- Хәйрихаһлиқ
- 28 Наурыз, 2024
100 аилигә иптарлиқ тарқитилди
Хасийәтлик Роза-рамзан ейи кириши биләнла Яркәнт тәвәсидә хәйри-еһсанлиқ ишлар қолға елинди. Йоқсулларниң, көпбалилиқ, ялғуз башлиқ анилар билән атиларниң йенидин тепилип, уларға ғәмхорлуқ қиливатқанлар саниниң һәр қәдәмдә өсүватқанлиғи кишини хошал қилиду, әлвәттә. Бу қетимму, йәни дәсләпкиләрдин болуп, жилдиқи әнъәнә бойичә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң тәркивидики бир топ ханим-қизлар йәнә хәйрихаһлиқ ишини әмәлгә ашурди. Улар Яркәнт шәһиридики житим-йесир, баққучисидин айрилған, яшанған вә бемар инсанларға иптарлиқ севәтлирини тарқатти.
Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uigur avazi»
Муһтаҗ аилиләргә иптарлиқ тарқитиш тәкливини Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова көтәрди. Униң бу башланмисини қоллиғучиларму тепилди. Җүмлидин, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири Хатәм Қадирова, Муһәббәт Имәрова, Раһиләм Мусаева охшаш ханим-қизларниң ярдими билән 100 аилигә нан-тоғачлар, йемәк-ичмәк вә татлиқ-турумдин тәшкил қилинған иптарлиқ ғоҗунини тарқитип бериш мәхситини әмәлгә ашти.
– Әслидә «оң қол бәргәнни сол қол билмисун» дейилиду. Лекин биз бу қетим қол учимизни созуп, хасийәтлик Роза-рамзан ейида йоқсулларниң көңлини елиш нийитидә жиғилдуқ. Розидин розиғичә аман болайли. Мәхситимиз – һәрқандақ ишта еғизбирликтә болуп, тапқинимизниң мәлум қисмини муһтаҗларға сунуп қойсақ, соваплиқ иш қилған болимиз. Мундақ ишта бизни қоллап-қувәтләватқан, һамийлиқ қилған ханим-қизларға апирин дейиштин башқа сөзүм йоқ, – дәйду жутдашлириға миннәтдарлиғини изһар қилип Маһинур Садиққизи.
Жетису вилайити,
Панфилов наһийәси
Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт
3017 рет
көрсетілді0
пікір