• Хәйрихаһлиқ
  • 16 Қыркүйек, 2014

«Һалиң нечүк, қериндаш?»

Адәмләрниң бүгүнкидәк ихтисат һәммигә һөкүмранлиқ қиливатқан заманида бир-бириниң тәғдиригә ечинип-көйүнгини, уларниң меһриванлиғиниң тамамән өчмигәнлигини көрсәтсә керәк. Бу җәһәттин бешиға күн чүшкәнләргә имканийитиниң баричә ярдәм қолини сунуватқанлар саниниң өсүватқанлиғи байқилиду. Буни биз йеқинда җәнубий пайтәхтимиздә 2006-жилдин тартип паалийәт елип бериватқан «ДОМ» ихтиярий хәйрихаһлиқ җәмийәтлик фондида болғинимизда толуқ көз йәткүздуқ. Мәзкүр фонд дәсләп пидаийларниң шәхсий тәшәббуси асасида қурулған екән. Кейинирәк улар, һәмкарлишип ишләйдиған адәмләр сани көпийип, иш даириси кәңәйгәндин кейин кам учрайдиған ағриқларға муптила болған гөдәкләргә ярдәмлишишни қолға алиду. Фондқа көпчиликкә тонулған җәмийәт әрбаби, тележүргүзгүчи Аружан Саин рәһбәрлик қилиду. Бу күнләрдә улар житим-йесир балиларни аилиләргә орунлаштуруш вә еғир ағриқларға учриғанларниң чәт әлләрдә давалинишиға шараит яритиш билән биллә қан тапшуруш һәркитини аһали арисида тәрғип қиливатиду. Шундақла улар Интернет тори арқилиқ ярдәмгә муһтаҗларға қол-учини сунимән дегүчиләргә йол-йоруқ көрситиш билән бәнт. Мәлумки, ағриқ-силақ адәмләрниң миллитигә, диниға, йешиға һәм униң бай яки кәмбәғәл болушиға қаримайду. Мошу җәһәттин бу хәйрихаһлиқ фондиға ярдәм сорап мураҗиәт қилғучиларму вә чин дилидин бирәр инсанға пайда кәлтүрсәм дәп алиқинини йейиватқанларму һәрхил милләт вәкиллиридин тәркип тапқан инсанлар. Фондниң алдиға қойған асасий мәхсити балиларға ярдәмлишиш болғанлиқтин, уларни қоллап-қувәтлигүчиләр арисида һөкүмәт органлири вә өзлириниң сүпәтлик маллири яки хизмәт көрситиши арқилиқ херидарларни җәлип қилишта карван беши болған сода маркилири, банклар бар. Бу болсиму мәзкүр фонд әзалириниң туғулушидин мәйип, нака, паләч вә башқиму кесәлликләргә гириптар болған гөдәкләрни җумһурийитимиздә сақайтиш мүмкинчилиги болмиған тәғдирдә, уларниң чәт әлләрдә давалинишиға шараит яритиду, дегән сөз. Алаһидә тәкитләш керәкки, «ДОМ» җәмийәтлик фонди — Қазақстандики иҗтимаий программилирини әмәлгә ашурушта дөләт билән һәмкарлиқта паалийәт жүргүзүватқан бирдин-бир фонд. Йеқинда биз гәп болуватқан фондниң лайиһиләр бойичә менеджери Светлана Селюнина билән сөһбәтлишиш җәриянида ушбу тәшкилатниң ярдими билән дәрдигә дава тапқан уйғур балилириниңму бар екәнлиги ениқланди. Уларниң тәғдири бир-бирсигә охшимайду. Мәсилән, Рамил Ниязов исимлиқ гөдәк мундақ бир паҗиәлик әһвалға дуч кәлгән. Балиниң шохлуғиму яки ата-аниниң бепәрвалиғиму билмидим, у өйдә тәркивидә оғилиқ химиявий маддилар бар қача-қомуч жуюш суюқлуғини еһтиятсизлиқтин ичивалған. Шуниң нәтиҗисидә у қизилөңгүчини хелила мурәккәп дәриҗидә көйдүрүвалған. Әйнә шу балиға фонд 5000 доллар көләмидә мәбләғ топлап, униң Һиндстанда давалинип келишигә зәмин яратқан.  Сәлим Рәһманов исимлиқ бала онкологиялик ағриққа челиққинида, йеқинлири униң сақийип кетишигә үмүт қилип, фонд рәһбәрлигигә мураҗиәт қилиду. Бу йәрдиму дәрһал һөҗҗәтләрни рәсмийләштүрүш ишлири қолға елинип, Сәлим Кореягә әвәтилиду. Униң үчүн 150 000 доллар хираҗәт қилинған. Әнди бөрәклирини алмаштуруш операциясигә муһтаҗ Әзиз Һашировму мошу фондниң ғәмхорлуғида екән. У һазир Һиндстанда дәсләпки басқучидики гепатит С ағриғиниң давасини елип болуп, бөрәк алмаштуруш новитидә туриветипту. Шуниң өзидә бүгүнки қәдәр Әзизгә 60 000 доллар пул хәшләнгән охшайду. — Пурсәттин пайдилинип, өз миллитиңлар арисидики сахавәтлик инсанларниң диққитини Әзизниң тәғдиригә җәлип қилған болар едим, — дәйду С.Селюнина сөһбәтара. —Чүнки униң операциясигә (һәрбир бөрәк айрим алмаштурулиду) вә толуқ сақийип чиқишиға хелила көп мәбләғ лазим. Униң ата-аниси өз пәрзәндини ағриқ азавидин қутулдуруш үчүн пайпетәк болуватиду. Имкан қәдәр уларға ярдәмләшкиниңлар тоғра. Тәғдирниң мошундақ мурәккәп синиғиға мәһкүм қилинғанларниң һалидин хәвәр елиш — бир тәрәптин соваплиқ иш болса, йәнә бир тәрәптин чоқум көңүлгә қандақту-бир арам беғишлайду. Шунлашқиму биз еғир ағриқ зәрдавини тартиватқан бирәр қериндишимизға «Һалиң нечүк?»дәп, қолумиздин келишичә соваплиқ иш қилип қойсақ, нур үстигә нур болар еди. Мәшүр САСИҚОВ.

713 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы