- Әхбаратлар еқими
- 25 Наурыз, 2016
Хәлиқни шатлиққа бөлигән улуқ мәйрәм
22-март күни Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Астанада өткән Норуз мәйримигә қатнашти. Президент Норуз өтүватқан этноавулда Қазақстан хәлқини улуқ мәйрәм — Норуз мәйрими билән тәбриклиди.«Норуз барлиқ хәлқимизгә мубарәк болсун! Бу йәргә жиғилған хәлиққә, барлиқ қазақстанлиқларға чин қәлбимдин бәхит-саадәт тиләймән. Мошундақ улуқ мәйрәм Парламент сайлимини өткүзүш чариси билән биллә кәлди. Қазақстанлиқлар бир аилиниң балисидәк бирлигини көрсәтти. Хәлқимизниң мошу бирлиги чайқалмайдиған болсун. Биз қиливатқан паалийәтләрниң һәммиси қазақстанлиқларниң келәчәк әвладиға мирас болуп қалиду. Бизниң келәчәккә апиридиған йолумиз чоң утуқлар билән Мустәқиллигимизниң утуқлири арқилиқ көрүнүп туридиған болсун. Тәбиәт йеңиланған Норуз мәйримидә инсанлар һәрдайим бир-биригә дегән рәнҗишини кәчүргән, муһтаҗларға ярдәм қилған, бәхит тиләп, көчәт олтарғузуп, булақ көзини ачқан. Хәлиқ болупму бу күни тилигән тиләкләр чоқум орунлинидиғанлиғини ейтиду. Мән һәрбир аилигә бәхит, шатлиқ вә яхшилиқлар тиләймән», деди Қазақстан Президенти.
Мәйрәмлик чарә-тәдбирләр давамида концертлиқ программа, театрлаштурулған көрүнүшләр, спорт мусабиқилири, қолһүнәрвәнләр авули вә миллий әнъәниләрни тонуштуруш чарә-тәдбирлири уюштурулди.
673 рет
көрсетілді0
пікір