• Әхбаратлар еқими
  • 25 Сәуір, 2024

Йеңи орунбасарлар сайланди

Түнүгүн Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасарлирини тайинлиди. «Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән Лугмар Буларов билән Юрий Шин Қазақстан хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасарлири болуп тайинланди», дәп тәкитләнгән Президент мәтбуат хизмити тарқатқан әхбаратта.
Шу күни Президент ҚХА рәисиниң йеңи тайинланған орунбасарлири Юрий Шин билән Лугмар Буларовни қобул қилди. Дөләт рәһбири йеңи орунбасарларни тәбрикләп, уларниң бирликни күчәйтиш, жәмийәтлик разимәнликни сақлаш охшаш жавапкәр ишида утуқлар тилиди. 
   ҚХА рәисиниң орунбасари – Кативат рәһбири Марат Әзилханов Қасым-Жомарт Тоқаевқа илгири берилгән тапшурмиларниң орунлиниши вә Ассамблеяниң ХХХІІІ сессиясигә тәйярлиқ җәрияни тоғрилиқ һесават бәрди. 
   Президент елимизниң бирқатар регионлирида су кәлкүни ақивитидин қелиплашқан җиддий әһвални нәзәрдә тутуп, ҚХА сессиясини онлайн-шәкилдә өткүзүш тоғрилиқ қарар қобул қилғанлиғини қәйт қилди.Сессиягә Ассамблеяниң регионлардики әзалири онлайн режимда қатнишиду. 
  Дөләт рәһбири тәбиий апәттин зәрдап чәккән гражданларға ярдәм көрситишкә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси зор үлүш қошқанлиғини ейтти.
 Қасым-Жомарт Тоқаев Ассамблея паалийитини келәчәктә риваҗландуруш бойичә бирқатар тапшурма бәрди.    
 

978 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы