• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Демир Тулуш вә униң «Туваниң қедимий шәһәрлири» китави

Әҗдатлиримизниң излири қалған Азия территориялиригә болған сәпәрлиримиздә нурғун достларни таптим. Адәттә, адәм узақ сәпәрдә адәмни тонуйдиғу, бир сәпәрдишиң йеқин достуңға айлиниду, һә йәнә бирси болса, тәсадипи учришип қалған адәм болуши еһтимал. Ундақ адәм билән кейин учрашқиңму кәлмәйду. 2015-жили мән «Инайәт» ассоциациясиниң илмий экспедицияси билән Тувада сәпәрдә болдум. Шу сәпәр давамида нурғун тувалиқлар билән тонуштум. Уларниң айримлири мениң йеқин достлиримға айланди. Улар — Аида вә Мира Артынлар. Әлвәттә, атақлиқ дөләт вә җәмийәт әрбаби Чылгычи Ондарни әсләп өтмәй мүмкин әмәс. Әпсус, у булту бевақит дуниядин өтти. 
Алаһидә тәкитлишим лазимки, Туваға болған сәпиримиз давамида бизгә учрашқан һәммә тувалиқлар бизни худди, йеқин туққанлиридәк, қарши алған еди. Улар дайим биз – тувалиқлар, уйғурлар, қазақлар – қериндаш хәлиқ екәнлигимизни тәкитләйдиған. Бизниң экспедицияниң утуқлуқ өтүши үчүн бизгә көп адәмләр ярдәм қилди. Шуларниң бири яш тарихчи алим, пән намзити Демир Тулушни алаһидә тәкитлигүм келиду. У егиз бойлуқ, қәдди-қамити келишкән әқиллик жигит еди. Униң спорт билән җиддий шуғулланғанлиғиниму сезивелиш тәм әмәс еди. У өзиниң жутдашлириға қәтъий охшимайдиған. Демир һечқачан авазини көтирип гәп қилматти. Байқиғиним, у болса экспедицияниң башқа әзалири өзлирини башқичә тутатти. Уни бизгә Тува дөләт университетиниң доценти, тарих пәнлириниң намзити Мира Артын тонуштурди. «Туваниң ғәрбий наһийәлирини силәргә Демир Тулуш тонуштуриду. У қедимий шәһәрләр бойичә мутәхәссис, шундақла бизниң тарихимиздики уйғур дәври бойичә униң илмий әмгәклири бар. Демир күчлүк алим, бизниң өлкимизниң тарихини мениңдин яхши тонуштуриду» дегән еди.
 Кейин байқиғинимиздәк, яш алим өз елиниң тарихини яхши билипла қалмай, уни биз билән бөлүшти. Демир өз билими билән пәқәт йол бойила бөлүшүп қалмастин, шундақла кәчтә мән ятқан меһманханиға келип, түн йеримиғичә соаллиримға җавап беридиған. Униң өз хәлқигә, вәтинигә тәбиитигә болған муһәббитини бирдин сезивелиш тәс әмәс еди. Биз сәпәр давамида көп вақит биллә жүрдуқ. У өзиниң Вәтини һәққидә қизғин вә һармай сөзләйдиған. Маңа униң өз хәлқиниң тарихи һәққидә һәммә нәрсини билидиғандәк көрүнәтти. У айрим фактлар тоғрилиқ қайғу билән, һә айрим фактлар һәққидә болса, һәзил билән гәп қилидиған. Мошу күнләр ичидә иккимиз йеқин қериндаштәк болуп кәттуқ.
 Бир күни мән униңға:
— Демир, сиз башқа тувалиқларға охшимайсизғу? – дедим.
— Мән — қедимий скиф вә уйғурларниң әвлади. Мениң дадам өзиниң әвлатлири скиф екәнлигини дәйдиған. Апам Ондар яки Уйғур-Ондар қәбилисидин, — деди у.
— Әгәр апиңиз Ондар болса, иккимиз ят әмәскәнмиз. Барлиқ тувалиқлар мениң қериндашлирим, — дегән едим достумға.
 Экспедициядин кейинму мән Демир билән алақәмни үзмидим. Дайим телефон билән сөзлишип турдуқ, хәт йезишип турдуқ. У мениң «В Туве, где предков древний род...» намлиқ китавимниң дәсләпки оқуғучиси болди. Китавим Россия вә Тува сайтлирида елан қилинғанда, у наһайити хошал болған, униң утуғи билән тәбриклигән. Әнди китап нәширдин чиққанда униңға әвәтип бәрдим. 
Бийил февраль ейида Демир өзиниң чоң хошаллиғи билән бөлүшүп хәвәрләшти. Униң «Туваниң қедимий шәһәрлири» намлиқ монографияси нәширдин чиқипту (бу әхбарат билән өзиниң Фейсбуктики сәһиписи вә мениңму сәһипәмдә бөлүшкән). Мана йеқинда Қазан шәһиридин почта арқилиқ китап маңа кәлди. Бийил яш алим Татарстанға көчүп кәпту. Уни Татарстан Пәнләр академиясиниң Тарих институтиниң оттура әсирләр археологияси бөлүмигә рәһбәр қилип ишқа тәклип қипту.
 Мәзкүр монография яш алимниң көпжиллиқ әмгигиниң йемиши. У йәрдә Тува территориясидики қедимий шәһәрләр, йәни қәлъәләр, байқаш пунктлири вә сода-һүнәрвәнчилик орунлири һәққидики тәтқиқатлириниң йәкүнлири йезилған. Китап үч асасий баптин: 1) Туваниң қедимий шәһәрлирини тәтқиқ қилиш; 2) Тувадики қорғанлар; 3) шәһәрләрниң селиштурма анализи дегән баплардин тәркип тапқан.
Демир Тулуш җумһурийәт территориясидики қорғанларниң паалийити вә қурулушиниң асасий үч дәврини көрситиду. Ундақ төрт дәвир болған: 1) һун-сармат дәври (миладиғичә 3 әсир вә милади 1 әсир); 2) уйғур дәври (VIII — IX әсирләр); 3) қирғиз дәври; 4) қедимий моңғол дәври (XIII — XIV әсирләр). Муәллип мундақ дәп язиду: «Уйғур дәври тамдин соқулған егиз қорғанлар, таштин селинған байқаш пунктлири, узунға созулған мудапиә қәлъәлири селинғанлиғи билән пәриқлиниду». Уйғур дәвридин кейин чүшкүнлүк йүз бериду. Демир у һәққидә мундақ дәйду: «Қирғиз дәвридә қорғанлар селинмиди, бирақ илгири селинған шәһәрләрни вақитлиқ пайдилиниш йүз бәрди» (Д.Тулуш «Туваниң қедимий шәһәрлири», 93-б.).
Алим Пор-Бажын қедимий уйғур қәлъәсигә алайтән тохтилиду. Алим: «Пор-Бажын Тувада Уйғур қағанати дәвридин сақлинип қалған бирдин-бир ядикарлиқтур. Униң ташқи көрүнүшила әмәс, шундақла ички конструкциялири яхши сақланған» дәп язиду. Демир қедимий уйғур қәлъәсини сақлап қелишни һазир җиддий қолға елишниң зөрүрлүгини тәкитләйду. «...Пор-Бажын қәлъәсиниң һазирқи әһвали тәшвиш пәйда қилиду. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, 50 жилдин кейин суниң тәсиридин тамлири бузулиду, 100 жилдин кейин болса, умумән йоқап кетиши еһтимал» дәп язиду алим. 
 Тарихчи алим башқиму уйғур шәһәрлири һәққидә язиду. Туваға болған сәпиримиздә биз Бажын-Аллак-2, Балгаш Бажын шәһәрлириниң харабилиқлирини зиярәт қилған едуқ. Демир бизгә: «Бажын-Аллак-2 Тува тарихидики Уйғур дәвридин қалған әң чоң һәрбий-инженерлиқ қорған болуп һесаплиниду. Униң узунлуғи 375 метр, кәңлиги 538 метр, мәйдани 18,2 гектар» дәп ейтип бәргән. 
 Мениң пикримчә, Демир Тулушниң монографияси нурғун дөләтләрдики мутәхәссисләрни қизиқтуриду. Уни уйғур тилиға тәрҗимә қилиш лазим. 
 Тува йеридики қедимий уйғур шәһәрлири охшаш қедимий Пор-Бажын Уйғур қағанлиғи бәрпа қилинған дәвирдики тарихи мениң хәлқим тарихиниң аҗралмас бир қисми. Бу империя Мәркизий вә Ички Азияниң кәң территориясидә һөкүмранлиқ қилди. Биз, Қазақстандики, дуниядики уйғурлар, яш алим Демир Тулушқа миннәтдарлиқ изһар қилишимиз керәк. Чүнки у өзиниң «Туваниң қедимий шәһәрлири» намлиқ монографиясидә һәқиқәтни кәспий турғидин йезип чиққан.

 Исмайилҗан ИМИНОВ, 
язғучи.

319 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы