• Асасий мақалилар
  • 08 Ақпан, 2024

Йеңи Һөкүмәт ишқа киришти

Дүшәнбә күни Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң Премьер-министри Әлихан Смайыловниң бәргән илтимасиға бенаән Һөкүмәт истипаға кәтти. Шу күни Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев «Қазақстан Җумһурийитиниң Һөкүмити тоғрилиқ» Пәрманни имзалап, Һөкүмәтниң истипасини қобул қилди. Премьер-министрниң вәзиписини вақитлиқ атқуруш Премьер-министрниң биринчи орунбасари Роман Склярға жүкләнди.

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi» 

Мәлумки, қанунға мувапиқ Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң Премьер-министрлиги лавазимиға намзатни Парламенттики йетәкчи партия Amanat партиясиниң фракцияси тәвсийә қилиду. Президент тәвсийә қилинған намзатни Мәҗлистики партияләр фракциялири билән муһакимә қилиду.
 Сешәнбә күни Президент Қасым-Жомарт Тоқаевқа Amanat партиясиниң рәиси Ерлан Қошанов партия намидин елимиз Һөкүмитиниң рәһбири лавазимиға Олжас Бектеновниң намзитини тәвсийә қилди. Олжас Бектенов илгири Президент Мәмурийити рәһбири лавазимида ишлигән.
 Шу күни Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисидики сәясий партияләр фракциялири рәһбәрлири билән учрашти. Учришишта Дөләт рәһбири Конституцияниң 44-бабиға мувапиқ Премьер-министр лавазимиға тәвсийә қилинған Олжас Бектеновниң намзити бойичә фракция рәһбәрлири билән мәслиһәтлишиш керәк екәнлигини тәкитлиди. 
Муһакимигә Amanat партияси фракциясиниң рәһбири Елнур Бейсенбаев, Қазақстан хәлиқ партияси фракциясиниң рәһбири Магеррам Магеррамов, Ақ жол партияси фракцияниң рәһбири Азат Перуашев, Умуммиллий социал-демократиялик партияси фракциясиниң рәһбири Асхат Рақымжанов, Ауыл партияси фракциясиниң рәһбири Серик Егизбаев, Respublika партияси фракциясиниң рәһбири Айдарбек Ходжаназаров қатнашти. 
 Андин Президент Парламент Мәҗлисиниң пленарлиқ олтиришиға иштрак қилди. Дөләт рәһбири өз сөзидә Қазақстанни илғар мәмликәткә айландурушниң әһмийитини тәкитләп, бу шиар әмәс, ениқ план екәнлигини қәйт қилди.
— Бизгә кериги тәрәққиятниң дағдам йоли. Шуңлашқа түп-асаслиқ сәясий ислаһатлар жүргүзүш билән бирқатар, елимизниң җәмийәтлик-ихтисадий һаятида чоңқур өзгиришләрни әмәлгә ашуруш үчүн дадил чариләрни қобул қилишимиз лазим. Әң муһими, бизниң барлиқ һәрикәтлиримиз «Адаләтлик Қазақстан» қуруш қаидисигә мувапиқ болуши шәрт. Алди билән, елимизниң иҗтимаий-ихтисадий сәяситигә йеңи сүръәт бериш керәк, йәни ихтисатниң барлиқ саһасини тәрәққий әткүзүш, рәғбәтләндүрүш йоллири билән алдимиздики вәзипиләрни қайта қараш һаҗәт. Әнди мәмликәт дайимлиқ рәвиштә қоллаш чарилиридин сүпәтлик тәрәққиятқа ярдәм бериш паалийитигә көчүши лазим. Бу ишни сөздила әмәс, әмәлиятта орунлайдиған вақит кәлди, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
 Президент Селиқ вә Бюджет кодекслири, Дөләтлик сетивелиш, шундақла Дөләт билән шәхсий тиҗарәт билән һәмкарлиқ тоғрилиқ қанунлар тамамән йеңи сүпәткә егә болғанлиғиға диққәт бөлүп, мошуниң һәммиси йеңи ихтисадий сәясәтни әмәлгә ашурушниң мустәһкәм һули болуши лазим екәнлигини қәйт қилди. Қ.Тоқаевниң ейтишичә, алдимизда тариф сәяситидики тосалғуларни йоқитиш, агросекторни қайта риваҗландуруш, иҗтимаий саһани башқуруш вә мәбләғ билән тәминләшниң нәтиҗидар услублирини тәйярлаш вәзиписи туриду. 
— Бу йәрдә, әлвәттә, әң алди билән Һөкүмәт муһим роль атқуруши керәк. Йеңи сүръәт билән ишләш һаҗәт. Муһим қарарларни тез қобул қилип, көп созмай, нәтиҗидар қәдәмләрни қилиш лазим. Һөкүмәт өз паалийитидә кәспийлик, җавапкәрлик, илдамлиқ вә тәшәббускарлиқ охшаш хусусийәтләрни уйғунлаштуруши керәк. Һөкүмәт ихтисатни хәлқимизниң мәнпийити үчүн рәғбәтләндүрүшкә вә һәртәрәплимилик қилишқа қаритилған дадил қарарларни қобул қилиши шәрт. Бу вәзипиниң әһмийити зор вә стратегиялик сүпәткә егә, — деди Дөләт рәһбири. 
 Президент сөзини хуласиләп, Amanat партияси тәклип қилған намзатни Мәҗлистики партияләр фракциялириниң рәһбәрлири билән муһакимә қилғандин кейин умумий қарарға кәлгәнлигини ейтип, Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясиниң 44-бабиниң 3-тармиғиға мувапиқ Премьер-министрниң лавазимиға тайинлашқа келишиш үчүн Олжас Бектеновниң намзитини тәклип қилди. 
— Олжас Бектенов – тәҗрибилик дөләт хадими. Униң Қазақстан ихтисади вә башқиму саһалар бойичә билими мол, тәшкилий қабилийити жуқури, өзи – тәртиплик, адил, әмгәксөйгүч инсан. Шуңлашқа мәмликәт ихтисадиниң алдида турған мәхсәтләрни әмәлгә ашурушқа қабилийити йетиду дәп ойлаймән, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Жиғинда Парламент Мәҗлисидики Amanat, Умуммиллий социал-демократиялик партия, Ақ жол, Қазақстан хәлиқ партияси, Respublika, Ауыл партиялири фракциялириниң рәһбәрлири сөз сөзлиди. Шуниңдин кейин депутатлар Һөкүмәт рәһбириниң йеңи намзитини авазға салди. 69 депутат қоллап, 7 депутат халис қалди. Дөләт рәһбири Премьер-министр лавазимиға тәклип қилинған намзатни қоллиғини үчүн Мәҗлис депутатлириға тәшәккүр изһар қилди. 
 Йеңидин тайинланған Премьер-министр Олжас Бектенов ишәнчә билдүргәнлиги үчүн Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевқа вә Парламент Мәҗлисиниң депутатлириға миннәтдарлиқ изһар қилип, Һөкүмәткә жүкләнгән вәзипиләрни әмәлгә ашурушқа барлиқ күч-ғәйритини сәпәрвәр қилидиғанлиғини ейтти. 
— Дөләт рәһбири елимизниң ихтисадий тәрәққияти йөнилишидә ениқ тапшурмилар бәрди, улар орунлиниду. Йеңи ихтисадий сүръәт берип, һәқиқий мәнада тез вә һәл қилғучи қарарларни қобул қилиш лазим. Биз санаәт, нефть қайта ишләш саһалириға алаһидә көңүл бөлүп, вәтәнлик санаәтни рәғбәтләндүрүш чарилирини қобул қилишимиз керәк, — деди Олжас Бектенов.
 Премьер-министрниң ейтишичә, Һөкүмәтниң алдида турған вәзипиләрниң бири – елимиздә ишләп чиқирилидиған мәһсулатниң үлүшини ашуруш.
— Биз офтейк шәртнамиләр системисини толуқ ишқа қошимиз, бизниң асасий вәзипимиз – вәтәнлик тиҗарәтни қоллаш. Йеза егилигиниң иқтидарини нәтиҗидар пайдилиниш муһим. Шундақла су ресурслирини ихтисат қилиш, транспорт-логистикилиқ система бойичә паал ишләймиз. Биз сүнъий әқил вә йеңи технологияләрни пайдилиниши имканийәтлирини кәңәйтимиз. Қанунниң үстүнлүгини тәминләш чарилири билән хәлиқни ойландуридиған башқиму мәсилиләр һөкүмәтниң нәзәридә болиду. Һөкүмәт елимизниң мәнпийити үчүн ишләйду, — деди Олжас Бектенов. 
Шундақ қилип, йеңи Премьер-министр Олжас Бектеновниң рәһбәрлигидә Қазақстан Җумһурийитиниң йеңи министрлар кабинети шәкилләнди. Йеңи Һөкүмәт тәркивигә «йеңи» 4 министр қошулди, қалған 21 министр өз лавазимлирини сақлап қалди. Йеңи министрлар кабинетиниң әзалиридин Мади Тәкиев Малийә министрлигини башқуридиған болди. У илгири Мәҗлистә малийә вә бюджет бойичә комитетиға рәһбәрлик қилған. Сенат депутати болған Ақмарал Альназарова Саламәтликни сақлаш министри лавазимиға олтарди. Пәвқуладдә вәзийәтләр министрлигидә  Чиңғиз Аринов Сырым Шәрипхановни алмаштурди. Чиңғиз Аринов илгири Қазақстан Җумһурийити Дөләт күзәт хизмити рәһбириниң орунбасари – ҚҖ Президенти Күзәт хизмитиниң башлиғи болуп ишлигән. Нурлан Байбазаров болса Миллий ихтисат министри – Премьер-министрниң орунбасари болуп тайинланди. У илгири «НУХ «Байтерек» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси хизмитини атқурған.   

 

Қазақстан мустәқиллигини алғандин кейин Һөкүмәтни башқурған премьер-министрлар: 

Сергей Терещенко (1991 — 1994-ж.), 
Акежан Қажегелдин (1994 — 1997-ж.), 
Ахметжан Есимов (вақитлиқ вәзипини атқурғучи 1997-ж.),
Нурлан Балғымбаев (1997 — 1999-ж.), 
Қасым-Жомарт Тоқаев (1999 — 2002-ж.), 
Иманғали Тасмағамбетов (2002-2003-ж.), 
Даниал Ахметов (2003 — 2007-ж.), 
Кәрим Мәсимов (2007 — 2012, 2014 — 2016-ж.), 
Серик Ахметов (2012 — 2014-ж.), 
Бақытжан Сағынтаев (2016 — 2019-ж.), 
Асқар Мамин (2019 — 2022-ж.), 
Әлихан Смайылов (2022 — 2024-ж.).

2382 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы