• Тәвәллуд
  • 18 Сәуір, 2024

Әсәрлири әвлатларға мирас

(Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәдиниң туғулғиниға — 110 жил)

Һәқиқий язғучи – һәммидин авал өз хәлқиниң мунасип вәкили болуп, униң шатлиғини, қайғу-һәсритини, изгү арзу-арманлирини, есил пәзиләтлирини өзидә муҗәссәмләштүрүш керәк. Хәлқимизниң узун вә мурәккәп өтмүшидә әйнә шундақ шәхсләр көп болди. Йәни мәшһур қазақ алими, академик Серик Қирабаевниң сөзи билән ейтқанда: «Һәрқандақ дәвир әдәбиятида өзиниң һаятий тәҗрибиси һәм таланти, инсаний мүҗәз-хулқи билән алаһидә тонулған қәләм егилири болиду. Улар шу хусусийәтлири билән хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болуп, әдәбият тәрәққиятиниң йөнилишлирини бәлгү­ләйдиған бирпүтүн әдәбий җәриянниң уютқисиға айлиниду». Шундақ қәләм егилириниң бири Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәдидур. Униң һаяти хәлқиниң тәғдири билән чәмбәрчас бағланған. У  яш чағлиридин башлапла дәртмән, җапакәш, әрикпәрвәр, азатлиққа, мустәқилликкә тәшна хәлиқниң арзу-арманлирини қәлбигә сиңдүргән вә шуниң билән яшиған миллитимизниң сө­йүм­лүк пәрзәнди. Башқилар қатарида мәнму өз вақтида униң билән сөһбәттә болғанлиғимни пат-пат әсләймән һәм буниңдин мәғрурлинимән. Əгəр өтмүшкə нəзəр салидиған болсақ, дəслəп язғучиниң һаяти вə иҗадийити билəн мəктəптə оқуватқан чағлиримда тонушқан болсам, кейинирəк Абай намидики Қазақ педагогика институти (һазирқи Қазақ миллий педагогика университети) филология факультетиниң рус-уйғур бөлүмидə оқуп жүргинимдə техиму йеқинирақ билдим. Бəзидə болса, уйғур язғучилириниң паалийитигə мунасивəтлик чарə-тəдбирлəрдə З.Сəмəдини жирақтин көрүп қалаттим. У вақитларда биз шаир вə язғучилиримизни көрүшкə алдираттуқ, қолини елип, саламлишишни арзу қилаттуқ. Уларниң бирəр китави чиқса, шуни дəрһал сетивелишқа интилаттуқ. Əгəр бирəр муəллип китавиға тилəклирини йезип бəрсə, бешимиз көккə йетидиған. Шу вақитларда яшиған Һезмәт Абдуллин, Җамалидин Босақов, Илия Бәхтия, Қурван Тохтәмов, Турған Тохтәмов, Патигүл Сабитова қатарлиқ әйнә шундақ атақлиқ язғучилиримизниң арқисида әдәбиятимиз бүгүнки күнгә йәтти. Мəн Қазақстан Пәнләр академияси Уйғуршунаслиқ институтида ишлəватқинимда, роман охшаш чоң əпикилиқ жанр бойичə диссертация йезип, һимайә қилиш арзусида жүрдүм. У чағда бир топ яш тәтқиқатчилар билән бирликтә алимə вə шаирə Патигүл Сабитова рəһбəрлигидə «80-жиллардики уйғур романлири» намлиқ илмий лайиһə үстидə ишлəвататтуқ. Маңа Мәсүмҗан Зулпиқаровниң «Янар тағ» вə Җамалидин Босақовниң «Көч-көч» тарихий романлири бойичə вəзипə тапшурулуп, уни орунлашта маңа алим вә шаир Махмут Абдрахманов мəслиһəтлирини берип, ишимниң йөнилишлирини бəлгүлəп турди. Бир күни мəн униңға роман жанрини таллавелип, шу мавзу бойичə материал топлаватқанлиғимни ейтқинимда, у бираз ойлинип туруп, «Əлвəттə, буни яхши ойлапсəн. Əдəбиятимизда романларниң тутқан орни алаһидə. Лекин бирла язғучиниң романлири бойичə диссертация язсаңму болиду, биздə ундақ язғучиларму барғу» – дегинидə, мəн кимлигини соридим. Шу чағда Махмут ака Зия Сəмəдиниң исмини атиди. Мəн устазимниң мəслиһити билəн язғучиниң һаяти вə иҗадийитини, болупму униң «Майимхан» вə «Жиллар сири» романлирини чоңқур үгинишкə киришип кəттим. Мана шуниң арқисида Қазақстандики əң атақлиқ язғучиларниң бири, уйғур əдəбиятиниң карванбеши Зия Сəмəди билəн йеқиндин тонушуш мүмкинчилигигə егə болдум. Əлвəттə, мундақ пурсəтниң дайим туғулувəрмəйдиғанлиғини, мундақ бəхитниң һəркимгə күлүвəрмəйдиғанлиғини мəн яхши чүшəнгəн едим. 


Зия ака билəн бирнəччə қетим учришип, униң мəшəқəтлик һаят йоли, мəзмунлуқ əдəбий иҗадийити, сирлиқ инсаний хислəтлири билəн йеқиндин тонуштум. Дайим мəн униң билəн сөһбəтлəшкинимдə, алдимда олтарған кишиниң аддий бир иҗаткар əмəс, бəлки көплигəн мəшһур тарихий шəхслəр билəн йеқиндин арилашқан, җапакəш тарихий Вəтинимизниң улуқ туприғида чиниққан, азатлиқниң, мустəқилликниң қəдрини сəзгəн улуқ бир намайəндə екəнлигини һис қилдим. Алдимда шундақла тарихий Вəтинимизниң көплигəн гөзəл вə һəйвəтлик шəһəр-йезилирини, кəң байтақ етизлиқлирини, тағ-чөллирини кезип чиққан, униң һəрхил тилларда сөзлишидиған хəлиқлирини яхши үгəнгəн, һаятниң иссиқ-соғини бешидин кəчүргəн, йəни дехан болуп етизлиқта кəтмəн чапқан, қолиға қурал елип, җəң мəйданида қан кəчкəн, дүшмəн зинданлирида җаллатларниң һақарəтлиригə бəрдашлиқ берип, тизини пүкмигəн, һөкүмəтниң мəмурий ишлирида һəрхил лавазимларда адил хизмəт қилип, Мəдəнийəт министри дəриҗисигичə өскəн кишиниң олтарғанлиғини сəздим. Мениң бəргəн соаллиримға җавап бериш үчүн Зия ака мəхсус тəйярлиқ қилипму кəтмəтти. У соримақчи болғанлиримни худди алдин-ала билгəндəкла һекайисини асаслиқ, тəпсилий вə тəсирлик баян қилатти. 
Йəнə бир алаһидə тəкитлəйдиған нəрсə шуки, қазақ алимлири вə язғучилириму Зия Сəмəдигə алаһидə еһтирам билəн қариди. Қазақ зиялилириниң униңға болған иззəт-һөрмитини мəн «Зия Сəмəдиниң тарихий романлири» мавзусида намзатлиқ диссертация тəйярлаш мəзгилидиму байқиған едим. Илмий рəһбирим шу вақиттики М.Әвезов намидики Əдəбият вə сəньəт институтиниң мудири, филология пəнлириниң доктори илмий дəриҗисини бериш бойичə Ихтисаслашқан кеңəшниң рəиси, профессор Серик Қирабаев Зия Сəмəдиниң иҗадийитини жуқури баһалайдиғанлиғини, мениң орунлуқ мавзу таллавалғанлиғимни ейтип келип, илмий рəһбəр болушқа иккилəнмəй келишти. 1993-жилниң 5-үмүт күни шу институтта диссертациямни муваппəқийәтлик һимайә қилип чиқтим. Мениң шу күндики хошаллиғимға қошулған йəнə бир хошаллиқ – Зия акиниң мени қоллап, жиғинға кəлгини еди. Һелиму есимдә, кеңəш əзалиридин атақлиқ алимлар Шерияздан Елеукенов, Турсынбек Кəкишев, Заки Ахметов, Рахманқул Бердибаев, Муслим Базарбаев вə башқилар Зия ака билəн қол елишип, алаһидə көрүшкəн еди. Буниң барлиғи, əлвəттə, мениң кеңəшниң жигирмидин ошуқ əзаси алдида өзəмни дадил тутушумға мəдəт бəрди. 
Иҗаткар өз əсəрини əвлатлар үчүн яритиду. Шу нуқтəий нəзəридин елип қариғанда, Зия Сəмəдиниң əмгəклириму йəнə бирнəччилигəн əвлатларға хизмəт қилиду, дəп ишинимəн. Чүнки уларда җапакəш хəлқимизниң узундин бери келиватқан муқəддəс муддиаси, муң-зари, арзу-арманлири һəртəрəплимə муҗəссəмлəнгəн. Алаһидə қəйт қилидиған нəрсə шуки, əдипниң пүткүл иҗадийити тарихий мавзу, йəни хəлқимизниң миллий-азатлиқ һəрикити билəн чəмбəрчас бағланған. Униң иҗадини үгиниш җəриянида елип берилгән сөһбəтлəрниң биридə мəн язғучиниң немə үчүн тарихий мавзуни таллавалғанлиғи һəққидə соал қойғинимда, у бираз ойлинип қалдидə, андин алдиримай җавап бəрди. Мəн шу пəйттə Зия акини «соалимға җавап издəш үстидə ойлинип қалдимекин» дегəн едим, амма һəргиз ундақ болмай чиқти. Уни шу дəқиқидə хəлқимизниң əсирлəр мабайнида елип бериватқан азатлиқ үчүн күрəш туйғулири чирмавалған еди. 
Зия Сәмәдиниң һаяти вә паалийити, уйғур әдәбиятида тутқан орни, көпмилләтлик Қазақстан әдәбиятиға қошқан үлүши, униң яратқан әсәрлириниң хәлқимиз үчүн әһмийити, тарихий вақиәләрни йорутуш вә қәһриманлар образлирини яритиш маһарити һәққидә айрим мақалилар, әмгәкләр йезилған еди. Әдипниң миллий әдәбиятқа қошқан үлүшини үч йөнилиштә атап өтүшкә болиду. Биринчидин, язғучи уйғур әдәбиятини жанр җәһәттин бейитти, йәни повесть, роман, драма охшаш һәрхил шәкилләрдә әсәрләр яратти. Бу йәрдә шуни тәкитләп өтүш керәкки, әдипниң иҗадийәт йолиниң дәсләпки қәдәмлири поэзия билән башланған еди. Мундақ хусусийәт пәқәт униңғила әмәс, бәлки көплигән зиялиларғиму хас болған. Амма поэзиягә қариғанда драматургия Зия Сәмәдиниң қабилийәтлик әдип болуп йетилишигә алаһидә тәсир қилди. Дәрһәқиқәт, язғучиниң қәләм тәвритиши Шәрқий Түркстанда башланған болуп, әйнә шу зиминда иҗадийәт билән шуғуллиниватқан әдипләр ичидин у биринчиләрдин болуп драма әсәрини барлиққа кәлтүрди. Униң «Қанлиқ дағ» әсәри уйғур драматургиясиниң дәсләпки қалиғачлиридин болуп, ушбу драмини язғанда әдип 20 яшларда еди. Буниңдин ташқири язғучиниң «Или дәрияси бойида» киноповести мавзу җәһәттинла әмәс, бәлки шәкли йеңи әсәр сүпитидиму әдәбиятимизға кирип кәлди. Иккинчидин, Зия Сәмәди уйғур романиниң мустәқил жанр сүпитидә шәкиллинишигә һәм униң дуния миқиясида тонулушиға түрткә болди. Әдипниң «Майимхан», «Жиллар сири», «Әхмәт әпәнди», «Истәк вә қисмәт» романлири буниң ярқин испатидур. Үчинчидин, у пүткүл уйғур әдәбиятида биринчиләрдин болуп, тарихий мавзуда роман язди. Униң жуқурида қәйт қилинған «Майимхан» әсәри дәсләпки миллий тарихий роман сүпитидә миңлиған мухлисларниң қәлбини тәврәтти, вәтәнпәрвәрлик һис-туйғусини ойғатти. Бу роман асасида «Қазақфильм» киностудиясидә «Әҗдиһа жили» намлиқ бәдиий фильм чүширилди. Буниң өзиму уйғур хәлқи һәм униң мәдәнийитидә йүз бәргән чоң һадисиләрниң биридур.
Зия Сәмәди иҗадийитидики алаһидиликләрниң бири – униң әсәрлиридики һәққанийлиқ. Буни әсәр вақиәлириниң түзүлүшигә, персонажларниң иш-һәрикәтлиригә, характерлириға нисбәтән ейтишқа болиду. Униң һәм драматургия, һәм проза әсәрлиридики вақиәләр конкрет фактлар асасида түзүлгән. Язғучи уларни тәсвирләштә, болупму вақиә гувачилириниң һекайилирини, бәзидә өзиниңму көргәнлирини пайдилиниду. Хәлиқниң бешидин өткән азап-оқубәтләрни, униң арзу-арманлирини, роһий кәйпиятини әдип яхши чүшәнгән, йеқиндин сәзгән. Униң реалистик әсәрлириниң утуқлуқ чиқишиниң бир сәвәви, әйнә шуниңда.
Истедатлиқ язғучиниң әсәрлиридә, болупму романлирида географиялик җай-намлири интайин маһирлиқ билән ишлитилгән. Жуқурида тәкитләнгәндәк, у һаятниң иссиқ-соғини бешидин кәчүргән, көпни көргән язғучидур. Мана мошу сәвәптинму униң әсәрлиридики вақиәләр һәққанийлиғи, характерлар һаятийлиғи билән пәриқлиниду. Әдипниң әсәрлиридики йәнә бир хусусийәт – уларниң тили. Әлвәттә, һәрқандақ бәдиий әсәр, биринчи новәттә, өзиниң тили билән баһалиниши лазим, чүнки вақиәләрниң реал тәсвирлиниши, характерларниң тәпсилий вә хилму-хил яритилиши әйнә шу бәдиий тил арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Зия Сәмәдиниң әсәрлирини оқуғанда, бизни қайил қилидиған бир муһим нәрсә – язғучи тилиниң чоңқурлуғи, әвришимлиги, рәңму-рәңлиги. Язғучи тилиниң бәдиий әдәбиятта қанчилик муһим роль ойнайдиғанлиғини яхши чүшәнгән һалда, өзиниң асасий диққитини әйнә шу тилни маһиранә, орунлуқ ишлитип, әсәр маһийитини һәммә қир-сирлири билән китапханға йәткүзүшкә бөлди. Униң тили онлиған әсәрләрни йезиш җәриянида техиму өткүрләшти, гөзәл һаләткә кирди. Хәлиқ турмушини яхши билгәнликтин, әдипниң әсәрлиридә әйнә шу хәлиқниң бай тили, еғиз әдәбияти җәвһәрлири өз ипадисини тапти. Буни биз, болупму униң романлирида рошән байқаймиз һәм һәқиқәтән Зия Сәмәдиниң ана тилини ихлас қоюп үгәнгәнлигигә, чин дили билән сөйгәнлигигә көзүмиз йетиду.
Хуласиләп ейтқанда, Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәдиниң улуқ мирасини бүгүнки әвлатларға йәткүзүштә, болупму униң пәрзәнтлириниң қилған әҗрини алаһидә тәкитләшкә әрзийду. Хәлқиң азап-оқубәттә, зулум искәнҗисидә екән, һәммә нәрсини унтуғин. Йеник абройдин нери қачқин. Виждансиз болма. Зия Сәмәди пүтүн өмридә мана мошуларға әмәл қилип яшиди, иҗат қилди. Бүгүнки мурəккəп вə чигич заманда, һəрбир инсан хәлқиниң миллий кимлигини, йəни тилини, тарихини, мəдəнийитини, урпи-адəтлирини сақлап қелиши вə əвлаттин-əвлатқа қалдурушни өзиниң муқəддəс борчи дəп чүшиниши керəк. Язғучиниң пәрзәнтлири ата вәсийитини йәрдә қоймай, хәлқи алдидики шу борчини орунлалиди...

Рəхмəтҗан ЙҮСҮПОВ, 
филология пəнлириниң намзити, 
Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси

30 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы