• Әхбаратлар еқими
  • 10 Наурыз, 2021

Хатирҗәмлик уютқуси

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Мәлумки, икки жилдин буян «Уйғур авази» гезити муштирилириниң санини көпәйтиш мәхситидә редакция йенида қурулған мәхсус штабниң рәиси, «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпировниң рәһбәрлигидики топ йеза-йезиларни арилап, муштири топлаш кампаниясигә алақиси бар адәмләр билән учрашти. Ушбу җанкөйәрлиримизниң бебаһа әмгиги түпәйли гезит муштирилириниң сани хелила көпәйди. Шундақ учришишларниң бири Әмгәкчиқазақ наһийәси Йеңишәр йезисида өтти. Йезидики штабниң рәиси Мерванәм Худайқуловаға телефон қиливедуқ, у бизни йезиниң мәркизидики Муһәммәт пәйғәмбәр намидики мечитта күтидиғанлиғини ейтти. 
– Бәш жил болди, мечитниң тазилиқ ишлирини рәтләп, һойла-арамдики гүлләр билән өсүмлүкләргә қараймән. Әйтәвир, жутум аман болсун! Жутдашлирим аман болсун! Жут үчүн «күндүзни – йоруқ, кечини – қараңғу» демәй меңишқа мән тәйяр! – деди бизни хушчирай қарши алған Мерванәм һәдә.
Жутиниң «отидин кирип, сүйидин чиқиватқан» Мерванәм Худайқулова кәлгән меһманларни мечитниң мәхсус бөлүмигә тәклип қилип, андин йезидики муштири топлаш кампаниясиниң кетип бериши билән тонуштурди. Штаб әзалириниң пикир вә тәклиплирини зәң қоюп тиңшиған у «Әнсиримәңлар, мениң жутдашлирим гезитқа бир кишидәк йезилиду» деди. Демисиму, Йеңишәр йезисиниң жигитбеши Қурванҗан Азнибақиев, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Мерванәм Худайқулова, униң орунбасарлири Райя Жунусбекова, Кабирәм Әршидинова вә башқиму активистларниң күч чиқириши билән бийил Йеңишәрдә муштирилар сани хелила көпәйди. 
«Яхшиниң яшлиғини ейт, қәдри ашсун» дәйду хәлиқ даналиғи. Өзигә жүкләнгән вәзипини аброй билән атқуруп, йезисиниң тәрәққияти үчүн әмгәк қиливатқан һәдимиз – Мерванәм Худайқулова 1954-жили Өрнәк йезисида он бир балилиқ чоң аилидә туғулди. Башланғуч синипни Өрнәктә, сәккизжиллиқни Әмгәк йезисида оқуди. У жиллири бу йезиларда оттура мәктәп болмиғанлиқтин, икки жутниң балилири Йеңишәрдики интернатта туруп, билим алатти. Йеңишәр – Мерванәм һәдиниң ата-бовисиниң туғулған жути болуп, әҗдатлириниң һекайилиридин кейин қиз йезини бөләкчила яхши көрүп қалған еди. У башқа балилар охшаш оқушни халатти. Бирақ чапсанирақ йетилип, ата-анисиға ярдәм қилишни тоғра көрди. Бирәр кәсип егиләп чиқиш мәхситидә Алмута шәһиридики тоқумичиларни тәйярлайдиған училищеда оқуди. Андин икки жил тоқумичилар фабрикисида ишләп, аилисигә ярдәм қилди. 
Чоңларниң ейтишичә, адәм бир нәрсини арман қилип, Алладин чин дилидин сориса, армини чоқум орунлиниду, дәйдекән. Һазир Мерванәм һәдә, балилиғида арман қилғинидәк, ата-бовисиниң жутида яшаватиду. Чүнки, у 22 йешида йеңишәрлик Қәмирдин Худайқулов дегән жигиткә турмушқа чиқти. Бир алаһидилиги, Қәмирдин ака Мерванәм һәдигә охшаш интайин кичик пейил, ишләмчан вә меһмандост болуп чиқти. Әр-аял иккилиси совхозда ишлиди. Тиришип жүрүп, чоң өй салди. Рустәм, Руслан, Аблеким вә Абдурешит исимлиқ пәрзәнтләрни сөйди. Әпсус, һаят бир еқимда өтүватқан күнләрниң биридә күтүлмигән йәрдин Мерванәм һәдиниң йолдиши аләмдин өтти. Қийин болсиму, кичигидин һаятниң иссиқ-соғида чиниққан у тәғдирниң бу қийинчилиғиға бәрдашлиқ берәлиди. У келәчәккә дегән ишәнчисини һеч йоқатмиди. Өзи тәнһа балилирини чоң қилип, заман тәливигә лайиқ тәрбийиләп, қатарға қошти. Уларни җәмийәткә лайиқ инсанлардин қилип тәрбийилиди. Әпсус, Мерванәм һәдә йолдишидин кейин оғуллириниң биридин айрилип қалди. Ана үчүн буниңдин артуқ азап болмиса керәк, әлвәттә. Мерванәм һәдигә қалған балилириниң аманчилиғини тиләп, ирадилик болушқа тоғра кәлди. У ирадисини муштумиға түгүп, пәрзәнтлиригә тирәк болушни билди. Жут ишлирини давамлаштурушқиму яриди. 
Мерванәм Худайқулова аллиқачан һөрмәтлик дәм елишқа чиқсиму, бойидики әмгәккә майиллиғи билән һели күнгичә бекар олтарған әмәс. Йезида һәрхил саһаларда ишлиди. Мана һазирму мечитниң әтрапини, һойла вә гүлзарлиқлирини өзи күтүватиду. 13 жилдин бери Йеңишәр ханим-қизлар кеңишиниң тәркивидә барлиқ җәмийәтлик ишларға арилишип келиду. Кеңәшниң бурунқи рәислири Турсунқиз Сайитова, Хелипәм Максимова, Сархан Имамзарова, Анилар кеңишиниң рәислири Ризвангүл Музрәпова, Хатәм Әршидинова, йезиниң жигитбеши Қурванҗан Азнибақиев, «Йеңишәр» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Реһимҗан Ибдиминов билән миллий урпи-адәтлиримизни сақлап, тәрәққий әткүзүш йолида аянмай әмгәк қиливатиду, жут ичидики инақлиқ вә җәмийәтлик тәртипни мустәһкәмләшкә төһпә қошуватиду. Йезиниң инавәтлик аниси ретидә йеңишәрлик ини-сиңиллири билән пәрзәнтлиригә анилиқ йол-йоруғини көрситип кәлмәктә. 

СҮРӘТТӘ: Мерванәм Худайқулова нәврилири билән.

Әмгәкчиқазақ наһийәси. 

382 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы