• Тәвәллуд
  • 04 Сәуір, 2024

Хияли йоқ хәлқидин өзгә

(Атақлиқ коллекционер, шаир вә язғучи Азат Һекимбәг – 75 яшта)

Тәғдир уни бәк көп синақлардин өткүзди. У туғулуп, әндила төрт яшқа кәлгинидә, ғәмгүзар атиси түрмигә ташлинип, йерим житим болуп қалди. Гәрчә у даңлиқ сулалидә, бәдәвләт аилидә дунияға кәлгән болсиму, балилиғи пәқәт дәрт-һәсрәтләр ичидә өтти. Униң нәзәридә һаят дегән ғәм-тәшвиштин ибарәт еди гоя. Ачлиқ, ғурбәтчилик, турмушниң еғир қисмәтлиридин дәшнәм йәп, задила раһәт-парағәт көрмиди. 
1949-жили Ғулҗида туғулған, бүгүнки таңда хәлқимизниң пәхирлик пәрзәндигә айланған атақлиқ коллекционер, шаир, язғучи, меценат, хәлиқара сәвийәдики эксперт, Қазақстан Җумһурийитиниң сәнъәт әрбаби, Қазақстан Журналистлар академиясиниң һәқиқий академиги, II дәриҗилик «Барс» ордениниң саһиби ғоҗа Азат Һекимбәг мана шундақ чиғир йолларни, хәтәрлик өткүлләрни бесип өтти. Униң бу муваппәқийәтлири бир күндила қолға кәлгини йоқ. Бу утуқларға йетиш үчүн, у зор тиришчанлиқ көрситип, аччиқ тәрлирини аққузди, тинмай меһнәт қилип, һесапсиз җиқ бәдәл төлиди. 
Бүгүн өзиниң шанлиқ 75 яшлиқ тәвәллудини қарши еливатқан, һаятниң боран-чапқунлирида тавлинип, ирадиси мустәһкәмләнгән Азат акини данишмәнләргә хас билим, қийинчилиқлар ичидә топлиған һаятий тәҗрибә, кәң вә миқияслиқ дунияқараш, пидаийлиқ, бетәкрар истедат муҗәссәмләнгән намайәндә дегән ибариләр билән тәрипләймиз һәм бу һечбир етиразсиз тән елинидиған һәқиқәт.
 Тағниң егиз чоққисиға чиқиш һәммигә несип болувәрмәйду. Чүнки жуқури көтирилиш үчүн, толиму хәтәрлик, меңиш қийин болған палакәтлик өткүлләрдин өтүш тәләп қилиниду. Пүткүл аңлиқ һаятини җаниҗан хәлқиниң мәдәнийити тәрәққиятиға беғишлап келиватқан Азат ака Һекимбәг өмүр йолида учрашқан идир-қирлардин сүрүнмәй өтүп, бәләнт чоққиларни тиз пүктүргән миллитимизниң қәйсәр вә зәбәрдәс әзимитидур. 
Униң әзан чақирип қойған исми Ханзатхан болуп, бовиси Һекимбәг ғоҗа Турпан ханлириниң мәшһур әҗдади – Ханзат хан шәрипигә нәврисигә мана шундақ исим берипту. Амма мәлум сәвәпләр түпәйли, алтә айлиқ Ханзатхан Азатқа өзгирипту. 
Һекимбәг ғоҗа һәр күни әтигәндә келини – Азатниң аписи – Гүлайшәмдин нәврисини йениға елип киришни тәләп қилаттекән. Тизлириға юмшақ ястуқни қоюп, нәврисиниң йениға һечкимни йеқин кәлтүрмәттекән. Мәлум болушичә, у һемишәм әтрапидикиләргә: «Нәврәм Ханзатханниң пешаниси бәк чоң, у мениң варисим болиду чоқум», – дәттекән. 
«Болидиған майсә көкидин мәлумғу». Азат Мирзатханоғли бовисиниң бүйүк арзулирини әмәлгә ашуруп, бүгүнки күндә һәқиқәтәнму миллитиниң сөйүмлүк оғланиға, елимизниң инавәтлик пухрасиға айланди. У мислисиз җапа-мәшәқәтләргә дуч кәлсиму, қәлбидики улуғвар мәхсәтләрни рояпқа чиқириш йолида бир өмүр хәлқиниң қули болуп кәлмәктә. Миллий мәдәнийитимиз тәрәққиятиға, қедимий асару әтиқиләрни жиғип, топлашқа җими аңлиқ һаятини бәхшәндә қилди вә әшу бебаһа әҗри түпәйли хәлиқ аммисиниң һөрмитигә бөләнди. Көпчиликниң қайиллиғини қозғаш, диққәт-етибариға еришиш мундақла асан иш әмәс. «Һәммигә тонуш исим-нәсиб – фамилия тәғдирниң соғисила әмәс, бәлки у йәнә мәсъулийәт» дегән қанатлиқ ибариләрни ядида чиң тутқан Азат ака бовисиниң арзулирини толуқ ақлиди, шүбһисиз. 
Азат Һекимбәгниң аписи бәк талантлиқ аял болуп, Чөчәк шәһиридики хәлиқ театри сәһнисидә қоюлған «Ғерип-Сәнәм», «Ләйли-Мәҗнун, «Таһир-Зоһра» қатарлиқ пьесиларда баш рольларни ойнапту. Дадиси Мирзатхан – Һекимбәг ғоҗиниң кәнҗә оғли, даңлиқ Велибай Йолдашевниң нәвриси. Катта шәһәрләр билим дәргаһлирида тәһсил көргән, бирнәччә тилни мукәммәл билгән, дутарниң «қулиғида ойниған». Ейтишлириға қариғанда, әл сөйгән атақлиқ сазәндиләр Абдурахман Җами билән Зикри Әлпитаев униң йеқин бурадәрлири болған екән. 
1955-жили киндик қени тамған ана диярни тәрк қилип, Қазақстанниң Шәмәй вилайити Уржар наһийәсигә көчүп чиқишқа мәҗбур болған аилиниң тунҗа пәрзәнди Азат алтә йешида шу йезидики рус оттура мәктивигә бариду. Униң шаирлиқ вә рәссамчилиқ истедати 12 йешида намайән болиду. 1963-жили Азатниң бирнәччә парчә рәсими билән шеирлири «Дружные ребята», «Коммунизм туғи» вә «Ленинская смена» гезитлирида елан қилиниду. 
Балилиғида һәтта тал чивиқни ат қилип миниш, дақиратма ләгләкни учирип ойнашму несип болмиған Азат Һекимбәгниң «Турпан мунариси. Мениң нәсәпнамәм» намлиқ китавидики: «... Һаятимдики әң дәһшәтлик көрүнүш... Мән 14 яшта. Биз Алмутиға көчүп кәлдуқ. Чоң аилә, турмушимиз бәк еғир – намратчилиқ. Мән ботулка жиғиш үчүн, бирнәччә бала билән шәһәрлик әхләтханиға бараттим. Сәһәр саат төрттә туруш керәк. Мәнзилгә йетиш үчүн, йерим саат кетиду. Әхләт тошуйдиған машиниларниң алди әхләтханиға саат төрт йеримда киришкә башлайду. 10 ботулка жиғип, униң һәрбирини 8 тийиндин өткүзәттим. 80 тийинға 5 буханка қара нан сетивелаттим. Бу бизниң аилигә икки күнлүк озуқ еди. У вақитниң тәми һелиму есимдә – қара нан, бир парчә қәнт вә суюқ чай», – дегән мисралардин техи сүйиги қатмиған балиниң зиммисигә қанчилик қийинчилиқларниң чүшкәнлигини биливелиш тәс әмәс.
Өшнисигә чоң аилини беқиш мәсъулийити жүкләнгәнлигини һис қилған Азат әмгәк паалийитини 16 яшта башлашқа мәҗбур болиду. Алмутидики «Түгүн йол транспортлуқ-экспедициялик» мәһкимисиниң мудири, истипадики генерал Зунун Тейипов Азатниң аилисини издәп тепип, шәһәр четидики кичик бир өйгә орунлаштуруп, бурути техи хәт тартип үлгәрмигән өсмүрни өзи рәһбәрлик қиливатқан әшу идаридики рәссамчилиқ ишханисиға устиниң ярдәмчиси қилип ишқа алиду. Рәссамлиқниң қир-сирлирини хелә үгәнгәндин кейин, Азат 16-автобазиға ишқа йөткилип, шу кәсип бойичә ишләйду. Аз вақиттин кейин, у мәһкимә комсомол комитетиниң кативи болуп сайлиниду. 
Тәкитләш керәкки, Азат Һекимбәг һәрбий борчини өтәш җәриянидиму өзини һәртәрәплимә намайән қилип, һәрбий қисим комсомол тәшкилатиниң кативи вә клуб башлиғиниң муавини, Новосибирск вә Тюмень шәһәрлиридики Сибирь һәрбий округи корпуси штабиниң баш рәссами болуп сайлиниду, округлуқ «На боевом посту» гезитиға униң шеирлири, мақалә, очерклири давамлиқ бесилип туриду. 
1971-жили момиси Һәҗәрханниң беваситә тәсири вә мәслиһити билән хәлқимизгә мәнсүп абидиләрни жиғишқа киришиду. Қедимий Қәшқәр шәһиридә туғулуп өскән момиси Азатни уйғур хәлиқ чөчәклири, әпсанә, ривайәтлири, әнъәнилири асасида тәрбийиләйду. Муһаҗирийәттики интайин җапалиқ турмуш, раһәт-парағәтниң йоқлуғиға қаримай, у нәврисигә гөзәлликкә болған муһәббәтни сиңдүрди, адәттин ташқири, бетәкрар Қәшқәр күмүч вә мис қача-қучилири, һәшәмәтлик Хотән гиләмлири, маһир устилар қолидин пүтүлгән тәңдашсиз вә нәпис зебу-зенәтләр һәққидә сөзләп берәтти. 
Азат акиниң иқрар қилишичә, абидиләрни жиғип, топлашниң дәсләпки басқучи бәк тәс, амма кишини толиму һаяҗанландуридиған бир җәриян екән. Алтә жиллиқ жиғиш паалийити давамида у Алмута вилайитидики уйғурлар олтирақлашқан җими йеза, кәнтләрни, Алмута, Җамбул (һазирқи Тараз), Чимкәнт шәһәрлирини, андин хәлқимиз зич истиқамәт қилидиған Қирғизстан пайтәхтини арилап чиқиду. 
1972-жили Өзбәкстанниң Сәмәрқәнт, Бухара шәһәрлиригә берип, хәлиқ устилири – Сәлимҗан Хамидов билән Таһир Рахматовтин қедимий нәққашлиқ – зәрб қилиш (чеканка) сәнъитиниң қир-сирлирини әстаидил үгиниду. 1973-1974-жиллири Сирдәрия вилайити Пахтаабад қишлиғидики «Голодностепь» наһийәлик комбинатида баш рәссам болуп ишләйду. Дәм елиш күнлири хәлқимиз вәкиллири яшайдиған Намәнгән, Әнҗан, Ташкәнт шәһәрлиригә берип, йәнила әҗдатлиримиз абидилирини жиғишни давамлаштуриду. 
Һә, шу жиллири униңға «Әскилик жиққучи» дегән нам чаплишип, хелила умумлишип қалған еди. Чүнки у мураҗиәт қилған адәмләр бу тәпсә төмүр үзидиған нәвқиран жигитниң лахшигир, чойла, сапал қачилар, чапан, чай қапақ, насвал қапақ, қапақ чөмүч, допа, егәр-тоқум қатарлиқларни немә үчүн жиғиватқанлиғини һәтта тәсәввурму қилалматти. Амма Азат ака «Әскилик жиққучи» дәп мазақлайдиғанларға қилчилик рәнҗимәтти вә бу хилдики кишиләргә: «Мән уйғур миллий мирасгаһини бәрпа қилмақчимән. Мени қоллап-қувәтләп бериңлара, илтимас» дәтти. Униң мошу гәплиридин кейин, кишиләр униңға өзлиригә керәксиз, қоллиништин чиқип қалған нәрсилирини берәтти. Аиләвий мираслар билән Қәшқәр, Хотән гиләмлирини болса, у сетивалатти. 
 1974-жили Азат Мирзатханоғли Алмутиға қайтип келиду вә җумһурийәттә тунҗа рәссам-нәққаш сүпитидә кәң тонулушқа башлайду. Андин у җумһурийәтлик Қазақ хәлиқ сәнъити мирасгаһини әслигә кәлтүргүчи – реставратор сүпитидә ишқа тәклип қилиниду. 1976-жили Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң көргәзмә залида биринчи җумһурийәтлик көргәзмә ечилип, униңға әмәлий сәнъәт әсәрлири қойилиду. Көргәзмидин Азат Һекимбәгниң 9 әмгиги, шу җүмлидин «Ипархан портрети», «Дәрвишләр», «Әл-Фараби портрети», Өмәр Һәйям, Әлишер Наваий, «Қазақ эпоси» китаплириниң күмүч вә мистин ясалған муқавилири, «Қ.Ғоҗамияровниң портрети» қатарлиқ әсәрлири орун алиду. 1977-жили Ә.Қастеев намидики сәнъәт мирасгаһи ечилғандин кейин, Азат Һекимбәг шу йәрдә илмий хадим болуп хизмәт қилиду. 
1977-жили Азат ака Ә.Қастеев намидики мирасгаһта уйғур хәлқиниң тарихида дәсләпки хәлиқ әмәлий сәнъити көргәзмисини өткүзиду. 1980-жили Қазақстан комсомоли Мәркизий Комитети делегацияси тәркивидә Москва олимпиадисиниң ечилиш мәрасимиға қатнишиду. 
1981-жили у тунҗа қетим уйғур абидилирини Москва шәһиридә көрситиду. Шу жили СССР Пәнләр академияси Миклухо Маклай намидики Этнография вә антропология илмий-тәтқиқат иститути мудири Л.Жданованиң тәкливи билән Чоң илмий Кеңәштә Азат Мирзатханоғли уйғур хәлқиниң мәдәнийәт тарихи тоғрилиқ лекция оқуйду. Ушбу әнҗуманға мәшһур түркшунаслар билән шәриқшунаслар – СССР Пәнләр академиясиниң мухбир-әзалири С.Г. Кляшторный, Ю.И. Семенов, С.И. Вайнштейн, Д.И. Тихонов, Э.Р. Тенешев – иштрак қилиду. Бари-йоқи 8 синип билими бар Азат Һекимбәгниң оқуған бу лекцияси, униң мукәммәл русчиси, билим даирисиниң кәңлиги вә әқил-парасити сорун әһлини һәйран қалдуриду. Бүйүк алим Эдгар Рахимович Тенешев Азат Һекимбәгкә Москвада қелип, өзиниң рәһбәрлигидә уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити бойичә намзатлиқ диссертация яқлаш тәкливини бериду. Турмушиниң мурәккәплиги сәвәвидин, Азат Мирзатханоғли даңлиқ шәриқшунасниң бу тәкливини рәт қилишқа мәҗбур болиду...
1991-жили көпқирлиқ һәм көпсаһалиқ истедат саһиби болған Азат Мирзатханоғлиниң хәлиқара «Невада-Шәмәй» ядролуқ қуралға қарши һәрикитидики қизғин паалийити башлиниду. У – мәшһур шаир, дөләт вә җәмийәт әрбаби Олжас Сүлейменов билән һәмкарлиқта мошу тәшкилатни барлиққа кәлтүргүчиләрниң бири. Азат Һекимбәгниң ушбу тәшкилатниң вице-президенти сүпитидә дуния йүзидики ядролуқ полигонларни йепиш бойичә наһайити чоң ишларни әмәлгә ашуруп, беқияс әҗир сиңдүргәнлиги һәммигә аян. 1992-жили хәлиқара «Невада-Шәмәй» ядролуқ қуралға қарши һәрикитиниң Лопнор шөбисини қуруш тоғрилиқ қарар қобул қилинип, бу йөнилиштә нурғун ишлар елип берилди, җүмлидин 1992-жили 28-мартта Алмутида мәзкүр муәммаға беғишланған чоң хәлиқара әнҗуман өтти. Униң ишиға жирақ чәт әлләрдин 118 делегат қатнашти. 
 Азат Һекимбәг талантиниң йәнә бир қири – униң шаирлиғи, язғучилиғи. 12 йешида униң дилиға туташқан шеирийәт оти һеликәм ялқунлап янмақта. Шундақ, у поэзиягә ашиқ, у иҗадийәт йолида көйди, сүйидә ақти. Азат ака һазирму қизғин иҗат үстидә, шеирийәт ишқида пәрванидәк пеқиримақта. Оттура мәктәпниң 5-синипида оқуватқинида язған тунҗа шеириға билдүрүлгән яхши инкаслар униңға ейтип түгәткүсиз мәдәт бәрди. Мана шуниңдин етибарән униң көңүл көзи йоруп, илһами өркәшләп ташти. Жиллар өткәнсири, қәлими тавланди. Өзиниң тәбиий талант-иқтидари арқилиқ бүгүнки күнгә қәдәр йәттә надир китавини нәшир қилдуруп, оқурмәнниң қизғин алқишиға сазавәр болди. Униң шеирлири китапхан қәлб төрини чәккән әсәрләргә айлинип, көпмилләтлик Қазақстан әдәбияти ғәзнисиниң сәрхил әсәрлири қатаридин орун алди.
 Йеқинда у оқурмәнләргә йәнә бир мәнивий гүлдәстә – новәттики китавини сунди. Сиз Азат Мирзатханоғлиниң «Я так живу» дәп атилидиған бу топлимидин униң иҗадийәт үчүн соқуватқан жүригиниң тивишлирини, һаятқа болған муһәббәтлик арзулирини, миннәтдарлиқ туйғулирини вә дилларға мәлһәм беридиған мисралирини оқуп, бәһирлинисиз. 
 Азат Мирзатханоғлиниң «Сто имен Восточных красавиц», «Азатизмы», «Год быка», «Пусть плачет небо» қатарлиқ нәзмий вә нәсрий китаплири оқурмәнләр тәрипидин қизғин қарши елинди. Әдипниң бу әсәрлиригә даңлиқ шаирлар, язғучилар, журналистлар, алимлар вә кәң китапханлар аммиси жуқури баһа бәрди. Азат акиниң бу топлпмлириға Олжас Сулейменов мону инкасни язди:
 «Хәйирлик күн, Азатбек! Сениң ахирқи китаплириңни варақлап чиқтим, уларни диққәт билән оқудум. Дәрһал шуни тәкитләймәнки, уйғур мәдәнийити иҗадийитиниң вәкили болуп туруп, китаплириңни мукәммәл, әҗайип рус тилида йезипсән. 
 Қаримаққа аддий көрүнгән күндилик күзитишлириңни оқурмәнгә чүшинишлик сөзләр билән йәткүзүш иқтидариң кәң мәнивий дунияриңдин сир чекиду.
 Сән әркин вә пәқәт өз пикир-мулаһизилириң биләнла чәкләнмәйсән. Ишқий-романтик лирикаңда, барчә рубайәтлириңдә муәллипниң яхшилиқ вә яманлиқ чүшәнчисигә мунасивәтлик мәвқәң ениқ көзгә ташлинип туриду. 
 Кейинки китаплириңни йезишта саңа иҗадий утуқ вә шәхсий илһам тиләймән». 
 Бу әснада атақлиқ публицист, журналист вә язғучи Йолдаш Азаматов Азат Һекимбәгниң «Азатизмы» китавиға ихчам тәқриз йезип, әсәр муәллипигә жуқури баһа бәргәнлигини, пән доктори, профессор Сағымбай Қозыбаевниңму худди мошу мәзмундики инкаслирини әслитип өтсәк, купайә.
 Азат Мирзатханоғлиниң топламлирини оқуп чиққан китапхан муәллипниң адәмләр дилини, уларниң ички психик һалитини нәқәдәр чоңқур билидиғанлиғиға апирин әйләйду. Шәриқ мутәпәккүрлири билән Ғәрип әлламилириниң, қедимий юнан пәйләсоплириниң әмгәклиридин әтраплиқ хәвәрдар екәнлигигә қайил болиду. Шеирлири билән нәсрий мулаһизилиридин жүрәк-бағри ләрзигә келип, зор эстетик зоқ алиду, турмуш мәнзиллири тоғрилиқ техиму муәййән чүшәнчиләргә егә болиду. Әдип дунияқаришиниң инкаси болған мисраларға, тепип ейтилған пикирләр билән қияс-тәққаслашларға алқишларни яңритиду.
 Хизмәт бабидики сәпәрләр билән Японияни бирнәччә қетим зиярәт қилған Азат Мирзатханоғли бу қедимий хәлиқниң мәдәнийитигә, болупму әдәбиятиға ашиқ болуп қалди. Япон әдиплириниң шеирлири униңға бәк қаттиқ тәсир қилди, илһамландурди вә, ниһайәт, у япон әдәбиятидики интайин аммибап «танка», йәни «қисқа нахша» жанрида қәләм тәвритишкә бәл бағлиди. Нәтиҗидә Азат акиниң «Нихон. Қуяш мәбудиси. Япон танкилири» намлиқ топлими вуҗутқа кәлди. 
 Японлуқлар өз Вәтинини «Нипон» яки «Нихон» дәп атшидекән. Бу «Қуяшниң башлиниши» дегән мәнани билдүриду. 
Азат акиниң ушбу топлими җәмийәттә күчлүк тәсир қозғап, көплигән әдәбий тәнқитчиләр билән шеирийәт мухлислириниң жүрәк тарлирини чекип, чоңқур тәврәндүрди. Шаир иҗадийити билән яхши тонуш россиялик Татьяна Менжинская Азат Мирзатханоғлиниң «танкилирини» оқуп чиққандин кейин, һаяҗанини йошуралмай, төвәндики қурларни язди:
 «Әҗайип поэзия! Чоңқур вә өткүр афоризмлар, алаһидә күзитишлириңиз, пәлсәпәвий көзқарашлириңиз, күндилик турмушта һәрбиримиз учришидиған адәттикидәк көрүнидиған ишлар тоғрилиқ һөкүмлириңиз... кишини һәйран қалдуриду. Мән рус, мән башқа етиқат, башқа сулалә, башқа дөләт вә башқа роһий һаләттики адәм рус тилини шунчилик мукәммәл билиду дәп ойлапму бақмиғандим. Бу һәтта нурғунлиған руслар үчүнму қийин. О, Тәңрим! Немә дегән есил боғумлар, нәқәдәр мәнилик мисралар! Мәйли, сиз уйғур, лекин сиз һәқиқий рус шаирисиз! Йезиң. Оқурмәнлириңизниң сәмимий сөйгү-муһәббити сизгә илһам бәргәй. Сизниң йеңи китаплириңизни тәқәзалиқ билән күтимән».
 Мәркизий Азия кәби интайин зор тәвәдә илгири-кейин Фелекс Массендзедин башқа йә антиквар, йә коллекционер болмиған екән. Бүгүнки күндә Азат ака мошу саһаларда паалийәт елип бериватқан иккинчи, мусулман әһлидин йетилип чиққан биринчи вә һазирчә йеганә антиквар һәм коллекционердур.
 Азат Һекимбәгниң умумйүзлүк етирап қилинип, миллитимиз чолпиниға айлинишида уни һәммә җәһәттин қоллап, илһам вә мәдәт бериватқан аилидики мәнивий йөләкчилири, мәзмут түврүклири – өмүрлүк җүпти Халидәм һәдимиз билән қизлири – Ирадә вә Мадинаниң роли алаһидә, әлвәттә. 
 Ейтмақчи, сәнъәт саһасида хизмәт қиливатқан тонулған артистлиримизла чолпанму? Яқ, ундақ әмәс. Әмәлиятта «чолпан» дегән сөзниң мәнаси интайин чоңқур, даириси наһайити кәң. Бу ибарә ноқул һалда сәнъәт саһасидикиләргила қаритилған сөз болмай, һәр саһа, һәр кәсиптә утуқ қазанған, өзини намайән қиливатқан, һәммәйлән етирап қилған кишиләргиму тәвә. Азат Һекимбәгни хәлқимизниң сәмада парлиған йоруқ юлтузи, һәқиқий чолпини десәк, һәргиз хаталашмаймиз.
 Еғир вә шәрәплик йолни бесип өткән, қараңғу түндә булутлар көксини йерип чақниған ғоҗа Азат Һекимбәг бүгүн антик буюмлар саһасидики дуниядики йетәкчи коллекционер вә эксперт-мутәхәссистур. Италия дворянлар мәҗлисиниң «Рыцарский крест» ордениниң, «Әдәбият вә сәнъәт бойичә хәлиқара Сократ» (Оксфорд, Улуқбритания) қатарлиқ нопузлуқ хәлиқара мукапатларниң саһиби.
 Азат Мирзатханоғли узун жиллар мабайнида изчил һалда һамийлиқ билән шуғуллинип кәлмәктә. У җумһурийәтлик «Жас қанат», «Miss Tourism Kazakһstan» конкурслириға, хәлиқара «Шәкен юлтузлири» кинофестивалиға, көпбалилиқ аилиләргә, тәминати төвән студентларға, балилар өйлиригә халис ярдимини сунди. У шундақла Қастеев намидики дөләтлик сәнъәт мирасгаһиға, Астана шәһиридики Президент мирасгаһиға, Қизилорда вилайәтлик мирасгаһқа, «Қорқыт ата» мемориал мәқбәрисигә, Өскәмән этнографиялик мирасгаһиға, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси фондиға вә башқа мирасгаһ һәм тәшкилат, мәһкимиләргә җәми 130 миллион тәңгилик экспонат соға қилди. Бүгүнки күндә Азат Һекимбәг надир коллекцияләр егиси. 
 Азат Мирзатханоғли пүткүл аңлиқ һаятини җаниҗан хәлқи мәдәнийитиниң тәрәққиятиға беғишлап келиватиду. У меһнәткәш вә бағри кәң хәлқини чәксиз сөйиду, хәлқиниңму униңға болған меһир-муһәббитини ейтип түгәткүсиз. 
 
 Малик МӘҺӘМДИНОВ. 

58 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы