• Хәйрихаһлиқ
  • 18 Сәуір, 2019

Мәшрәп – һаят мәктиви

«Заман еқимидин йоқимай кәлгән урпи-адәтлиримизни техиму җанландурушимиз һаҗәт. Мәнивий йеңилиниш кона урпи-адәтлиримиздин нәп алмиса, адишиду». (Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидин). Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Әҗдатлиримиздин мирас болуп келиватқан урпи-адәтлиримизниң бири – мәшрәп болуп, у урпи-адәт вә әдәп-әхлаққа үндәйдиған тәрбийә мәктиви болуп һесаплиниду. Шуңлашқиму мәшрәпниң әһмийитини орунлуқ баһалиған ата-бовилиримиз «Балаңни дәсләп – мәшрәпкә, андин мәктәпкә бәр» дегән екән. Челәк йезисида дәсләпки мәшрәп әһли буниңдин 50 жил муқәддәм милләтпәрвәр, аңлиқ һаятини сәнъәткә беғишлиған инсан Нуруллам Ниязовниң уюштуруши билән қурулупту. Униң әзалиғиға Челәккә мәзкүр тәвәниң йезилиридин хизмәт баби билән кәлгән 70кә йеқин адәм киргән. Һазир улар Челәкниң әң һөрмәтлик мөтивәрлиригә айланди. Той-төкүн, нәзир-чирақта төрдин орун алиду. Бирақ, һаят өз еқими билән ақиду, әмәсму?! Бүгүнки күндә уларниң оттузидин ошуғи бақилиқ бопту. Үч-төрт жилниң ичидила өзәм тонуйдиған Камилҗан Идрисов, Мәһәмәтҗан Ғәниев кәби есил акилар дуниядин өтти. Әпсус... Камилҗан ака һаят чеғида маңа пат-пат телефон қилип, мәшрәптики йеңилиқлар билән бөлүшәтти. Иккимиз учришип, «ағиниләрни» арилаттуқ. Камил акиниң бу хизмитини һазир пешқәдәм устаз Рәһимҗан ака Қәмбәров атқуруватиду. Мәшрәп әһли һәққидә тохталсақ, униң асасини салғучи Нуруллам Ниязов саз әсваплириниң бирнәччисидә ойнайдиған, нахша, муқамларни бабиға йәткүзүп орунлайдиған әҗайип талант егиси еди. У 1937-жили Челәк йезисида туғулған. С.Киров намидики қазақ-уйғур оттура мәктивини әла баһалар билән тамамлиған. Мәлумки, 1941 – 1961-жиллири Уйғур театр вилайәтлик статусқа егә болуп, Челәктә җайлашқан еди. Нуруллам, пурсәттин орунлуқ пайдилинип, сәнъәт очиғида кәспий сазәндә ретидә йетилди. Йезида саз әсваплири оркестрини қурди. Театрниң шу чағдики режиссери Сергей Башоянниң қоллап-қувәтлиши билән Нуруллам Ниязовниң оркестри уйғур сәнъитиниң дурданилиридин болған «Анархан» драмисиниң биринчи пәрдисини сәһниләштүрди. Н.Ниязов 1987-жили, йәни бари-йоқи 50 йешида, аләмдин өтти. Мәшрәпниң йәнә бир әзаси – Һакимҗан Ғайипов. Уруштин кейин атиси Ишмуһәмәт билән Челәктә пүвдәп чалидиған әсваплар оркестрини қурған. Челәктики бирдин-бир оркестр болғанлиқтин, униң аброй-инавити бөләкчә еди. Наһийәлик Мәдәнийәт өйидә яшлар үчүн уюштурулған кәчләр ушбу оркестрниң қатнишисиз өтмәтти. Шундақла улар наһийәлик, вилайәтлик сәньәт көрүклиригә иштрак қилип, бирнәччә қетим мукапатлиқ орунларға еришкән. Кейин оркестрға Һакимҗан Ғайипов рәһбәрлик қилди. У иҗадий коллективқа тәвәниң талантлиқ яшлирини җәлип қилиду, тиришчанлиғи түпәйли жутдашлириниң алқишиға бөлиниду. Һакимҗан 2002-жили 65 йешида вапат болди. Рәһимҗан Исламов. Униң атиси Һаппаз Улуқ Вәтән уруши башлинипла, мәйданға чақиртилип, 1942-жили җәң мәйданида қәһриманларчә қаза болған. Рәһимҗан Талғирдики механизация техникумида билим алди. Икки жил Целиноград вилайитидә механик болуп ишләп, 1963-жили Челәк наһийәлик «Казсельхозтехника» карханисида хизмитини давамлаштуриду. У өз ишиға наһайити берилгән, ишбиләрмән инсан еди. Шу түпәйли нурғунлиған тәшәккүрнамиләр, карханиниң, наһийәниң вә вилайәтниң ярлиқлири билән мукапатланған. 2000-жили, йәни 63 йешида, дуниядин өтти. Камилҗан Идрисов – мәктәпни әла баһаларға түгитип, икки жил шофер болуп ишлиди. Ишида пухта, җавапкәр екәнлигини дәлиллигән у “Тиң йәрләрни өзләштүргини үчүн” медали билән мукапатланди вә алий оқуш орниға йолланма алди. Алмута дөләт медицина институтиниң стоматология факультетини тамамлап, паалийитини Челәк наһийәлик мәркизий ағриқханида өз мутәхәссислиги бойичә башлиди. Кейин 21 жил Челәк наһийәлик ағриқханиси баш врачниң орунбасари, 1994 – 2001-жиллар арилиғида болса, Челәк наһийәлик терә-венерологиялик диспансерида баш врач болди. Саламәтликни сақлаш саһасида 40 жил әстаидил ишлигән у «Саламәтликни сақлаш әлачиси» аталди. Елбасы Нурсултан Назарбаевниң Тәшәккүрнамисиға еришти, көплигән пәхрий ярлиқлар билән мукапатланди. «Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини» аталди. Атап кетиш керәкки, башта «мәшрәп» дегән сөзни һечқачан аңлимиған рәһбәрлик униң мәхситини, тәртивини вә җәмийәт үчүн пайдисини чүшәндүрүп беришни тәләп қилди. Шу чағда К.Идрисов наһийәлик партия комитетиға йолуқуп, әҗдатлиримиздин қалған тәрбийә мәктивиниң қаидә-йосунлирини түгәл чүшәндүрди. Мәшрәпниң ениқ-қениғиға йәткән рәһбәрлик уни дайим өткүзүп туруш тәкливини бәргән екән. К.Идрисов һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин жут-җамаәт ишлириға паал арилашти. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, жигитбашлири билән ақсақаллар кеңишиниң әзалириға мәслиһәтчи һәм ярдәмчи болди. У пәрзәнтлиримизни ана тилида оқутушни тәшвиқат-тәрғибат қилипла қоймастин, үлгә сүпитидә пешқәдәм устаз Рәһимҗан Қәмбәров билән нәврилирини уйғур синипиға елип барди. Ана тилимиздики гезит-журналларға муштири топлаш ишлириға паал арилашти. “Тәңритағ” телеканилиниң ечилишини хошаллиқ илкидә қарши елип, хәлиқ арисида чүшәндүрүш ишлирини жүргүзди. Мана мошундақ әҗайип милләтпәрвәр инсан К.Идрисов 2016-жили, йәни 78 йешида, вапат болди. Ушбу мәшрәпниң йәнә бир әзаси – Қазақстанниң хизмәт көрсәткән медицина хадими, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини Мәһәмәтҗан Ғәниев Челәктә оттура мәктәпни түгитип, С.Асфендияров намидики Алмута медицина институтиниң санитарлиқ-эпидемиологиялик факультетида тәһсил көрди. 1963-жили әмгәк паалийитини Челәк наһийәлик санитарлиқ - эпидемиологиялик станциясиниң баш дохтури лавазимидин башлап, чарәк әсир бир йәрдә хизмәт қилди. 1988 – 1997-жиллири арилиғида Челәк наһийәлик ағриқханисиниң баш врачи болуп ишләп, барлиқ билими вә иш-тәҗрибисини наһийәниң медицина саһасини риваҗландурушқа сәрип қилди. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин үч жил наһийәлик санитарлиқ - эпидемиологиялик станциясидә хадим вә йәнә үч жил Челәк медицина колледжида оқутқучи болуп ишлиди. Бирнәччә қетим вилайәтлик вә наһийәлик кеңәшләргә депутат болуп сайланди. Җәмийәтлик ишлириға йеқиндин арилашти. «Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждани», «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән медицина хадими» атилип, «Пидакаранә әмгиги үчүн» медали, Қазақстан Җумһурийити Саламәтликни сақлаш министрлигиниң Пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди. М.Ғәниев 2017-жили, йәни 81 йешида, вапат болди. Мәшрәп әзалириниң йәнә бири – Иминҗан Насиров. Өткән жили 80-баһарини қарши алған Иминҗан Иминоғли дәсләп сайланған Қазақстан Җумһурийити Алий Кеңишиниң депутати. Милләт тәрәққияти йолида хизмәт қиливатқан яшларға әқил-парасәтлик мәслиһитини берип келиватқан акимиздур, у уруш жиллири мал беқип, колхозниң тамакисини пәрвиш қилди. Кейинирәк «Авангард» совхозида бригадир, «Аси» совхозида мудир, андин «Аси» ишләпчиқириш кооперативида рәис хизмәтлирини атқурди. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин Челәк наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилди. 1995-жили Лаварда «Ату» паҗиәсиниң қурванлири хатирисигә ядикарлиқниң орнитилишида, уйғур хәлқиниң мунәввәр оғли Абдулла Розибақиевниң туғулған жути – Кейиквайда ядикарлиқ тахтисиниң ечилишида көп күч чиқарди. Миллий қәһриманимиз Ғени батурниң туғулғиниға 90 жил толуши мунасивити билән Қазақстан йезисида бирнәччә чарә-тәдбирләрни, җүмлидин батурға ядикарлиқ орнитишни уюштурди. Һелиму миллий әдәбият, маарип, мәдәнийәт вә сәнъәт мәсилилиригә кәлгәндә ичиватқан ешини йәргә қойиду. Оттуз оғулниң йәнә бири – Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини Рәһимҗан Қәмбәров. Һаятиниң 42 жилини бала тәрбийисигә, униң 18 жилини мәктәп мудири хизмитигә беғишлиған у Қазақстан Җумһурийитиниң маарип әлачиси, алий категориялик химия пәниниң муәллими, кәспий автомобиль жүргүзгүчиси, төртинчи разрядлиқ яғашчи, рәссам вә бирнәччә музыкилиқ әсвапниң маһир орунлиғучиси. Бийил 80 яшлиғини нишанлиған акимиз өз вақтида наһийәлик иҗраий комитети мәдәнийәт бөлүминиң башлиғи болған. «Көп қирлиқ, бир сирлиқ» инсан, химия пәниниң жуқури дәриҗилик муәллими Рәһимҗан Қәмбәров 2013-жили «Илим-пән» номинацияси бойичә иккинчи дәриҗилик «Илһам» мукапитиға сазавәр болди. У “Химия русчә, қазақчә, уйғурчә аталғулириниң изаһлиқ луғити” китавиниң муәллипи. Ғаппа Абдусаламов 1936-жили Қизил Шәриқ (илгәрки Ғоҗиқул) йезисида туғулған. Мәктәптин кейин Қаратуруқ МТСида автослесарь болуп ишлиди. Андин С.Асфендияров намидики медицина институтиға оқушқа чүшти. 1965-жили әмгәк паалийитини Челәк наһийәлик сил кесәлликлири ағриқханисида фтизиатр-врач ретидә башлиди. У шу йәрдә баш дохтур болуп һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. 8 жилдин кейин Челәк наһийәлик ағриқханиниң шу чағдики баш дохтури Мәһәмәтҗан Ғәниев уни қайтидин хизмәткә чақиртивалди. «Яшлар кәлгичә бираз ишләп турай» дәп ишқа вақитлиқ кәлгән Ғаппа ака йәнә 10 жил хизмәт қилди. Пазил Исқақов – «Улуқ Вәтән уруши» ордени билән тәғдирләнгән «уруш балилириниң» бири. Уруш вә уруштин кейинки егиликләрни қайта тикләш ақивитидин оқуп, билим елишқа мүмкинчилиги болмиған. 5-синипни тамамлапла, колхозниң етиз-ериқ ишлириға арилашти. Андин армия сепигә чақиртилиду. Мәхсус һәрбий қисим тәркивидә кеңәш түзүмигә қарши қозғилаң көтәргән Венгер намайишчилириниң наразилиқлирини бастурушқа қатнишиду. Шундақ җәңләрниң биридә у башқурған танкқа биридин кейин бири үч снаряд тегиду. Уларниң дәсләпкиси танкқа тегип йерилиду, бирақ униңға зәхмә йәткүзәлмәйду. Иккинчиси танкқа тегип, қаңқип кетиду. Үчинчиси болса, танк зәнҗирини үзүп ташлайду. Шундиму, танк жүргүзгүчиси Пазил Исқақов җәң ахириғичә танкиниң меңишини тохтатмайду. Мошу вақиәдин кейин у әрлиги үчүн «Улуқ Вәтән уруши» ордени билән тәғдирлиниду. Армиядин кейин кәчки мәктәпкә оқуйду. Челәк наһийәлик истималчилар җәмийитидә, андин «Авангард» совхозида, кейинирәк Челәк автобус паркида 29 жил жүргүзгүчи болуп ишләйду. Узун жиллардин бери у мәшрәптә қазибәгниң хизмитини атқуруп келиватиду. Миллий маарипимиз, мәтбуатимиз, мәдәнийитимиз йолида көйүнүп, ана тилимиздики синипларға бала топлаш ишлириға паал арилишип кәлмәктә. Әркинҗан Сулаймановни ағинилири “оттуз оғулниң гүли”дәйду. У мәшрәптики нурғунлиған жигитләр кәби алий оқуш орнини тамамлап, рәһбәр болмисиму, һалал әмгиги билән яшап, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Униң бешиға чүшкән қийинчилиқлар институтта билим елишиға яр бәрмисиму, Әркинҗан ака билимлик ағинилири билән тәң яшап, тәң өсти. Челәктики С.Киров намидики оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин Ташкәнт тағ-кан техникумида тәһсил көрди. Наһийәлик электрстанциядә электрик, андин мастер болуп ишлиди. Вәтән алдидики борчини ада қилғандин кейин сода техникумида билим алди. Бираз вақит бухгалтер хизмитини атқуруп, кейин сода-сетиқ саһасиға йөткәлди. Булту уму 80 яшлиқ тәвәллудини атап өтти. Жуқурида исимлири аталған акилар – милләтләрара бирлик вә өмлүкни, инақлиқни техиму мустәһкәмләп, бәзибир илләтләрниң алдини елиш вә уларни өзара мәслиһәтләшкән һалда һәл қилиш мәхситидә моҗут болуп келиватқан мәшрәпниң пәқәт мән билип, тонуйдиған әзалирила, халас. Әслидә, мәшрәп әһлиниң һәрқайсиси һәққидә яхши гәпләрни ейтсақ, түгимәйду. Амма, бир мақалидә уларниң барлиғини тәрипләп өтүш әсла мүмкин әмәс. Шуңлашқиму уларни бизни дурус чүшиниду, дәп үмүт қилимиз. Һаятниң иссиқ-соғини биллә көрүп, талай даванлардин ашқан мәшрәп әһли йеқинда йәнә баш қошти. Бақи дунияға кәткән ағинә-өңгиләргә атап қуръан оқуп, дуа тилавәт қилди. Сорунни пашшапбеги Әркинҗан Сулайманов елип барди. Мәшрәп әһли өткән күнлирини әсләп, бирдә жиғлап, бирдә күлүшти. Мәшрәп иллиқ тиләкләр вә саз-нәғмисиз өтмәйду, әлвәттә. Челәк йезисиниң жигитбеши Мустафа Мусаев уйғур синиплириға балиларни җәлип қилиш, уларни дәрисликләр вә башқиму оқуш қураллири билән тәминләш, Уйғур театриниң концерт һәм қоюлумлириға билет, абонемент сетиш мәсилилирини, миллий нәширлиримизгә муштири топлаш ишлирини дайим диққәт-нәзәридә тутуп, хәлқимизниң миллий мәдәнийитини, тарихини, сәнъитини, урпи-адәт вә әнъәнилирини тәрғип қилишта жиллар бойи күч чиқирип келиватқан милләтпәрвәр акилар билән һәдиләргә сәмимий миннәтдарлиғини билдүрсә, сазәндә вә нахшичилар йеқимлиқ нахша-сазлар вә миллий сазлар орунлап, чоңларниң көңлини алди. Умумән, сорун наһайити көңүллүк һәм мәзмунлуқ өтти. Пурсити кәлгәндә, яш әвлатни миллий роһта тәрбийиләштә ибрәтлик ишлири билән үлгә-ибрәт болуп келиватқан мәшрәп әһлигә зор саламәтлик тиләп, «Мәшривиңлар техиму гүлләнсун!» демәкчимиз. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

1045 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы