- Әхбаратлар еқими
- 29 Қаңтар, 2015
Телефон арқилиқ сөзләшти
Нурсултан Назарбаев АҚШ Президенти Барак Обама билән телефон арқилиқ сөзләшти.
Сөһбәт давамида иккитәрәплимә мунасивәтләрниң һазирқи әһвали вә истиқбали, шундақла хәлиқара күн тәртивидики муһим мәсилиләр қаралди.Икки мәмликәт президенти шундақла Украининиң шәрқий-җәнубидики вәзийәтниму муһакимә қилди. Нурсултан Назарбаев сөһбәтдишини Қазақстан тәрәпниң көзқаришичә Украина, Россия, Германия вә Франция рәһбәрлириниң дәриҗисидики музакириләр йоли арқилиқ биртәрәп қилиниши мүмкин болидиған мәсилә билән шәхсән өзиниң шуғуллиниватқанлиғини хәвәрдар қилди.
Қазақстан Президенти америкилиқ кәсипдишиниң Украина мәсилиси бойичә мурассәгә келиш йоллирини издәшкә хелә паал қошулушини илтимас қилди.
Дөләт рәһбири Россиягә мунасивәтлик көрүлүватқан ихтисадий чариләрниң Мәркизий Азия региониғиму тәсир қиливатқанлиғини тәкитлиди.
АҚШ Президенти Нурсултан Назарбаевни Украинидики вәзийәтни дипломатик йол билән һәл қилиш тәрәпдари екәнлигигә ишәндүрди вә униң үчүн биринчи новәттә Минск келишимлирини орунлашниң зөрүр екәнлигини қәйт қилди. У шундақла Қазақстанниң хәлиқара бехәтәрликни мустәһкәмләш ишиға күч чиқириватқанлиғини жуқури баһалиди вә Дөләт рәһбириниң Украинидики тоқунушни течлиқ йоли билән биртәрәп қилиш чарилирини издәшкә паал ярдәм қилишни давамлаштуридиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
691 рет
көрсетілді0
пікір