• Әхбаратлар еқими
  • 05 Желтоқсан, 2016

Дәвирниң җанлиқ нәпәси

Қазақстан Җумһурийити Тунҗа Президентиниң Мирасгаһида уюштурулған «Тарихий йол. Стратегияләр» көргәзмисидә йеңи тарихимизниң шанлиқ сәнәлири тоғрилиқла әмәс, бәлки Мустәқилликниң алдида йүз бәргән вақиәләрдинму хәвәрдар болумиз.Мирасгаһ фондлиридин Мустәқилликниң 25 жиллиғиға беғишлинип тәйярланған экспозицияси һәр жили Тунҗа Президент күни һарписида өткүзүлидиған «Тарихий йол» көргәзмилири түркүмидики әң көләмлик экспозиция болуп һесаплиниду. Мирасгаһ мудири Алма Сағынғали илмий-экспозициялик лайиһә тоғрилиқ гәп қилип, униң асасий вәзиписиниң дөләт суверенитети шараитида мустәқиллик идеялириниң әмәлгә ашурулушини мүмкинқәдәр толуқ көрситиштин ибарәт екәнлигини тәкитлиди. Шундақ екән, экспозицияниң мирасгаһниң Гүмбәз залиға орунлаштурулғанлиғиму тәсадипи болмиса керәк. Чүнки нәқ мошу йәрдә Астана Қазақстанниң йеңи пайтәхти дәп елан қилинған еди. Экспозицияниң һәрбир бөлүми – «Мустәқиллик хәвәрчиси», «Тарихий йол», «Утуқ стратегияси» вә «Келәчәк энергияси» –  Қазақстанниң йеңи тарихиниң әң муһим сәһипилирини һәртәрәплимә әкис әттүридиған панорама. Көргәзмигә қоюлған надир архив һөҗҗәтлири – гезитлар, қолязмилар, Дөләт рәһбириниң пәрманлири, фотоматериаллар, башқиму һөҗҗәтләр уни зиярәт қилғучиларға дәвирниң җанлиқ нәпәсини сезип-билишкә ярдәм қилиду. Чүнки экспонатлар билән тонушқанда, худди Дәвир дәриясиға чүшүп, өзәңни гоя шу чағлардики чоң өзгиришләрниң қатнашқучиси сүпитидә сезисән. Шу нәрсини тәкитләшкә тоғра келидуки, көргәзмидә тарихий вақиәләрни толуқ әкис әттүрүшкә пәқәт Тунҗа Президент Мирасгаһиниң хадимлирила әмәс, шундақла уларниң Астана Дөләт архивидики, Қизилорда тарихий-өлкишунаслиқ мирасгаһидики вә Шималий Қазақстан вилайәтлик мирасгаһлар бирләшмисидики кәсипдашлири паал қатнашти.

620 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы