• Әхбаратлар еқими
  • 02 Наурыз, 2017

Кәлгүсиниң ениқ қәдәмлири

Һәрбир Мәктүпниң өз тарихи бар. Шу тарихий һөҗҗәтләр бир-бирини толуқтуруп турса, мошу жили елан қилинған «Қазақстанниң үчинчи йеңилиниши: дуниявий риқабәткә қабиллиғи» Мәктүби «100 ениқ қәдәм» Милләт плани, «Мәңгүлүк әл» идеяси, «Қазақстан – 2030» «Қазақстан – 2050» Стратегиялик программилири қатарлиқ муһим һөҗҗәтләрни өз ичигә алғанМәктүпниң қазақстанлиқларға берәри наһайити көп. Мениң көзүм йәткини шуки, мәзкүр һөҗҗәт аддий вә чүшинишлик тилда йезилипту. Уйғур наһийәсидә қурулған тәшвиқат топлири билән наһийә округлирида болған учришишларда шуниңға йәнә бир мәртә көзүм йәтти. Мәмликәтниң әйниги һесаплинидиған маарип, саламәтликни сақлаш саһалирида тилға аларлиқ өзгиришләр бар. Оқутушниң йеңи технологиясини пайдилансақ, униңдин утаримиз көп болмақ. «Өзгә тилниң һәммисини бил, өз тилиңни һөрмәтлә» дегәндәк, инглиз, рус тиллирини өзләштүргәнниң һеч артуқчилиғи йоқ. Әксичә, қанчә көп тил билсәк, бизгә шунчә яхши. Чүнки тәрәққий әткән дөләтләрниң бесими инглиз тилини пайдилиниду. Биз риқабәткә қабил дөләт болушни алға мәхсәт қилип қойғандин кейин, дәсләп ушбу тил мәсилисини йешишимиз керәк. Маарип саһасиға алаһидә тохталғинимниң сәвәви, мән төрт оғулниң атиси. Балилиримниң дәсләпкилири мәктәп босуғисини атлиди. Чонҗа йезисидики уйғур оттура мәктивидә оқуватқан балам өзгә тилда билим еливатқанлардин кам әмәс. Улардин бесимлиғи шуки, у ана тилидин башқа йәнә төрт тилни мукәммәл өзләштүрүп келиватиду. Шуңлашқа бийилқи Мәктүптики маарип саһасиға аит йеңилиқлардин пәқәт хурсәнмән. Мәктүптә қәйт қилинишичә, 2019-жилдин етиварән 10-11-синип оқуғучилири айрим пәнләрни инглиз тилида оқуйдиған болидекән. Демәк, наһийә устазлириниң билим сүпити техиму жуқури болмақ. Икки жилниң ичидә устазлар қошумчә курслардин өтүп, билимини техиму йетилдүриду. Президентниң тәшәббуси бойичә, бийил «Һәммиси үчүн һәқсиз кәспий-техникилиқ билим бериш» лайиһиси әмәлгә ешишқа башлиди. Бу, биринчи новәттә, ишсиз жүргән яшларни, шундақла кәспий билими йоқ чоңларни аммивий рәвиштә өз ичигә елиши керәк. Рамил МӘХПИРОВ,Уйғур наһийәлик пәвқуладдә әһваллар бөлүминиң баш мутәхәссиси.

577 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы