• Әхбаратлар еқими
  • 03 Наурыз, 2021

Адаләтлик җәмийәт вә нәтиҗидарлиқ дөләт

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң бәшинчи мәҗлисигә қатнашти.
«Хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» концепциясини әмәлгә ашурушта муһим қуралға айланған Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңиши (МҖИК) буниңдин бир йерим жил илгири қурулған еди. Мошу вақит җәриянида Миллий кеңәш мәйданида Қазақстанни турақлиқ тәрәққий әткүзүш вә системилиқ йеңилаш үчүн чоң әһмийәткә егә болған мәсилиләр көтирилип, өз йешимини тапти.
– Бүгүнки күнгә қәдәр Миллий кеңәшниң тәкливи бойичә 13 қанун қобул қилинди. Йәнә 9 қанун лайиһиси тәйярлиниватиду. Һәммигә мәлумки, қанун чиқириш – бу җавапкәрлик вә мурәккәп җәриян. Мошу нуқтәий нәзәрдин елип қариғанда, кеңәш әзалири чоң ишни әмәлгә ашуруватиду. Миллий кеңәш өз паалийитини консультатив-мәслиһәт оргини сүпитидә башлиған еди. Әнди бүгүн болса, йеңи ислаһатларни тәклип қиливатқан муһим қурулум болди, – дәп билдүрди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев МҖИК әзалириға актив вә конструктив иши үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. Президент мәҗлистә шундақла атақлиқ журналист, МҖИК әзаси Михаил Дорофеевниң вапат болуши мунасивити билән йәнә бир қетим тәзийә билдүрүп, униң вапатиниң чоң җудалиқ болғанлиғини қәйт қилди.
– Һазирқи мурәккәп шараитта биз Мәмликәтни йеңилаш стратегиясини изчил әмәлгә ашуруватимиз, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев өз докладиниң асасий қисмиға өтүп.
Дөләт рәһбири биринчи новәттә ихтисат вә турушлуқ өй қурулуши саһалиридики сәясәтни мукәммәлләштүрүш мәсилилиригә тохталди.
Президентниң тәкитлишичә, Қазақстанда турушлуқ өйгә егә болуш имканийитини ашуруш үчүн миқияслиқ чариләр көрүлүватиду. Җүмлидин дөләт өз гражданлириға топланған пенсия пулиниң бир қисмини турушлуқ өй шараитини яхшилаш үчүн пайдилиниш имканийитини берип, мисли көрүлмигән ишни әмәлгә ашурди. Тәшәббусни әмәлгә ашурушниң башланғиниға бари-йоқи бир ай болсиму, миңлиған адәм узақтин күткән өйни сетивалди, ипотека бойичә қәризини төләвалди, несийә бойичә төләмлирини азайтти.
Шуниң билән биллә, Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәкитлишичә, турушлуқ өй мәсилиси қазақстанлиқлар үчүн илгәркидәкла актуаллиққа егә. Өткән жили турушлуқ өй қурулуши сүръитиниң 11,2 пайиз өскәнлигигә қаримай, йеңи қурулушларниң нурғун қисми (40 пайизи) үч шәһәргә – Нур-Султан, Алмута вә Чимкәнткә – тоғра келиватиду. Буниңда униң баһаси наһайити жуқури пети қалмақта.
– Январьда Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисидә мән турушлуқ өй сәяситини мукәммәлләштүрүш бойичә йеңи тәклипләрни ишләп чиқишни тапшурдум. Һөкүмәт хелә нәтиҗидарлиқ тәклипләрни оттуриға қойди. Умумән, мән уларни қоллап-қувәтләймән. Амма базарниң өз қаидилири бар.
Ениқ ихтисадий амиллар түпәйли қурулуш компаниялири һазир әрзән өй селишқа мәнпийәтдар әмәс.
Шуңлашқа әрзән вә сүпәтлик өй селишни җанландуруш үчүн қурулуш компаниялири билән офтейк-шәртнамиларни, йәни алдин-ала сетивелиш-сетиш шәртнамилирини түзүш зөрүр. Шуларға мувапиқ турушлуқ өй «Нұрлы жер» программисида бәлгүләнгән баһада сетивелиниду. Мундақ яндишиш синақ лайиһилири даирисидә илгири қоллинилған еди. Әнди уни пүткүл мәмликәт бойичә әмәлгә ашуруш зөрүр, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Айрим муһим вәзипә – йезида өй селиш. Бу йөнилиштики ишта дөләт толуқ ярдәм көрситиши керәк, чүнки Қазақстан йезилириниң тәрәққий етиши, ихтисадий активлиқниң ашурулуши, у йәргә тәләп қилиниватқан мутәхәссисләрни – дохтурларниң, муәллимләрниң, ветеринарларниң җәлип қилиниши көп җәһәттин нәқ шуниңға бағлиқ. Әйнә шу йосунда Президент мундақ тәклипни оттуриға қойди: әгәр тиҗарәтчи йезида өз хадимлири үчүн өй салса, у чағда дөләт қурулуш баһасиниң 50 пайизини қайтуриду. Һөкүмәткә бу яндишишни мошу жилниң иккинчи йеримидин тартип җарий қилиш тапшурулди.
Дөләт рәһбири регионларни тәңпуң тәрәққий әткүзүш мәсилисигиму тохталди. У регионлар иқтидарини ашуруш үчүн иҗтимаий-тиҗарәтчилик корпорациялириниң (ИТК) қурулғанлиғини әслитип өтти вә уларниң ишини өзгәртип, толуқ мәзмунлуқ институтларға өзгәртиш вақтиниң кәлгәнлигини билдүрди. ИТК паалийити очуқ вә назарәт астида болуши керәк. Миллий ихтисат министрлиги уларниң ишини уйғунлаштуруш бойичә вакалитини күчәйтиши зөрүр.
Президент билим бериш саһасини тәрәққий әткүзүш мәсилисиниму көтәрди. 
– Билим бериш системисида әхбарат-коммуникациялик технологияниң роли алаһидә. Бу болупму пандемия вақтида ениқ байқалди. Мобайл операторларниң «Билим» тарифи карантин вақтида дистанциялик оқутушқа йол ачти. Шуниң нәтиҗисидә Қазақстанниң 600 билим бериш ресурсини чәксиз пайдилиниш мүмкинчилиги пәйда болди. Бу қәдәм оқуғучиларниң оттурисидики тәңсизликни азайтишқа сезиләрлик тәсир йәткүзди. Дистанциялик билим беришни тәрәққий әткүзүшниң мошу усулини тохтатмай, давамлаштуруш керәк, дәп һесаплаймән, – деди Дөләт рәһбири.
Президент шундақла педагогика вә медицина кадрлирини тәйярлашниң әһмийәткә егә екәнлигигә тохтилип өтти.
Йәнә бир муһим йөнилиш – инклюзив җәмийәтлик муһитни шәкилләндүрүш.
– Илғар вә иҗтимаий җавапкәр дөләтләр үчүн накалиғи бар шәхсләрни системилиқ қоллап-қувәтләш характерлиқтур. Биз бу йөнилиштики ишни турақлиқ асаста яхшилишимиз зөрүр, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла саламәтликни сақлаш, әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрликлириниң әхбарат системилирини бирләштүрүш бойичә ишни чапсанлитип, пәқәт медицина мәһкимисигә мураҗиәт қилиш арқилиқ накалиқни бәлгүләш җәриянини аддийлаштурушни тапшурди. Бу лайиһә синақ тәртивидә бийил 1-июльдин тартип башлиниши керәк. Әнди 2022-жилиниң 1-январидин толуқ җарий қилиниду.
Шундақла накалиғи бар шәхсләргә турушлуқ өй объектлириға, иҗтимаий вә транспорт инфрақурулумиға йетивелишни тәминләш мәсилисиму актуаллиққа егә. Шуниңға бағлиқ Дөләт рәһбири имканийити чәкләнгән шәхсләрниң тәләп қилинған объектларға «босуғидин босуғиғичә» принципи бойичә тосалғусиз йетивелишини тәминләш үчүн дәрһал әмәлий нормативлиқ һоқуқ һөҗҗәтлирини қобул қилиш керәклигини тәкитлиди.
Йәнә бир муһим мәсилә – инсан һоқуқини қоғдаш.
Бу йосунда Президент биринчи новәттә әмгәк бехәтәрлиги мәсилисигә тохталди. Шуниңға бағлиқ Һөкүмәт, иш бәргүчиләр вәкиллири вә кәспий иттипақлар билән бирликтә Қазақстанда әмгәк бехәтәрлигини тәминләш бойичә 2025-жилғичә бәлгүләнгән Иш-һәрикәтләр планини ишләп чиқишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди.
– Мәмликитимиздә илғар хәлиқара үлгиләр инсан һоқуқини һимайә қилишниң барлиқ саһасиға тарқилиши керәк, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири өсүватқан әвлат саламәтлигини сақлаш, балилар билән яшларни «иҗтимаий ағриқлардин» қоғдаш мәсилисигиму тохталди. Президент болупму оюн хумарлиғи охшаш зиянлиқ адәткә қарши күришишниң зөрүр екәнлигигә алаһидә диққәт ағдурди. Балағәт йешиға йәтмигәнләрни қимар оюнлириға җәлип қилғанлиғи яки қоюп бәргәнлиги үчүн юридик шәхсләргә мунасивәтлик уларниң лицензиясиниң күчини тохтатқичә мәмурий җавапкәрликни җарий қилиш тәклип қилинди.
Аялларға мунасивәтлик турмуштики зорлуқ-зомбилиқ кәскин иҗтимаий проблема болуп һесаплиниду.
– Һәр жили мәмликитимиздә аялларға қарши 2,5 миң җинайәт тиркилиду, өлүмгә елип кәлгән әһвалларму бар. Дөләт органлири вә һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң бирлишип күч чиқириши арқилиқла мошу пишип йетилгән проблемини биртәрәп қилишқа болиду. Буниңда Ички ишлар министрлигиниң аяллар билән балиларни зорлуқ-зомбилиқтин қоғдаш бойичә 1999-жили қурулған мәхсус бөлүнмилиригә асасий роль тәәллуқтур. Улар полицияниң гражданлиқ аһали билән өзара һәрикәт қилишиниң нәтиҗидарлиқ тәркивий қисми болуши керәк. Амма өз вақтида уларниң штат саниниң, йәнә келип, турмуштики зорлуқ-зомбилиқ әң көп тиркәлгән регионларда, йерими дегидәк қисқартилған еди. Ички ишлар министрлигигә мүмкинқәдәр аяллар билән балиларни зорлуқ-зомбилиқтин қоғдаш бойичә мәхсус бөлүнмиләр штатини әслигә кәлтүрүшни тапшуримән, – деди Президент.
Дөләт рәһбири сәясий ислаһатларни изчил әмәлгә ашурушқа алаһидә әһмийәт бериду. Бу саһада Қазақстанни йеңилаш давамлишиватиду вә униң асасий мәхсити – мәмликәтни күчәйтиш, гражданларниң турмуш сүпитини вә паравәнлигини ашуруш.
Йәрлик өзини өзи башқурушни тәрәққий әткүзүшниң йеңи концепциясини ишләп чиқиш даирисидә тегишлик қанун лайиһисини тәйярлаш тапшурулди. Бийил поселоклар, йезилар вә йеза округлири һакимлириниң уттур сайлими өтиду.
– Бу мәмликәтниң иҗтимаий-сәясий һаятидики муһим вақиә. Сайлам тоғрилиқ қанунға киргүзүлидиған барлиқ өзгиришләр билән қошумчилар ишлиниватиду. Йеқинқи вақитта тегишлик қанун қобул қилиниду. Пәқәт шу чағдила поселоклар, йезилар вә йеза округлири һакимлириниң уттур сайлими үчүн зөрүр болған барлиқ нормативлиқ-һоқуқ базиси толуқ шәкиллиниду, дәп ейтишқа болиду. Бирақ биз буниң биләнла чәклинип қалмаймиз. Новәттики муһим қәдәм – наһийә һакимлириниң уттур сайлими. Бу сайлам 2024-жили өтүши керәк, дәп һесаплаймән. Мәзкүр тәшәббусниң мәмликәтни демократияләштүрүшкә вә йәрлик башқуруш институтини күчәйтишкә чоң һәссә қошидиғанлиғиға ишинимән. Ахирқи һесапта, наһийәләрдә сайламниң өткүзүлүши хәлиқ һакимийитиниң ярқин көрүнүши болиду, – деди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла қош гражданлиқ үчүн җавапкәрликниң күчәйтилишиниң мүмкин екәнлиги тоғрилиқ гәп қилди. Президент Һөкүмәттин вә Дөләт хизмити ишлири бойичә агентлиқтин қош гражданлиққа егә болғанлиғи ениқланған әһвалда дөләт хизмәтчилирини, квазидөләт тәшкилатлириниң рәһбәрлирини лавазимидин бошитиш тоғрилиқ илгири бәргән тапшурма бойичә әмәлгә ашурулған ишлар нәтиҗилири һәққидә доклад қилишни тәләп қилди.
Дөләт рәһбири МҖИК мәҗлисидә йәр мәсилисиниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини тәкитләп, Қазақстан йериниң чәтәлликләргә сетилмайдиғанлиғи тоғрилиқ буниңғичә бирнәччә қетим билдүргәнлигини әслитип өтти.
Қасым-Жомарт Тоқаев докладиниң ахирида Миллий кеңәш әзалириға мураҗиәт қилип, дөләт вә җәмийәт оттурисида нәтиҗидарлиқ алақини вуҗутқа кәлтүрүшниң вә түрлүк иҗтимаий топлар, лидерлар оттурисида конструктив диалог орнитишниң МҖИКниң муһим вәзипилириниң бири екәнлигини тәкитлиди.
Президент Миллий кеңәш әзалирини уйғун иҗтимаий муһитниң шәкиллинишигә, цивилизациялик диалог нормилириниң чоңқур орун елишиға ярдәмлишишкә чақирди.
Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң мәҗлисидә шундақла Дөләт рәһбириниң ярдәмчиси вә МҖИК кативи Ерлан Қарин, МҖИКниң сәясий йеңилаш бойичә иш топиниң рәһбири Марат Шибутов, Ихтисадий сәясәт институтиниң мудири Қайирбек Арыстанбеков, МҖИКниң иҗтимаий йеңилаш бойичә иш топиниң вәкили Эмин Аскеров, мәдәний-роһий йеңилаш бойичә иш топиниң вәкили Максим Рожин сөзгә чиқти.
Миллий кеңәш мәҗлисидә ейтилған тәклипләр билән тәвсийәләр Парламент вә Һөкүмәт дәриҗисидә қарилиду. Уларниң көпчилиги нормативлиқ һоқуқ һөҗҗәтлиридә әкис етилиду. 
 

480 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы