• Әхбаратлар еқими
  • 18 Ақпан, 2016

Партияниң новәттин ташқири конференцияси өтти

Йеқинда Ишиктә гуманитарлиқ-ихтисат колледжида «Нур Отан» партияси наһийәлик шөбисиниң новәттин ташқири ХV конференцияси болуп өтти. Униңға партияниң наһийәлик шөбисиниң рәиси, наһийә һакими Бинәли Ысқақ, «Нур Отан» партияси Алмута вилайәтлик Сәясий кеңишиниң әзаси Әсел Дайырбекова, партия активистлири, ветеранлар, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң вәкиллири вә «Жас Отан» яшлар қанитиниң әзалири қатнашти. Дәсләп сөзгә чиққан «Нур Отан» партияси наһийәлик шөбисиниң рәиси Бинәли Әбдиқапас оғли Астанада өткән партияниң новәттин ташқири ХVІІ қурултийида қобул қилинған Программа асасида наһийәдә инвестициялиқ тәрәққият, аһалини иҗтимаий қоллашни кәңәйтиш, дөләтлик институтлар ишини йетилдүрүш, инфрақурулумни, иҗтимаий саһани тәрәққий әткүзүш, дөләтлик программиларни үнүмлүк пайдилиниш вә ихтисадий турақлиқни тәминләш техиму риваҗлинидиғанлиғини алаһидә атап өтти. Жиғинда «Жас Отан» яшлар қанитиниң әзаси Талшын Аленова, Қарийота йезиси Б.Момышулы намидики оттура мәктәпниң мудири вә наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Тилеулес Узақов сөзгә чиқти. Күн тәртивидики иккинчи мәсилә бойичә «Нур Отан» партиясидин наһийәлик вә Алмута вилайәтлик мәслиһәтләр депутатлиғиға намзатлар көрситилди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

689 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы