• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Һәдәм һәққидә

Һәдәмниң ялғуз оғли Иврайимҗанниң өйиниң төридә есиқлиқ турған мону портретни көргинимдә өткән күнләрни әскә алимән. Бу рәсимни қериндишим Мәһәммәт ака Һевуллаев сизған еди. Бу рәсимдики ким? Юлтуздәк тез йенип, тез өчкән һәдәм Маһинур Һошуровани Уйғур наһийәсидики чоң әвлат вәкиллири яхши билиду. 

Маһинур Һошурова 1931-жили Чоң Ақсу йезисида туғулди, биз аилидә он бала болуп, у қизларниң чоңи еди. Дадам – Һевулла Һошуров, апам – Баһам Мусаева.
Һәдәм оттура мәктәпни пүтирип, Алмутидики малийә вә несийә техникумида оқуйду. Андин Ташкәнт шәһиридики малийә вә ихтисат институтида оқушини давамлаштуруп, алий  билимлик  мутәхәссис болди. У әмгәк паалийитини Уйғур наһийәсидики СССР дөләт банкидин башлайду. 1958-жили мәзкүр банкниң Уйғур наһийәсидики шөбисини башқурған биринчи уйғур аяли. У 27 йешида һаяттин өтти. 
Қизиниң қайтиш болғанлиғи тоғрилиқ туюқсиз кәлгән шум хәвәр ата-анимизни есәңгиритип қойди. Һәдәмниң ялғуз оғли Иврайимҗан техи бир яш, үч айлиқ бала. Мән кичик болсамму, һәдәмниң вапати ата-анам, қом-қериндаш, достлири, умумән, пүтүн жут үчүн еғир кәлгәнлигини яхши билимән. Һәдәмниң җәсиди селинған тавутни һәрбий оркестр билән жут тупрақлиққа сәвлишип көтирип чиққан еди. 
Һәдәмниң һаяти толиму қисқа болди. Бирақ мана шу қисқа һаятини мәнилик өткүзди. Һәдәм билән оқуған синипдашлириниң нурғуни һаяттин биркишилик орнини тепип, жуқури пәллиләрдин көрүнди. Уни билгәнләр та һазирғичә савақдиши униң алий хисләтлирини тилға алиду. У интайин еғир-бесиқ, чеһридин нур йеғип турған, кәмтар, камсөзлүк инсан болған екән. Октябрь Җамалдинов, Бүвихан Әлахунова, Қасим Мәхсәтов, Әмирдин Надиров, Камал Баратов, Барат Адилов, Нурәхмәт Қасимов, Аблимит Җапаров, Үсүп Адавутов қатарлиқ инавәтлик кишиләр һәдәмниң сиртқи гөзәллиги билән ички гөзәллиги уйғунлашқанлиғи һәққидә пат-пат сөз қилишатти. Һәдәмниң синипдашлири, дост-қурдашлирини көрсәм, пәхирлинип кетәттим. Чүнки шу жиллири уйғур мәктәплиридә оқуған яшларниң билимгә дегән хуштарлиғи интайин жуқури еди. Руқийәм Адилова, Саһинур Савутова, Гүлсүм Мушрапилова шулар җүмлисидиндур.
Һәдәмниң өмүрлүк җүпти Турсун ака Тохтибақиев әсли яркәнтлик. У Уйғур наһийәсигә йолланма билән әвәтилгән екән. Турсун ака уйғур мәктивидә тарих пәниниң муәллими, андин мудир болуп ишлиди. Һәдәмниң вапатидин кейин уларниң пәрзәнди Иврайимҗанни ата-анам, һәдәм Майминәм қанитиниң астиға елип, анисиниң йоқлуғини билиндүрмәй, пәпиләп беқип, қатарға қошти. Биз аилимиз билән һәдәмниң аманитини алиқинимизға селип чоң қилдуқ. Камаләт йешиға йәткәндә у аниси оқуған Ташкәнттики малийә вә ихтисат институтини пүтәрди. Турсун акимиз кейин Алмутида ички ишлар органлирида ишләп, подполковник унвани билән истипаға чиқти. У 54 йешида аләмдин өтти. 
Иврайимҗан Уйғур наһийәсидә көплигән җавапкәрлик хизмәтләрни атқурди. Худди аниси охшаш хәлиқниң  һөрмитигә бөләнди. “Ат изини  тай басиду” дегини мошу  болса керәк. Өмүрлүк җүпти Заһирәм билән икки пәрзәнт сөйүп, нәврә қучти. Һә униң  әвлатлириму ата-ана изи билән кетип бариду. 

Гүлҗаһан ҺОШУРОВА.

Чонҗа йезиси, Уйғур наһийәси.

266 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы