• Хәйрихаһлиқ
  • 09 Қаңтар, 2019

Хошаллиқ дәмләрни беғишлиди

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Йеңи жил һарписида Алмута шәһиридики «Әла-Султан» кафесида имканийити чәкләнгән балиларға беғишланған Йеңижиллиқ арча мәйрими болуп өтти. Униңға 40қа йеқин нака бала тәклип қилинип, уларға һамийлар тәрипидин концертлиқ программилар көрситилди. Мәзкүр хәйрихаһлиқ кәч буниңдин йәттә жил илгири мәрһум Турғанҗан Розахуновниң тәшәббуси билән башланған болуп, һеликәм турақлиқ давамлишип келиватиду. Бийилму, әнъәнә бойичә, мәйрәмлик арчиға имканийити чәкләнгән балилар вә уларниң ата-анилиридин ташқири хәйри-сахавәтлик меһманлар қатнашти. Қиш бовай билән Қар мәликиси тәрипидин уюштурулған шоу-программиларға қатнишип, көңүллири хуш болған нака балиларниң чеһрисидә күлкә аламәтлири көп болди. Чүнки алаһидә тәклип қилинған «Fіesta» шоу-балет топиниң һәм «Долан» уссул ансамбли әзалириниң нәғмә-навалиридин ташқири, ушбу кәчни уюштурғучиларниң атиған соғилириму балиларни хошаллиққа бөлиди. Балиларни Йеңи жил билән тәбрикләш истигидә қәдәм тәшрип қилған меһманлар мошундақ көпчиликкә үлгә боларлиқ чарә-тәдбирниң тәшәббускарлири – «Әла-Султан» кафесиниң рәһбәрлири Арзигүл Авутова билән Зулфия Хоҗаеваға вә уларни мәнивий һәм маддий җәһәттин қоллап-қувәтлигән «Казнорощ» мәһәллисиниң жигитбеши Алимҗан Һосманов билән униң орунбасари Камил Тохтаевқа, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлнарә Қасимова вә орунбасари Салима Турдиеваға миннәтдарлиғини изһар қилғач, балиларни вә уларниң ата-анилирини һәрқандақ қийинчилиқлар алдида бойсунмаслиққа чақирди. Өз новитидә тәғдир тәқәзаси билән саламәтлиги сир бәргән Гүлнарә Тохтахунова дилларни йорутқан әвришим уссули, Дилмурат Мәмәтқулиев қәлбләрни тәврәткән муңлуқ нахшиси арқилиқ өзлири охшаш нака балиларға хошаллиқ һәдийә қилиш нийитидә уюштурулған ушбу чарә-тәдбиргә салмақлиқ һәссисини қошқан барлиқ һамийларға чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилишти.

916 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы