• Әхбаратлар еқими
  • 18 Наурыз, 2021

«Намиңлар мәңгү ядлинар»

Йолдаш МОЛОТОВ,
 «Уйғур авази»

 Алмутилиқ милләтпәрвәр инсанларниң бири Марис Баратов он жилдин ошуқ вақит давамида Улуқ Вәтән уруши жиллирида җәң мәйданида вапат болуп, из-тизсиз йоқап кәткәнләрни, уларниң дәпин қилинған җайлирини издәштүрүш ишлири билән шуғуллинип келиватиду. Марис акиниң ярдими билән нурғунлиған кишиләр ата-бовилириниң, қериндашлириниң қәбирлирини тепип, зиярәт қилиш имканийитигиму егә болди. 
Марис Баратов мошу иш билән шуғуллиниш җәриянида нурғунлиған мәлуматлар вә һөҗҗәтләрни топлиди. Шуниң нәтиҗисидә Марис Баратовниң «Намиңлар мәңгү ядлинар» намлиқ китави нәширдин чиқти. Муәллипниң ейтишичә, мәзкүр китапни чиқириштики асасий мәхсәт – фашист басқунчилиридин Вәтинимизни азат қилишта ата-бовилиримизниң көрсәткән қәһриманлиқлирини яш әвлатқа йәткүзүш вә уларниң роһи алдида баш егип, һөрмәт билдүрүштин ибарәт. Мәзкүр китапқа шундақла Авғанстан урушиниң қәһриманлириниң һаяти билән уларниң течлиқ һаяттики җасарәтлириму ипадисини тапқан. Шуңлашқиму китапниң яш әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләштә муһим әһмийәткә егә болидиғанлиғи сөзсиз.
 Мәзкүр китап кәң оқурмәнләр аммисиға беғишланған.

690 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы