• Хәйрихаһлиқ
  • 21 Тамыз, 2014

«Яркәнт тәвәсиниң җанкөйәри»

Панфилов наһийәсидә паалийәт елип бериватқан җәмийәтлик фондларниң бири әйнә шундақ дәп атилиду. Униң қурулғанлиғиға анчә көп вақит болмиди. Ениғирақ ейтқанда, өткән жилниң декабрь ейидин тартип ройхәткә елинип, рәсмий иш башлиди. Амма шуниңға қаримастин, җамаәтчиликниң қизиқишини ойғитип, қоллап-қувәтлишигә егә болмақта. Мундақ болушиму тәбиий әһвал. Чүнки аһалиниң иҗтимаий-ихтисадий җәһәттин әң аҗиз қатлимиға хәйрихаһлиқ ярдәм көрситиш фондниң иш-һәрикәт программисиниң асасини тәшкил қилиду. Фонд рәиси Санийәм Зулиярованиң сөзи билән ейтқанда, ярдәмгә муһтаҗларниң бешини сийпаш — бүгүнки җәмийитимиздики әң актуал мәсилә. Дөләт рәһбири Н.Ә.Назарбаев көп балилиқ, аз тәмин қилинған аилиләр билән баққучисидин айрилип қалған житим-йесир һәм туғулушидин нака балиларға һәммидин көп көңүл бөлүп, алаһидә ғәмхорлуққа елиш тоғрилиқ көрсәтмилиригә әмәл қилғанлиқниң ипадиси. Мана мошундақ хәйри-еһсанлиқ чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурушни мәхсәт қилған һалда вуҗутқа кәлгән фонд аз вақит ичидә ибрәт боларлиқ тәшәббуслар арқилиқ җамаәтчиликниң диққәт-етиварини җәлип қилалиди. Мәсилән, мошу йеқинда шәһәрдә нака вә мүмкинчилиги чәкләнгән балиларға беғишланған тәнтәнилик мәрасим өткүзүлди. Униңға уруш вә әмгәк ветеранлири, мәктәпләр рәһбәрлири билән наһийәлик һакимийәтниң иҗтимаий тәминат бөлүминиң хадимлири тәклип қилинди. Дәсләпки натиқ наһийә һакиминиң орунбасари Роза Мәғрупова өткүзүлүватқан чарә-тәдбирниң дөләт әһмийитигә егә мәсилә екәнлигини, уни һәл қилишқа һәмминиң бирдәк күч селиши лазимлиғини тәкитләп өтти. Наһийәниң Пәхрий граждани Сергей Кәримов болса, өз сөзидә өсүватқан әвлат билән аилигә дөләт тәрипиди көрситиватқан ғәмхорлуқларни атап көрсәтти. Шундақла Санийәм Сидиқ қизиниң мундақ хәйирлик ишни қолға алғанлиғини алқишлап, униң кәлгүси иш-паалийитигә мувапәққийәтләр тилиди. Сөзгә чиқан башқиларму фонд тәрипидин мошундақ ишларни пат-пат өткүзүлүп турушиға тиләк билдүрүш билән биллә, кәң җамаәтчилик тәрипидин қоллап-қувәтләш керәклигини ейтишти. У күни өсмүрләргә Алмута дөләт циркиниң артистлири өз һүнәрлирини көрситип хошаллиққа бөлиди. Әнди наһийәлик Мәдәнийәт өйи йенидики ансамбльниң әзалири балиларниң диққитигә йеқимлиқ нахша-уссуллардин тәшкил тапқан концерт программисини намайиш қилди. Артистларға җор болуп, балиларниңму нахша ейтип, уссулларға чүшүп кәткәнлиги — концертниң уларниң көңлидин чиққанлиғиниң ипадисидур. Мәрасим җәриянида балилар шундақла шәһәрдики паркта болуп, аттракционларда көңүллүк дәм алди. Бүгүнки таңда һәрқандақ җәмийәтлик қурулумниң маддий җәһәттин қоллап-қувәтләшкә муһтаҗ екәнлиги сир әмәс. «Яркәнт тәвәсиниң җанкөйәри» фондиму әйнә шундақ. Санийәм Зулиярованиң гепигә қариғанда, һазирчә Эльмира Бақиева, Зәйтүнәм Сақашева, Руслан Мәмәттохтиев, Һемидә һаҗим, Турсунай Еләмова, Һурийәтбүви Разиева, Әхмәтҗан Һаширов, Мәһәммәтҗан Тохтахунов, Тайир Сабитов, Саламәт Һетахунова қатарлиқ сахавәтлик яркәнтликләр йеқиндин ярдәм көрситиветипту. Әлвәттә, бизму уларниң сепиниң техиму көпийишини халиған болар едуқ.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Панфилов наһийәси.

690 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы