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутати Закирҗан Пирмуһәмәтоғли КУЗИЕВни сөһбәткә җәлип қилдуқ.

– Закирҗан Пирмуһәмәтоғли, Сиз, йәни бәш сенатор, ҚҖ Парламенти Сенатида Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә вакаләтлик қилисиләр. Бу, әлвәттә, ҚХАниң силәргә көрсәткән чоң ишәнчиси. Шуңлашқа бу сөһбитимизни “Силәр, Ассамблеядики ҚХА бәшлиги, бу ишәнчә һөддисидин қандақ чиқиватисиләр?” дегән соал билән башлиғум келиватиду...
–    Тоғра соал. Чүнки мәнму мошу соалға аммивий әхбарат васитилири арқилиқ җавап беришни көңлүмгә пүкүп жүрәттим.
Биринчидин, биз Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиға ҚХАдин сайланған депутатлар, елимизниң алий қанун чиқириш оргинида елимиздики барлиқ милләтләр билән елләтләрниң мәнпийитини қоғдашқа яратқан мүмкинчилиги үчүн Дөләт рәһбиригә, Ассамблея Кеңишиниң әзалириға алаһидә миннәтдар екәнлигимизни билдүргүм келиду.
Иккинчидин, пурсәттин пайдилинип, Сенаттики Ассамблея бәшлигиниң депутатлиқ паалийити тоғрилиқ ейтип өтүшни тоғра көрүватимән. Бу, әлвәттә, қанун чиқириш паалийәт, йәни парламентлиқ тиңшаш, һәрхил консультацияләр, экспертлар билән бирләшкән учришишлар, буларниң һәммиси бизниң қанун чиқириш паалийитимизниң аҗралмас бир қисми болуп һесаплиниду.
– Ейтмақчи, Сенаттики ҚХАдин сайланған бәш депутатниң һәммиси бирла комитетқа җәмләнгәнму?
–    Яқ. Биз, Сенаттики ҚХА бәшлиги, конституциялик қанун чиқириш; сот системиси вә һоқуқ қоғдаш органлири; аграрлиқ мәсилиләр; тәбиий байлиқлардин пайдилиниш вә йезилиқ территорияләрни тәрәққий әткүзүш; мәбләғ вә бюджет; хәлиқара мунасивәтләр, мудапиә вә бехәтәрлик бойичә комитетларға вакаләтлик қилимиз. Мана мошу комитетларда Дөләт рәһбириниң мураҗиәтлиридә вә нутуқлирида берилгән тапшурмилар билән көрсәтмиләрни орунлашқа қаритилған 86 қанун лайиһиси муһакимидин өтүп, қобул қилинди. Уларниң арисида прокуратура тоғрилиқ, турушлуқ өй-коммунал егилиги тоғрилиқ, қанунсиз елинған активларни дөләткә қайтуруш тоғрилиқ вә бүгүн мәмурий қанун бузушлуқ тоғрилиқ онлайн-платформа вә онлайн-реклама тоғрилиқ, җәмийәтлик һаят тәләп қиливатқан башқиму нурғунлиған қанун лайиһилири бар.
–    Әшу қобул қилинған 86 қанунниң арисида сенатор Кузиевниң тәшәббуси билән ишләнгән, йәни қобул қилинған қанун лайиһиси барму?
–    Әлвәттә, бар. Мән депутат Шиповских билән һәмкарлиқта икки қанун лайиһисиниң тәшәббускари болдум: бири – селекция утуқлирини һимайә қилиш вә уруқшунаслиқ мәсилилири, иккинчиси – миллий бехәтәрликни тәминләш вә Қазақстан Җумһурийити мәхсус дөләт органлирида хизмәт қилиш тоғрилиқ қанун лайиһилири. Бу һәр икки қанун лайиһисини вә башқиму қанунларни ишләш җәриянида биз, Ассамблеядин сайланған депутатлар, қобул қилиниватқан қанун нормилири гражданларниң мәнпийәтлиригә қарши әмәс екәнлигини ениқлашқа алаһидә әһмийәт бәрдуқ. Шундақла қанун лайиһиси милләтләрара турақлиқни сақлаш вә уни техиму бейитишқа хизмәт қилиш керәклигини биринчи планға қойимиз. Қисқиси, қобул қилинған қанунлар йеңи җәмийәтлик этика – “Әділетті Қазақстан – Адал Азамат” этикисиниң толуқ қелиплишиши үчүн хизмәт қилиши керәк.
–    Закирҗан Пирмуһәмәтоғли, депутатлиқ паалийәтни “Депутатлиқ тәләп” дегән ибарисиз баһалашқа болмайдиғандәк билиниду. Йә ундақ әмәсму?
–    Депутатлиқ тәләп – һәрқандақ депутатниң паалийитидики әң муһим, шуниң билән биллә, мурәккәп җәриян. Чүнки, әң алди билән, әшу тәләп мавзусиниң җәмийәтлик һаяттики әһмийитини ениқлаш лазим, андин тәләпни тегишлик орунларға йоллап, униң орунлиниш җәриянлирини ениқлаш вәзиписигә алаһидә әһмийәт бериш шәрт. Мошу ишлар толуқ орунланғандин кейинла әшу депутатлиқ тәләпниң нәтиҗә бәргәнлиги тоғрилиқ ейтишқа болиду.
 Мисал кәлтүрсәм, биз, Сенаттики Ассамблеялик бәшлик, азму әмәс, нурғунму әмәс, 75 депутатлиқ тәләп йоллидуқ. Ейтиш керәкки, уларниң бесим көпчилиги Дөләт рәһбириниң Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң ХХХІІ сессиясидә бәргән көрсәтмилири билән тапшурмилирини өз ичигә алиду. Уларниң арисида миллий тилларда нәшир қилиниватқан 1 – 10-синип дәрисликлирини өз қәрәлидә тәминләш, этномәдәний бирләшмиләрниң бирпүтүн мәбләғ грантлириға қатнишиш мәсилилири, барлиқ гражданларниң дөләт тилини өзләштүрүши бойичә әмәлгә ашурулуватқан чарә-тәдбирләр вә мошуниңға охшаш башқиму мәсилиләр бар.
–    Сиз тилға елип өткән “Миллий тилларда нәшир қилиниватқан 1 – 10-синип дәрисликлирини өз қәрәлидә тәминләш” мәсилиси хелә-хелимизни, болупму уйғур синиплириниң муәллимлири билән оқуғучилирини қизиқтурса керәк?
–    Соалиңға җавап бериш үчүн, авал мән илгири қолға елинған бу муһим проблемини һәл қилишни ахириға йәткүзгәнлигимни тәкитлимәкчимән. Әнди бир топ уйғур зиялиридин мениң намимға кәлгән мошу хәтни оқуп берәй. Униңда мана мундақ дейилиду: “Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутати Закирҗан Кузиев Алмута вә Жетысу вилайәтлириниң аһалиси билән учрашқанда өзбәк, уйғур, таҗик, немис тилида билим еливатқан оқуғучиларға дәрисликләрниң йетишмәйватқанлиғи мәсилисини көтәргән еди. Сенатор З.Кузиев мошу мәсилә бойичә тегишлик орунларға депутатлиқ тәләп йоллап, ахири бу мәсилини иҗабий һәл қилди. Әнди уйғур тилидики 1–10-синип дәрисликлириниң электронлуқ нусхилирини мәхсус ишарә арқилиқ сақлавелишқа болиду. Биз барлиқ устазлар вә ата-анилар намидин Закирҗан Пирмуһәмәтоғлиға чәксиз миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз вә депутатлиқ хизмитигә техиму чоң утуқ тиләймиз”.
Бу хәт бизниң хелидин бери һәл болмай келиватқан мәсилини биртәрәп қилғанлиғимизни көрсәтсә керәк. Буни мән махтинип ейтиватмаймән, сөз ухтиси кәлгәчкила тилға еливатимән.
–    “Сөз ухтиси” демәкчи, Парламент Сенатидики Ассамблеялик бәшликниң Қазақстан хәлқи Ассамблеяси билән мунасивити қандақ дәриҗидә?
–    Бизниң, сән ейтқан Ассамблеялик бәшликниң, ҚХА билән мунасивити, мән ейтқан болар едимки, алий дәриҗидә. Ениғирақ ейтсам, һәр һәптидә бир қетим Ассамблея Кативати билән мунасивәт бағлап туримиз. Әнди һәр күни ҚХА Кативати вә Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги бизни әхбарат-аналитикилиқ мәсилиләр билән тәминләп туриду. Демәк, бизгә, Ассамблеядин сайланған бәш депутатқа, Ассамблеяниң конкрет бир йөнилишлири, айрим лайиһилири һәм җәмийәтлик қурулумлири бойичә ениқ вәзипиләр жүкләнгән. Мәсилән, шәхсән маңа идеология-тәрбийә мәсилиси, этномедиация вә этномәдәний бирләшмиләрни аккредитацияләш мәсилилири жүкләнгән.
 Әнди депутат Н.Ниязова – анилар кеңәшлиригә, илмий вә аналитикилиқ паалийәткә; депутат А.Сатвалдиев – әхбарат мәсилиси вә тил сәясити мәсилилиригә; депутат Шиповских – яшлар сәясити, пидаийлар мәсилиси, хәлиқара сәясәткә; депутат Е.Больгерт – меценатлик вә хәйрихаһлиқ паалийәткә, шундақла яшлар сәясити вә спорт мәсилилиригә җавапкәр.
 Көрүп турумизки, биз мана мошу йөнилишләр бойичә биз ҚХАниң барлиқ лайиһилиригә актив қатнишиватимиз вә, бәзидә, тәшәббускар болуватимиз.
–    Силәрниң, йәнила шу Ассамблеядин Сенатқа сайланған депутатларниң асасий паалийити елимизниң җай-җайлирида һеликәм орун еливатқан бәзи проблемиларни һәл қилиштинму ибарәт, дәп қарашқа боламду?
–    Әсла ундақ әмәс, бизниң асасий паалийитимиз пәқәт җай-җайлардики мәсилиләрни һәл қилиштинла ибарәт дәп ейтишқа һәргиз болмайду. Бизниң, депутат сүпитидә, асасий паалийитимиз, әлвәттә, қанун чиқириш болуп һесаплиниду. Әнди сән тилға алған мәсилә, уни иккинчи пландики иш дәп қарисақ йәнә болмайду, у бизниң күн тәртивимиздин һечқачан чүшкән әмәс. Шуңлашқа депутатлиқ паалийәт һәртәрәплимә кәң, у җәмийитимиз һаятини барлиқ саһалирини өз ичигә алиду, дәп ейтишқа қануний асас бар. Буниң нәқ шундақ екәнлигини “Қазақстан Җумһурийитиниң Парламенти вә униң депутатлириниң статуси тоғрилиқ” Конституциялик қанун қаидилири толуқ тәстиқләйду.
 “Җай-җайлардики муһим мәсилиләр” демәкчи, “биз, бир топ депутатлар, ахирқи бирнәччә айда Алмута шәһири, Алмута, Жетысу, Маңғистав, Қариғанда вә башқиму вилайәтләрдики миллий мәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлири вә аһали вәкиллири билән 96 қетим учраштуқ. Әйнә шу учришишларда сөз болған барлиқ мәсилиләр алаһидә назарәткә елинди. Уларниң бәзилири шу йәрдила йәрлик иҗраий органларниң арилишиши билән һәл қилинди, бәзилири депутатлиқ тәләп асасида тегишлик орунларға әвәтилди вә турақлиқ назарәткә елинди. 
 Ейтиш керәкки, җай-җайларда аһали билән, йәни сайлиғучилар билән болған бу учришишларни өз ичигә алидиған әхбарат-методикилиқ вә тәшкилий мәсилиләр билән бизни ҚХА Кативати толуқ қоллап-қувәтләп кәлмәктә.
–    Закирҗан Пирмуһәмәтоғли, биз Сизниң Сенат аппаратидики депутатларниң тәшәббуслирини қоллап-қувәтләш мәхситидә ечилған “Лайиһә идариси” (“Проектный офис”) ишиға паал қатнишиватқанлиғиңизни яхши билимиз. Мошу паалийәт тоғрилиқ ейтип өтсиңиз?
–    Мошу лайиһә асасида Парламент Сенати рәһбәрлиги сенаторларниң барлиқ тәшәббус-башланмилирини һакимийәтниң барлиқ органлирида алға сүрүшкә ярдәмлишиду. Бу идаридә асасән 9 программа бар. Бизниң бәшлик, йәни ҚХАдин Сенатқа сайланған бәш депутат, мошу 9 программисиниң иккисигә, йәни мәлум бир этнос вәкиллири зич яшайдиған кварталларда этноиҗтимаий зиддийәтләрниң пәйда болуш сәвәплирини ениқлаш вә этномәдәний бирләшмиләрниң муһим әһмийәткә егә тәшәббуслири билән лайиһилирини қоллап-қувәтләш программилири бойичә иш елип бериватимиз. Әнди бу ишта ҚХАниң “Бір ел – бір мүдде” программиси даирисидики чарә-тәдбирләрниңму ярдими чоң.
–    Ейтмақчи, Сизниң пикриңизчә, әшу этноиҗтимаий зиддийәтләр немидин пәйда болиду?
–    Бу соалға “У мону нәрсиләрдин пәйда болиду” дәп кесип җавап бериш тәс. Мәлумки, этноиҗтимаий зиддийәтләрниң, йәни милләтләрара тоқунушларниң сәвәплири һәрхил. Шуни иқрар қилишимиз керәкки, мундақ тоқунушлар дунияниң барлиқ әллиридә, һәрқандақ җәмийәттә бар, болған вә болиду. Бу гражданлиқ җәмийәт үчүн тәбиий әһвал, чүнки һәрқандақ җәмийәттә бирхил көзқараш болмайду, қариму-қарши нуқтәий нәзәрниң орун алғанлиғи алған, өзара риқабәтчилик йәнә бар. Һәтта бәзидә қериндашлар арисида өзара зиддийәт орун елип қалиду. Шуңлашқа барлиқ тоқунушлар билән зиддийәтләрни тохтитиш мүмкин әмәс. Бирақ уларниң алдини елишқа болиду. Бизниң мәхситимиз әйнә шундақ ишларниң алдини елиш вә, әгәр шундақ вақиә йүз бәргән болса, униң асасий сәвәвини ениқлаш, шундақла униң йәнә тәкрарланмаслиғи үчүн мүмкин болған барлиқ чариләрни қоллиништин ибарәт.
 Әгәр мән елимиздики барлиқ хәлиқләрниң бирлиги билән достлуғи Қазақстанниң турақлиқ тәрәққиятиниң муһим шәрти болған вә шундақ болуп қалиду дәп ейтсам, һәргиз йеңилиқ ачқанлиғим әмәс. Бу шиар һәрбир қазақстанлиққа яхши тонуш вә улар Бирлик, Турақлиқ вә Тәрәққият – Адаләтлик Қазақстанға қол йәткүзидиған асасий қәдрийәтләр екәнлигини яхши һис қилиду. Чүнки Йеңи Қазақстан – бу, әң алди билән, Адаләтлик Қазақстан. Мошу тезисни әсла ядимиздин чиқармаслиғимиз шәрт.
–    Ахирқи вақитларда Сизниң ҚҖ Һөкүмитигә бирнәччә қетим депутатлиқ тәләп билән мураҗиәт қилғанлиғиңизни билимиз. Шуларниң арисида әң муһими қайси? У тәләпләр, асасән, немиләрдин ибарәт?
–    Улар һәрхил, җәмийитимиз һаятиниң барлиқ саһалирини дегидәк өз ичигә алиду. Бир депутатлиқ тәләпни мисалға кәлтүрүп өтәй.
Мәлумки, Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев бийил Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә елимиз тәрәққияти үчүн әң әһмийәтлик болған мәсилиләр қатарида: “Гөш, сүт, ашлиқ мәһсулатлирини қайта ишләш вә теплица егиликлирини тәрәққий әткүзүш охшаш биз үчүн келәчиги зор болидиған йөнилишләргә диққәт бөлүш әвзәл” екәнлигини алаһидә қәйт қилди. 
 Раст, Һөкүмәт тәрипидин сеғин сийир фермилирини қурушқа, мал санини көпәйтишкә вә сүт сеғиш көрсәткүчини ашқурушқа қаритилған чариләрни көрмәктә. Бирақ бу ишларниң һәммиси пәқәт чоң-чоң йеза егилиги карханилирида елип бериливатиду вә, тәләйгә қарши, кичик дехан егиликлири билән фермерлар дөләтлик органларниң нәзәридин сирт қалмақта. Нәқ мошундақ кичик шәхсий дехан егиликлири билән фермерлардики мал сани елимиздики барлиқ малниң 85 пайизини тәшкил қилиду. Әнди елимиздә йетиштүрүлүватқан сүтниң 88 пайизи мошу егиликләргә тоғра келидекән. Әнди бүгүнки күндә болса, рубль курсиниң чүшүп кетиши сәвәвидин, Россия Федерациясидин келиватқан сүт вә сүт мәһсулатлири импортиниң көпийишигә сәвәп болмақта. Шуңлашқа бизниң вәтәнлик сүт вә сүт мәһсулатлирини йетиштүргүчиләр өз ишләпчиқиришини азайтишқа мәҗбур болмақта. Евразия ихтисадий комиссияси кеңишиниң “Сүт вә сүт мәһсулатлири бойичә” Бажхана иттипақиниң техникилиқ регламенти тоғрилиқ” қарари күчкә киргәндин кейин әһвал техиму мурәккәплишип кетидиғанлиғи өз-өзидин чүшинишлик. Чүнки әшу Техникилиқ регламент нормилириға мас келиши үчүн сүт пәқәт сүт сеғиш машинилири арқилиқ сеғилиши вә дәрһал мәхсус музлитиш танкерлириға қуюлуши керәк. Әнди биздә йетиштүрүлүватқан сүтниң 90 пайизға йеқини кичик дехан егиликлири вә фермерларға тәәллуқ екәнлигини нәзәрдә тутсақ, улар әшу тәләпләргә һеч җавап берәлмәйду. Нәтиҗидә сүтни қайта ишләйдиған қазақстанлиқ карханиларниң хамәшиясиз, йәни сүтсиз қелиши ховупи бар.
Буни аз десәк, бәзи аммивий әхбарат васитилириниң йезишичә, Россия келәр жили 1-январьдин тартип, өзиниң сүт вә сүт мәһсулатлирини экспорт қилғучиларға транспорт чиқимини 100 пайиз төләп беришни вәдә қиливетипту. Бу чарә россиялик сүт вә сүт мәһсулатлирини йетиштүргүчиләрни қазақстанлиқ кәсипдашлири алдида техиму күчлүк риқабәтчигә айландуридиғанлиғи ениқ.
Бу муһим мәсилини һәл қилиш үчүн Қазақстан Һөкүмити қандақ чариләрни көрүватиду? Бир депутатлиқ тәләпниң қисқичә мәзмуни әйнә шундақ.
–    Һәқиқәтәнму диққәткә сазавәр мәсилә екән. Ундақ болса, йәнә бир депутатлиқ тәләпни мисалға кәлтүрүп өтсәк, дегән нийәт бар.
–    Мәрһәмәт, ҚТЖда пәйда болған проблема тоғрилиқ бир-икки еғиз ейтип өтәй.
Мәлумки, мошу жилниң август ейидин башлап, қазақстанлиқ жүк әвәткүчиләр вә экспедиторлуқ компанияләр “Қазақстан Темір Жолы миллий компанияси” акционерлиқ җәмийити (ҚТЖ) намәлум сәвәпләргә бола, улардин буйрутма қобул қилишни тохтатқанлиғини хәвәрлиди. Әнди жүк тошуш ҚТЖниң шөбилири һесаплинидиған башқа компанияләр арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Қисқичә ейтсақ, тариф хелила қиммәтлигән, у жүк тошуш базирида қелиплашқан баһадин хелила қиммәт. Бу, әлвәттә, сағлам әмәс риқабәтни қелиплаштуриду вә ҚТЖ Тиҗарәтчилик кодекси қаидилиригә хилаплиқ болуп һесаплиниду. Униң үстигә ҚТЖниң 30 жилдин бери қелиплашқан экспортлуқ вә транзитлиқ жүк тошуш технологиясини бузғанлиғи көрүнүп туриду. Бу саһада әмгәк қиливатқан 50 миң адәмниң тәғдириниму ойлаш керәк.
Шуңлашқа биз депутатлиқ тәләпни Һөкүмәт рәһбиригә йоллидуқ вә бу мәсилини һәл қилиш йоллирини ениқ көрситип бәрдуқ. Һазир Һөкүмәттин һәммә тәрәпни толуқ қанаәтләндүридиған җавапни күтүватимиз.
Ейтивәрсәк, мундақ мисаллар наһайити нурғун. Һәрқандақ мәсилигә чоңқурирақ чөккәнсири, адәмни һәйран қалдурғидәк проблемиларниң бар екәнлигигә көз йәткүзисән, бәзидә уларни қисмән болсиму һәл қилиш үчүн баш биләнла кирип кәткәнлигиңниму туймай қалидекәнсән.
– Закирҗан Пирмуһәмәтоғли, Сиз мәлум вақит ҚҖ Парламенти Мәҗлисиниң депутати болдиңиз, һазир Сенат депутати. Пәриқ барму?
–    Пәриқ тағ билән бағдәк дәп ейтсам, хаталашқан болармән. Һәр һалда, пәриқ йоқ әмәс. Әң муһими, паалийәт охшаш, қанун чиқириш. Әнди һәрқандақ қанун лайиһисини һәртәрәплимә пишшиқ ишләп, андин қобул қилиш җәрияни һечқачан йеник болған әмәс.
–    Сөһбитиңизгә рәхмәт. Паалийтиңиз дайим мошундақ утуқлуқ болсун!
–    Пурсәттин пайдилинип, мән “Уйғур авазиниң” барлиқ муштирилирини алдимиздики қош-қош мәйрәмләр – ҚҖ Мустәқиллик күни вә қәдәм тәшрип қиливатқан Йеңи жил мәйрими билән тәбрикләп, бәхит-саадәт вә утуқ-амәт тиләймән, һәммимизниң мустәқил Қазақстанниң тәрәққиятиға қошуватқан төһпимиз дайим салмақлиқ болсун!
Сөһбәтләшкән 
Иврайим БАРАТОВ.


 

550 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы