• Әхбаратлар еқими
  • 01 Тамыз, 2019

Қазақстан уйғурлири иҗтимаий тарихиниң тәтқиқатчиси

(Галина Баратованиң 65 жиллиғиға даир) Кейинки жилларда Қазақстан уйғурлириниң җамаәтчилиги 1916-жилқи қозғилаң, 1917-жилқи большевикларниң Октябрь инқилави вә 1918-жилқи течлиқта яшаватқан уйғур аһалисини аммивий қиришқа охшаш Йәттису уйғурлириниң һаятиға тәсирини йәткүзгән чоң тарихий вақиәләрниң йүз жиллиғини атап өтти. Мәзкүр вақиәләрни оқуп үгиниш вә униңға тегишлик баһа бериш үчүн рус архивлиридики һөҗҗәтләр алаһидә әһмийәткә егә. Алмута шәһиридики архивларда әйнә шундақ һөҗҗәтләр үстидә ишләп жүрүп, мән мошундақ пәйтләрдә әтигән бақилиқ болған, чоң кәсипдишимиз Галина Султанқизи Баратованиң (1954 –2005-ж.) аримизда йоқлуғини чоңқур һис қилдим. Галина Султанқизи яки Галя, биз уни көпирәк әйнә шундақ ататтуқ, Йәттису уйғурлириниң тарихи бойичә йетүк мутәхәссис еди вә көплигән жиллар давамида Алмута вә Москва шәһәрлиридики архивларда әмгәк қилған. У мәзкүр саһада чоңқур билимгә егә болуп, архив фондлирида ишләшниң өзигә хас усул һәм техникисини толуқ көләмдә өзләштүргән мутәхәссис еди. Галина Баратова 1954-жили 12-майда Алмута вилайитиниң Челәк йезисида Дөләт бехәтәрлиги органиниң хадими Султан Баратов вә педагог Евгения Алентьеваниң аилисидә дунияға кәлгән. Евгения Павловна Сталинград вилайитидә яшиған деханлар аилисидин болуп, Алмута вилайитигә тәқипкә учриған атисиниң арқисидин кәлгән. Бу йәрдә у Султан Баратовни учритип, униң билән өй-очақлиқ болиду. Евгения Павловна һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Алмута шәһиридики мәктәпләрдә устазлиқ қилди. Баратовлар аилисидә чоң қизи Галинадин башқа 1961-жили туғулған Рустәм исимлиқ оғул бар (у һазирқи күндә Россия Федерациясиниң Калининград вилайитидә яшайду). Галинаниң тәрҗимиһали вә иҗадий паалийити Кеңәш дәвридики зиялилар аилиси балилириниңкидин анчә пәриқлинип кәтмәйду. 1961–1971-жиллири у Алмута шәһиридики әң илғар ихтисаслаштурулған мәктәпләрниң биридә (№15 мәктәп) билим алиду. Мәзкүр билим дәргаһида инглиз тили чоңқур оқутулатти. Мәктәпни тамамлиғандин кейин Галина С.М.Киров намидики Қазақ дөләт университети (һазирқи Әл-Фараби намидики КазМУ) тарих факультетиниң ихтисаслаштурулған бөлүмигә оқушқа чүшиду. Бу йәрдә бир нәччә пән инглиз тилида оқутулатти. Алий оқуш орнини тамамлиғандин кейин Галина Султанқизи курсдиши Нурболат Масановқа турмушқа чиқиду. Униң кейинирәк қазақниң тонулған тарихчиси һәм җәмийәт әрбаби алғанлиғи көпчиликкә яхши мәлум. Г.С.Баратова кәспий паалийитини 1978–1984-жиллири Қазақ дөләт университети йенидики җәмийәтлик пәнләр оқутқучилириниң билимини мукәммәлләштүрүш институтида башлиди. 1984–1986-жиллири Алмута шәһәрлик “Знание” җәмийити тәшкилатида әмгәк қилди. Мошу йәрдин у 1986-жили йеңидин қурулған Қазақ ССР Пәнләр Академияси Уйғуршунаслиқ Институтиға ишқа йөткәлди. Галина Баратова тарих пәнлириниң намзити Гегель Меҗитоғли Исқақов рәһбәрлик қилған Уйғурларниң тарихи вә этнографияси бөлүмигә қобул қилинди. Мошу жиллири Гегель Исқақов өзи башқурған бөлүмгә М.И.Ерзин, Р.Д.Ходжаева охшаш чоң әвлат тарихчилири билән бирқатар, яш мутәхәссисләрни топлалиди. Ахирқисиға Галина Баратова охшаш яш, талантлиқ мутәхәссисләр вакаләтлик қилди. У Уйғуршунаслиқ институтида әмгәк қилип жүрүп, өзиниң намзатлиқ диссертациясини аяқлаштурди вә 1989-жили Ч.Вәлиханов намидики тарих, этнография вә археология Институтида уни муваппәқийәтлик қоғдиди. Галина Султанқизи “XIX-XX әсирдики Йәттису уйғурлириниң иҗтимаий-ихтисадий тарихи” намлиқ диссертациялик тәтқиқатини тарих пәнлириниң доктори Л.М.Әвезова рәһбәрлигидә язди, әнди уни қоғдашта профессор Х.А.Арғынбаев вә тарих пәнлириниң намзити В.А.Моисеев рәсмий оппонентлиридин болди. Намзатлиқ диссертация Г.С.Баратованиң кәспий һаятидики әң асасий әмгиги еди. Шуңғичә көплигән кеңәш тарихчилири Йәттису уйғурлириниң тарихи мәсилилири билән шуғуллинип кәлгән. Уларниң арисида тонулған уйғур алими Малик Кәбиров әң көп әмгәк қилған. Галина Султанқизи тәтқиқатиниң алаһидилиги шуниңдики, у әмгигидә уйғур аһалисиниң пәқәт иҗтимаий-ихтисадий тарихи мәсилилиригә мураҗиәт қилди. Тарих пәниниң тармақларға бөлүнүшигә мувапиқ тәтқиқат иҗтимаий тарихқа мунасип вә ихтисадий тарих салаһийитигә тәәллуқ мәсилиләрни көтәргән. Г.С.Баратованиң көплигән архив материалллирини илмий җәһәттин киргүзүши алаһидә әһмийәткә егә. Улар һазирқи күндиму өзиниң муһимлиғини, қәдир-қиммитини йоқатмиған. Г.С.Баратова Уйғуршунаслиқ институтида ишләп жүрүп пән намзити аталған дәсләпки алимларниң бири. Униңдин кейин Рисаләт Кәримова, Әкрәм Әнвәров вә мән Ленинградта диссертациямизни қоғдидуқ. Шу жиллири Москвада Султан Розибақиев вә Лейла Әлиеваға охшаш яш тәтқиқатчилар өзлириниң диссертацияси үстидә әмгәк қилған. Әпсус, улар намзатлиқ диссертациясиниң ахирини чиқармай, илим-пән саһасидин кетип қалди. Галина Баратованиң кәспий паалийити еғир 1990-жилларға тоғра кәлди. Кеңәш Иттипақиниң парчилиниши билән мәмликәт еғир ихтисадий боһран чаңгилида қалди. Шу жиллири Академиядә ишләйдиған хадимларниң айлиқ мааши АҚШ валютисида бари-йоқи 20 долларни тәшкил қилатти. Униң өзиниму айлап бәрмәтти. Шу жиллири көплигән талантлиқ яшлар җан беқиш койида Институтни ташлап кәтти. Иш орнида қалған хадимлар һәр қайсиси өзичә җан беқишқа тиришти. Икки қизни тәрбийиләватқан Галина үчүнму бу жиллар һәқиқәтәнму еғир болди. Әйтәвир, илгәрки йолдиши Нурболат Масановниң ярдими билән Галина қизлириға алий билим берәлиди. Өткән әсирниң тохсининчи жиллири пәқәт еғирчилиғи биләнла әстә қалғини йоқ, тәтқиқатчилар үчүн ечилған чәтәллик имканийәтләр нуқтәий нәзәридин қизиқарлиқму болди. Шу жиллири чәтәллик фондлар бөлгән көплигән грантлар илмий хадимларға яхши ярдәм болди. Тәтқиқатларни жүргүзүш вә чәтәлдә өткән конференцияләргә иштрак қилиш үчүн мәбләғ әйнә шулар тәрипидин төлинип турди. 1996-жили Германияниң Фридрих Эберт фонди бир топ алимлиримизниң Қазақстанда яшаватқан немис, корей вә уйғур охшаш аз санлиқ этник топларниң әһвали тоғрилиқ тәтқиқатлирини қоллап-қувәтлиди. Мәзкүр лайиһигә Г.С.Баратоваму қатнашти. У Алмута вилайитидә яшаватқан уйғур аһалиси арисида пикир сораш жүргүзүп, мәзкүр лайиһә бойичә умумий нәширгә киргән аналитикилиқ һесаватни түзди. Шу жиллири Г.С.Баратова иштрак қилған йәнә бир муһим лайиһә – Қазақстан тарихи бойичә йезилған дәрислик болди. 2001-жили Н.Масанов, Ж.Абылхожин, И.Ерофеева, А.Алексеенко, Г.Баратова охшаш бир топ қазақстанлиқ тарихчиларниң әмгиги түпәйли “Қазақстан тарихи: хәлиқләр вә мәдәнийәтләр” намлиқ оқуш қурали йоруқ көрди. Бу китапниң алаһидилиги шуниңдики, униңда Қазақстан территориясидә яшаватқан барлиқ этник топларға чоң диққәт ағдурулди. Мәзкүр китапта “Уйғур вә туңган диаспорилириниң шәкиллиниши” (219–229-бәтләр) бөлүми Г.С.Баратоваға тәәллуқ. 1990-жиллири Қазақстан алимлири билән ХХҖниң Шинҗаң-Уйғур автоном райони алимлири оттурисида қоюқ мунасивәт орнитилди. Икки дөләт оттурисидики келишимләр түпәйли ШУАРниң яш алимлири Қазақстанниң илмий-тәтқиқат институтлирида илмий тәҗрибидин өтүшкә башлиди. Өз новитидә бизниң алимларму уйғурларниң тарихий вәтини билән тонушуш имканийитигә егә болди. 1998-жили Г.С.Баратова уйғур вә қазақ алимлириниң тәркивидә ШУАРдики уйғур аһалисиниң һаятини, турмушини, мәдәнийитини вә тарихини оқуп-үгиниш мәхситидә Үрүмчи шәһиридә болуп қайтти. Галина Баратова Қазақстанда вә униң сиртида өткән хәлиқара әнҗуманларда Қазақстан уйғурлириниң тарихи бойичә пат-пат докладларни оқуп турди. Атап ейтқанда, 1997-жили Стамбулда өткән “ХХ әсирдики уйғурлар” хәлиқара конференциясидә Мәркизий Азиядики уйғурлар һәққидә доклад оқуса, 2001-жил йәнә шу шәһәрдә “Түрк дөләтлири мустәқиллигиниң 10 жиллиғи” намлиқ симпозиумға иштрак қилди. 2002-жили Г.С.Баратова шундақла Францияниң Бордо шәһиридә өткән Мәркизий Азия тәтқиқатчилири Европа уюшмисиниң VIII конференциясиниң қатнашқучиси болди. 2000-жили у АҚШ университетлириниң биридә бир жиллиқ стажировкидин өтүш үчүн АҚШ Дөләт департаментиниң Фулбрайт грантини утувалған. Әпсус, туюқсиз саламәтлигиниң начарлишиши түпәйли бу сәпәрдин баш тартишқа тоғра кәлди. Галина бир нәччә жил давамида еғир ағриққа қарши күрәшти. Бәхиткә қарши униңға ағриқтин қутулуш мүмкин болмиди... Г.С.Баратова Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги Шәриқшунас институти йенидики Уйғуршунаслиқ мәркизидә ишлигән жиллири уйғурларниң тарихи вә этнографияси бөлүминиң барлиқ илмий-тәтқиқат лайиһилириниң иҗрачилириниң бири болуп кәлди. У Йәттису уйғурлириниң иҗтимаий вә ихтисадий тарихи бойичә онлиған мақалиларни елан қилди. Алимә өзиниң кәспий паалийитидә қазақ тарихчилири билән қоюқ мунасивәттә болди. Мәсилән, у Қазақстан этнослири бойичә жуқурида аталған лайиһиләрдин ташқири Н.Е.Масанов вә Г.М.Исқақов билән бирликтә Шәрқий Түркстан уйғурлириниң келип чиқиши (этногенези) тоғрилиқ көләмлик мақалә язди. Шундақла уйғур этнографи Г.Исқақов билән биллә Йәттису уйғурлириниң егилик һаяти бойичә бир нәччә мақалиси елан қилинди. Г.С.Баратова өз кәспиниң жуқури квалификациялик мутәхәссиси болупла қалмай, өзиниң инсаний хисләтлири биләнму алаһидә пәриқлинәтти. У икки пәрзәндини җәмийәткә лайиқ инсанлардин қилип йетилдүрди. Инара вә Алия Масановалар әл-Фараби намидики Қазақ Миллий университетиниң әдлийә факультетини тамамлиди. Һазирқи күндә Инара гражданлиқ вә җинаий ишлар бойичә адвокат, Алия менеджмент саһасида хизмәт қиливатиду. Тәғдир тәққазисиға һеч нәрсә дегили болмайдекән. Галина Баратова кәспий паалийитидә алдиға қойған көплигән мәхсәтлиригә йетәлмәй кәтти. Униң диссертациялик әмгигини вә һәрхил журналларда вә топламларда елан қилинған мақалилирини китап қилип чиқириш бизниң қолумиздин келиду. Бу Қазақстан вә Мәркизий Азияниң башқиму дөләтлиридә яшаватқан уйғур қериндашлиримиз үчүнла әмәс, бәлки уйғуршунаслиқни буниңдин кейин тәрәққий әткүзүш үчүнму наһайити пайдилиқтур. Йәттису уйғурлириниң тарихи бойичә униң әмгәклирини нәшир қилиш – Галина Султанқизи Баратоваға көрситилгән әң жуқури һөрмәт вә ядикарлиқ болар еди. Әгәр һамийлар тепилғидәк болса, мән Галинаниң қизи Алия билән униң әмгәклирини нәширгә тәйярлашқа дайим тәйяр. Абләһәт КАМАЛОВ, тарих пәнлириниң доктори, профессор.

504 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы