• Хәйрихаһлиқ
  • 16 Қаңтар, 2019

Яшлар һиммити

Йеңи жил кириши билән Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида бирқатар йеңилиқ йүз бәрди. Болупму Өмәр Муһәммәдий намидики мәктәпниң муәллими Сухраб Һасановниң рәһбәрлигидә яшларниң уюштуруши билән «Балиларға соға қил» акцияси өтүп, улар көпчиликни мошундақ хәйрихаһлиқ паалийәтләргә чақирди. Чарә-тәдбирниң рәсмий қисмида Сухраб Һасанов сөзгә чиқип, меһманларниң диққитигә хәйрихаһлиқниң, йәни тапқинини житим-йесирлар билән тәң бөлүшүшниң нәқәдәр соваплиқ һәм бүгүнкидәк адәмләрниң бир-бири билән кари болмайватқан бир пәйттә зөрүр екәнлиги тоғрилиқ алаһидә тәкитләп өтти. Шундақла у мошу мәхсәттә чүширилгән видеоматериални көпчиликкә һавалә қилғач, йеза яшлириниму бу ишлардин чәттә қалмаслиққа чақирди. Андин билим дәргаһиниң мәҗлисләр залиға жиғилған балилар өйидә тәрбийилиниватқан вә турмуши начар аилиләрниң балилириға бирқатар сәнъәткарлар, җүмлидин «Баһар» ансамбли, талантлиқ иҗрачилар Алимҗан Зулпиқаров, Абдирим Низиров вә Марат Рәһманов өзлириниң йеқимлиқ нахша-сазлирини беғишлиса, мәзкүр акциягә өзлириниң қилчилик болсиму ярдимини қошуш нийитини билдүргән 11 «В» синип оқуғучилири гөдәкләр үчүн мәхсус аниматорларни тәклип қилди. Һә, улар болса, һаятида хошаллиқ дәмләр толиму аз балиларни бир күн болсиму ғәм-қайғудин жирақ қилғанлиғи ениқ. Оюн-күлкигә тойған балиларниң хошаллиғи буниң билән түгигини йоқ. Улар йеза яшлириниң өзлиригә атап тәйярлиған йеңижиллиқ соғиларни көрүп, техиму қин-қиниға патмай қалди. Йеңи жилни йеңичә қарши елип, чеһридин бәхит аламәтлири йеғип турған балиларни көргән һәрқандақ адәм бу күндин етиварән чоқум имканийтиниң яр беришичә житимниң бешини силашқа тиришидиғанлиғи шүбһисиз. Һә, мошундақ хәйрихаһлиқ ишлири билән адәмләрни хәйри-сахавәткә үндигән Ават йезисиниң яшлириға пәқәт «Апирин!» дейиштин башқа ейтаримиз йоқ. Садиқҗан ҚУРБАНОВ, Ө.Муһәммәдий намидики оттура мәктәпниң инглиз тили муәллими.

919 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы