• Әхбаратлар еқими
  • 10 Наурыз, 2021

Тинтиш яки Тарихтин қалған ялдама

Архив материаллири. Немишкиду, уларниң биз көп вақитта ерәң қилмайдиған айрим хусусийәтлири бар. Тилсим өмүрниң һәрхил хәвәрлирини йәткүзүп турғандәк, әҗайип һиссиятларни һәдийә қилидиғини өз алдиға, болупму жиллар, һәтта әсирләр өтсиму, тарихниң муһим дәқиқилиридин дерәк беридиған бебаһа һөҗҗәтләрни йейип ташлайду. 
«Абайниң тәрҗимиһалини тәтқиқ қилип, толуқтуруп йезиш иши һелиғичә аяқлашмиди. Алаһидә көңүл бөлүп, кейинки тәтқиқатчилар ядиға салидиған әһвал, у шаир һәққидә рус тилида сақланған һөҗҗәтләр тоғрилиқ. Ениғирақ ейтсақ, Абайниң тәрҗимиһалини оқуған адәмниң һәммисигә мәлум нәрсә, униң падиша җанаплири билән, униң хизмәтчилири билән идариләрдә өткән нурғун учришишлири тоғрилиқ болиду. Крестьян башлиғи, уезд рәһбири жандарал, округ соти, Омсктики корпус (генерал-губернатор) идарилириниң барлиғиниң архивлирида Абай һәққидә һазирму нурғунлиған йеңилиқларни тепишқа болидиғандәк» дәп өз вақтида дурус йөнилиш бәргән Мухтар Әвезов еди.
 Шуниң бири – Абайниң вапат болушидин бирәр жил илгири шаирниң авулиға Шәмәй уезд башлиғиниң өзи башлап кәлгән қураллиқ топ қоршап туруп, өйини вә униң әтрапини тинтиш вақиәси болуп һесаплиниду. Тобықты елиниң ичидә ривайәт сүпитидә тарап кәткән мошу бир ғәлити вақиәни бир Абайниң замандашлириниң әслимиси сүпитидә нәширгә 1940-жил дәсләп чиқарған абайшунаслиқ илиминиң асасини салғучи, заманимизниң көрнәклик язғучиси Мухтар Омарханулы Әвезов болди.
 Абайниң тәрҗимиһали М.Әвезов тәрипидин төрт қетим түп-асаслиқ йезилип, һәрбир варианти нурғунлиған тиң мәлуматлар билән толуқтурулуп, айрим сахта мәлуматлардин тазилинип турған. Бу вариантлар ичидә Абай тәрҗимиһалиниң 1940-жилдики иккинчи вариантиниң орни бөләкчә. Уни қайта толуқтуруп, һөҗҗәтләр билән бейитиш арқилиқ «Абай» романиниң дәсләпки китавини йезиш - М.Әвезов үчүн тәсадипилиқ әмәс еди. 
 Маһийити көп мәлуматлар орун алған шаирниң 1940-жили латин һәрипидә йоруқ көргән икки томлуқ әсәрлириниң иккинчи томида «Абай тоғрилиқ Мадияр, Қатпа, Әрхам вә башқиларниң ейтқан һекайилири» дегән М.Әвезовниң язғини бесилған екән. Шуниң бир йеридә улуқ шаирниң «язмичә алақиси бар сәясий ишәшсиз адәммекин» дегән гуман билән 1902-жили тинтилип, Абай намиға йезилған намәлум бир адәмниң хети издәштүрүлгини һәққидә гәп болиду.
 Тинтилған өйидин һәм Абай өзидин тепилмиғандин кейин шу бир хәтни аяли Еркежан өз янчуғидин чиқирип, уезд башлиғиға бәргән екән. Амма әслимидә хәтниң ениқ мәзмуни яки униңдин кейин пәйда болған зәрдаплар тоғрилиқ һечнәрсә ейтилмайду.
 Әлвәттә, әслиминиң нами — әслимә. Униң артуқ йәрлириму һәм камчилиқлириму болиду. Мана бу камчилиқ — 1950-жили Қазақ ССР Мәркизий дөләт архивиниң хадими Ф.Киреев тапқан һөҗҗәтләр бирқатар толуқтурулди (Қазақ ССР Мәркизий архиви, фонд-15, тизма-2, иш-339). Архив һөҗҗәтлири асасида улуқ шаирниң бешидин өткән шу күтүлмигән кәчмишләр тоғрилиқ дәсләпки кәң мәлуматлиқ мақалә йоруқ көрди (Альманах «Қазақстан» 1950-ж. №2).
 Архив қоймисида сақланған көләми 300 бәтлик мошу ишниң ичидики һөҗҗәтләр мәзмуниға чөксәк, ХХ әсирниң бешида қазақ елини алиқинида тутуш үчүн, уни башқуруш системисидики падиша һакимийити йеңи қаидиләрни жарий қилған. Униң бир учи диний мәһкимиләр билән мәктәпләрни өз ичигә алған. Шу вақиттики Ақмола, Қизилжар, Көкчетав, Кереку өлкилиридә мечитлар йепилип, моллиларниң мусулман дининиң қануни – шәриәт йоли билән хизмәт қилиши мәнъий қилинишқа башлиған. Мошундақ һәрикәтләр шу пәйтләрдә хәлиқ арисида ғулғулиларни пәйда қилип, жирақтики Омск вә Петербургқичә әризә-шикайәтләр көпәйгән.
 Ички ишлар министрлигидин башлап, дала губернатори, уезд башлиқлириғичә охшаш һәрхил дәриҗидики әмәлдарлар хәлиқ ичидики мошундақ наразилиққа наһайити жиддий риайә қилатти. Қарши пикир ейтқучиларни тәқипләп, дәрһал қаттиқ җазалатти.
 Архив материаллириға асаслансақ, улуқ шаирниң өйини тинтиш 1903-жили әтиязда жүргүзүлгән. Шаирниң һаятидин хәвәрдар болған Тобықты елиниң мөтивәрлири М.Әвезовқа ейтип бәргән һекайилиридә пәқәт бир жилға хаталишип қалған. Шаирниң һаятидики мошу бир ғәлити вақиә 1903-жили 8-апрельда Ақмола вилайити һәрбий губернаториниң Шәмәй вилайити губернаториға бәргән төвәндикидәк телеграммиси билән башлиниду: «Қосшығуловтин почта қолхети тепилди. У 1902-жили 6-июньда Батовскидики Садуақас Шормановқа, Зайсандики Кеншиновқа, 1903-жили 7-мартта Шәмәйдики Қунанбаевқа хәт әвәтипту. Тинтиш жүргүзүш керәк. 
 Романов, Ақмола вилайитиниң генерал-губернатори, генерал-майор» (Қазақстан Җумһурийитиниң Мәркизий архиви, фонд-369, тизма-871, 35-бәт)
Һәр тәрәпкә хәт йезип, полицияни һәләйкүмгә салған Қосшығулов дегән ким? Абайға язған хети барму? Бар болса, униңда немә һәққидә йезилған? Бу вақиә қандақ аяқлашти? Раст, архив тегидә бир әсирдин ошуқ вақит ятқан мошу һөҗҗәтләрниң мәзмуни әтрапида кейинки әллик жил давамида Абай һаятини тәтқиқ қилғучилар, айрим тарихчилар анчә-мунчә пикирләр ейтип жүрди. 
Әлвәттә, Абай дәврини, униң һаяти вә әсәрлирини тәтқиқ қилишта алаһидә орун егиләйдиған бу һөҗҗәтләрни шаирниң туғулғининиң 175 жиллиғи дағ-дуғилиқ нишанлинип өткән пәйттә йәнә бир қетим оқурмәнләргә тәвсийә қилишни тоғра көрдуқ.
 Архив һөҗҗәтлиригә қарисақ, қазақ хәлқиниң тирикчилиги вә тәғдиригә мунасивити бар қийин заманда хәлиқниң һөрмитигә егә шәхс дәп Шәмәйдики Абайға почта арқилиқ хәт йоллиған адәм – Көкчетав мечити йенидики интернат муәллими Шәймерден Қосшығулов екән. Шундақ қилип, у падиша җасуслириниң көзигә чүшкән. Полиция Көкчетав мечити йенидики интернаттин, униң шагиртлири қолидин гектографқа бесилған, әрәпчә йезилған йүздин ошуқ китапчини тепивалған. Мошундақ тинтиш давамида Қосшығуловниң янчуғидин Шәмәй губерниясидә туридиған Абай намиға йолланған хәтниң бир қисми чиққан. Полиция униңға дәрһал көңүл бөлүп, «хәтниң һакимийәткә қарши тәрәплири барму?» дегән гуман билән униң ахириға йетиш үчүн тез һәрикәт қилишқа башлиған. Мошуниңға мунасивәтлик Көкчетав мечитиниң баш моллиси Наурызбай Таласов билән униң ярдәмчиси Қосшығулов қамаққа елинип, үстидин җинаий иш қозғалған. Улуқ шаир исминиң полиция тизимиға илинип, тинтишқа дучар болғини мошу Қосшығуловниң ишиға мунасивәтлик еди. 
 Көкчетав моллиси Н.Таласов билән мечит йенидики интернат муәллими Ш.Қосшығулов вә башқиму бийләр, моллилар Россияниң мустәмликә сәяситигә қарши азатлиқ, демократиялик авазни бирпүтүн қазақ елини өз ичигә алидиған тәшкилат қуруп, уни муфтиға беқиндүрүш һәрикитини башлиған. Униң тәсирини, даирисини кәңәйтиш үчүн улар Абай Қунанбаев охшаш қазақлар арисидики һөрмәтлик шәхсләргә таянған. Падиша һакимийити әйнә шу Петербургтин тартип, Абай авулиғичә җасуслар ишини җанландуруп, ахири 1903-жили апрельда Шәмәй уези башлиғиниң рәһбәрлигидә кәлгән қураллиқ топ шаир авулини қоршавелип, Абайниң өзини, балилириниң һәммисини сораққа алиду. Шәмәй уезиниң башлиғиниң Абай (Ибрагим) Қунанбаевниң өйидә язған қарариниң қазақчиға тәрҗимә қилинған нусхиси төвәндикидәк: «1903-жили, 23-апрель. Мән, Шәмәй йезисиниң башлиғи Навроцкий, Шәмәй вилайити һәрбий губернаториниң 1903-жили 18-апрельдики №111 тапшурмисини орунлап, Чиңғиз болуслуғиниң қазиғи Ибрагим Қунанбаевниң авулиға кәлдим. Губернатор җанаплириниң жуқуридики тапшурмисиға мувапиқ, Қунанбаевниң шу пәйттә өйидә болған балилири Мағауия вә Турағулдин тепилған хәт-хәвәрләрни таптим вә уларни Чиңғиз болуслуғиниң болуси Рыздықбай Қудайбердин билән уезд башқармисиниң иш жүргүзгүчиси Оспанов охшаш гувачиларниң көзичә мәхсус қачиға селип, Шәмәй уези башқармиси билән Чиңғиз болуслуғиниң мөри билән бәкиттим вә қачидики хәт-хәвәрләр билән һәрбий генерал-губернатор җанаплириға тапшурушни қарар қилдим.

Ибрагим Қунанбаевни тинтиш пәйтидә мениң униңға қойған “Көкчетавдин қандақту-бир хәт алмидиңизму?” дегән соалимға Қунанбаев мундақ дәп җавап бәрди: “Бийил қишта мошуниңдин икки ай илгири Көкчетавдин намәлум кишидин хәт алдим. «Җавап хетиңизни Заит Башировниң намиға язарсиз» дәпту. Намәлум адәм хетидә Шәмәй вилайитиниң һөрмәтлик қазиғи сүпитидә Қунанбаевтин һөкүмәт орунлириниң алдиға қазақларниң мусулман диний тәшкилатини қуруш тоғрилиқ мәсилә көтиришкә ярдәм беришни сорапту. Шу хәтни маңа беришни тәләп қилғинимда, Қунанбаев уни мошуниңдин икки күн илгири өзиниң оғли Турағулға бәргәнлигини ейтти. Шу йәрдә турған оғлиға «Дадаң бәргән хәт қәйәрдә?» дәп соал қойғинимда, у хәтни Чиңғиз болуслуғиниң болуси Рыздықбайға тапшурғанлиғини ейтти. Тинтиш қилғанда, бу хәт шуниң пәшмитиниң янчуғидин тепилди. Бу хәт тинтиш пәйтидә Қунанбаевтин елинған барлиқ хәт-хәвәрләргә қошулуп, бир қачиға селинди. Ибрагим Қунанбаевниң оғли Турағул Ибрагимовтин җавап алғинимда, у дадисидин алған хәтни йеқинда Чиңғиз болусиға башқа бир мәхсәт билән, униңға тамака орашқа бәргәнлигини, чүнки униң дадисиму, өзиму бу хәткә әһмийәт бәрмигәнлигини ейтти. Көкчетавдин кәлгән хәтниң қепи Ибрагим Қунанбаевтиму сақланмиған. Жуқурида ейтилғанларни мошу актқа йезип қоюш қарариға кәлдим. Қатнашқучиларға буниңға қол қоюш тәклип қилинди. Бу акт қатнашқучиларға оқулуп берилди вә тинтиш пәйтидә Қунанбаевтин елинған хәвәрләр уларниң көз алдида рәтлинип, бәкитилди. 
Шәмәй уезиниң башлиғи Навроцкий, Ибрагим Қунанбаев, Мағауия Ибрагимов, Тураул Ибрагим, Болус Рыздықбай Қудайбердин” (Һәммисиниң қоли қоюлған) (Қазақстан Җумһурийитиниң мәркизий дөләт архиви. Фонд 369, тизма-1, иш-87, 145-146-бәтләр).
Әнди Көкчетавдин кәлгән хәт мәзмуни төвәндикидәк.
 “Әссаламу әләйкүм! Алий мәртивилик, һөрмәтлик хәлиқ иззәт қилидиған Ибрагим җанаплири!
Сизгә Ақмола вилайитиниң барлиқ уезиниң һөрмәтлик адәмлиригә вакаләтән йезиватимән. Бу йәрдики қазақ хәлқиниң муң-муһтаҗи 15-майдин кейин мәлум болиду. Чүнки жиғилған мални сетишқа тоғра келиду.
Хәлиқ ғәмхорчиси сүпитидә Сиздин, һечбир хәвәр-әхбарат алалмидуқ. Әнди сиздин хелила жирақта туруватқанлар хәвәр бериватиду. Йәттису вилайитидә болидиған кеңәшни күтүватимиз һәм териләр сетилидиған Шәмәй йәрмәңкисиниң өтидиған вақтиниму күтүватимиз. Муддити техичә илгәркидәкла. Йәрмәңкидин қазаққа келидиған пайдиму чамали, бир тәрәптин хәлиқтин бурун һәммини өзиңиз яхши билсиңиз керәк. 
Илгәрки дәвир өттидә, өлидиған заман йәтти. Барлиқ әһвални ейтип, мәслиһәтлишишкә болар еди, амал қанчә, қазақниң мәнпийитини бала-чақисини ойлашқа тосалғу болуватидуғу. Хәтни мону җайға: «Көкчетав шәһири, қазақ мәктиви Абдулла Зиядуға тәгсун» дәп адәттики йол билән әвәтсиңиз болиду. Хәт язғучи мән пеқир, техиму нурғун нәрсиләрни язар едим, һазирчә мошуниң билән тамам қилимән. 
1903-жил 6-март”.
Архивтики хәтниң шу пәйттә рус тилиға тәрҗимә қилинған мәзмуни мошундақ. Хәтниң әрәп һәрипи билән йезилған түп нусхиси Қазақстан архивлириниң һечбирсидин тепилмиди. Тепилиду дегән үмүт бар.
Мошу архив материаллирини диққәт билән қариған адәмгә  Көкчетавдики намәлум адәмдин Абайниң намиға икки хәт кәлгинини байқавелиш тәс әмәс. Биринчиси, жуқуридики 23-апрельда уезд башлиғи тинтиш жүргүзүп, Рыздықбай болусниң янчуғидин тепилған хәт. Бу пәйттә полиция қамаққа алған Қосшығуловтин тепилған иккинчи хәт Абайниң қолиға техи тәгмигән, йәни почта-телеграф идарисидә “тутулуп” қалған. Бу иккинчи хәтни бир айдин кейин, 19-майда Абайға Шәмәй уезиниң башлиғи өзи келип, шаир билән үзму-үз көрүшкәндә тапшурған. Шаир уни шу йәрдила оқуп чиқип, қепи билән уезд башлиғиға тутқузған. 
Йәнә бир тәкитләйдиған нәрсә, архив һөҗҗәтлириниң ичидә мошу икки хәтниң нусхилири сақланмиған. Улар тепилғандин кейин дәлил сүпитидә үстидин җинаий иш қозғалған Ш.Қосшығуловқа аит шәхсий иш қәғәзләр тизимиға қошулған болуши керәк, дәп ойлаймиз. 
Архив материаллирини диққәт билән қарисақ, қазақ хәлқиниң шу пәйттики иҗтимаий-сәясий әһвали, айрим адәмләрниң җәмийәттики орни вә һоқуқлири, падиша һакимлириниң қувлуқлири тоғрилиқ һәрхил йәкүн чиқиришқа болиду. Бу һөҗҗәтләрниң әһмийитини Абайниң заманидики Абайниң роли қазақ елиниң җай-җайлириға атақ-даңқи йәткән абройи дәп ейтишқа болиду. 
Падиша һакимийитиниң мәмурий органлириниң иш қәғәзлиригә жиғилған мошу һөҗҗәтләрниң ичидә икки һөҗҗәтниң мәзмуни алаһидә әһмийәтлик, беридиған мәлуматлири бебаһа екәнлиги сөзсиз.
Биринчиси – Шәмәй вилайити һәрбий губернаториниң 1903-жили 23-сентябрьда Абай Қунанбаев тоғрилиқ әйнә шу Петербургтики ички ишлар министрлигиниң департаментиға йоллиған характеристикиси. Нусха рус тилида йезилғанлиқтин, чүшинип қалар дәп өз әйни бойичә беришни тоғра көрдуқ.
«Киргиз Чингизской волости Ибрагим Кунанбаев имеет от роду 60 лет, (58 - Г.З) женат на трех женах, от которых имеет 9 человек детей. Обладает сравнительно большим состоянием (около 1000 лошадей и 2000 баранов). Кунанбаев весьма развитый и умный. Он служил два трехлетия бием, три трехлетия управителем Чингизской волости, а затем по назначению от правительства прослужил три года управителем Мукурской волости. Служба Кунанбаева отличалась разумным управлением, исполнительностью, энергией, преданностью правительству и отсутствием фанатизма.
Один из сыновей Кунанбаева по окончании курса Михайловского артиллерийского училища был произведен в офицеры и, будучи на службе, умер в Туркестанском округе. Ныне замужняя дочь его пишет и читает по-русски. Грамоте ее учил отец. Кунанбаев весьма интересуется литературой, выписывает книги, журналы и газеты.
В прежнее время он пользовался громадным влиянием среди иногородского населения степи, но в настоящее время влияние его далеко не то. Он постарел, не принимает на себя руководства в партиях, хотя главари их часто обращаются к нему за советом.
В разговорах и суждениях своих с лицами Кунанбаев обнаруживает полное понимание государственных интересов и правильные взгляды на культурную миссию нашего отечества в наших азиатских владениях.
Он с негодованием осуждает попытки мусульман ‒ фанатиков противодействовать правительству в его стремлениях. Искренность высказываемого убеждения, полагаю, достаточно доказывается его поведением.
Эти данные указывают, что Кунанбаев в политическом отношении не внушает никаких опасений и должен быть причислен к числу лиц вполне благонадежных.
А.С. Галкин,
военный губернатор
Семипалатинской области, генерал-майор.
Исх. №203. 23 сентября 1903 г.»
Мана, падиша һакимлири улуқ Абай тоғрилиқ гуманлиқ мәлумат жиғишни нийәт қилсиму, ахири униңға мошундақ характеристика йезишқа мәҗбур болған. Өз пәйтидә Абайни айрим қийинчилиқларға дучар қилған мошу ғәлити вақиә давамида пәйда болған бу һөҗҗәтләрниң тарих, илим-пән үчүн беридиған мәлуматлири аз болмиса керәк. Хәлиқ ичидә шу вақитлардики әркинликни арман қилған көзқарашлар һәққидә, болупму Абайниң қазақ даласидики һөрмәтлик шәхс сүпитидики егилигән орни вә абройи тоғрилиқ йәкүн чиқиришта у алаһидә әһмийәткә егә. Шәмәй уези башлиғиниң шу 1903-жили 23-апрельда Абайниң өйидә йезилған қарарини мошу һөҗҗәтләрниң ичидики иккинчи баһалиқ мирас дәп ейтқан болар едуқ. Бу һөҗҗәттә биз үчүнму, келәчәк үчүнму жуқури баһаланған, абройи чоң пәллигә Абайниң, дана Абайниң “Ибр.Қунанбаев” дәп русчә язған өз имзасиниң сақланғанлиғида. Бу имзани “Һәммини сатсаңму, балаңға русниң илим-пәнини үгәт” дәп вәсийәт қилған Абайниң Пушкин, Лермонтов, Крылов әсәрлирини сөйүп оқупла қалмай, уларни дәсләпки қетим қазақ тилиға тәрҗимә қилип, қазақ хәлқигә таратқан Абайниң өз пәйтидә рус тилида чиқип турған нурғунлиған гезит-журналларни елип оқуғанлиғиға, русчә сават ечип, русчә язғанлиғиға дәлил болидиған бебаһа тарихий-илмий факт десәк, мубалиғә болмас.
Әнди жуқурида биз кәлтүргән һәрбий губернатор идарисиниң рәсмий характеристикиси Абайниң тирикчиликтики кәспи, хәлиқ арисидики орни, һаятқа көзқариши, аилиси, балилилириниң тәрбийиси вә савати тоғрилиқ муһим мәлуматларни бериду. Архивта сақланған мошу вә башқиму һөҗҗәтләрни шаирниң әсәрлири билән селиштуруп қариғанда, “Соқтықпалы, соқпақсыз жерде өстім...”, “Мыңмен жалғыз алыстым...”, “Қалың елім, қазағым, қайран жұртым...” дәп шеир язған шаирниң авази, һаятидики еғир күнлири көз алдиңда намайән болиду. 
Бу һөҗҗәтләрдин Абайниң һәрнәрсиниң ахириға йәтмәй туруп, йерим қарар қобул қилмайдиған еһтиятчан, сәвирчан, мүҗәзи қийин-қистақлардиму көрүнүп,  иҗабий пайдилиқ йол тапалайдиған, сәзгүр, әқиллик, аддий хәлиқ, лавазимлиқ әмәлдарлар арисидиму, уруқ-туққан вә балилириниң алдидиму абройлуқ-иззәтлик қияпитини көрүшкә болиду. Абайниң балилири Мағауия билән Турағул сөзлири вә һәрикәтлириму уларниң лайиқ тәлим-тәрбийә алған әзимәтләр екәнлигини ениқ көрситиду.
Әнди, қазақ хәлқи арисида абройи жуқури Абайни тонуп, униңға хәт язған Шәймерден Қосшығулов ким? Һазирчә тепилған архив һөҗҗәтлиригә қарисақ, Шәймерден Қосшығулов 1877-жили Ақмола вилайитиниң Көкчетав уезиға қарашлиқ Қотыркөл болуслиғида дунияға кәлгән. У кичигидинла мусулман һоқуқи асаслирини үгинишкә қизиқип, униң хәйрихаһлиқ, иманлиқ вә соваплиқ қаидилирини хәлиқ арисида кәң тәшвиқат қилишқа қатнишип, зорлуқ-зомбилиқ һәрикәтләргә қарши турған. Шу мәхсәт билән у Қазан шундақла Россияниң башқа шәһәрлиридин өз мәблиғигә йүзгә йеқин Қуръан китавини сетивелип, хәлиқ арисида һәқсиз тарқатқан. Шундақла Ш.Қосшығулов қазақчә нәширләрни көпирәк тарқитиш мәхсити билән башқа җайлардин китап яки гезит чиқиридиған қоғушун һәриплирини елип кәлгән. Мана мошу һәрикити билән биллә Абайға язған хетидә «һөкүмәткә қарши һәрикәт бар» дегән гуман билән Үркит өлкисигә бәш жилға йәр авдурулған. Бирақ Шәймерден Қосшығулов Романов сулалисиниң падишалиқ қилишиниң 300 жил толушиға мунасивәтлик елан қилинған дәсләпки амнистиягә бола жутиға қайтип келиду. Мошу йәрдә Ш.Қосшығуловниң дадиси тоғрилиқ ейтип өткән тоғра. Кейинки жиллири қазақ әхбарат васитилиридә Абайниң дадиси Қунанбайниң һәҗигә сәпири тоғрилиқ бирнәччә мақалиниң елан қилинғанлиғини билимиз. Әйнә шуларда (Р.Отарбаев. “Меккедегі төрт үй”. “Парасат” журнали, 1992-жил №1). Қунанбай билән Мәккигә сәпәргә барғанларниң ичидә Қосшығулов Шопанулы дегән адәмниң исми учришиду. Бу Шәймерденниң дадиси екән. Чүнки шу пәйтләрдә Ақмола территориясидә яшайдиған Атығай елидин Мәккигә берип қайтқан охшайду. Хәлиқ арисида Ш.Қосшығуловниң абройи бәләнт болған охшайду. Шуңлашқа уни жутдашлири хәлиқниң миллий мәнпийитини һимайә қилишни билидиған шәхс сүпитидә етирап қилип, Россияниң биринчи дөләт думисиға әза қилип сайлиған. Бу тоғрилиқ “Туркестанские ведомости” гезити 1906-жили 91-санида: “Омск. Членом Государственной думы от Семипалатинской области избран Букейханов, от Акмолинской области – Косчигулов” дәп язған екән.
Қосшығулов тоғрилиқ йәнә бир һөҗҗәтни 1906-жили Москвада М.Бойович дегән адәм топлиған “Дөләтлик Дума әзалири. Сүрәтлири вә тәрҗимиһаллири” намлиқ (рус тилида) китаптинму учритишқа болиду.
“Қосшығулов Шәймерден – қазақ. Көкчетав моллиси. Билимни Бухаридин алған. Қазақ арисида хәлиқ сотиға түп-асасидин қарши. Шәриәтни яқлайду, әзалиққа сайланғандин кейин, униң рус тилини билмәйдиғанлиғи мәлум болуп, бу “Дөләтлик Дума сайлаш қаидисиниң” 55-бабиға мувапиқ кәлмигәнликтин, вилайәтлик сайлам комиссияси бу сайлам йәкүнлирини қобул қилмиған. У Ақмола вилайити қазақларниң арисидин сайланған”. Әлвәттә, Шәймерден молла тоғрилиқ бу мәлумат Петербургқа умумий сайлам нәтиҗиси чиқирилғанда йәткән болуши керәк. Шу сәвәптин һаҗәт аваз алған әзалар қатарида тизимға киргүзүлгән. Бирақ униң 1906-жили апрельда башланған биринчи Дума ишиға қатнашмиғанлиғи раст. Шуңлашқиму сүрити Биринчи Думиға мунасивәтлик китапларға киргүзүлмигән. Шәймерден Қосшығулов тоғрилиқ йәнә қошумчә қилсақ, у 1907-жили Петербургта дәсләпки қетим қазақ тилида чиққан “Серке” намлиқ гезитни нәшир қилғучиларниң бири болуп һесаплиниду. Ш.Қосшығулов 1932-жили ачарчилиқ зәрдавини тартип, Омск шәһиригә көчүп келип, шу йәрдә вапат болған. 
Әнди җумһурийитимизниң, Москва вә Петербургниң, Омск вә Башкәнтниң архивлирида Абай тоғрилиқ һөҗҗәтләрниң йәниму тепилиши еһтимал. Буниңға ахирқи пәйтләрдә Россияниң мәркизий архивидин тепилған Абайниң Сенатқа хети (“Қазақ әдәбиети” 1981-ж. 24-апрель), шундақла 1876 – 1878-жиллардики рус-түрк уруши пәйтидә шаирниң язған очуқ хети (“Қазақ әдәбиети” 1963-жил 16-июль) гува болса керәк. Абай иҗадийитини тәтқиқ қилиш, хәлиққә тонуштуруш бойичә һазирму әмәлгә ашурулуватқан ишларниң нурғун екәнлигини етирап қилсақму, шаир һаятини илмий турғидин, архив материаллири асасида тәтқиқатларни риваҗландурушни, давамлаштурушни муқәддәс пәрзимиз дәп чүшинишимиз керәк.

Ғәбит ЗУЛХАРОВ,
Қазақстан Журналистлар 
иттипақиниң әзаси. 

 

524 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы