• Хәйрихаһлиқ
  • 10 Шілде, 2015

«Хошаллиқ» хошаллиқ һәдийә қилди

Жилдиқидәк, бийилму Дардамту оттура мәктивиниң оқуғучилири мәктәп йенидики сағламлаштуруш лагерида дәм алмақта. Мәктәп даирисидә уюштурулған тәдбирләрдин сирт, жутумизниң сехи жигити, мәрт-мәрданә тиҗарәтчи Халмәһәмәт Ибдиминов яратти. Өзиниң «Хошаллиқ» дәм елиш зонисида 80 оқуғучиниң икки күн давамида аришаң иссиқ сүйидә чөмүлүп, беғубар балилиқниң һәқиқәтәнму бәхитлик пәйтлирини һис қилишиға имканийәт яратти. Бу күнләр мабайнида балилар һәқсиз иссиқ тамақ билән тәминлинип, татлиқ-турум вә музшекәрләрдин соғилар алди. Халмәһәмәт илгиридинла жутдарчилиқ ишларда паалийәтчанлиқ көрситип кәлмәктә. У өз хираҗити һесавиға йезидики қәбирстанлиқни қоршап, мәктивимизниң еқимдики җөндәш ишлириниму өз һөддисигә алған пәйтләр болди. Түрлүк мәрикилик күнләрдиму чәттә қалмайду. Шуңлашқа жут вә мәктәп муәллимлири һәм оқуғучилири намидин Халмәһәмәт Ибдиминовқа чәксиз миннәтдарлиғимизни изһар қилип, униңға саламәтлик, аиләвий бәхит вә ишида утуқ тиләймиз. Бәхитҗан  КИБИРОВ, мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари.

724 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы