• Бизниң сөһбәт
  • 14 Маусым, 2013

«Маарип мәсилисидә бир пикирдә болуш наһайити муһим»

Һазир уйғур тилида билим бериватқан 63 мәктәптики устазларниң асасий қисмини Абай намидики Қазақ миллий педагогикилиқ университетида (илгәрки — ҚазПИ)  тәһсил көргәнләр тәшкил қилиду.  Мәзкүр бөлүмниң бүгүнки нәпәси, умумән, миллий маарипимизниң һазирқи әһвали тоғрилиқ билиш мәхситидә мәзкүр билим дәргаһидики филология факультетиниң рус тили вә әдбияти кафедрисиниң доценти, «Өрлеу» билимни мукәммәлләштүрүш миллий мәркизи» акционерлиқ җәмийитиниң Алмута вилайити бойичә педагог кадрларниң билимини мукәммәлләштүрүш институтиниң мәшиқләндүргүчиси, филология пәнлириниң намзити Руслан АРЗИЕВқа йолуқуп, сөһбәтләшкән едуқ. Төвәндә уни гезитханлар диққитигә тәғдим қиливатимиз. — Сөһбитимизни мәзкүр билим дәргаһидики уйғур бөлүминиң бүгүнки әһвалидин башлисақ... — Һәр жили уйғур бөлүмигә дөләт тәрипидин мәхсус бәш грантниң бөлүнүватқанлиғиға қаримай, 2009 — 2010 вә 2010 — 2011-оқуш жиллирида бөлүм ечилмай қалди. Униң сәвәви, илгири уйғур бөлүми студентлири «филология: уйғур тили» мутәхәссислиги бойичә оқуған болса, кейин у «чәт әл тили филологияси: уйғур тили» мутәхәссислигигә авуштурулди.    Объектив сәвәпләргә бенаән, уни бирдин ечиш мүмкин болмиди. Кейин бу мәсилә Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиев һәм җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң шу вақиттики рәиси Әхмәтҗан Шардиновниң күч чиқириши түпәйли иҗабий һәл болуп, 2011 — 2012-оқуш жили уйғур бөлүмигә тәләпкарлар қобул қилинди. Бирақ, шу нәрсини алаһидә қәйт қилиш лазимки, бу бөлүмдә билим елишни халиғучи уйғур балилириниң аз болғанлиғи, болған тәғдирдиму тесттин алған балл көрсәткүчлириниң тәләпләр дәриҗисигә тоғра кәлмигәнлиги ақивитидин һазир бу бөлүмдә башқа милләт вәкиллири оқуватиду. Өткән жили болса, уйғур бөлүмигә 71 балл алған пәқәт бирла тәләпкар һөҗҗәтлирини тапшурған. Бир адәм билән бөлүм ечилмайдиғанлиғи чүшинишлик. Шу сәвәптин өткән оқуш жили уйғур бөлүми йәнә ечилмай қалди. — Уйғур балилириниң мәзкүр бөлүмгә оқушқа кәлмәйватқанлиғиниң сәвәви немидә? — Һәммимизгә мәлум, ҚазМПУ миллий дәриҗидики университет. Қанун бойичә, миллий  статусқа егә билим дәргаһиға БМТта 70 баллдин жуқури балл алған оқуғучилар қобул қилиниду. Әнди БМТта 70 баллдин жуқури балл алған, униң үстигә БМТта төртинчи пән сүпитидә инглиз тилини таллиған, уйғур тилида билим беридиған мәктәп учумкарлириниң сани аз һәм ундақ балл алған оқуғучилар адәттә башқа, иш тепиш имканийити жуқури мутәхәссисликләрни таллаватиду. Бийилму уйғур бөлимигә дөләт тәрипидин бәш грант бөлүнди. Пурсәттин пайдилинип, уйғур яшлирини оқушқа тәклип қилимән. — Әһвалниң мундақ болуши мәлум дәриҗидә хәлқимиз арисида муәллим мутәхәссислигигә нисбәтән үзә көзқарашниң шәкилләнгәнлигини ипадилисә керәк? — Яқ, әлвәттә. Муәллимләр мәртивисиниң һәрдайим жуқури болидиғиниға ишәнчим камил. Хәлқимизниң билимгә болған иштияқи, устазға болған һөрмити һечқачан суслашқан әмәс. Униң үстигә кейинки вақитларда дөләт тәрипидин маарип саһасиға наһайити көп көңүл бөлүнүватиду. Һазир устазларниң айлиқ маашиму яхши. Бүгүнки күндә йезилардики  зиялиларниң, йәни илғарлиқ, тәрәққият күчиниң асасий қатлимиму әйнә шу бизниң муәллимлиримиз. —  Кейинки вақитларда елимизда маарип саһасиға мунасивәтлик йеңи-йеңи лайиһиләр җарий қилинмақта. Шуларниң  бири көптиллиқ билим бериш мәсилиси. Буниңға нисбәтән сениң көзқаришиң қандақ? — Мән буниңға «Уйғур авази» гезитиниң 2009-жили, 3-июль күни чиққан санида елан қилинған «Нәтиҗә чиқирилди, хуласә қандақ?» сәрләвһилик мақаләмдә ениқ пикримни ейтқан. Һазирму шу пикрим өзгәрмиди. Бизгә бүгүнки таңда қоштиллиқ маарипму, көптиллиқ маарипму керәк әмәс. Мундақ маарип системиси тил пәнлиридин өзгә бәзи пәнләрни мәктәпниң асасий билим бериш тилидин башқа тилларда оқутушни көздә тутиду. Бу хил билим бериш системиси «Назарбаев Әқлий мәктиви», қазақ-түрк лицейлири вә қабилийәтлик балиларға беғишланған мәхсус мәктәпләрдә системилиқ асаста яхши йолға қоюлған. Мәзкүр мәктәпләрдә, адәттә, мәхсус тәйярлиқтин өткән қабилийәтлик балиларла оқуйду. Улар наһайити қаттиқ таллаш арқилиқ, асасән, 6-синиптин кейин қобул қилиниду. Сәвәви, бу яшқичә оқуғучиларниң қабилийәтликлири ениқлинип болиду. Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә болса, биз оқуғучиларни конкурс асасида әмәс, кәлгинигә хошал болуп алимиз. Демәк, бу система бизгә һазир тамамән тоғра кәлмәйду. Мәхсус тәйярлиғи йоқ оқуғучиниң билмәйдиған тилда билмәйдиған пәнни өзләштүрүши әқилгә сиғмайду. Бизгә кериги — һәргиз көптиллиқ маарип әмәс, бәлки көптиллиқ болуш яки көптиллиққа оқутуш. Биз һазир дөлитимиз яритип бериватқан имтиязлардин толуқ пайдилинип, уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрниң асасий оқутуш тили — уйғур тилини сақлиған һалда, иҗтимаий вә тәбиий пәнләрниң әң аз дегәндә, аталғулирини қазақ тилида (Алмута шәһиридики тиллиқ вәзийәткә бағлиқ бәзи мәктәпләрдә рус тилида) пәқәт 11-синиптила әмәс, бәлки төвәнки синиплардин башлап пәйдин-пәй үгитишни йолға қойсақ, шу йетәрлик. Мундақ мәктәпләрдә тәбиий рәвиштә дәрисликләрму уйғур тилида, дәрисләрму уйғур тилида болиду. — Бу мәсилидә устазларниң кәспий дәриҗиси тоғрилиқ мәсилә көтирилиши мүмкинғу?   — Мәлумки, иҗтимаий вә тәбиий пәнләрдин дәрис бериватқан барлиқ устазлар алий оқуш орунлирида қазақ яки рус тилида билим алғанлар. Демәк, улар өз пәнлири бойичә барлиқ аталғуларни шу тилларға тәрҗимә қилалайду. Шуңлашқа өз пәнини йетүк билгән устаз үчүн балилиримизни қошумчә дөләт тилида оқутуш қийин болмайду. Буниң оқуғучиларни БМТқа тәйярлаштиму пайдиси чоң. — Уйғур мәктәплирини тамамлиғанларниң БМТқа яки комплекслиқ тестқа қатнишиши тоғрилиқ  һәр хил пикирләр моҗут. Буниңға нисбәтән пикриң қандақ? — Иқрар қилишимиз керәкки, БМТ системиси йолға қоюлғанда, бир топ уйғур зиялилири мәлум имтиязларни қолға кәлтүрүш мәхситидә БМТ соаллирини уйғур тилиға тәрҗимә қилиш, уйғур тилини БМТқа киргүзүш мәхситидә БМТтин вақитчә ваз кәчкән едуқ. Объектив сәвәпләр түпәйли бу тәклипләрни орунлаш мүмкин болмиғачқа, биз қазақ вә рус мәктәплири охшаш пәқәт БМТқа қатнишиш тәрәпдари болдуқ. Буниң сәвәплиригә мән жуқурида тәкитләп өткән мақаләмдә тәпсилий тохталған едим. Һазир уни тәкрарлап олтиришниң һаҗити болмиса керәк. Маарип системисидин хәвири бар, миллий маарипқа, демәк, миллий келәчигимизгә бепәрва қаримайдиған һәрқандақ адәм БМТниң әвзәллигини пәриқ етәләйду дәп ойлаймән. Алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, Қазақстандики уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр дуниядики барлиқ аңлиқ уйғурларниң диққәт мәркизидә. Чүнки пәқәт Қазақстандила һәқиқий мәнасида уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр моҗут. Биз әйнә шу миллий мәктәплиримизни сақлап, уларда билим бериш сүпитини техиму көтиришимиз керәк. Бу мәсилидә бир пикирдә, бир мәхсәттә болуш наһайити муһим. — Сөһбитиңгә рәхмәт! Сөһбәтләшкән Йолдаш МОЛОТОВ.   

1450 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы