- Әхбаратлар еқими
- 21 Сәуір, 2016
Президент Тәшәккүрнамилири тапшурулди
Йеқинда наһийәлик һакимийәтниң мәҗлисләр залида Җәмийәтлик кеңәш әзалириниң жиғини болуп өтти. Униңда дәсләп сөзгә чиққан наһийә һакими Бердәулет Абдулдаев 20-март күни болуп өткән Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң, вилайәтлик, наһийәлик мәслиһәтләрниң сайлиминиң очуқ демократик асаста, тәшкилий җәһәттин жуқури дәриҗидә өткәнлигини йәнә бир қетим тәкитләп өтти. Һаким өз сөзидә наһийәлик штабниң вә барлиқ сайлам участкилири әзалириниң актив паалийәт көрсәткәнлигини тилға алди. Нәтиҗидә бу қетимқи сайламға наһийәдики сайлиғучиларниң 92 пайизи қатнишип, елимиз Президенти Нурсултан Назарбаев рәһбәрлик қиливатқан «Нур Отан» партияси әң көп авазға егә болғанлиғини йәнә бир қетим әслитип өтти. Андин бу муһим сәясий кампаниягә актив қатнашқанларға Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Тәшәккүрнамилирини тәнтәнилик түрдә тапшурди.
Мукапатланғанлар арисида миллитимиз вәкиллиридин «Ирадә» дехан егилигиниң башлиғи Сүрийәм Һезимова, «Инайәт» ассоциацияси наһийәлик шөбисиниң рәиси Қурванбүви Һашимова, наһийәлик телекоммуникацияләр тармиғиниң башлиғи Һакимҗан Йүсүпов, медицина хадимлири Имәрҗан Тейипов, Әлабүви Розиева, устаз Меһрибанум Саметова билән һөрмәтлик дәм елишта жүрсиму җәмийәтлик ишларниң бешида жүргән Роза Надирова, Һүсән Еләмов вә Талипҗан Тайиров бар.Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.
Панфилов наһийәси.
676 рет
көрсетілді0
пікір