• Әхбаратлар еқими
  • 01 Тамыз, 2019

Йәттә әлниң тилини бил, өз тилиң билән өмүр сүр

Уйғур хәлқиниң отжүрәк шаири, мәрипәтчи һәм җәмийәт әрбаби Абдуқадир Дамолламниң: – “... Бу заман ғәпләт вә бепарвалиқ замани әмәс, ойғиниш вә сәзгүрлүк замани; җаһиллиқ вә наданлиқ дәври әмәс, илим-мәрипәт дәвридур. Суслиқ вә бекарчилиқ вақти әмәс, тиришиш вә ғәйрәт қилиш вақти. Башқа милләтләр илим-мәрипәт сайисида, һавада учуп пәрваз қилип, су астида худди қуруқлуқта жүргәндәк әркин үзүшмәктә. Биз техи ғәпләт уйқусида ятмақтимиз. Уйқа – өлүмниң бурадири вә муқәддимисидур. Бу һаләттә дайим ухлимақ – йоқулуш вә өлүм йолидур! Һели һәм вақит һәм пурсәт бар” – дәп тәкитлигәндәк, биз XXI әсирдә яшаватсақму жуқарқи ейтилғанлардин анчила жирақ әмәсмиз. Биз, уйғурлар, аддий бир мәсилигә көңүл бөлмигәндәкмиз. “Өз тилини билмигән әл – әл болмайду” дәп әҗдатлар тәкитлигәндәк, тил һәмминиң беши әмәсму! Демәк, Абдуқадир Дамолламниң өз заманисида ейтқан ой-пикирлири өз әвзәлликлирини йоқатмиған. Әксичә, жуқури мәдәнийәт, жуқури тил мәдәнийити әҗдатларниң қенидин бизгә йәткәнлиги түпәйли қәдир-қиммити техиму ашмақта. Тил – пүткүл хәлиққә ортақ, интайин бебаһа, мәдәний қәдрийәт, мәнивий ғәзнә. Ана тилини тәңситмәслик, өз миллитиниң қәдрийәтлирини тәңситмәслик, миллий алаһидиликләрниң қәдир-қиммитини билмәслик, миллий мәдәнийитидин безип, башқа мәдәнийәткә чоқунуп кетиш – нәқ мәдәнийәтсизлик-сатқунлуқниң ярқин ипадисидур. Тил – милләт мәдәнийитиниң асасидур. Шундақла у миллий роһанийәтниң қоймиси, ғәзнилик сарийи. Шу сәвәптинму милләтниң әң асасий хислити балиниң бойиға нәқ ана тилида тәрбийә һәм билим бериш арқилиқла дарийду. Ана тилидин аҗрап, өз миллитидин нәп алмиған әвлат, томурсиз қамқақ охшаш шамал нәгә һайдиса, шу тәрәпкә кетивериду. Тилидин айрилиш өз жутидин, келип чиқишидин вәтинидин мәһрум қилиду. Чүнки ундақ адәмдә миллитиниң бар әвзәлликлирини бойиға тартип, сиңирип олтиридиған қантомури охшаш тилтомури болмайду. Һәтта мал-варан, учар қанатларму өз шеригигә өзичә үн чиқирип сөзләшкәндәк болиду. Йәни өз тилида сөзлишип, әвлат яритип һаятини сағлам давамлаштуриду. Қой мәрәйду, илқа кишнәйду, бөрә һувлайду, булбул сайрайду, тоху қақақлайду, ишт һавшийду, мөшүк миявлайду...Мөригән илқини, кишнигән қойни қақахлиған булбулни, миявлиған иштни көрдуқму? Яқ, һеч қачан көрмидуқ һәм аңлимидуқ. Әгәр көргән йә аңлиған һаләттиму уни тәбиәтниң бир хаталиғи, дәп җориған болар едуқ. Адәм балисиниң һәммини билип туруп хаталиқ әвәтиши өз тили билән мәдәнийитидин ваз кечиши һамақәтликниң ақивитидур. Жуқуридики һайванларниң һәммиси бир-бири билән өзлирини тапқан ата-анилириниң, уларниң дунияға әкәлгән әркиги билән урғачисиниң тәбиәт яратқан тәбиий үнидә үн қетишип, өз «тилида» муңдишип сирдишиду. Әнди Алла-таала уларниң барлиғидин артуқ етип яратқан аң-сәвийәлик адәм балиси болса әсирләр җәриянида тәрәққий етип, қелиплашқан өз миллитиниң, ата-бовилири, ата-анисидин дариған ана тилини унтуп, уни оқуп-үгинишни номус көрүши – биз үчүн қанчелик еғир паҗиә. Мошуниң өзи уйғурумниң бүгүнки һәсрити әмәсму! Әслидә тил дегинимиз – шу тилда яритилған әдәбият, мәдәнийәт, сәнъәт, миллий әнъәнилиримиз. Ана тилида сөзлишидиған милләт – һәр дайим тәрәққий етиш үстидә болидиған җанлиқ организмдур. Инсанниң қайси йери ағриса, җени шу йәрдә болғинидәк, тилимизни бузидиған һәр қандақ тосалғулуқ билән әхләтләрдин тез қутулмисақ, чаплашқан ағриқ аста-аста томур йейип, барлиқ әзайимизни аҗизлашутуруп, пүтүнләй бир милләтни кардин чиқириши жирақ әмәс... Исми аләмгә мәшһур авар язғучиси Расул Гамзатовниң «Әгәр тилим әтә йоқилип кетиш ховупи туғулса, мән бүгүнла өлүшкә тәйяр” дегән мисралири тәсадипи барлиққа кәлмигән. Шундақ екән, бойимизға ана сүти билән киргән ана тилимизни асрап, сақлайли. Башқичә ейтқанда, милләт өзәң болсаң, тилиң җениң. Бу иккисини бир-биридин айриветиш – һамақәтлик. Мирзәхмәт ҖӘМИЕВ. Уйғур наһийәси.

424 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы