• Һекайә
  • 28 Қаңтар, 2013

Ақ кәптәр

Ризвангүл ЙҮСҮП

(Һекайә)

Шинҗаң-Уйғур Автоном Районида әдәбият мәйданида мевилик қәләм тәвритип келиватқан иҗаткарлиримиз нурғун. Шуларниң бири — Ризвангүл Йүсүпниң кейинки жилларда нәширдин чиққан «Бәхит сәпири», «Шивиқәдир кечиси», «Шәбнәм» қатарлиқ әсәрлирини китапханлар зор қизиқиш илкидә қобул қилди. Биз төвәндә язғучиниң «Ақ кәптәр» намлиқ һекайисини диққитиңларға һавалә қиливатимиз. Уни мәлидикиләр «кәптәваз Мәтнияз» дейишәтти. Униң һәр бир күни сәһәрдә дәсләп қилидиған иши кәптәр учириш еди. Униңға кәптәрләрниң асманға пурридә көтирилип, тәрәп-тәрәпкә чечилиши, йәнә пурридә өгүзгә қонуп, чечип қойған данларни чоқилап йейишлири, чөрисидә дикилдап жүрүшлири бөләкчә көңүллүк туюлатти. Мундақ чағларда у балилириға тамақ бериватқан көйүмчан, бағри юмшақ атиларға охшап қалатти. Униң өзидиму шундақ туйғу пәйда болуп, кәптәрлиригә сөйүнүш, амрақлиқ билән қарап кетәтти. Униң кәптәрлири арисида үмләмчи кәптәрләрму, моллақчиларму, иш қилип, кәптәрләрниң һәрқандақ түри тепилатти. Уларниң үнләшлириму, учушлириму бир-биридин пәриқлинәтти. У кәптәрниң өзини көрмисиму, үнләшлиригә қарапла буниң қайси кәптәр екәнлигини биливалатти. У есиға кәлгәндин бери өзини кәптәрләр билән тәң туғулуп, тәң чоң болуватқандәк һис қилатти. Униң балилиқ вә яшлиқ чағлириму кәптәрләр билән мустәһкәм бағлинип кәткәнди. У яз кечилиридә өгүздә асманға қарап йетишни бәк яхши көрәтти. Бир күни  он йәттә яш пәйтидә Мәтнияз өгүздә асманға қариғиничә ятатти. Әҗайип чирайлиқ айдиң кечә. Ай йоруғида һәтта юлтузларму хирәлишип көрүнмәй қалғанди. Униң жүригидә назук бир туйғу һелидин-һелиға йенип-өчүп, яшлиқ сәзгүлири ойғинишқа башлиди. Кәптәрханидин кәптәрләрниң буғулдашлири ениқ аңлинип туратти. Көзи илинип, әндила уйқиға кәткән пәйттә, бир ақ кәптәр пурридә учуп келип, тәһийигә қонди. Ай нурида бу кәптәр сүттәк ақ көрүнәтти. Кәптәрләр арисида бир нәччә тум ақ кәптәрләр болуп, улар Мәтниязниң әң әтивалиқ кәптәрлири еди. — Мени көргили кәпсәндә, татлиқ кәптирим! — у кәптәрни авайлап қолиға елип, баш-көзигә сөйүп қойди. Кәптәр униңға райишлиқ билән қарап туратти. Турқи мулайим, омақ қизни әслитәтти. Униң кәптәргә бәк амрақлиғи кәлди вә өзиму сәзмигән һалда кәптәргә қарап сөзләшкә башлиди. — Сән бир қиз бала болуп қалған болсаң, қандақ яхши болатти, һә? Өзәңдәк аппақ, левән, гөзәл бир қиз! Шундақ болған болсаң, мән сени чин қәлбимдин сөйүп қалаттим, бәлким... Кәптәр туюқсиз униң қолидин пурридә учуп, көккә көтирилип, андин қаттиқ бир силкиниведи, бир тал пейи аста ләйләп, Мәтниязниң тәһийиси үстигә чүшти. У һәйран болуп, қарапла қалди: йенида учисиға аппақ көйнәк кийгән, чирайлиқ бир қиз униңға қарап туратти. У қизниң гөзәллигидин мәстанә болуп кәтти. Әтраптики һәммә нәрсә сүкүт ичидә қетип қалғандәк җим-җит еди. Қиз униңға қарап татлиқ күлүмсириди. Жигит өзиму сәзмигән һалда қизниң қолидин аста тутуп, өзигә тартти. Қиз ликкидә көтирилип, униң йотқиниға кирди. Жигитниң бәдинини юмшақ мамуқ пәйләр ғидиқлиди. Түн асмини шунчилик йоруқ едики, у өзини сүзүк бир нур арисида аста үзүватқандәк бәк раһәт һис қилди... У күн нәйзә бойи өрлигәндә аран оханди. Кәптәрләр гугуһлап, уни сеғинип чақириватқандәк қилатти. У иштик орнидин турдидә, ястуқниң йенидики бир тал пәйни көрүп һаң-таң болуп турупла қалди. Бу адәттики кәптәрниң пейигә охшиматти. У сүттәк ақ, сүзүк һәм пақирақ еди. Пәйниң һәр бир инчикә талилиридин нур төкүлүватқандәк көрүнәтти. У пәйни авайлап қолиға алди. Кечә көргән чүши ядиға кәлди. Ақ кәптәрниң қанат қаққан һалити, қизниң татлиқ күлүмсириши, һәммиси, худди растәкла. Алдирап өгүздин чүшти. Бир парчә таза латини алдидә, пәйни шуниңға авайлап орап, көйнигиниң төш янчуғиға салди. Андин дәрһал кәптәрханиға кирди. Кәптәрхана ғува йоруқ еди. Униң ичидә кәптәр пәйлири учуп жүрәтти. Кәптәрләрниң бәзилири ковикида, әнди бәзилири болса, қондақта еди. Униң көзлири авал ақ кәптәргә чүшти. Бир қанчә ақ кәптәр униңға райишлиқ билән қарап туратти. Улар биридин-бири омақ, чирайлиқ еди. У кәптәрләрни бир-бирләп қолиға елип, баш-көзлирини сөйүп әркилитип, аста қоюп бәрди. Андин кәптәрләрни учириш үчүн йәнә өгүзгә чиқип кәтти. Шу күндин башлап у һелиқи бир тал пәйни йенидин пәқәт айримиди. Униң жүриги тәсвирлигүсиз бир тәшналиқта йенишқа башлиди. У һәр күни алдираш өгүзгә чиқивалатти. Ай қараңғусидиму, һава тутулған күнләрдиму чиқатти. Әшу чүшни қайта бир көрүш истигидә көзини жумуп ятатти. Амма көпинчә таң атқичә ухлиялмай, тоқсән қетим толғинип чиқатти. У қанчә арман қилсиму, әшу бир чүшни қайта көрәлмиди. Амма у қизни хиялида пат-патла көрүп туридиған болди. У һәр күни ахшими һелиқи бир тал пәйни қолиға елип, авайлап сөйгинидә униң  әтрапиға бир топ ақ кәптәр учуп келәтти. Қиз шуларниң оттурисида жигиткә татлиққинә күлүп қарап туратти. Улар бир-биригә тоймай қаришатти. Түн бойи муңдишип чиқатти. У қизни өзигә тартип, бағриға басатти. Униң хияли шунчилик ениқ едики, у бара-бара әшу қизни растинла реаллиқта моҗуттәк һис қилип, кәптәрлиригә техиму ашиқ болуп кәтти. Униң туйғусида дайим әшу бир тал пәй, қиз һәм униң кәптәрлири гирәлишип, бирлишип кетәтти. У кәптәрлиригә суниң сүзүгини, териқниң пакиз тазиланғинини берәтти. Кәптәрлирини әркин қоюветишкә амрақ еди. Әзәлдин кәптәрханиниң түңлүгини тақиматти. Кәптәрләрниң қондақлирини хелә егиз қилип ясап берәтти. Кәптәрләрни учарғанда уларниң бәкму егиз учушини арзу қилатти.   — Учуңлар, байқушлирим, таза егиз учуңлар! Мошу учқанчә жирақ -жирақ җайларға берип, хошал ойнап, данлап келиңлар! У һәр қетим кәптәр учарғанда шундақ дәтти. Гоя, кәптәрләр униң сөзини чүшинидиғандәк, бу гәпни қайта-қайта үнлүк тәкрарлатти. Униң кәптәрлири бирдинла шиддәт билән көпийишкә башлиди. Ақ кәптәрләрму көпийип кәтти. Кәптәрләр кәптәрханиға патмай қелишти. У дәсләп төрт-бәш җүп кәптәрни өзиниң йеқин ағинилиригә беқишқа беривәтти. Кейин мәлидикиләрниң һәммисигә икки-үчтин тарқитип бәрди. Әнди мәлидә һәммә өйләрдин кәптәрләрниң буғулдашлири аңлинип туридиған болди. Кәптәрләр техиму әркин болуп кәтти. Улар халиған җайларда данлишип жүришәтти. Адәмләрниң бешиға, мүрилиригә  қонуп, уларниң қоллиридики нан угаклирини бәһримән чоқулап йейишәтти. Мәлидә һеч ким кәптәрләргә тәгмәтти. Һәтта кичик балиларму кәптәрләр билән биллә ойнишатти.

***

Бу мәлидә Патмихан исимлиқ бәк       бәтбәширә сәт бир қиз бар еди. У Қонәк бахшиниң ялғуз қизи болуп, жутдашлири уни «Қонәк бахшиниң алвасти хотунидин тапқан балиси» дейишәтти. Патмихан Мәтниязға көйүп қалған еди. У өзиниң чирайиниң сәтлигини, Мәтниязниң өзини яратмайдиғанлиғини биләтти. Амма униң жүригидики көйүк отиниң пәсийиши мүмкин әмәс еди. У Мәтниязға иссиқ көрүнүш үчүн өзини хелә ясап, түзәп, чирайлиқ кийинип, Мәтниязниң өйи, етизлиғи, хамини әтрапини айлинип жүридиған болди. Лекин Мәтнияз униңға сөз ташлаш бу яқта турсун, көз қириниму селип қоймиди. Патмихан исситқу, совутқу қилишни биләтти. Буни бахши дадисидин үгинивалғанди. У Мәтниязға атап исситқу қилишқа башлиди. Дәсләп бир калләк наватқа исситқу оқуди. Бу наватни һәрқандақ әр киши йесә, гәп йоқ, Патмиханниң кәйнидин жүгрәп, айиғиға баш қоятти. У миң бир амалларни қилип, һелиқи наватни Мәтниязға бәрди. Амма икки күн өтүпму Мәтнияз уни издәп кәлмиди. Мәтниязниң наватни йегән, йемигәнлиги ениқ әмәс еди. «Наватни йемәй ташлаветиптудә», дәп ойлиди. Әмәлиятта исситқу — совутқиниң хилму-хил усули бар еди. Әнди у Мәтниязға охшитип бир төмүр қончақ ясиди. Андин очақниң астини колап, уни көмди. Очаққа һәр қетим от қалиғанда төмүр қончақ қизиши билән Мәтниязниң жүригиму қизип, пижилдап, көйүп чидиялмай, мени издәп келиду дәп ойлатти. У очаққа уда икки күн тохтимай от қалиди. Бирақ Мәтниязниң жүриги қизиш түгүл униң қарисиму көрүнмиди. Патмихан җелә болди. Терикип, боғулуп сараң болайла дәп қалди. «Немә иш бу? Шунчә карамәтләр һәҗәп униңға кар қилмида!? Һәҗәва, у алаһидә адәмму, йә?». Иш әпләшмигәнсири униң Мәтниязға болған ишқи техиму күчийип кәтти. У ахири дадисиға ялвурди. Қонәк бахши чапақ бесип кәткән көзини жумғиничә қизиниң ялвурушиға җиммидә қулақ салди. Андин қараңғу қазнақ өйгә кирип кәтти. Бир һазадин кейин қазнақ өйдин чипилдап тәрлигән һарғин һалда чиқип, қизиға деди: — Болди қил, қизим. Мәтниязға һәрқандақ исситқу, совутқу һәм қәст кар қилмайду. Әнди нийитиңдин ян. — Немишкә, дада? — қизи чәкчәрәп, өпкидәп жиғлайдиғандәкла туратти. — Немишкә дәмсән? Мәтниязниң мәшуғи бар екән. Гүл йүзлүк пәрият мәшуғи бар екән. Қәлбидә сөйгү бар адәмгә һәрқандақ қәст кар қилмайду. Биләмсән шуни? Әнди аварә болма! Қонәк бахши пешини қеқип йәнә қазнақ өйигә кирип кәтти. Патмихан шу җайда узаққичә олтирип қалди. Униң ичини бир нәрсә татлаватқандәк, чеқиватқандәк ечишивататти. Униңға дадисиниң гепи бәк қаттиқ тәгди. У әнди Мәтниязни унтуп кәтсунму? Мәтниязниң қәлбидә башқа бир қизға сөйгү болса, униң жүригидә Мәтниязға көйүватқан от сөйгү-муһәббәт әмәсмекән? Патмихан нәччә күнгичә шундақ һаләттә жүрди. Униң жүриги һели пижилдап, ечишип туратти. У әндиликтә көңлидә һәрхил шум планларни түзүп, шуни әмәлгә ашурушниң койиға кирди. Мәтниязниң яваш, мөңирәк бир акиси болидиған. Ети Мәтқасим еди. Патмихан авал Мәтниязниң шу акисини қолға чүширишни көңлигә пүкти. Патмихан уни хаманлиқта ялғуз олтарған йеридин тапти. — Ялғуз олтирипсәнғу? — Патмихан униңға йеқинирақ келип сориди. — Өйдикиләр тойға кәткән, мән хаманға қараватимән, — Мәтқасим җавап бәргәч униң бәт-бәширә чирайидин қорқуп, сәл кәйнигә даҗиди.             — Мәндин қорқуватамсән? Қорқма! Ялғуз олтириптекәнсән. Сени зерикип қаламдекин дәп кәлдим. Мә үзүм йегәч олтар. Патмихан янчуғидин бир очум қуруқ үзүмни елип, Мәтқасимниң алиқиниға салди. Андин униңға син көзидә қариғач нерирақ берип олтарди. Мәтқасим қолидики үзүмгә қариди. Үзүм бәкла пакиз қурутулғанди. Вилилдап пақирап, еғизға сериқ су кәлтүрәтти. Униң үстигә өзиниң сәл қосиғи ечип, зерикип олтиратти. Шуңа у артуқчә ойланмайла үзүмни йейишкә башлиди. Патмихан Мәтқасимниң үзүмни йегинини көрүп ичидә күлүп қойди вә кассисини толғиғиничә Мәтқасимиң хаминидин жирақлашти. Әтисила пүтүн мәлидә «Мәтқасим Патмихан чапаққа көйүп қапту», дегән гәп тарқилип кәтти. Демисиму, Мәтқасим Патмиханниң өйиниң әтрапини әгип, уни бир дәм көрмисә, чидиялмайдиған болуп қалғанди. — Мени нека оқутуп, әмриңгә ал! — деди Патмихан. — Мақул, — Мәтқасим униң һәрқандақ шәртини шәксиз орунлиғидәк һалға йәткәнди. У ата-анисиға Патмиханни некаһиға алидиғанлиғини ейтиведи, улар пәқәтла қошулмиди: — Җин-алвастилар билән асиралишидиған у пахмиваш чапаққа бизниң өйдин орун йоқ, — дәп гәпни кесивәтти улар. Һәптә ичидила Мәтқасим оруқлап, чирайи самандәк сарғийип, қорайдәкла болуп қалди. Униң ата-анисиниң исситқуни яндуруш үчүн қилмиған амали қалмиди. Мәтқасим йәнила көйүк отида пучиланмақта еди. Униң күн бойи мәйдисини зәй йәргә йеқип «аһ» уруп ятқини ятқанди. Амал болмиди. Ахири Патмиханни Мәтқасимға некалап, өйгә әкиришти. Патмиханниң күткиниму шу еди. У бу өйдә өзи көйүп жүргән Мәтниязни күндә дегидәк көрәләтти. Униң үчүн әң муһими, Мәтниязниң мәшуғиниң ким екәнлигини билиш еди. У узаққичә тимисқилап, Мәтниязни пайлап жүргән болсиму, буниңдин һеч нәтиҗә чиқмиди. Бир күни Патмихан Мәтниязниң бир тал кәптәр пейини авайлап силап, меһри билән қарап олтарғинини тәсадипи көрүп қалди. Кейинзә у мундақ һаләтни бир қанчә қетим көргинидин башқа Мәтниязниң пәйни бәкла әтивалап, ипәк қол яғлиғиға ораватқанлиғини көрүп, әшу кәптәр пейиниң Мәтнияз үчүн бәк муһим екәнлигини чүшәнди. Шуниң билән униң пикир-хияли әшу пәйни қолға чүшириштила қалди. Пәйни қолға чүшәрсила, униң ишлири оңға тартип кетидиғанлиғиға үмүт қилди. Патмихан сәвирчанлиқ билән пәйтни күтти. Бир күни Мәтниязниң хиял сүрүп турған вақтидин пайдилинип, аста униң йениға кәлди: — Иним, көйнигиңизни селип бериңа, мән жуюп қояй, — деди у юмшақ авазда. Демисиму Мәтниязниң көйниги сәл кирлишип қалғанди. Шуңа у көйнәкниң сол тәрәп мәйдә янчуғидики ипәк яғлиққа орақлиқ һелиқи пәйни еливетишни унтуп, көйнәкни йешип, Патмиханға бәрди. Патмихан пәйниң мундақ асан қолға чүшидиғанлиғини ойлапму бақмиған еди. У һапила-шапила баққа кирди вә янчуғида сақлап жүргән сәрәңгини елип, пәйгә от яқти. Шу дәқиқә Мәтниязниң жүриги чиммидә қилип ағрип кәтти. Көйнәкниң мәйдә янчуғида унтулуп қалған пәй дәрру ядиға кәлди. Лекин у кечиккәнди. Пәй көйүп күлгә айлинивататти. Туюқсиз кәптәрханиға от кәтти. Мәтнияз кәптәрханиға қарап жүгәрди. Кәптарханиниң ишигини аран ачти. Бирақ гүрүлдәп көйүватқан от арисидин ичкиригә кириш мүмкин әмәс еди. Кәптәрләр түнлүктин палақлиғанчә қечип чиқивататти. Бәзилири қап-қара ислашқан, бәзилириниң пәйлири көйгән. Улар җан-җәһли билән учуп, тәрәп-тәрәпкә, жирақларға кетишти.  Кәптәрхана көйүп кәтти. Хошна-холумлар һә-һү дейишип, отни өчиришмигән болса, униң өйиму көйүп түгәтти. Мәтниязниң амрақ кәптәрлири учуп кетишти. Кәптәрхана орнида пәқәт көйүп кәткән кәптәр өлүклири билән уларниң пәйлирила қалди. Мәтнияз әс-һошидин айрилғандәк җимла туратти. Бу ишлар бир дәһшәтлик чүшкә охшатти. У буларниң бир чүш болуп қелишини бәк арзу қилатти. У өзини басалмай, үн қетип жиғлап кәтти. Бу униң әр болуп йетилгәндин бу янқи тунҗа қетим жиғлиши еди. У та мошу кәмгичә мунчилик үмүтсизлинип бақмиғанди. — Аһ, кәптәрлирим, мени кәчүрүңлар! Силәрдин яхши хәвәр алалмидим. Кәптәрханиға от кәтти. Бу туюқсиз йүз бәрди. Сәвәвини мәнму биләлмидим. Гаңгирап қалдим. Мени әпу қилиңлар! Мени ташлап кәтмәңлар! Мән силәрдин айрилмаймән... Гоя, кәптәрләр униң авазини аңлалайдиғандәк, чүшинәләйдиғандәк, у жиғлап туруп раса вақирап, үнлүк сөзлиди. Сөзләп -сөзләп, пуғани сәл бесилғанда, бешини тизиға қоюп җиммидә олтирип қалди. Туюқсиз кәптәрниң қанат қаққан авази аңланди. У дәрһал бешини көтәрди. Униң беши үстидә пәйлири ислишип, қарийип кәткән бир ақ кәптәр асман бошлуғида учуп, бир орунда ләйләп туратти...

Язғучиниң «Йешил арман»

намлиқ топлимидин елип

тәйярлиған Мәмтимин РОЗИБАЕВ.

 

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы