• Хәйрихаһлиқ
  • 24 Шілде, 2012

Икки ялғуз аниға ярдәм көрситилди

Өткән җүмә күни Уйғур театрида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси билән хәйрихаһлиқ концерт уюштурулди. Униңда тамашибинлар театр артистлири — Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Марат Мәмәтбақиев, нахшичилар Алимҗан Абдуллаев, Бәхтияр Тиранов вә «Ирадә» нахша-уссул ансамблиниң солистлири Абдурешит Һошуров, Азамат Абдурахманов, Насима Әркин, Ялқунҗан Сабитовниң иҗрасидики нахшилардин бәһримән болушти. Концерттин кейин сәһнигә көтирилгән ҖУЭМниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов мәзкүр хәйрихаһлиқ концертниң мәхситигә тохталди. — Бүгүн театрға қәдәм тәшрип қилған тамашибинлар концерт көрүпла қалмай, ихтисадий қийинчилиқларни бешидин кәчүрүватқан икки қериндишимизға өзлириниң азду-тола маддий ярдимини көрсәтти, — дәп сөзини башлиди у. — Буниңдин кейинму биз бир-биримизгә яр-йөләк болайли. Бирлишип көтәргән жүк йеник болиду. Андин ҖУЭМниң рәиси еғир ағриққа муптила болуп, иҗтимаий ярдәмгә муһтаҗ болуватқан икки аялни сәһнигә тәклип қилди вә хәйрихаһлиқ концерттин чүшкән ахчини маддий ярдәм сүпитидә уларниң һәр қайсиға 200 миңдин тапшурди. Шаһимәрдан Үсәйин оғли, шундақла мәзкүр концертни уюштурушта көп күч чиқарған Уйғур театриниң мудири Савутҗан Сонуровқа, «Ирадә» нахша-уссул ансамблиниң һамийи Дилшат Насировқа вә бәдиий рәһбири Полат Һезимовқа көпчилик намидин миннәтдарлиқ билдүрди. Бәхтишат СОПИЕВ. 

1052 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы